“уйғур ирқий қирғинчилиқи” қандақ қилип дунявий даңлиқ кариханиларға бағланди?

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.04.04
google-uyghur-namayish-page.jpg Америкадики уйғур яшлиридин тәшкилләнгән бир гуруппа кишиләр вашингтондики Capital One тәнтәрбийә сарийида хитайға қарши “гугул уйғур” наразилиқ паалийити өткүзди.
Photo: RFA

Уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқиға даир испатларниң хәлқараға көпләп ашкарлиниши билән, пүткүл дуняниң диққити хитайға мәркәзлишип, уйғур мәсилиси дуня сиясий сәһнисидики хәлқаралиқ мәсилигә айланди. Гәрчә русийәниң украинаға таҗавуз қилиши, уйғур ирқий қирғинчилиқи үстидики қизиқ ноқтилиқ хәвәрләрни бир аз пәскойға чүшүргәндәк қилсиму, әмәлийәттә уйғур мәсилисиниң худди бүгүнки украина мәсилисигә охшашла, дуня күнтәртипиниң өзгиришигә вә инсанларниң тәқдиригә берип тақилидиған муһим мәсилә икәнлики күнсери испатланмақта.

Уйғур ирқий қирғинчилиқи хәлқараға ашкарлинип таки бүгүнгә кәлгүчә, биз нурғун хәлқаралиқ даңлиқ маркилиқ мәһсулатларниң “уйғур мәҗбурий әмгики” гә мунасивәтлик икәнликигә шаһит болдуқ. Мәсилән, австралийә истратегийә тәтқиқат мәркизи 2020-йили февралда елан қилған доклатида Geely Auto, General Electric, General Motors, Google, Hart Jack & Jones, Jaguar, Mercedes-Benz, Microsoft, Mitsubishi, Nike, Nokia, Panasonic, Puma, Samsung, SGMW , Sharp, Siemens, Volkswagen, Zara, қатарлиқ 83 кә йеқин хәлқара кариханиларниң “уйғур мәҗбурий әмгики” гә мунасивәтлик икәнликини елан қилған.

Волксваген бейҗиңдики хәлқара машина көргәзмисидә. 2020-Йили 26-сентәбир, бейҗиң.
Волксваген бейҗиңдики хәлқара машина көргәзмисидә. 2020-Йили 26-сентәбир, бейҗиң.
REUTERS

Бу йәрдә кишини ойландуридиған мәсилә шуки, бу даңлиқ маркилиқ мәһсулатлар қачан вә қандақ шәкилдә уйғур ирқий қирғинчилиқи билән бағлинип қалди? йәнә қанчилиқ кариханилар мана шулардәк уйғур ирқий қирғинчилиқиға алақидар болуши мумкин?

Қарайдиған болсақ, 1976-йили “мәдәнийәт зор қирғинчилиқи” ахирлишип, 1978-йили хитай мәркизий комитетиниң 11-нөвәтлик 3-омумий йиғинидин кейин, хитайда иқтисадий ислаһат елип бериш, әмма түзүмни сақлап қелиш һәққидә қарар елинди. Буниң билән коммунист хитай тарихидики әң чоң бурулуш вә кейинки аләмшумул тәрәққиятлириға асас салған “ислаһат вә ишикни ечиветиш” истратегийәси йолға қоюлди. Әмма хитай һөкүмити хитай ичидики омумиййүзлүк хитайлаштуруш сияситиниң оңушлуқ елип берилиши үчүн, “бир қсим районлар алдин тәрәққий қилишиға йол қоюлуши керәк” дегән намда хитай нопуси топлишип олтурақлашқан деңиз әтрапидики районлардила ислаһат сияситини йолға қойди.

Zara, Burberry вә Hugo Boss қатарлиқ даңлиқ маркиларни мәҗбурий әмгәкни ишләтмәсликкә капаләтлик қилишқа чақириқ қилиш намайишидин көрүнүш. 2021-Йили 9-сентәбир, ню-йоркта.
Zara, Burberry вә Hugo Boss қатарлиқ даңлиқ маркиларни мәҗбурий әмгәкни ишләтмәсликкә капаләтлик қилишқа чақириқ қилиш намайишидин көрүнүш. 2021-Йили 9-сентәбир, ню-йоркта.

Аталмиш “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” му, худдий деңиз яқисидики хитай районлириға охшашла сиртқа ечиветиш сияситидин бәһримән болидиғанлар қатариға киргүзүлди. Бу вәҗидин “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” вә деңиз яқисидики районлар хитай һөкүмитиниң етибар сиясәтлири, иқтисадий ярдими вә чәт әл мәбләғлириниң көпләп кириши, хитай кариханилириниң чәт әлләр билән сода алақилириниң қоюқлишиши қатарлиқлар җәрянида тезла бейип кәтти. Лекин ислаһаттин мәҗбурий мәһрум қалдурулған уйғурлар болса, намратлишишқа, конкерт қилип ейтқанда, “вастилиқ намратлаштурулуш” қа йүзләнди. Чүнки “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” хитай һөкүмитиниң етибар сиясәтлири вә иқтисадий ярдәмлиридин бәһримән болупла қалмастин, бәлки бу хил алаһидә имтияз вә иқтисадий ярдәмләр астида уйғур райониниң йеза-игилик, санаәт ишләпчиқириш, қатнаш-транспорт, тәшвиқат, тибабәт, сода-санаәт қатарлиқ барлиқ саһәлирини монопол қиливалди. Бу әһвал уйғурларни тәрәққият вә иқтисадтин мәһрум қилип, яшаш имканлиридинму айрилишқа башлиди. Бу җәрянда йүз бәргән түрлүк қаршилиқ һәрикәтлири пүтүнләй хитайниң тәңсиз сиясәтлири сәвәблик келип чиққан дейишкә болатти, чүнки өткән әсирниң 90-йиллириға кәлгәндә уйғур районида хитайлар билән уйғурларниң иқтисадий киримидә асман-земин пәрқ һасил болуп, уйғурларни асас қилған җәнубий уйғур райони хитай бойичә әң намрат районға, “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” қармиқидики шималий районлар болса хитай бойичә әң бай районларға айланғаниди. Мана мушундақ бир пәйттә, хитай һөкүмити аталмиш “намратлиқни түгитиш” сияситини йолға қойди.

Siemens Ширкитиниң мюнхендики баш штаби. 2017-Йили 9-ноябир, германийә.
Siemens Ширкитиниң мюнхендики баш штаби. 2017-Йили 9-ноябир, германийә.
AP

Қаримаққа бу сиясәт йиллардин бери намратлаштурулған уйғурларни бу намратлиқтин қутулушдурушни мәқсәт қилғандәк тәсир бәрсиму, әмәлийәттә “ислаһат вә ечиветиш” та алдин тәрәққий қилған районлардики хитай ишләмчиләрниң чәт әлләргә тәрәққий қилиши, әмгәк күчлириниң азийиши, хитай нопусиниң қерилишиши, деңиз әтрапи районлирида йәр аз, нопус көп болуши, чәт әл мәбләғлириниң көпләп кириши нәтиҗисидә қурулуватқан карханиларниң бәлгилик муһит булғиниши пәйда қилиши, әмгәк күчи киризиси, йәр кризиси қатарлиқларни оттуриға чиқирип, давамлиқ тәрәққий қилиши үчүн “йеңи земин” ға еһтияҗлиқ болди. 1994-Йилидики аталмиш “намратлиқни йилтизидин йоқитиш” сияситиниң йолға қоюлушиму дәл бу еһтияҗларни һәл қилиш зөрүрийитидин туғулған иди.

Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси тәминлигән бу вақитсиз сүрәттә көрситилишичә, таможна вакаләтчиси таможнида тосувелинған хитайдин кәлгән 14,800 җүптин артуқ Nike аяғлиридин бирини тутуп турған көрүнүши.
Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси тәминлигән бу вақитсиз сүрәттә көрситилишичә, таможна вакаләтчиси таможнида тосувелинған хитайдин кәлгән 14,800 җүптин артуқ Nike аяғлиридин бирини тутуп турған көрүнүши.
AP

Дәрвәқә, уйғур нопуси зич олтурақлаш җәнубий уйғур райони аталмиш “намратлиқтин қутулуш” сияситидики алаһидә имтиязға ериштүрүлүп, “еғир дәриҗидики намрат районлар” дәп бекитилди. 1996-Йили йолға қоюлған “шинҗаңға ярдәм” вә 1999-йили йолға қоюлған “ғәрбни кәң көләмдә ечиш” истратегийәси дәл деңиз әтрапи районлиридики алдин тәрәққий қилған өлкиләр билән уйғур районини чәмбәрчәс бағлап, уйғур нопусини омумиййүзлүк йоқитишни мәқсәт қилип башланған. “шинҗаңға ярдәм” сиясити билән уйғурларни мәмурий һоқуқлиридин мәһрум қалдурған болса, “ғәрбни ечиш” сияситидики “алдин тәрәққий қилған районларниң пули билән уйғур районидики байлиқ мәнбәлирини алмаштуруш” тактикиси арқилиқ, уйғурларниң тәбий байлиқлирини пүтүнләй талан-тараҗ қилған. Уйғур мәҗбурий әмгикиниң оттуриға чиқишиму 1990-йилидики төтинчи қетимлиқ аталмиш мәмликәтлик нопус тәкшүрүш истатистикисида уйғур нопусиниң пәвқуладдә көп болуши, нопус тәркибидә яш вә оттура яшлиқларниң көп нисбәтни игилиши билән биваситә бағланған. Бу һәқтә чиңхуа университети дөләт әһвали тәтқиқат мәркизиниң мудири ху әнгаңму “‛хитай чүши‚ ниң ули дәл җуңхуа миллитиниң улус бирликидур” намлиқ әсиридә тәпсилий қарашларни оттуриға қойған.

H&M Кийим ширкитиң истанбул мармара форумдики шөбә дукиниң көрүнүши. 2020-Йили 23-сентәбир, түркийә.
H&M Кийим ширкитиң истанбул мармара форумдики шөбә дукиниң көрүнүши. 2020-Йили 23-сентәбир, түркийә.
RFA/Arslan

Дәрвәқә, “шинҗаңға ярдәм” вә “ғәрбни ечиш” сиясәтлири астида хитайниң деңиз яқиси районлиридики ишләпчиқириш ленийәлири кәң көләмдә уйғур райониға йөткилип, улар билән һәмкарлиқи болған чәт әл кариханилириниңму уйғур райониға кәң көләмлик бағлиниши арқилиқ, уйғур мәҗбурий әмгикигә мунасивәтлик болушидәк әһвални мәйданға кәлтүргән.

Йәр шарилишишниң тезлишишиға әгишип, хитайниң деңиз яқиси районлирики алдин бейиған 19 өлкә вә шәһәрләр пүтүн дуня билән “ача-сиңил достлуқ шәһәр мунасивити”, “хәлқара хитай муһаҗирлар комитети”, “коңзи иниститути” қатарлиқ түрлүк усулларда маарип, сода-алақә вә барлиқ саһәләр бойичә қоюқ алақә шәкилләндүргән.

Ши җинпиң 2017-йилидики хитай компартийәсиниң 19-қурултайда хитайниң 2025-йили санаәт ишләпчиқиришида пүтүн дуняға башламчи болидиғанлиқини елан қилған. Ши җинпиңниң бу “улуғ чоң гәп” ни қилалишиға асас болғиниму дәл хитайниң уйғур райони вә дуня арисида шәкилләндүргән ғайәт чоң сода алақә тори сәвәбидиндур. Бу вәҗидин ши җинпиң аталмиш “бир бәлвағ бир йол” истратегийәси вә “йеңи йипәк йоли иқтисад бәлбеғи” бәрпа қилиш пилани қатарлиқ иқтисадийи тәрәққият пиланлири билән пүтүн дуняни американиң тарихтики “маршал пилани” дәк йәнә бир бир чоң пиланниң хитай тәрипидин оттуриға қоюлғанлиқиға шәксиз ишәндүргән вә нурғун дөләтләрни хитайға әгәштүргәниди.

Һалбуки. Хитайниң ғәрб дуняси билән болған “достлуқ” иниң кәйнидә ғәрб дунясиниң демократик қиммәт қарашлирини вәйран қилиштәк рәзил нийитниң барлиқи оттуриға чиқиш билән тәң, ғәрб дунясиниң диққити йиллардин буян нәзәргә елинмай кәлгән уйғур мәсилини тарихтики әң юқири чәккә көтүрди. Бу һадисә ғәрб дунясидики дунявий даңлиқ маркилиқ карханиларниң хитай билән болған мунасивитиниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған бағлинишиға аит испатларниң мәйданға чиқишиға шараит һазирлиди. Бүгүнгичә гәрчә 100 дин артуқ даңлиқ карханиларниң уйғур мәҗбурий әмгикигә мунасивәтлик болғанлиқи ашкариланған вә бу сәвәблик ғәрб дөләтлири тегишлик тәдбир, қанунларни елан қилған болсиму, әмма ишларниң унчә аддий әмәслики ениқ.

Кесип ейтишқа болидуки, нөвәттә уйғур мәҗбурий әмгикигә мунасивәтлик кариханилар ялғуз уйғур районида мәбләғ салған чәт әл кариханилири болупла қалмастин, бәлки хитайниң деңиз яқиси районлиридин “шинҗаңға ярдәм вә ғәрбни ечиш” намида көчүрүп келингән карханилар вә бу 19 өлкә билән алақидар болған һәрқайсий дөләтләрдики барлиқ карханиларниң һәммиси уйғур мәҗбурий әмгикигә бағланғандур.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.