Хитайниң ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға вәкил тәйинлигәнлики немидин дерәк бериду?

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.06.18
Хитайниң ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға вәкил тәйинлигәнлики немидин дерәк бериду? Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш катипи доктор йүсүф әл-усәймин билән хитайниң сәуди әрәбистандики баш әлчиси чен вейчиң җиддәдә учрашқан көрүнүш. 2021-Йили 13-июн, сәуди.
oic-oci.org

Хитай һөкүмити йеқинда ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға бир вәкил тәйинлигән болуп бу тоғрида ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәсми тор бетидә хәвәр берилгән. Хәвәрдә дейилишичә, ислам һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктур юсуф әл-усәймин 13-июн күни сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһридики катибатлиқ мәркизидә хитайниң сәудий әрәбистанда турушлуқ баш әлчиси чен вейчиңни қобул қилған.

Хитайниң баш әлчиси чен вейчиң ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш катипиға хитайниң ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға рәсмий вәкил тәйинлигәнликигә мунасивәтлик бир һөҗҗәтни бәргән.

Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң тор бетидики бу хәвәрдә икки тәрәп ислам һәмкарлиқ тәшклати вә хитай һакимийити оттурисида охшимиған саһәләрдә һәмкарлиқни тәрәққи қилдуруш тоғрисида музакирә елип барғанлиқи вә һәр икки тәрәп озара әндишә қиливатқан бир қатар мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурғанлиқини билдүргән. Әмма һәр икки тәрәпниң конкирет зади қайсий мәсилиләрдә әндишә қиливатқанлиқи тоғрисида мәлумат берилмигән.

Хитайниң ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға вәкил тәйинлигәнлики немидин дирәк бериду? хитай мусулман дөләт әмәс туруқлуқ қандақ болуп ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға вәкил тәйинлийәләйду? ислам һәмкарлиқ тәшкилати немини көздә тутуп хитайниң вәкиликини қобул қилиду? буниң уйғурларға сәлибий тәсири боламду?

Биз бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әркин әкрәм вә хәлқара шәрқий түркситан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтулла оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.

Һидайәтуллаһ оғузхан бу һәқтә пикир баян қилип, шәрқий түркистандики мусулманларниң диний әркинликигә чәклимә қоюп “қуран кәрим” ни көйдүргән, мәсҗидләрни чеқивәткән вә уни тансаханиға айландуриған, шундақла исламниң дүшмини болған хитайниң дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилатида вәкил турғузушиниң аччиқ бир трагедийә икәнликини билдүрди.

Һидайәтулла оғузхан ислам һәмкарлиқ тәшкилатини ислам дининиң һәқиқий пиринсиплириға риайә қилмиғанлиқ билән әйиблиди. У ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң хитай вәкилини қобул қилғанлиқи тоғрисида шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики намидин наразилиқ билдүридиғанлиқини ипадилиди.

Доктур әркин әкрәм хитайниң ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға вәкил тәйинләш арқилиқ бу тәшкилатта өзиниң тәсирини көрситишкә тиришиватқанлиқини билдүрди.

Доктур әркин әкрәм йәнә хитай дуня нупусиниң хели көп салмиқини игиләйдиған ислам дунясиниң күчидин пайдиллинип, америкиға тақабил турушни көзләйдиғанлиқини ипадилиди.

Доктур әркин әкрәмниң билдүрүшичә, хитайниң ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға вәкил тәйинлишиниң йәнә бир сәвәби ислам дуняси вә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғурларни қоллап қелишниң алдини елиштин ибарәт икән.

Доктур әркин әкрәмниң билдүрүшичә, ислам дунясиму хитайниң иқтисадиға вә мәбләғ селишиға муһтаҗ һаләттә икән. Мусулман дөләтлири ғәрб әллириниң беисимлириға қарши хитайдәк бир дөләтниң өз йенида турушни халайдикән.

Доктур әркин әкрәм сөзидә йәнә хитайниң оттура-шәрқ вә шәрқий-җәнубий асияда өзиниң тәсир даирисини мусулманларниң қоли арқилиқ күчәйтишни пиланлаватқанлиқини, йиғип ейтқанда, хитай һәм америкаға тақабил туруш һәм оттура-шәрқтә өзиниң тәсирини тикләп, уйғурларни ислам дунясидин айриветиш үчүн қәдәм бесиватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.