Ислам һәмкарлиқи тәшкилати уйғурларниң әмәс хитай коммунистлириниң һәмкарчиси
2024.10.23
Уйғурларниң милләт бойичә тутқун қилип, җаза лагерлириға қамилип, ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқиға даир испатлар өткән бир қанчә йилда арқа-арқидин ашкарилинип, хәлқараниң күчлүк диққитини қозғиди. Бу қирғинчилиқниң типик ипадилириниң бири уйғурларниң ислами етиқад әркинликини чәкләш, йоқитиш, динсизлаштуруш вә ахирида җуңхуа миллити нами астида хитай миллити вә мәдәнийитигә сиңдүрүштур.
Америка һөкүмити башчилиқидики бир қисим явропа дөләтлириниң парламентлири хитайниң уйғурлар үстидики қилмишини ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилди. Һәтта 2022-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комитети елан қилған уйғурлар һәққидики доклаттиму, хитайниң қилмишлириниң инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкинлики оттуриға қоюлди. Гәрчә уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи шәксиз бир реаллиқ болсиму, лекин бу ирқий қирғинчилиқ йәнила давам қиливатмақта. Бундақ болушидики әң муһим сәвәбләрдин бири дәл ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға болған сүкүтидур.
Бизгә мәлум болғинидәк, буниңдин бир һәптә бурун йәни 2024-йили 16-өктәбирдин 19-өктәбиргичә, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң вәкиллири хитайниң бейҗиң шәһири вә уйғур илида зиярәттә болғаниди. Гәрчә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу қетимлиқ хитай сәпири әза дөләтләрдә вә мәзкур тәшкилатниң орган тор бетидә тәшвиқ қилинмиғандәк көрүнсиму, әмма бу зиярәтниң ислам әллири хәлқиниң уйғур мәсилисидики позитсийәсигә тәсир көрситидиғанлиқи толиму ениқ. Ислам һәмкарлиқ тәшкилати 2023-йилиму “шинҗаң зиярити” қилған болуп, хитай билән болған истратегийәлик мунасивити өткән йиллардин буян күнсери күчийишкә башлиған. Мәзкур тәшкилат билән хитайниң қоюқ мунасивәттә болушидики сәвәбниң америка башчилиқидики ғәрб дунясиниң хитайниң уйғурлар үстидики җинайәтлири үчүн ембарго йүргүзүши вә бу ембаргониң хитай иқтисадиға қақшатқуч зәрбә болғанлиқи ашкара. Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниңму уйғурларға қош өлчәм қолланғанлиқи сәвәблик ислам дунясидики инавитиниң чүшүп кетиш бәдилигә хитайға йеқин болушиму иқтисадий мәнпәәт вә хитайдин қорқуш сәвәблик йүз бәрмәктә. Демәк, хитай билән ислам дөләтлири охшашла өз мәнпәәтлири үчүн бир бири билән һәмкарлишип кәлмәктә. Әҗәба, ислам намидики бу һәмкарлиқ тәшкилатиға нисбәтән ейтқанда, уйғур мусулманлириниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш, мәзкур тәшкилатиниң мәнпәәтини қоғдаштәк муһим әмәсму қандақ?
Хитай башқурушидики “хәлқ тори” ниң 19-өктәбирдики хәвиридин қариғанда шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңрүй вә аптоном районниң рәиси әркин тунияз үрүмчидә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғур илиға зиярәткә кәлгән вәкилләр өмикини күтүвалған. Ма шиңрүй алди билән ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң “хәлқарада хитайниң күчлүк қоллиғучиси болғанлиқи” ға рәһмәт ейтқан. Ма шиңрүй сөзидә, хитайниң қанун бойичә “террорлуққа вә диний әсәбийликкә қарши туруп, шинҗаңдики һәрбир пуқраниң кишилик һоқуқини қоғдап, һәр милләт хәлқи билән бирликтә гүзәл шинҗаң бәрпа қилғанлиқи” ни; әмма америка башчилиқидики ғәрб дөләтлиридики бир қисим күчләрниң “шинҗаң һәққидики ялғанларни ойдуруп” чиқип, кишилик һоқуқ шоарини көтүрүвелип, хитайға җаза йүргүзгәнлики; әмәлийәттә уларниң мәқситиниң “шинҗаң намида хитайниң тәрәққиятини тосмақчи” икәнликини; ислам һәмкарлиқ тәшкилати әзалириниң бу қетимлиқ шинҗаң зияритидә бу йәрдики “һәқиқий реаллиқ” ни көргәнликини; шуңа уларниң бу көргәнлирини ташқи дуняға көпләп тарқитишини тәләп қилған.
Дәрвәқә, ма шиңрүйниң юқириқи сөзлиригә җавабән, пәләстин, қирғизистан, ирақ қатарлиқ дөләтләрниң ислам һәмкарлиқ тәшкилатидики вәкиллириму хитайниң “шинҗаң сиясити” ға юқири баһаларни бәргән. Шундақла америка қатарлиқ бир қисим дөләтләрниң “уйғур ирқий қирғинчилиқидәк ялғанчилиқни ойдуруп чиқирип, хитайни қарилаватқанлиқи” ға һәқиқий ишәнгәнликлирини вә хитай билән болған мунасивәтни буниңдин кейин техиму чоңқурлаштуридиғанлиқлирини билдүрүшкән.
Бу йәрдә бир нәрсә ениқки, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң хәлқара сәһниләрдә хитайни қоллиши, хитайниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқини қоллиғанлиқи дәп қарилиду. Бу дегәнлик йәнә, ислам һәмкарлиқ тәшкилати уйғурларни террорчи, диний ашқунлар дәп қарайду яки хитайниң шундақ тәшвиқатини тоғра дәп қобул қилиду дегәнликтур.
Әмәлийәттә, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң хитай билән қоюқ мунасивәттә болуши вә уйғур елини зиярәт қилишлири, хәлқарада күчлүк муназирә вә гуман қозғап кәлгән бир мәсилә иди. Чүнки бу тәшкилат ислам әллири ичидики муһим тәшкилат болуп, ислам дунясиниң ортақ авази дәп қарилиду. Мәзкур тәшкилат 1969-йили қурулғандин буян пәләстин мәсилисини күчлүк қоллиған вә исраилийәни тәнқидләп нурғун баянатларни берип кәлгән. Ирқий қирғинчилиққа учриған роһингалиқлар үчүн, миянмар һөкүмитини хәлқара сотқа әрз қилған. Сүрийә вә әрменийәдики узун муддәтлик ички урушлар шу җайдики мусулманларни еғир инсанпәрвәрлик киризисиға патуруп қойғинида, мәзкур тәшкилат бу мәсилиләрни һәл қилиш үчүн қолидин келишичә күч чиқарған. Һалбуки, уйғур мәсилисигә кәлгәндә болса, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқиға даир нурғун испатлар, гуваһлиқлар алдида, бу тәшкилат сүкүт қилишни таллиди. Техиму ечинарлиқи, бүгүн бу тәшкилат йәнә хитайниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайитини йошуруш тәшвиқатиға аваз қошушни башлиди.
Шуниси ениқки, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа тутқан бу хил муамилисиниң, мәзкур тәшкилатқа әза болған 57 дөләтниң ортақ қарари билән оттуриға чиққанлиқида гәп йоқ! техиму муһими, ислам һәмкарлиқ тәшкилати вәкилләр өмики уйғур елидә зиярәттә болуш вә хитайниң тәшвиқатиға аваз қошуш арқилиқ, өзлириниң уйғурлар мәсилисидики позитсийәсиниң тоғра болғанлиқини испатлимақчи болушиму мумкин. Чүнки бу тәшкилатниң уйғур мәсилисидики позитсийәси бир қанчә йиллардин буян хәлқарада күчлүк тәнқидкә учрап кәлгәниди. Бу хил тәнқидләрдин қутулуп, өзлириниң образини қайта тикләштә, бири, уйғурларни қоллап, хитайдин ваз кечиш вә уни тәнқидләш; йәнә бири болса, уйғурлар мәсилисидә давамлиқ ялған сөзләш вә ирқий қирғинчилиқ дегәндәк мәсилиләрниң әсла мәвҗут әмәсликини хитай билән тәң тәшвиқ қилиштин ибарәт икки йолдин бирини таллишиға тоғра келиду. Уйғурларни қоллаш ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрни “исламниң адалитини сақлаш” тин башқа һечқандақ мәнпәәттә ериштүрәлмәслики мумкин. Әмма хитайға йеқин болуш, бу тәшкилат вә әза дөләтләрни хитайдин келидиған нурғун иқтисадий вә сиясий мәнпәәтләргә ериштүридиғанлиқиға улар шәксиз ишиниду.
Хуласилигәндә, ислам һәмкарлиқ тәшкилати хитайниң җинайитини йошуруштики тәшвиқат қоралиға айлинип, мусулманларниң ортақ авази болуштәк бу мәсулийәтни үстигә алалмайдиғанлиқини йәнә бир қетим испатлап бәрди. Уйғурлар мәсилиси ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң қоллишисизму һаман һәл болидиғанлиқи пәқәт вақит мәсилиси халас. Чүнки ирқий қирғинчилиқ пүткүл дуняниң ортақ мәсилиси болуп, бу мәсилә көздин сақит қилинғанда, дуняда адаләт яки тинчлиқниң давам қилиши әсла мумкин әмәс. Әмма ислам һәмкарлиқ тәшкилати дөләтлириниң мусулман кимликидә өзи етиқад қилидиған ислам дининиң қиммәт қарашлириға қарши йөнилиштә иш тутуши, хәлқарада тиклигән “дуня мусулманлириниң һәқ-һоқуқ қоғдиғучиси” болуштәк образини пүтүнләй хунүкләштүриду. Ақивәттә, уларниң ислам дунясиға вәкиллик қилиш салаһийитиниң зади бар яки йоқлуқи мусулманлар арисида күчлүк гуман пәйда қилип, бу органниң инавитини пүтүнләй етибарсизлаштуруши мумкин.
[Әскәртиш: мәзкур обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]