Уйғур ирқий қирғинчилиқи, хитайниң “террорлуққа қарши туруш сиясити” ни өзгәртиши билән ахирлишамду?

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.08.28
Германчә мәтбуатлар хитайниң “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” лири билән толуп ташти Лоп наһийәсидики 4-йиғивелиш лагеридики тутқунлар сиясий өгиништә. 2017-Йили март, хотән.
BITTER WINTER

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелит 2022-йили 31-авғустта хитайдин кәлгән зор тосалғуларға қарши миңтәсликтә елан қилған “шинҗаңниң кишилик һоқуқ доклати” икки йилдин буян уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишта һечқандақ рол ойниялмай кәлди. Уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ давам қиливатқан бүгүнки күндә, б д т кишилик һоқуқ ишханиси 27-авғуст туюқсиз “шинҗаңниң кишилик һоқуқ доклати” елан қилинип икки йилдин кейинму, хитай сияситидә йәнила “мәсилә мәвҗут” луқини билдүрди. Бир қанчә йиллардин буян америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири хитайниң уйғурлар үстидә ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини етирап қилиш вә әйибләш билән биргә, хитайға иқтисадий җаза йүргүзүп кәлди. Әмма хитай бу хил әйибләшләрни изчил рәт қилип, өзиниң пак вә гунаһсиз икәнликигә хәлқара җамаәтни ишәндүрүшкә тиришти. Бу сәвәблик һәтта сахта тәшвиқатларни пүткүл дуня миқясида кәң көләмдә елип бериш билән биргә, чәт әлдики бир қисим уйғурларниң хитайға қайтип туғқан йоқлишиға йол қоюш қатарлиқ йоллар билән, ирқий қирғинчилиқ дәваси қиливатқан уйғурлар вә уларни қоллаватқан ғәрб дунясини хитайға “боһтан чаплаш” билән қарилашқа башлиди.

Б д т кишилик һоқуқ ишханисиниң билдүрүшичә, улар 2023-йили февралдин башлапла җәнвәдә хитай рәһбәрлири билән бир қатар муназириләрни башлиғаникән. Һәтта б д т кишилик һоқуқ комитетиниң алий рәһбири волкер түркму бу йил 26-майдин 1-июнғичә мәхсус бир гуруппа хадимларни бейҗиңға әвәткән. Бу гуруппа хадимлар бейҗиңға барғандин кейин хитай даирилири билән хитайниң “террорлуққа қарши туруш сиясити вә җинайи ишлар, әдлийә системиси” һәққидә мәхсус муназирә елип барған. Шундақла хитайдин “террорлуққа қарши туруш сиясити” ни “азсанлиқ милләтләрниң ирқий кәмситишкә учримаслиқ” һәққидики хәлқара қанунға уйғунлаштурушни тәләп қилған.

Дәрвәқә, икки йилдин буян уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн бирәр әмәлий қәдәм алмиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати бүгүн зуванға келип, өзлириниң “уйғур мәсилисидә сүкүттә әмәс” ликини билдүрди. Әмма мәсилә, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң бейҗиңдин “террорлуққа қарши туруш сияситини өзгәртишни тәләп қилиш” и биләнла һәл боламду?

Биз вақитни 2022-йили 8-айниң 31-күнигә сүрүп, әйни вақитта б д т кишилик һоқуқ комитетиниң сабиқ алий рәһбири мишел бачелет елан қилған “шинҗаңниң кишилик һоқуқ доклати” ға қайта бир нәзәр селип бақайли.

Мәзкур доклатта, алди билән уйғур елиниң арқа көрүнүши вә һазирқи вәзийити һәққидә чүшәнчә берилгәндин кейин, хитай бекиткән террорлуқ вә ашқунлуққа алақидар қанун вә сиясәтләр рамкиси тонуштурулған. Андин җаза лагерлирини өз ичигә алған һалда уйғур қатарлиқ милләтләрниң әркинликиниң қандақ тартивелинғанлиқи, җинайи ишлар вә әдлийә системиси арқилиқ тутқун қилиш, җаза лагерлириниң шараити, җисманий җазаға учраш әһваллири вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири чүшәндүрүлгән. Шундақла тил, мәдәнийәт, диний етиқад, шәхсийәт һоқуқи, ихтиярий һәрикәт һоқуқи, пәрзәнтлик болуш һоқуқи, хизмәткә орунлишиш һәмдә аилиләрниң вәйран қилиниши, өч елиш қатарлиқ мәсилиләр һәққидә мәхсус тохталған. Ахирида хитай һөкүмитигә тәклипләр оттуриға қоюлған. Шундақла хитайниң “террорлуқ вә ашқунлуққа қарши сиясәт” лиридә еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәвҗутлуқи, инсанийәткә қарши җинайәтниң йүз бериватқан болуши мумкинлики һәққидә ахирқи йәкүнини чиқарған. Мәзкур доклат елан қилинип узун өтмәйла, йәни 2022-йили 15-сентәбир б д т кишилик һоқуқ ишханисиниң қуллуқ түзүм мәсилилири алаһидә доклатчиси томоя обоката заманиви қуллуқ түзүм вә мәҗбурий әмгәк һәққидики мустәқил доклатини тапшурған. Мәзкур доклаттиму уйғурлар вә башқа мусулманларни асас қилған хәлқләрниң шинҗаңда еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқанлиқиға даир күчлүк испатларниң барлиқи йәкүнләнгән.

Демәк, уйғур қатарлиқ милләтләрниң хитай тәрипидин кишилик һәқ-һоқуқлири еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиқи ениқ. Әмма бу хил инсанлиқ һәқ-һоқуқ дәпсәндичиликини пәқәт хитайниң “террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш сиясити” дики нуқсанлар сәвәбликла келип чиққан дейиш тоғриму? мениңчә бу соал һәр кимниң әстайидил ойлинип беқишиға әрзийду.

Америка һөкүмити хитайниң уйғурлар үстидә аталмиш “террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш” намида елип бериватқан уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш сиясәтлириниң маһийитини ениқ тонуп йәткән. Бу сәвәбтин, 2021-йили 19-январ хитайниң уйғурлар үстидә ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқини рәсмий етирап қилғаниди. Лекин бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети техичә хитай билән болған сөһбәттә хитайниң террорлуққа қарши туруш сиясәтлиридики “нуқсанлар” үстидила муназириләшкән. Әмма хитайниң уйғурларға қарита “террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш” сиясити рамкиси астида ирқий қирғинчилиқ сиясити йүргүзүватқанлиқини қәтий түрдә вә ениқ етирап қилип, хитайни әйиблимигән. Бу вәҗидин, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң уйғур мәсилисидә бейҗиң билән болған һәрқандақ шәкилдики сөһбитидин әмәлий бирәр нәтиҗә чиқмай келиватқанлиқи ениқ.

Бу нөвәтму бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети йәнила бейҗиң билән “террорлуққа қарши туруш сиясити вә җинайи ишлар, әдлийә системиси” һәққидә муназириләшкән. Һәтта хитайдин бу сияситини хәлқара қанунға уйғун шәкилдә “тәңшәш” елип беришини тәләп қилған. Бу бир күлкилик иш әмәсму? навада хитайниң уйғурларға артқан “террорлуқ” боһтани бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин давамлиқ етирап қилинип музакирә қилинидикән, у һалда хитайниң “террорлуққа қарши туруш” намида уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилишини шуниңдәк кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишини тосуштин еғиз ечиш мумкинму? бирләшкән дөләтләр тәшкилати шуни ениқ чүшиниши керәкки, пәқәт хитайниң “террорлуққа қарши туруш” қалпиқи астидики сиясити давамлишидикән, у һалда уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиштин еғиз ечиш әсла мумкин әмәс! бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишта вә уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ сияситини йүргүзүштә “террорлуқ вә ашқунлуқ” ни сәвәб көрситишини, һәр қандақ васитә вә уссул қоллинип ирқий қирғинчилиқни давамлаштурушини қәтий түрдә тосуши лазим.

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.