Шәйх ясир қази :“ислам дуняси уйғурлар үчүн оттуриға чүшүши лазим!”

Мухбиримиз әзиз
2018.10.01
yasir-qazi-provided-by-himself.jpg Америкидики родес университетиниң профессори ясир қази.
Yasir Qazi özi teminligen

Мусулманлар дунясиға, җүмлидин уйғурларғиму бәлгилик дәриҗидә тонушлуқ болған диний алим, америкидики родес университетиниң профессори ясир қази 2018-йили июл ейида мусулманлар зиярәт өмики тәркибидә хитайниң бейҗиң, шиән, шаңхәй қатарлиқ чоң шәһәрлиридә зиярәттә болди. Шу җәрянда униң бейҗиңдики бадалиң райониға җайлашқан сәддичин сепилиға чиққанда җанлиқ шәкилдә тарқатқан “йәҗүҗ-мәҗүҗләр вә сәддичин сепили” һәққидики қисқа видийоси муәййән ғулғула қозғиди. У бу қисқа видийода “қуран кәрим” дә тилға елинған йәҗүҗ-мәҗүҗләрниң хитайлар икәнлики һәққидики қарашни инкар қилип “‛қуран‚ дики искәндәр зулқәрнәйн билән тарихтики истелачи александер македониски бир шәхс әмәс, йәнә келип ‛қуран‚ дики искәндәр йәҗүҗ-мәҗүҗләр үчүн соққан тамниң сүпәтлири сәддичингә чүшмәйду” дегән иди.

“йәҗүҗ-мәҗүҗләр” һәққидики һәқиқәтниң қандақ болушидинму көрә, ясир қазиниң дәл уйғурлар дияридики сиясий бастуруш юғури пәллигә чиқиватқан мәзгилгә тоғра кәлгән мәзкур видийоси көплигән уйғур җамаитини нарази қилғанлиқи мәлум. Шундақла бир қисим кишиләрниң нәзиридә “хитай үчүн сөз қилғанлиқ” дәпму қаралди. Биз бу һәқтики мәсилиләр һәққидә микрофонимизни доктор ясир қазиға узатқинимизда у өзиниң сәпири җәрянида көргәнлири вә һес қилғанлирини биз билән ортақлашти. Сөһбитимиз әнә шу тәриқидә башланди.

Соал: алди билән бу йил яз айлиридики хитай сәпириңизгә келәйли: шу қетимлиқ сәпәр бирәр сиясий яки диний тәшвиқатни көзлигән хитай һөкүмитиниң малийә җәһәттики ярдими билән тәшкилләнгәнму?

Ясир қази: яқ, яқ. Мән һәр йили дуняниң һәрқайси җайлириға ислам диниға мунасивәтлик ишлар бойичә сәпәр қилип туримән. Шу сәвәбтинму пәләстин, әндалус (испанийә) дегәндәк җайларға барғанмән. Көплигән кишиләр, җүмлидин бир қисим достлирим йиллардин буян маңа хитайға берип, ислам дининиң у җайдики әһвалини билип келишни тәвсийә қилип кәлгән иди. Шуңа 2016-йили мушу қетимқи сәпәрни пиланимға орунлаштурған идим. Мән хитайға беришни қарар қилған у йили уйғурларниң әһвали һазирқидәк ундақ яман вәзийәттә әмәс иди, ташқи дуняму уйғурлар һәққидә унчә көп нәрсиләрни билип кәтмәйтти. Әмма аридин узун өтмәй уйғурларниң әһвалида бәкму тез өзгиришләр оттуриға чиқишқа башлиди. Һалбуки биз айропилан белити, ятақ дегәнләрни орунлаштуруп болғандин кейин, болупму сәпиримиз башлиништин төт-бәш ай илгири уйғурларниң интайин еғир вәзийәткә дуч келиватқанлиқи һәққидә хәвәрләр келишкә башлиди. У вақитқа кәлгәндә сәпиримизни бикар қилишқа асасән имканийитимиз болмиди. Шуниң билән мән мушу қетимлиқ сәпәр арқилиқ һәқиқий әһвални көрүп келиш һәмдә шу арқилиқ кишиләрниң техиму зор диққитини тартишни ойлап қалдим. Әмма бу сәпиримизниң мәқситигә кәлсәк униң хитай һөкүмити билән қилчә алақиси йоқ, биз һечқачан хитай һөкүмитиниң тәшвиқатиниму қиливатқинимиз йоқ. Биз асаслиқи ислам дининиң хитайдики тарихи вә әң дәсләпки мусулманлар һәққидә техиму тәпсилий мәлуматларға игә болушни көзлидуқ. Бу қетимқи сәпәрдин қайтип кәлгәндин кейинки нутуқлиримда уйғурларниң әһвали һәққидә тәпсилий тохталдим.

Соал: рәһмәт! хитайдики вақтиңизда уйғурлар дияриға беришқа мумкинчилик болдиму? яки шундақ қилишқа тиришип бақтиңизму?

Җаваб: шу чағдики саяһәт ширкити бизгә “һазир у җайға бериш хәтәрлик” деди. Баятин ейтқинимдәк өмикимиздә 100 мусулман бар иди. Уларниң һәммиси сақаллиқ, һеҗаплиқ дегәндәк кишиләр болуп, сәпәр җәрянида намазни қаза қилмай оқуп турдуқ. Шуңа һәммила җайда бәкла ашкара көзгә челиқаттуқ. Шу сәвәбтинмикин биз шәрқий түркистанға бериш арзуйимиз барлиқини ейтсақ саяһәт йетәкчиси “у йәрдә силәрниң аманлиқиңларға кепиллик қилип болалмаймиз” дәп унимиди. Худайим буйруса мениң арзуюм шу: шараит яр бәргәндә шәрқий түркистанға берип, шу җайниң әһвалини хәлқара җамаәтниң диққитигә сунуш, шундақла у җайдики мусулманларниң тарихини кишиләргә тонуштуруш хиялим бар. У җайда һазир немиләрниң болуватқанлиқинила әмәс, йәнә дуняға бу кишиләрниң ким икәнлики, уларниң шунчә узақ әсирлик ислам тарихиниң қандақ давам қилғанлиқи, уларниң “йипәк йоли” мәдәнийитидә қандақ рол ойниғанлиқи қатарлиқларниму тонуштурмақчимән. 2018-Йили язда бейҗиң, шаңхәй, шиән қатарлиқ җайларға барғанда 2019-йили шинҗаң дәп атиливатқан шәрқий түркистанға берип “йипәк йоли” саяһитини қилайли, дәп пиланлиған идуқ. Әмма һазирқи вәзийәтниң еғирлиқидин бу пиланлиримиз әмәлгә ашмайдиғандәк қилиду.

Соал: көп рәһмәт! 2018-йилидики сәпәрдә көргәнлириңизгә асасән ислам дининиң хитайдики омуми әһвалини қандақ баһалайсиз?

Ясир қази: буни сорисиңиз мәмнунлуқ вә пәришанлиқниң һәр иккиси мәвҗут. Мусулманларниң сан җәһәттики көплүки мени бәкла хушал қилди. Америкида ундақ һәммила йәрдә мусулманларни көргили болидиған әһвал мәвҗут әмәс. Йәнә келип һәммила җайда һалал ресторанларниң барлиқидинму бәк хушал болдум. Ислам дининиң охшаш болмиған милләтләргә ортақ икәнликиму кишини мәмнун қилиду. Уйғур, қазақ дегәндәк милләтләргә бу дин ортақ икән. Биз бейҗиң вә шаңхәйдә бир қисим уйғурларни көрдуқ. Йәнә хуйзу (туңган) ларниму көп учраттуқ. Ислам дининиң хитайда шунчә озуқ тарихқа вә шунчә көп үммәткә игә икәнликидин омумән хушал болдум. Көңлүмни ғәш қилғини хитайдики мусулманларниң башқа җайлардики мусулманларға охшаш диний әркинликкә вә һоқуқларға егә болмаслиқи, ислам диниға болған чәклимиләр, мәсчитләрниң контрол қилиниши, кишиләрниң өз пәрзәнтлиригиму ислам дини һәққидә тәрбийә беришкә қадир болалмаслиқи дегәнләр болди. Буларни мән өзүмниң торларға қойған лексийәлиримдә алаһидә тәкитлидим. Бу әһвалларға қариғанда мусулманларниң америкидики әһвали пәвқуладдә яхши болуп, бу җайда һечким мәсчитләрни башқурмайду, һөкүмәт һечқачан мәсчитләрдә немиләрни сөзләшни бекитип бәрмәйду, бизгә бу җайда толуқ диний әркинлик берилгән.

Соал: уйғурлар һазирқидәк еғир вәзийәткә дуч келиватқан әһвалда биз оттура шәрқ вә башқа җайлардики мусулманлар дунясиға немиләрни алаһидә билдүрүшимиз лазим, дәп қарайсиз?

Ясир қази: мусулман болуш сүпитимиз билән бизниң мәҗбурийитимиз бу әһвалларни тәкитләштур. Шәхсән мән өзүмниң фейсбукта елан қилған көплигән язмилиримда вә мәсчитләрдики хутбилиримда буни қилип келиватимән. Шуниң билән биргә барлиқ имамлар вә мусулманлар җамаити қолидин келишичә хитай һөкүмитигә бу вәһшиянә усулларни өзгәртишкә бесим қилиши лазим. Мән өзүм сиясийон болмиғанлиқим үчүн хитайға бесим қилишниң әң яхши йоллири тоғрисида бирнәрсә дейәлмәймән. Әмма бир алий мәктәп оқутқучиси вә шәйх, шундақла җамаәт әрбаби болуш сүпитим билән мениң вәзипәм уйғурларниң мушундақ ечинишлиқ әһвалини хәлқара җамаәтниң диққитигә сунуш, шундақла дуняниң бу ишқа болған йүксәк диққитини қозғаштур. Шуңа мусулманлар үммити бу әһваллардин яхши хәвәрдар болуши, бизму коллектип һалда бу әһваллардин уларни хәвәрдар қилиш, шу арқилиқ бир милйон кишиниң лагерларға соланғанлиқи, сансизлиған кишиләрниң қийнақ вә җазаға мәһкум болушидәк пәвқуладдә вәзийәтни тонутушимиз лазим. Һазирқи бу терагедийә ислам дини билән сиғишалмайду. Хитайниң “һәммила кишиниң диний етиқад әркинлики бар” дегәндәк алақидар қанун маддилири биләнму сиғишалмайду. Шуңа биздәк сирттики инсанларниң вәзиписи бу хил “икки йүзлимилик”ни кишиләрниң диққитигә сунуштур.

Соал: сиз тилға алғандәк хәлқара җамаәтниң диққитини қозғаш вә хитай һөкүмитигә бесим ишлитиш дегәндәк ишларни асасән америка, әнглийә вә башқа ғәрб әллири қиливатиду. Һалбуки мусулман әллири бу тоғрилиқ зуван сүрмәй сүкүт қиливатиду. “қуран кәрим”ниң тәлиматлири бу ишлар билән пүтүнләй зит келиду. Буларни қандақ чүшинишимиз лазим?


Ясир қази: бу дәрвәқә толиму ечинишлиқ реаллиқ. Көплигән мусулман әллири “қуран кәрим”ниң вә муһәммәд пәйғәмбәрниң тәлиматлириға әгишишни халимайватиду. Йәнә келип мусулман әллириниң мутләқ көп қисми өз нәпси биләнла болуп кетиватиду. Шу сәвәбтин улар хитайда уйғурлар дуч келиватқан тирагедийәләрни көрмәскә селиватиду. Бу әһвал йәнә сүрийә мусапирлири вә пәләстин харабиликидиму мәвҗут. Шуңа буларниң һәммиси қаттиқ тәнқидлинишкә тегишлик һадисиләрдур. Мусулман болуш сүпитимиз билән һәр бир шәхсниң бу хилдики паҗиәләргә қарита қолидин келишичә өтәшкә тегишлик мәҗбурийити бар. Чүнки һәммимиз шәхс сүпитидә аллаға һесаб беримиз. Гәрчә бирәр һөкүмәткә буйруқ чүшүрүш салаһийитим болмисиму өз авазим, тилим, фейсбок сәһипәм арқилиқ бу җәһәттә қолумдин келидиғанниң һәммисини қилишқа тиришимән. Сизму вә башқа кишиләрму шундақ қилишқа тиришиши лазим. Һәммимизла мушундақ қилишқа тиришсақ, худайим буйруса чоқум бир нәтиҗә чиқиду.

Алақидар материялларда көрситилишичә, ясир қази тексас штатиниң хюстон шәһиридә туғулған. Бәш йешида сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиригә көчүп шу җайда оттура мәктәпни түгәткән. Толуқ оттурини пүттүргәндин кейин америкиға қайтип келип хюстон университетида химийә инженерлиқи бойичә бакалаврлиқ унвани алған. 1996-Йили сәуди әрәбистандики мәдинә ислам университетиға оқушқа кирип әрәб тили бойичә магистирлиқ унвани алған. 2005-Йили америкидики әң даңлиқ алий мәктәпләрдин болған йел университетидин докторлуқ унвани алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.