Чәтәлдики уйғурлар ирқий қирғинчилиқ мәзгилидики роһий кирзистин қандақ қутулалайду?
2021.05.07
Хитайниң йиллардин бери уйғурларға йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқи өз земинида яшаватқан уйғурларнила әмәс, чәт әлдики уйғурларниму түгимәс азабқа салди. Нәччә милйон уйғурниң лагерларда инсан қелипидин чиққан зулум астида җан талишиватқанлиқи яки завутларда қул орнида езиливатқанлиқи чәт әлдә яшаватқан уйғурларни еғир роһий бөһранға дучар қилди. Тутулғанлар, қамалғанлар, қийин-қистаққа елинғанлар, җинсий хорлуққа учриғанлар, руһий сундурулғанлар, меңиси ююлғанлар, завутларда қул қилинғанлар… омумән хитай ойлап тапқан вәһший усулларниң чидиғусиз хорлуқлириға учриған шу кишиләр арисида биваситә уруғ-туғқанлири яки дост-ярәнлири болғанлар техиму еғир роһий кирзисқа дуч кәлди вә мәниви сағламлиқи бузулуш хәвпигә йолуқти.
Мушу әһвални көздә тутуп 2020-йил 5-айда қурулған уйғур сағламлиқ тәшкилати уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур һәрикити тәшкилати, уйғур америка бирләшмиси вә тинчлиқни илгири сүрүш хәлқара җәмийити қатарлиқ орунларниң һәмкарлиқи билән 6-май күни “һаят қалғучиларниң виҗдан азабини чүшиниш” дегән темида тор муһакимә йиғини өткүзди. Йиғинға тәтқиқатчи адриян зениз, писхологлардин доктор левинсон ханим вә рубенстен ханимлар қатнишип, кирзис дәвридики уйғурларниң, болупму хитайниң зулумидин аман қалған чәт әлдики уйғурларниң роһий кирзиси, йәни өз қериндашлири учраватқан дәһшәтлик зулумдин пәйда болған виҗдан азаби, қайғу-әләм, тәшвиш, қорқунч, чүшкүнлүк, хамушлуқ, уйқусизлиқ қатарлиқ еғир писхик мәсилиләр һәққидә муһакимә елип барди һәмдә униңдин ғалип келишниң усуллири һәққидә тохталди.
Алди билән доктор левинсон ханим нөвәттә кирзис дәврини баштин кәчүрүватқан уйғурларниң писхик һалити һәққидә әтраплиқ чүшәнчә бәрди. У һаят қалғучиларниң виҗдан азаби һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу хил виҗдан азаби еғир зәрбидин аман қалғучилар баштин кәчүридиған роһий азабтур. Башқилар у зәрбидин қутулалмиғанда бу азаб шәкиллиниду. Мәсилән, сиз урушқа қатнаштиңиз яки бирәр айропилан вәқәсигә йолуқтиңиз, әмма сиз хәтәрдин қутулуп қалдиңиз, өлмидиңиз, әмма өлгәнләргә яки яридар болғанларға шаһит болдиңиз. Шуниңдәк, сиз зиянкәшликкә учримидиңиз, қийин-қистаққа елинмидиңиз, әмма шу зораванлиқ вә қийнашларға учриғанларниң хәвирини аңлидиңиз, рәсимини яки видийосини көрдиңиз, демәк, сиз у йәрдә болмисиңизму униңға шаһит болдиңиз. Бәлки бу қорқунчлуқ ишлар сизниң йеқинлириңиз, қериндашлириңиз, достлириңизниң бешиға кәлди. Бу чағда сиз мениң бешимға кәлмигән иш уларниң бешиға кәлди дәп қаттиқ азаблинисиз, мана бу һаят қалғучиларниң виҗдан азабидур”.
У виҗдан азабида қалғучиларда көрүлидиған писхик кесәлликниң һәр адәмдә һәр хил болидиғанлиқини, еғир-йениклик дәриҗисиниң охшимайдиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бундақ писхик кесәллик һәммә адәмдә охшаш көрүлмәйду. Сиздә униң бир яки бир нәччә аламити көрүлүши мумкин. Сиз өзиңиздә мәлум аламәтни байқиғандәк қилисиз, әмма униң немиликини дәп берәлмәйсиз. Әгәр бу писхик аламәт һаят қалғучиларниң виҗдан азаби билән мунасивәтлик болса, у һалда сиздә қаттиқ җиддийлишиш, тәшвишлиниш, чөчүш, қорқуш, тәпәккур қалаймиқанлишиш дегәндәк аламәтләр көрүлиду; яки униң әксичә һәммидин үмидсизлиниш, чүшкүнлишиш, шүкләп қелиш, һәрикәтсизлик қатарлиқ аламәтләр көрүлиду, әмма бу наһайити аз учрайду. Бүгүн бир хил һессиятта болсиңиз, әтиси униңға қарши һессиятта болушиңиз мумкин. Әгәр сиздә мушундақ аламәтләр көрүлсә алди билән шуни билишиңиз керәкки, сиз сараң болуп қалмидиңиз, сиз әқли-һушиңизни йоқитип қоймидиңиз, сиз у азабларға бәрдашлиқ берәләйсиз вә уни өткүзүветәләйсиз”.
У йәнә бу хил писхик бузулушниң җисманий сағламлиққа көрситидиған тәсири һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу әһвалда бәлким бәдиниңиздә бәзи кесәллик аламәтлири көрүлүши мумкин, мәсилән, көңлиңиз елишип, ашқазиниңиз ағрийду, бир нәрсә йегүңиз кәлмәйду, яки көп нәрсә йәвалисиз вә өзиңизни тохтиталмайсиз. Андин сиздә уйқусизлиқ көрүлүши мумкин, уйқуға баш қойғанда ухлиялмайсиз, йерим кечидә ойғинип кәтсиңиз таң атқичә уйқуңиз кәлмәйду. Бәлким қабаһәтлик чүшләрни көрисиз яки қорқунчлуқ хияллар каллиңизға келивалиду. Бешиңиз ағрийду, өзиңизму дәп берәлмәйдиған қорқунч вә тәшвиштин йүрикиңиз сиқилиду”.
Левинсон ханим йәнә виҗдан азабида қалғучиларниң асан хушал болалмайдиғанлиқи вә бу мәсилигә нормал қарап, уни мувапиқ һәл қилиш керәклики һәққидә тохтилип мундақ деди: “роһий һалитиңиз бир күни начар болса, йәнә бир күни яхширақ болуп қелиши мумкин. Әмма яхши болуп қалған һаман гунаһ туйғусида өзиңизни әйбләп, кәйпиятиңизни техиму начарлаштурисиз. Бу һәқиқәтән қийин әһвал. Бәзидә өзиңизни гүзәл нәрсиләрдин зоқланмаслиқ, турмуштин һузурланмаслиқ керәктәк һес қилисиз. Бу мәсилини бир тәрәп қилиш асан демәймән, әмма һәр ким өзигә һесдашлиқ қилса, өзигә ич ағритса дәймән. Әң башта сиз бундақ әһвалдики һессиятиңизниң нормал икәнликини, сиз учраватқан азабқа башқа уйғурларниңму учраватқанлиқини, өзиңизниң бу ишта бирәр хаталиқиңизниң йоқлуқини билишиңиз керәк”.
Тәтқиқатчи адриян зенз “һаят қалғучиларниң виҗдан азаби” дегән бу уқумниң келип чиқиш тарихиниң йәһудий чоң қирғинчилиқиға бағлинидиғанлиқини, униңдин кейин оттуриға чиққан ирқий қирғинчилиқ вәқәлиридә аман қалғанларда бу хил роһий һаләтниң көрүлгәнлики вә бүгүнки күндә уйғурларда давам қиливатқанлиқини оттуриға қойди. У бундақ ирқий қирғинчилиқ давам қиливатқанда виҗдани бар һәр кимниң азаблинидиғанлиқини вә буни тохтитиш үчүн тинмай һәрикәт қилидиғанлиқини билдүрди. Шундақла уйғурларниң алди билән өзини сағлам тутуп туруши керәкликини билдүрүп мундақ деди: “һаят қелиш иқитидариға кәлсәк, әлвәттә әң муһим болғини сиз чоқум ярдәм тәләп қилишиңиз, өзиңиздин яхши хәвәр елишиңиз һәм буниңлиқ билән виҗданиңизни азаблимаслиқиңиз керәк. Мәнчә бу наһайити муһим. Биз чоқум өзимизгә көйүнүшимиз керәк, әгәр биз роһий җәһәттә өзимизни өлтүрсәк, җисманий җәһәттә өзимизни харап қилсақ буниң һечкимгә пайдиси йоқ. Бу узун муддәтлик бир мәсилә, чүнки биз бу әһвалниң қачанғичә давамлишидиғанлиқини билмәймиз. Биз үчүн ейтқанда бу бир мәйдан узунға йүгүрүш мусабиқисидур. Шуңа өзимизни асришимиз керәк”.
Доктор рубенстен ханим роһий зәрбигә учриғучиларда көрүлидиған писхик кесәлләрни давалиғучи мутәхәсис болуп, у чәт әлдики көплигән уйғурларда мәвҗут виҗдан азаби, хорлуқ, ғәзәб вә қайғу-һәсрәтниң писхик зиянлирини азайтишниң усуллирини тонуштуруп мундақ деди: “алди билән мән өзигә көйүнүш дегән бу уқумни изаһлашниң нә қәдәр тәсликини чүшәндүрмәкчи, биз даим өзимизгә бәкрәк көйүнүп кәтсәк буни шәхсийәтчилик дәп турувалимиз. Мән далай ламаниң бир сөзини яхши көримән, у шундақ дәйду: ‛сән һәр күни чишиңни чоткилиғанда өзәңни шәхсийәтчидәк һес қилмайсән‚. Шуниң үчүн биз өз вуҗудимизға диққәт беришимиз, өз идийәмизни, қәлбимизни, чишимизни вә бәдинимизни асришимиз керәк. Һәр күни кәйпиятимизниң сағлам болушиға диққәт қилсақ, бу һәргиз шәхсийәтчилик болмайду. Бая ейтилғандәк, бу бир узунға йүгүрүш мусабиқисидур, биз бу мусабиқиниң қачан вә қандақ аяғлишидиғанлиқини билмәймиз. Бу йәрдә илмийлики испатланған 5 хил практика усули бар, булар күндилик һаятқа тәсир көрситәләйду. Биринчиси, чениқиш; иккинчиси, медитасйон (чоңқур хиялға чөкүш) яки дуа-тилавәт қилиш; үчинчиси, рәһмәт ейтишни практика қилиш, мәсилән, һәр күни рәһмәт ейтишқа тегишлик үч ишни ойлаш, һеч болмиса бүгүн һава очуқ болди дәп униңға тәшәккүр ейтиш. Төтинчиси, ихтиярий яки пиланлиқ һалда яхши ишларни қилиш, башқиларға яхшилиқ қилған вақтимизда аҗрилип чиққан һормунлиримиз кәйпиятимизни яхшилайду. Шуңа күндилик һаятиңизда чоқум яхши ишларни қилиң, буниң һәммиси мәшиқ билән болиду. Бәшинчиси, күндилик хатирә йезип, бир күн аяғлашқандин кейин есиңиздә қалған хушал минутларни хатириләң. Ишларниң чоң-кичиклики муһим әмәс, әһмийәтлик болсила болди.
Рубенстин ханим йәнә турмушқа актип, үмидвар қарашниң роһий сағламлиққа зор пайдиси болидиғанлиқини оттуриға қойди, андин өзини тинчландуруп, кәйпиятини тәңшәш, дилини арам тапқузушниң бир қанчә мәшиқлирини тонуштурди.
Йиғинниң ахирида мутәхәсисләр аңлиғучилардин кәлгән соалларға җаваб бәрди. Уйғур кишилик һоқуқ қурулушидин мустапа ақсу бу йиғинға риясәтчилик қилди һәмдә уруғ-туғқанлири дуч кәлгән зиянкәшлик түпәйлидин өзи дуч кәлгән писхик мәсилиләрни баян қилип, мутәхәсисләрниң көз қарашлирини дәлиллиди.