Ислам дөләтлири хитайға қайтурулған 40 уйғур үчүн немишқа гәп қилмайду?

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.03.05
Ислам әллириниң хитайниң уйғурларни бастурушиға сүкүт қилиши хитайниң җинайитигә шерик болғанлиқ, дәп қаралмақта Сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин салман солда хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшти. 2019-Йили 22-феврал, бейҗиң.
AP

Тайланд һөкүмитиниң хәлқарадики шунчә тәләп, бесим вә чақириқларға қаримай, 40 уйғур мусапирни хитайға өткүзүп бәргәнлики америка һөкүмити, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур тәшкилатлириниң күчлүк наразилиқи вә әйиблишигә учриғаниди. Әмма көплигән мусулман дөләтләр тайландниң бу қилмишиға сүкүт қилип, уйғурлар мәсилисидә хитай билән бир сәптә икәнликини қайта испатлимақта.

Америка ташқи ишлар министири марко рубийо 28-феврал X һесабида учур елан қилип, тайландниң 40 уйғурни хитайға өткүзүп бәргәнликини қаттиқ әйибләп: “тайланд бир түркүм уйғурларни хитайға қайтурувәтти, тайландниң кона иттипақдиши болуш сүпитимиз билән биз тайландниң хәлқара мәҗбурийәткә хилаплиқ қилишидин қаттиқ чөчүдуқ. Америка бу қилмишни қаттиқ әйибләйду. Биз тайланд һөкүмитини уйғурларниң инсаний муамилә көрүшигә, һәқ-һоқуқлириниң қоғдилишиға капаләтлик қилишқа чақиримиз”. Дегәниди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ ишханиси алий комиссари волкәр түрк (Volker Turk) 27-январ баянат елан қилип, тайландниң хәлқара кишилик һоқуқ қануни вә пиринсипиға хилаплиқ қилғанлиқини әйибләп: “бу қилмиш б д т ниң ‛тән җазаси яки башқа вәһшийликләрни, инсан қелипидин чиққан қәбиһлик вә хорлашларни чәкләш әһдинамиси” ниң 3-маддисиға, йәни мусапирларни тән җазасиға, қийнашқа яки башқа еғир зиянкәшликкә учрайдиған җайға қайтурмаслиқ пиринсипиға хилап. ‛хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамиси” ниң 7-маддисидиму бу бәлгилимә бар. Тайланд бу әһдинамигә қол қойған дөләт. Шундақ туруқлуқ униң (уйғур мусапирлирини) қайтуруветиши кишини қаттиқ әпсусландуриду” дегән.

У йәнә хитай һөкүмитини өзлири елип кәткән уйғурларниң из-дерикини мәлум қилип турушқа, уларға хәлқара кишилик һоқуқ пиринсипи бойичә муамилә қилишқа чақирған, шундақла тайланд һөкүмитини қалған 8 уйғурни хитайға өткүзүп бәрмәсликкә үндигән.

Һалбуки һиндистанда чиқидиған “җумһурийәт” гезити 3-март елан қилған бир мақалидә, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң бу қетим хитайниң тәсири вә күчигә йеңилгәнлики оттуриға қоюлған. Мақалидә дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси долқун әйсаниң: “хитайниң б д т кишилик һоқуқ кеңишидики контрол қилғусиз тәсири кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучиларға җавабкар болидиған бу органни чирикләштүрди. Әгәр бу ишта хитай ғәлибә қиливәрсә, б д т кишилик һоқуқ кеңиши дуняда бастурушқа учриғанларниң назарәтчиси әмәс, бәлки мустәбит һөкүмәтләрниң қончиқи болуп қалиду” дегән сөзи нәқил кәлтүрүлгән.

3-Март күни “хитайниң җәнуби йерим шардики қурулуши” (CGSP) тор бетидә чиққан бир мақалидә дейилишичә, тайланд һөкүмити 40 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәндин кейин ғәрб дөләтлири вә японийә қатарлиқ демократик дөләтләр тайландниң бу қилмишини қаттиқ әйиблигән болсиму, мусулманлар көп санлиқни тәшкил қилидиған әрәб-ислам әллири, җүмлидин һиндонезийә, малайсия қатарлиқ дөләтләр буниңға һечнемә демигән. Көпинчә мусулман дөләтләр хитайниң уйғурларни бастурушини “террорлуқ вә бөлгүнчиликкә қарши туруш” дәп қарайдикән вә хәлқини шуниңға ишәндүридикән. Шуңа һөкүмәтләр тайландни әйиблимисиму, дөләт ичидә һечқандақ қаршилиқ садаси чиқмайдикән. Һиндонезийә, малайсия, тайланд қатарлиқ дөләтләр “җәнуби асия дөләтлири иттипақи” (ASEAN) ниң әзалири болуп, улар бу рамка ичидә һәмкарлиқ мунасивитини давамлаштуруп кәлмәктә икән. Әң муһими бу дөләтләр иқтисадий тәсири күчлүк хитай билән мунасивәтниң бузулушини халимайдикән.

Америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң башлиқи абдулһаким идрис әпәнди һиндонезийә, малайсия қатарлиқ дөләтләрдики уйғурларни қоллайдиған мусулманларниң һөкүмәткә тәсир көрсәткүдәк күчиниң йоқлуқини билдүрди.

Америкадики әң чоң мусулманлар тәшкилати болған америка ислами мунасивәтләр кеңиши (CAIR) 27-феврал күни ахбарат елан қилип, америка ташқи ишлар министирлиқини тайланд һөкүмитиниң 40 нәпәр уйғур мусапирни хитайға қайтурғинини қаттиқ әйибләшкә чақирғаниди. Мәзкур тәшкилат баянатида: “тайланд һөкүмити уйғур мусапирлирини өз хәлқини бастуридиған, қийин-қистаққа алидиған вә өлтүридиғанларниң қолиға тапшуруп бәрди. Америка ташқи ишлар министирлиқи кишини чөчүтидиған бундақ зораванлиқ қилмишини чоқум әйиблиши керәк. Биз трамп һөкүмитини хитайға болған бесимни ашуруп, уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқни аяғлаштурушқа чақиримиз” дегән.

Мәзкур тәшкилатниң муавин директори едвард әһмәд мишел 4-март күни зияритимизни қобул қилип, мусулман әллириниң тайланд һөкүмитигә сүкүт қилиши һәққидә тохтилип мундақ деди: “көплигән мусулман шәхсләр вә тәшкилатлар тайланд һөкүмитиниң башпанаһсиз уйғур мусулманлирини хитайға қайтурғинини ашкара әйиблиди, чүнки улар хитайда бастурушқа вә ирқий қирғинчилиққа учриши мумкин. Дәрвәқә, көплигән мусулман һөкүмәтлири бу тоғрулуқ һечнемә демиди, бу кишини ечиндуридиған әһвал, чүнки улар хитай һөкүмитиниң иқтисад вә башқа тәрәпләрдики тәсиригә учраватиду. Биз әлвәттә күчлүк мусулман дөләтлири һөкүмәтлирини мусулманларни бастурушқа ашкара қарши чиқишқа үндәймиз. Шуниң билән бир вақитта, пикир әркинлики болған исламий тәшкилатлар вә шәхсләрниң һәр вақит мусулман қериндашлири билән бир сәптә турушини қоллаймиз”.

Абдулһаким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, дуняниң һәр қандақ йеридә мусулманларни һақарәтләйдиған кичиккинә бир иш чиқса, мусулманлар үммәт еңи бойичә тәрәп-тәрәптин уни әйибләйду; иҗтимаий таратқуларда тарқитиду. Әмма 40 уйғур хитайға қайтурулса һеч сада йоқ. Мана бу мусулманлар дунясиниң йиллардин буян адәтлинип кәткән икки йүзлимичиликини йәнә бир қетим испатлап бәрмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.