Тәтқиқатчилар “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға қандақ позитсийәдә болуватиду?

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2023.11.21
Германчә мәтбуатлар хитайниң “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” лири билән толуп ташти Лоп наһийәсидики 4-йиғивелиш лагеридики тутқунлар сиясий өгиништә. 2017-Йили март, хотән.
BITTER WINTER

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған зулуми ешип бериватқан бир вәзийәттә, бир қисим уйғуршунас тәтқиқатчилар оттуриға чиқип дуня илим саһәси болсун яки һәрқайси дөләт һөкүмәт аппаратлири, хәлқаралиқ тәшкилатлар вә кәң аммини уйғур вәзийитидин хәвәрдар қилишта муһим рол ойнап кәлди.

Әмма илим саһәсидики бир қисим академиклар вә қануншунаслар бу һәқтә йетәрлик дәлилләрниң йоқлиғини тәкитләп, бу мәсилидә ениқ позитсийә билдүрүштин өзини қачуруватқан әһвалларму бар. Униң үстигә хитай һөкүмити бу ишқа зор күч сәрп қилип, чәт әлләрдики хитайға майил идийәдики кишиләрни сетивелип, уларни амал бар ирқий қирғинчилиқни йепиш вә инкар қилиш үчүн өзи үчүн хизмәт қилдуруп кәлмәктә.

Лекин уйғуршунас тәтқиқатчиларниң хитайниң уйғурларға қарита қирғинчилиқ, һәтта мәдәнийәт қирғинчилиқи сиясити йүргүзүватқанлиқини изчил тәкитлимәктә. Бу бирқисм алимлар хитайниң уйғурларға қаратқан сияситиини тәнқидләштин тохтап қалмиди. Улар өзлириниң тәнқидий қарашлирини һазирму давамлаштурмақта. Бу җәрянларға нәзәр салсақ, илгири австралийәлик тарихчи давид брофей ((David Brophy бу һадисигә қарита “хитайға қаритилған һәрқандақ бир тәнқидтин өзини қачуруш дегәнлик зулумға қарши туруш вә һәл қилиш чариси тепиштики сиясий мәсулийәттин ибарәт әхлақий мәсулийәттин қачқанлиқ болиду” дәп қаттиқ тәнқид қилғаниди.

Алди билән 2018-йиллиридин кейинки, хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири темисида, дуня еқим мәсилилири сәһнисидә йүз бәргән талаш-тартиш вә мулаһизиләргә нәзиримизни ағдурайли:

2019-Йили өктәбирдә, хитай қанун вә сиясәт билогиниң қурғучиси вә тәһрири елизабет м. Линч (Elizabeth M. Lynch) Меһригүл турсун, гүлбаһар җелилова вә сайрагүл саутбай қатарлиқ бирқанчә нәпәр җаза лагери шаһитлириниң гуваһлиқ сөзлири арқилиқ, хитай һөкүмитиниң уйғур аяллириға қаратқан дәһшәтлик зулумини дуня җамаәтчиликигә йорутуп бәрди вә “инсанийәткә қарши җинайәт” қилип бекитишни тәләп қилди.

Аридин икки ай вақит өткәндин кейин, вашингтондики ақиллар амбиридин бири болған “йәршари сиясити мәркизи” ниң тәтқиқатчиси азим ибраһим (Azeem Ibrahim) йәнә бир қетим хәлқараға хитайниң җинайи җавабкарлиқини сүрүштүрүш чақириқи елан қилди. Һалбуки азим ибраһим “ню-йорк вақти гезити” дә “хитай һөкүмити мәдәнийәт қирғинчилиқи җинайи җавабкарлиқиға тартилиши керәк” дегән мавзуда мақалә елан қилди. Азим ибраһим хитайниң ислам дини вә ислам диниға мунасивәтлик миллий кимлик вә уйғур мәдәнийитини йоқитиш, уйғур кимликини вәйран қилишқа аит бир қатар мәсилиләрни ашкарилиған болуп, бу нуқтилар хитай һөкүмитиниң нөвәттики чекидин ашқан сияситиниң негизи дәп қарайду.

Таки уйғуршунас тәтқиқатчи адреян зензниң (Adrian Zenz) җәймистәвон фонди җәмийитигә (Jamestown Foundation) өзи тәйярлиған илмий доклати елан қилинғанға қәдәр, дуня миқясидики академик саһә, ахбарат тори яки қанун даирилиридә “ирқий қирғинчилиқ” дегән бу аталғу анчә бәк диққәткә еришмигән вә кәң тарқалмиған иди дәп қарашқа болиду. Мәзкур доклат хитай һөкүмәт даирилириниң мәхпий ашкариланған статистикилири вә һөҗҗәтлиридики пакитлар арқилиқ, нәччә онлиған лагер шаһитлириниң бәргән гуваһлиқлириниң һәқиқәт икәнликини техиму илгири сүриду, шуниң билән бир вақитта хитайниң сияситиниң ойлиғинимиздин бәкрәк вәһший маһийитини ашкарилап бериду. Арқидинла 2020-йили 7-айниң 1-күни, ню-йорктики федератсийә тәкшүрүш даирилири уйғур елиниң лоп наһийәсидики бир җаза лагериға қамалған кишиләргә аит дәп қаралған адәм чечидин ясалған тоқулма буюмларни қолға чүшүриду. Әйни вақитта йәһудийларға қаритилған натсистларниң “ирқий тазилаш” сияситидиму дәл мушуниңға охшаш, җаза лагеридики йәһудий мәһкумларниң чачлиридин пайдилинип әскәрләргә керәклик кийим-кечәк, әдиял қатарлиқ тоқулма буюмлар ишләпчиқирилғаниди.

Кейинрәк йәнә хитайниң уйғур аяллирини мәҗбурий һалда туғмас қилиш сияситигә аит башқа доклатларму елан қилинди. Буниң билән хәлқара җәмийәттә көп сандики кишиләргә нисбәтән, бу доклатлар бирдәк кишини чөчүтидиған натсистлар қирғинчилиқиниң қайта тәкрарлиниватқанлиқини җәзимләштүридиған вәзийәт шәкилләнди.

Адреян зенз кейинки доклатлирида бейҗиң һөкүмитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан сиясити етник-ирқий қирғинчилиқ һәрикити болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати әһдинамисидә бәлгиләнгән җисманий қирғинчилиқниң бәш түрлүк өлчиминиң кәм дегәндә биригә мас келиду һәмдә хәлқара җәмийәтни инсанийәткә қарши җинайәтләргә нисбәтән “һәл қилғуч тәдбир” қоллинишқа чақирди. Әнглийәлик уйғуршунас тәтқиқатчи җоәнни смит финлей (Joanne Smith Finley) му бирләшмә агентлиқ сәһиписидә елан қилған мақалисидә, уйғурларниң нопус көпийишиниң чәклимигә учриши вә башқа еғир әһвалларни мәркәз қилип тәһлил йүргүзгән. Җоәнни смит финлей хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан нопус сияситиниң уйғурларни милләт сүпитидә қирип түгитиштәк ақивәткә дучар қилидиғанлиқини, бу хил қирғинчилиқниң кишиләрниң диққитини тарталмаслиқидики сәвәб бәлки бу бир қетимлиқ кәң көләмлик җиддий қирғинчилиқ болмастин, бәлки узун муддәттин бери давамлишип келиватқан, тәдриҗий һалда қирип йоқитиштәк алаһидиликләр билән характерлинидиғанлиқиниму ашкарилайду.

2020-Йили йәнә уйғуршунаслиқ саһәсидә көп тәкшүрүш вә тәтқиқатларда болған дәррен байлер мақалә елан қилип, “нөвәттики хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясити бәлким бир қетимдила уйғурларни йоқитиветәлмәйду, әмма уларниң милләт кимликини аҗизлаштуруп, хитайлишиш қәдимини тезлитиду”, дәп көрситиду. Тарихчи җәймис милвард “муһапизәтчи” гезитидә өз көзқарашлирини кәскин тәриқидә ипадиләп мундақ көрситиду: “хитайниң йеқиндин буян ашкариланған мәҗбурий әмгәк, аилиләрни айриветиш вә уйғурларниң туғулуш нисбитини чәкләш қатарлиқ қилмишлири ашкариланғандин кейин, шәк-шүбһисизки, хитай компартийәси вә һәрқайси даириләрниң қәдимдин буян оттура асия земинлирида яшап кәлгән йәрлик милләтләргә йүргүзгән сиясити, б д т ниң ирқий қирғинчилиқ шәртлириниң ениқлимисиға чүшиду дәп қарар чиқиришқа болиду”.

Шуниму қистуруп өтүшкә тоғра келидуки, бу вәзийәттә тәтқиқатчилар арисида хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүлүватқан қирғинчилиқни “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп атайдиғанларму йоқ әмәс. Бу бир түркүм кишиләрниң нәзиридә хитай һөкүмити уйғурларниң ичидики сәрхилларни йәни сәнәткарлар, язғучилар, тәтқиқатчилар, шаирлар, диний затлар вә тәнһәрикәтчиләр қатарлиқларни тутқун қилған яки көздин йоқатқан. Хитай һөкүмити бир мәдәнийәтниң әң ярқин намайәндилиригә һақарәт қилиш арқилиқ уйғур қатарлиқ түркий милләт хәлқлириниң ғурури вә миллий еңини қаттиқ дәпсәндә қилмақчи болған дәп қарайду. Шуңа улар “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп аташни мувапиқ көргән.

Буларниң қатарида йәнә хитай ташлап бәргән азғинә “йәмчүк” кә гол болуп, һәқиқәтни йошуруватқан

Ғәрблик синолог (хитайшунас) яки уйғуршунаслар һәм мәвҗут. Мәсилән, йеқинда хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши билән руминийә, германийә қатарлиқ дөләтләрдин бир қисим яш хитайшунаслар уйғур дияриға берип кәлгән вә ахбарат васитилиридә хитай һөкүмитигә яқидиған тәшвиқатларни қилған вә башқа тәтқиқатчиларни ялғанчиға чиқармақчи болған.

Бу қаршилиқлар алдида, көп сандики тәтқиқатчилар вә уйғуршунаслар йәнила хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан қирғинчилиқ сияситини ашкарилашни өзлириниң мәҗбурийити вә әхлақий бурчи дәп билип кәлмәктә.

Җоәнни смит финлей, анна хәйс(Anna Hayes) вә шан робертсқа ( Sean Roberts) охшаш бир қисим тәтқиқатчилар 2019-йили сентәбирдә, австралийәниң канберра шәһиридә өткүзүлгән муһакимә йиғинида “мәдәнийәт қирғинчилиқи” му яки “ирқий қирғинчилиқ” му дегән мәсилә үстидә җиддий музакирә елип бариду. Улар бирдәк нөвәттики қирғинчилиқниң “мәдәнийәт” дегән уқумни ниқаб қиливалған бир түрлүк ирқий қирғинчилиқ икәнликини илгири сүриду вә б д т дә көрситилгән ирқий қирғинчилиқ ениқлимисиниң бәш түрлүк шәртиниң һәммисини һазирлайдиғанлиқини тәстиқлайду.

Буниңға әгишип хәлқаралиқ адвокатлар вә һәрқайси дөләтләрниң қанун вә һөкүмәт органлири қандақ қилғанда хитай һөкүмитиниң җинайи җавабкарлиқини сотқа тартқили болидиғанлиқи һәққидә баш қатуриду. Тиришчанлиқ көрситиш нәтиҗисидә уйғур тәшкилатлири вә хәлқаралиқ ярдәмләр нәтиҗисидә, хитай әмәлдарлирини җазалаш үчүн “магнетиский қануни” ни иҗра қилиш тәстиқланди. Ши җинпиң қатарлиқ хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлирини ирқий қирғинчилиқ җинайити вә инсанийәткә қарши җинайәт сәвәби билән тәкшүрүшкә чақирилип хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә әрз сунулди. 2021-Йилидин башлап та бүгүнгичә америка, канада, фирансийә, әнглийә вә голландийә қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлири арқа-арқидин уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзиливатқанлиқини рәсмий түрдә елан қилди.

Уйғуршунас тәтқиқатчилар вә активестларниң уйғурлар үчүн аваз чиқириши интайин муһим әһмийәткә игә. Уларниң тоғра мәвқәдә туруп, уйғурларға йүргүзүлүватқан зулумни әң мувапиқ ибариләр билән ипадилиши, уйғур мәсилисиниң дуняви характерлик тәсирини кеңәйтиштә вә дуня җамаитиниң ортақ һәмкарлиқини кәлтүрүштә чоң рол ойнайду. Уйғур җәмийити илим саһәсидики тәтқиқатчилар вә мутәхәссисләрниң хитайниң ирқий қирғинчилиқ сияситиниң маһийитини ечип ташлайдиған, шундақла қарши туруш тәдбирлири үстидә издинип йезилған илмий әсәрләрни көпләп елан қилишини үмид қилиду.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.