Хитайниң бир қисим “чәт әллик мутәхәссис” ләрни сайритиши, уйғур ирқий қирғинчилиқини йошурушқа йетәмду?
2024.09.17
Натсистлар германийәси елип барған йәһудийлар чоң қирғинчилиқида тәшвиқатниң қанчилик чоң рол ойниғанлиқи кишиләргә натонуш әмәс. Йәни иккинчи дуня урушида натсистларниң йәһудийларға қарита йүргүзгән ирқий қирғинчилиқида паол йөсеф гоббелс (Paul Joseph Goebbels) дегән бу шәхс наһайити муһим рол ойниған. Униң әйни вақитта сиясий тәшвиқатни қандақ елип бериш һәққидә ейтқан бир қисим “әқлийә сөз” лири һәтта бүгүнму дунядики мустәбит һакимийәтләрниң өз җинайитини йошурушиға қолайлиқ кәлтүрмәктә.
Гоббелс мундақ дегән: “ялған гәп миң қетим тәкрарлансиму һәқиқәткә айланмайду. Әмма ялған гәпни миң қетим тәкрарлап, башқиларниң ялғанни ечип ташлишиға йол қоймиғанда, нурғун кишиләр бу ялғанни раст дәп ишиниду”. Уйғур ирқий қирғинчилиқиға нәзәр салидиған болсақ, хитайниң “гоббелс методи” ни наһайити әпчиллик билән қолланғанлиқини пәрқ етишимиз анчә тәс әмәс.
Әслидә уйғурларниң инсан қобул қилғусиз шәкилдики ирқий қирғинчилиққа учрап турупму, хитайдики башқа хәлқләрниң һесдашлиқи вә ярдимигә еришәлмәслики сәвәбсиз оттуриға чиққан һадисә әмәс. Һәтта хитай сиртида хитай һөкүмитигә қарши демократийә, әркинлик, кишилик һоқуқ дәваси қиливатқан зор көп санлиқ “демократчи хитайлар” ниң уйғур мәсилисигә кәлгәндә хитайниң уйғурлар һәққидики сахта тәшвиқатлирини уйғурларни қоллимаслиқиға сәвәб қилишлириму дәл хитайниң уйғурларни хәлқара террорлуққа бағлаш тәшвиқатниң күчидин дейишкә болиду. Чүнки хитайдәк бир мустәбит дөләттә, хәлқниң аңлайдиғини пәқәтла һөкүмәт учур васитилиридики сүзгүчләрдин өткүзүлгән хәвәр вә учурлар болиду. Хитай учур васитилиридә уйғурларниң образини хунүкләштүридиған ялған тәшвиқатларға кәң орун берилип, бу тәшвиқатларниң ялғанлиқини ашкарилашқа рухсәт берилмигәнлики сәвәблик, уйғур нами ақивәттә “террорчи, бөлгүнчи, ашқун” дегәндәк хитай һөкүмәт таратқулири тарқатқан яман сүпәтләр билән мәһкәм бағланди. Уйғурларниң образини хунүкләштүрүшни нишан қилип мәқсәтлик тәшвиқ қилинған сөзләр буларла әмәс, әлвәттә! мисалға алсақ, “шинҗаңлиқ” (新疆人), “соқмақчи” (卖切糕的), “шинҗаңлиқ оғри” (新疆小偷) “шинҗаң мустәқилчиси” (疆独分子) вәһаказалар. Хитай ичидә бу сөзләр тилға елинғанда, бу аталғуларниң пәқәтла уйғур миллитини көрситидиғанлиқини хитайдики һәммә адәм билиду. Буму дәл хитайниң уйғурларға қаратқан нишанлиқ “образ хунүкләштүрүш тәшвиқати” ниң нәтиҗисидур. Демәк, бу сөзләр бизгә хитайниң уйғурларни йоқитиш пиланиниң йеқинқи мәзгилдә оттуриға чиққан һадисә болмастин, бәлки узун муддәтлик пилан икәнликиниму ечип берәләйду.
2017-Йилидин буян хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқиниң ашкарилиниши, хитайни уйғурлар һәққидики “тәшвиқат услубини өзгәртиш” кә мәҗбур қилди. Хитайниң уйғур елидә йеқиндин бери күчлүк тәшәббус қиливатқан “Шинҗаңниң саяһәтчиликини тәрәққий қилдуруш” һәрикити буниң бир мисалидур. Лекин бундақ бир һәрикәтниң хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мустәқил тәкшүрүш елип беришиға изчил қарши туруши билән зиддийәтлик бир һәрикәт болғанлиқи кишини ойландуриду.
Хитай башқурушидики “шинҗаң гезити” ниң 11-сентәбирдики хәвиригә қариғанда, явропадики 7 Дөләтниң сода вәкиллири уйғур елиға тәкшүрүшкә кәлгән Вә уйғур елиниң қәшқәр, ғулҗа, үрүмчи қатарлиқ нурғун җайлирида зиярәттә болған. Хәвәрниң мәзмуни аңлимаққа кишигә худди хитайниң әмди ғәрб дунясиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини билип қелишидин әнсиримәйдиған һаләткә кәлгинидәк туйғу бериши тәбиий. Ундақта, хитай уйғур елини хәлқара җәмийәтниң саяһәт қилишиға ечиветиштә
Расттинла җинайитиниң ашкарилинип қелишидин қорқмайдиған һаләткә кәлдиму?
Хитайниң мәзкур хәвиригә диққәт қилидиған болсақ, бу саяһәтчиликниң пиланлиқ вә нишанлиқ усулда хитайниң уйғурларни қарилаш тәшвиқатиға маслаштурулуп елип бериливатқанлиқини көрүп йетишимиз тәс әмәс. Йәни бу қетим уйғур елиға сода саяһити билән кәлгән 60 қа йеқин киши әнгилийә, фирансийә, германийә, италийә, испанийә, шиветсийә, австрийә қатарлиқлар явропа дөләтлиридин кәлгән болсиму, лекин уларниң уйғур елидики саяһитиниң тәпсилати вә қарашлириға мунасивәтлик учурлар хитай учур васитилиридә тарқитилмиған. Әксичә мәзкур саяһәт гурупписиниң иш паалийәтлиригә даир хәвәрләр пәқәт бирләшкән дөләтләр тәшкилати дуня саяһәт оргининиң мутәхәссиси марий перий бошер һоллер(Marie-Pierre BOUCHER HOLLIER)ниң баянлири биләнла чәкләнгән. Марийә ханим баянида “мениңчә саяһәтчилик дуняниң тәрәққиятида чоң рол ойнайду. Чүнки саяһәтчилик йәрликниң иқтисадини тәрәққий қилдурупла қалмай, бәлки йәнә кишиләр арисидики тонуш вә чүшәнчини чоңқурлаштуриду. Болупму шинҗаңға келип бақмиғанларға нисбәтән, бу йәрдики һәммә нәрсә шу қәдәр гүзәл” дегән. Һәйран қаларлиқи шуки, марийә ханимниң б д т ға тәвә бир органниң мутәхәссиси сүпитидә, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң уйғурлар һәққидики доклатидин хәвири болмаслиқи мумкин әмәс. Уйғур мәсилисиниң явропадики бир қанчә дөләт парламентлирида ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилинғанлиқини билмәслики техиму мумкин әмәс. Техиму муһими, марийә ханим уйғур елиниң қәшқәр, турпан қатарлиқ җайлирида уйғур хәлқиниң қаттиқ тәқибләш астида яшаватқанлиқини һес қилмаслиқи мумкинму?
Уйғур ирқий қирғинчилиқиниң йүргүзүлүшидә гәрчә йәһудий ирқий қирғинчилиқиға охшаш “дуня уруши” яки “зәһәрлик газ ишлитип коллектип өлтүрүш” тәк мәнзириләр көрүлмигән болсиму, әмма җаза лагерлири, коллектип тутқун қилиш, кәң көләмлик меңә ююш, маарип, тил, мәдәнийәтни йоқитиш, аялларни туғмас қиливетиш, аилиләрни вәйран қилиш, өй-маканлиридин коллектип көчүрүш. . . Қатарлиқларниң һәммиси уйғурлар үстидә йүз бериватқанлиқи аллибурун ашкариланди. Һәтта 2017-йилидин буян уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи ашкарилинип, америка башчилиқидики бир қисим дөләтләрниң һөкүмәт яки парламентлирида хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқи етирап қилишқа еришти. 2022-Йили бирләшкән дөләт тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиму уйғурлар һәққидики доклатини елан қилип, хитайниң уйғурларға қарши инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқан болуши мумкинликини оттуриға қойди. Мушундақ бир әһвалда бирләшкән дөләтләр тәшкилати дуня саяһәт оргининиң мутәхәссиси дейилгән бириниң уйғур елидики саяһитидә “шинҗаңдики һәммә нәрсә шу қәдәр гүзәл” дегән тәсиратқа келишини нормал һадисә дәп чүшиниш толиму күлкилик әмәсму? б д т дуня саяһәт оргининиң мутәхәссиси болған марийә перий бошер һоллер ханим нимә үчүн хитайға бунчә чапан япиду?
Марийә ханим фирансийәниң париж шәһиридә яшайдиған болуп, у хитайниң париждики “хитай мәдәнийәт мәркизи” (巴黎中国文化中心) 2024 - йили 10-июлда орунлаштурған бир қетимлиқ паалийәттә, бу мәркәз уюштурған паалийәтләрниң һәммисигә изчил толуқ қатнишип кәлгәнликини ейтқан.. Булардин башқа хитай мәнбәлик учурларға нәзәримизни ағдуридиған болсақ, марийә ханимниң хитай билән болған “достлуқи” ниң зиядә йеқин икәнликини көримиз. Техиму муһими, фирансийә һәрбий ишлар мәктипи истратегийәлик тәтқиқат мәркизи ((Irsem) 2021-йили сентәбирдә елан қилған “хитайниң тәсир көрситиш һәрикити” намлиқ чоң һәҗимлик доклатида, хитай һөкүмитиниң аталмиш “хитай мәдәнийәт мәркизи” вә “коңзи институтлири” арқилиқ фирансийә җәмийитигә қандақ сиңип кириватқанлиқи, җасослуқ һәрикәтлири, шундақла фирансийәдики нопузлуқ шәхсләрни сетивелиш арқилиқ, сахта хәвәр тарқитиш қатарлиқ усулларда ғәрб қиммәт қарашлириға қандақ һуҗум қиливатқанлиқи һәққидә мәхсус тохталған. Демәк, марийә ханимниң париждики “хитай мәдәнийәт мәркизи” ниң паалийәтлиригә болған һерисмәнликидин, униң немә үчүн уйғур елиға берипму уйғурлар учраватқан зулумға көз юмғанлиқиниң сәвәбини чүшиниш тамамән мумкин!
Дәрвәқә, марийә ханимниң реаллиқидин қариғанда, хитай “шинҗаңға чәт әллик саяһәтчиләрни көпләп тәклип қилиш, болупму хитайни қарилаватқан ғәрб дөләтлириниң саяһәтчилирини җәлп қилишни уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуруп қелишниң йәнә бир усули” дәп қариған болуши мумкин. Лекин хитайниң ғәрб дунясиға ишикини дағдам ечишқа җүрәт қилалмастин, пәқәт хитайпәрәс ғәрбликләргә тайинипла, пүткүл ғәрб дунясини алдимақчи болуши толиму һамақәтлик. Чүнки һәммила инсан хитайниң пули яки мәнпәәтигә еһтияҗлиқ әмәс! худди уйғур елиға хитай тәрипидин мәқсәтлик тәклип қилинип, кейин хәлқараға уйғурлар һәққидә һәқиқий мәлумат бәргән албанийәлик мухбир олси язиҗидәк кишиләр һелиму йоқилип кәткини йоқ! гәрчә хитай нөвәттә уйғур елидә йолға қойған бу хилдики “ирқий қирғинчилиқ саяһити” арқилиқ ғәрб дунясиниң көзини бойимақчи болсиму, лекин биз шуниңға ишинимизки, дуняниң тинчлиқи уйғурларниң ирқий қирғинчилиқиға сүкүт қилиш билән, уйғурларниң йоқитилиши билән әмәс, бәлки бу ирқий қирғинчилиқ җинайәтчилириниң адаләт сотида җавабкарлиққа тартилиши билән капаләткә игә болидиғанлиқиға ишинидиған инсанлар ғәрб дунясида күрмиң! демәкки, хитайниң ирқий қирғинчилиқ саяһәтчиликидин чиқидиғини “өз путиға өзи палта уруш” тин башқа нәтиҗә әмәс!
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]