Японийә журнили: җуңгодин қечип “ислам дөлити” тәшкилатиға қатнишиш

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.08.09
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
yaponiye-heptilik-xewer-zhornili.jpg Японийә “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң муқависи.
RFA/Qutluq

Японийәдин чиқидиған япон тилидики “һәптилик хәвәрләр” журнили 9-авғусттики санида журналист бисаниарен ибараһими амниң “җуңгодин қечип ‛ислам дөлити‚ тәшкилатиға қатнишиш” намлиқ уйғурларға даир мақалисини елан қилди.

Мақалидә алди билән сүрийәдики “ислам дөлити” тәшкилатиға қатнишиватқан чәтәлликләрниң сани тоғрисида тохталған болуп униңда:“һазир сүрийәдики ‛ислам дөлити‚тәшкилатида җәмий төт миң нәпәр чәтәллик бар. Буниң ичидә хитайдин кәлгән уйғурлар 114 нәпәр” дейилгән вә уйғурлар санниң 20-июл америкидики “йеңи америка тәтқиқат мәркизи” елан қилған доклаттин нәқил елинғанлиқини әскәрткән.

Шундақла “ислам дөлити” тәшкилатиға әза болған уйғурларни хәлқара җәмийәт “хитайниң бесимидин қечип чиққан яшлар” дәп баһа бериватқан болсиму, бирақ хитай һөкүмитиниң уларни йәнила террорчилар дәп әйибләватқанлиқини билдүргән.

Зияритимизни қобул қилған японийәлик қануншунас ямада уйғур яшлириниң “ислам дөлити” тәшкилатиға қатнишишиниң сәвәблири үстидә тохтилип: “уйғурлар өз маканлирида хитайниң түрлүк диний бесимлириға учриғанлиқтин өз юртлирини тәрк етип чәтәлгә чиқип кетишкә мәҗбур болмақта шундақла улар иқтисадий җәһәттин йәни намратлиқтин қутулуш үчүн бу йолларни таллиған” деди.

Мақалидә америкида елан қилинған мәзкур доклатни тәйярлиғучи нейитрозенбуратниң қаришиғиму алаһидә орун берилгән болуп униңда:“сүрийәдики ‛ислам дөлити‚ тәшкилатиға топланған чәтәлликләр ичидә уйғурлар әң кәмбәғәл, мәдәнийәт сәвийәси әң төвән болуп, улар илгири өз юртлирида асасән ишчи болғанлар икән” дейилгән.

Мақалидә “ислам дөлити” тәшкилатидики уйғурларниң 73% иниң асасән 2014-йилидин башлап мәзкур тәшкилатқа әза болғанлиқини шундақла уларниң 10 яштин 18 яшқичә болған балилири вә аилиси билән бирликтә сүрийәгә кәлгән уйғурлар икәнликини илгири сүргән.

Америкилиқ нейитрозенбуратниң ейтишичә: “‛ислам дөлити‚ тәшкилатиға қатнашқан уйғурларниң көпинчиси өз юртлирида ишсиз қалған, мәктәп тәрбийиси көрмигән, пулиму йоқ,хитайниң бесимиға учриған яшлар болуп, уларниң өз юртлиридин чәтәлгә чиқиши толиму тәс” икән.

Мақалидә “ислам дөлити” тәшкилатиға қатнашқан уйғурлар һәққидә нейитрозенбуратниң бәргән баһасиғиму алаһидә орун берилгән болуп у: “‛ислам дөлити‚ тәшкилатиға қатнашқан уйғурлар рәсмий җиһадчилар әмәс, улар җиһадтин хәвәрсиз яшлар. Уларниң 110 нәпиридин ‛силәр илгири җиһадқа қатнашқанму?‚ дәп сориғанда, улар ‛яқ‚ дәп җаваб бәргән. Буниңға пәқәт төтла уйғур җаваб бәрмигән. Йәнә улардин ‛силәр илгири чәтәлгә чиқип бақанму?‚ дәп соралғанда, улардин 70% өзлириниң тунҗи қетим чәтәлгә чиққанлиқини баян қилған. Буниңдин қариғанда, уларниң чәтәлдики шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати билән һечқандақ алақиси йоқ шундақла чәтәлләрдики башқа ‛җиһад‚ тәшкилатлири биләнму мунасивитиму йоқ. ‛ислам дөлити‚ тәшкилатидики башқа чәтәллик әскәрләр билән селиштурғанда, бу уйғурлар радикал исламчилардин әмәс, улар пәқәт хитай зулумидин қечип дуняниң халий бир йеридә яшаш йолини таллиған яшлар” дейилгән.

Мақалидә уйғурлар һәққидә қисқичә тохталған болуп, униңда уйғурларниң 1930-вә 1940-йиллирида өз җумһурийәтлирини қурғанлиқини шундақла әсирләр бойи өзлири яшап келиватқан бу тупраққа хитай көчмәнлириниң көпләп йәрлишишини әсла халимайдиғанлиқини билдүргән.

Мақалидә уйғурларниң күчлүк ислами диний етиқади, хитайниң уйғурларни ассимилятсийә қилиш сияситигә қарши туруштики бирдин ‏- бир йоли дәп тәриплигән.

1990-Йиллардин кейин көпләп хитай көчмәнлириниң уйғур елиға көчүши нәтиҗисидә уйғурларниң байлиқлири хитайлар тәрипидин монопол қилинип, уйғурлар иқтисадий имтиязлардин қуруп қилип, уларниң кимлики дәпсәндә қилинғанлиқи сәвәбидин икки милләт арисидики зиддийәт күчийип буниң билән 2009-йили 5-июл үрүмчи вәқәсиниң йүз бәргәнликини мақалидә алаһидә тилға елип өткән.

Мақалидә хәлқара җәмийәт уйғурларниң кишилик һоқуқ һәрикәтлирини хитайниң бесимиға қарши һәрикәтләр дәп һесаблисиму, бирақ хитай һөкүмитиниң уйғурларни радикал исламчиларға вә шундақла хәлқаралиқ террорлуқ тәшкилатларға бағлап уларни хәлқараға террорчи қилип көрситишкә тиришиватқанлиқиниму оттуриға қоюп, 2013-йили 10-айда тйәнәнмендә йүз бәргән аптомобил һуҗумида бәш кишиниң, 2014-йили 3-айда күнмиң пойиз истансисидики пичақ һуҗумида 30 кишиниң, 2015-йили 2-айдики бай наһийәсидики көмүрканға һуҗум қилиш вәқәсидә 30 кишиниң өлгәнликини баян қилип, бу хилдики вәқәләрни хитай һөкүмитиниң һәмишә шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатиға бағлап тәнқидләйдиғанлиқини илгири сүргән.

Мақалидә, уйғур елидики интернет торлириниң қаттиқ қамал қилинидиғанлиқини шундақла уйғурларниң паспорт елип чәтәлләргә чиқишиниң толиму тәслики баян қилинған болуп, униңда ройтер агентлиқи мухбирлириниң түркийәгә шәрқий җәнуби асия әллири арқилиқ келип йәрләшкән бир қисим мусапир уйғурлар билән елип барған сөһбәтлиридә көпинчә уйғурлар өз юртлирида өзлириниң яшаш имканийәтлириниң қалмиғанлиқини, һәр җәһәттин бесимға учраватқан уйғурларниң түрлүк йоллар арқилиқ чәтәлләргә чиқип кетишни арзу қилидиғанлиқини баян қилғанлиқиму көрситилгән.

Мәзкур мақалидин хәвәрдар болған японийәдики хитай ишлири мустәқил тәтқиқатчиси маеда юри бу һәқтә тохтилип: “хитайдин қечип ‛ислам дөлити‚ тәшкилатиға әза болған уйғур яшлири әлвәттә хитай зулумидин қечип чиққан яшлар. Буниң сәвәбчиси йәнила хитай компартийәсидур. Бирақ, бу яшларниң бундақ тәшкилатларға қатнишиши хитайниң уйғурларни хәлқараға террорчи қилип көрситишигә шундақла уйғур елидики уйғурларни террорлуққа бағлап қаттиқ бастурушиға баһанә болуп қилишидин әндишә қилимән” деди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
elshir_nawayi-esiri
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.