Хитайдики ислам вәһимиси вә уйғурларниң диний кимлики (1)

Мухбиримиз әзиз
2017.04.06
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg Хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан түрлүк бесими вә диний етиқад чәклимилири уйғурларни чүшкүнләштүрмәктә. 2009-Йили 17-июл, үрүмчи.
AFP

Хитай даирилири 1-апрелдин башлап йолға қойған “әсәбийликкә қарши туруш низамни” дуня миқясида бир зор ғулғула қозғиди. Буниң билән хитайда ислам вәһимисиниң баш көтүрүватқанлиқи һәмдә уйғурларниң түрлүк хирисларға дуч келиватқан диний кимлики йеңиваштин һәрқайси ахбарат васитилиридә қизиқ нуқтиға айланди. Бу саһә билән тонушлуқ бир қисим тәтқиқатчилар бу һәқтә пикир қилип өз қарашлирини биз билән ортақлашти.

Ашкара учур мәнбәлири 2001-йилидики “11-сентәбир вәқәси” дин кейин “террорлуққа қарши уруш” аталғусиниң оттуриға чиққанлиқини көрсәтсиму, хитай вә русийә һөкүмәтлириниң буни тездин “ислам террорлуқиға қарши туруш” шәклидә истемал қиливатқанлиқи мәлум. Буниң әң типик ипадиси болса русийәниң мусулманлар көп санлиқни тәшкил қилидиған чечәнийә вә дағистан районидики паалийәтлиридә әкс әтсә, хитайниң бу җәһәттики түрлүк паалийәтлири асасән уйғурлар дияридики “диний әсәбийликкә қарши туруш” намидики ислам динини тәқиб қилиш тәдбирлиридә өз ипадисини тапмақта.

Уйғурлар дияридики сиясий вәзийәтни анализ қилип келиватқан раян бетлир бу һәқтә өткән һәптә елан қилған “хитайдики ислам вәһимиси: уйғур мусулманлар, диктаторилиқ вә дуняви қорқунч” сәрләвһилик мақалисидә, хитай һөкүмитиниң өткән бирнәччә йилдин буян уйғурлар дияриға қарита изчил йолға қоюп кәлгән диний сиясәтлири һәрқачан хитай рәиси ши җинпиң оттуриға қойған “террорлуққа қарши хәлқ уруши қозғаш” чақириқи билән чәмбәрчас бағлинип келиватқанлиқини тәкитләйду. Униң қаришичә, буниң техиму тәпсилий йәшмиси йеқинда уйғурлар дияридики партийә хизмитигә мәсул юқири дәриҗилик қазақ әмәлдар шархат аханниң “хәлқарадики террорлуқ йүзлиниши шинҗаңда муқимсизлиқ пәйда қилмақта” дегән мәзмундики сөзлиридә өз әксини тапиду.

Вашингтон шәһиридики “йеңи америка вәхпи” ниң тәтқиқатчиси доктор патрик мейер бу һәқтә пикир қилип, хитайниң һазир хәлқарадики омумий еқимдин пайдилинип йәрлик рәһбәрлик қатлими арқилиқ хитайниң дөләт мәнпәитигә пайдилиқ сиясәтләрни иҗра қиливатқанлиқини тәкитлиди. У бу һәқтә мундақ дәйду: “шүбһисизки, улар (хитай һөкүмити) хәлқарадики террорлуққа қарши урушниң пурсәтлиридин пайдилинип, ташқи дунядин бихәтәрлик вә әсәбийликкә қарши турушниң усуллирини өгиниватқан йериму бар. Буниң билән улар халиған бир гуруппа кишиләргә асанла ‛әсәбийлик‚ қалпиқини кийдүрүп қоюватиду. Шуниң билән биргә, хитай көрүнүштә хәлқарадики зор күч болуш сүпити билән мушу хилдики хәлқаралиқ йүзлинишләргә маслишиватқандәк бир қияпәттә оттуриға чиқиватиду. Әмма сиз тилға алған әһваллар, йәрликтики рәһбәрлик қатлиминиң иҗадийәтлири әмәс. Чүнки, бу хилдики рәһбәрлик қатлиминиң әмәлий һоқуқи йоқ, һечқандақ уйғур башлиқ бундақ ишларни бир қоллуқ оттуриға қоюп бир яқлиқ қилалмайду. Немишқа дегәндә, партийә һоқуқини тутқучилар һәрқачан хитайлардин тәйинлиниду. Әнә шу хитайлар бу хил сиясәтләрни түзүп чиқиду һәмдә иҗра қилишқа ташлап бериду. Шуниң үчүн бу әһвал диний саһәдиму охшаш, бу йәрдиму һечқандақ һөрмәт мәвҗут әмәс, йәни имамларму компартийәни мәдһийиләйдиған тәблиғләрни қиливатиду.”

Патрик мейерниң қаришичә, хитай һазир йолға қоюватқан түрлүк миллий вә диний сиясәтләр, маһийәттә хитай дөлитиниң уйғурларни ассимилятсийә қилип хитайға қошуветиш нишаниниң реаллиқтики инкаси икән. Бу баш нишан хели бурунла бих тартқан болсиму, һазир у зор күч билән иҗра қилиш басқучиға өтмәктә икән. Әмма бу хил сиясәтләргә қарши оттуриға чиқиватқан қаршилиқларни “ташқи дүшмән күчләрниң тәсири” гә четип қоюшниң һечқандақ асаси йоқ икән. У бу һәқтә мундақ дәйду:
“худди сизгә мәлум болғандәк, хитай көчмәнлири изчил һалда зор көләм билән (уйғурлар дияриға) көчмәктә. Буниң билән уйғурлар тезла бу йәрдә асаслиқ милләт болуштин қеливатиду, илгири улар нопусниң 80 пирсәнтидин көпрәкини тәшкил қилған болса, һазир 50 персәнтикиму йәтмәйдиған һалға чүшүп қалди. Хитайларниң бу хилдики көчүши болса давам қиливатиду. Шуниң билән биргә, ичкиридики башқа өлкиләр һәмдә шәһәрләр бу җайда түрлүк қурулушларни тамамлап шинҗаңни ‛тәрәққий қилдуруш‚ һәмдә техиму көп көчмә нопусни йәрләштүрүш үчүн тиришмақта. Дәрвәқә буларниң һәммиси кишиләрниң арзусиниң қандақ болуши билән һесаплашмастин бу районини хитайға ассимилятсийә қилип қошуветиш үчүн йолға қоюлуватиду. Мениң чүшәнчәм бойичә, буларниң һәммиси һазир йүз бериватиду, хитайлар кәлгүсидә шинҗаңға техиму көпләп бериши мумкин. Чүнки, шинҗаңниң йошурун күчи бәкму зор, земин вә макан, тәбиий байлиқ, сәккиз дөләт билән қошна болуштәк истратегийилик орни қатарлиқлар хитай көчмәнлирини бәкму көп пурсәтләр билән тәмин әткәчкә, улар тохтавсиз көчүши мумкин. Һалбуки, нәқ мушу нуқтида уйғурларниң кимлик мәсилиси мәйли уйғурлар үчүн болсун яки хитайлар үчүн болсун, охшашла муһим қиммәткә игә. Шуниң үчүн хитай һөкүмити һазир йолға қоюватқан сиясәтләр һәмдә униң иҗра қилиш йоллири ениқки мәғлуп болғини болған. Әмма әһвал қайси дәриҗидә болсун, шинҗаңда ташқи күчләрниң тәсири йоқ, һечболмиғанда рошән дәриҗидә рол ойниғудәк дәриҗидә мәвҗут әмәс. Мәйли дуня уйғур қурултийи болсун яки талибан болсун, һечқайсисиниң тәсири йоқ, буларға четишлиқ йериму йоқ. Һәммиси ички амилларниң роли арқисида оттуриға чиқиватқан әһваллар, халас. Йәнә келип буларниң һәммиси хитай һөкүмити йолға қоюватқан сиясәтләргә инкас сүпитидә оттуриға чиқиватиду.”

Раянниң баянлирида ейтилишичә, дәрвәқә хәлқарадики “террорлуқ йүзлиниши” дегәндә, хитай һөкүмитиниң көздә тутқини йеңидин баш көтүргән д а иш ш тәшкилати вә буниңға бағлинишлиқи бар, дәп қариливатқан сүрийәдики уйғур қораллиқлири, шундақла чәтәлләрдики уйғур сиясий тәшкилатлири икәнликини тәхмин қилиш мумкин. Гәрчә биваситә вә васитилик учур мәнбәлири сүрийәдики уруш қайнамлириға юғурулуп кәткән бу уйғурларниң хитайдики сиясий, иқтисадий вә диний бесимлардин қутулуш мәқситидә қачақ йоллар арқилиқ хитайдин қечип чиққанлиқини рошән һалда көрситип бериватсиму, хитай һөкүмити йәнила мушуни баһанә қилип, уйғурларниң диний кимликигә қаритилған түрлүк һуҗумлирини җиддий күчәйтиватқанлиқи мәлум. Униң қаришичә, буниң әң типик ипадиси сүпитидә 1-апрел елан қилинған “әсәбийликкә қарши туруш низами” һәмдә униңдики уйғурларниң диний кимликини йоқитиш нишан қилинған мәзмунларни көрситиш мумкин.

Бу йеңи “низамнамә” дики алақидар бәлгилимиләр бойичә, уйғурларниң күндилик турмуши билән чәмбәрчас бағлинип кәткән көплигән амиллар, җүмлидин исим қоюш, сақал қоюш һәмдә ромал артиш қатарлиқлар “әсәбийлик” ниң бәлгилири сүпитидә қаттиқ назарәт қилинидиғанлиқи бәлгиләнгән. Шуниң билән биргә, мушу бәлгилиминиң елан қилинишиниң өзила хәлқарада хитай дөлитиниң ислам диниға тутқан муамилисигә бир чоң соал бәлгисини қойған иди. Бу һәқтә сөз болғанда, америкиға қарашлиқ самоа арилиниң сабиқ баш сотчиси һәмдә дипломат гровер рес әпәнди бу хилдики диний етиқадни дөләт йөләк болған һалда зорлуқ күч арқилиқ чәкләш қилмишиниң һечқандақ бир хәлқаралиқ өлчәмгә уйғун әмәсликини алаһидә тәкитлиди: “шүбһисизки, хитай һөкүмити һечқачан хәлқара диний әркинликниң өлчәмлири билән һесаблишип олтурған әмәс. Хитай худди башқа диктатора дөләтлиригә охшашла диктаторилиқ асасидики мәмликәт болғачқа, шәхсләрни йүз пирсәнт дөләткә садиқ болуши керәк, дәп қарайду. Шуниң үчүн улар мушу хилдики садақити йоқ кишиләрни ишқа қоюштин бәкму қорқиду, худаға садиқ кишиләрни болса һәргизму иш бешиға йеқин кәлтүрмәйду, бундақ кишиләрдин бәкму һүркүйду. Мән уйғурларниң көп қисминиң тинчлиқпәрвәр мусулманлар икәнликини, уларниң ‛әсәбийлик‚ дегәндин толиму йирақ икәнликини билимән. Әмма бу йәрдики түп мәсилә шуки, уйғурлар етиқад қилип келиватқан дин хитай компартийәси иҗат қилған шәйи болмиғачқа, хитай һөкүмити вә компартийә буниңдин изтирапқа чүшүватиду вә хәвпсирәватиду. Улар бу җәһәттә башқа динларғиму охшаш усулни қоллиниватиду. Мана мушу сәвәбләрдин улар ислам динини бир түрлүк тәһдит дәп қаримақта һәмдә террорлуқ һадисилири һәрқачан мусулманлар билән бағлинип қеливатқанлиқтәк бир вәзийәттин пайдиланмақта. Бу арқилиқ бу мусулманларни террорчи қилип көрситиш арқилиқ өзлири халиған ишларни қилишниң қәстигә чүшкән гәп.”

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити елан қилған уйғурларниң диний кимликини аҗизлаштуруш мәқситидики бу сиясәтләр елан қилинғандин кейин, уйғурлар вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан анализчилар хитайда баш көтүрүшкә йүз тутқан ислам вәһимиси һәмдә униң буниңдин кейинки уйғурлар дияриға көрситидиған сәлбий тәсири һәққидә көпләп мақалиләрни елан қилмақта икән.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
seudi-xitay-Mohammad-bin-Salman-shi-jinping-2022.jpg
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.