Өзини мусулман дегәнләр немишқа уйғурларға көңүл бөлмәйду?
2023.03.30

Дунядики нурғунлиған мусулман дөләтләр уйғур мусулманлириниң йиллардин буян ирқий қирғинчилиққа учрап кәлгәнликини, мәсчитлириниң чеқилип, қуранлириниң көйдүрүлүп, сақаллириниң кесилип, аяллириниң ялиңачлинип, намаз, роза, һәҗ ибадәтлириниң чәкләнгәнликини таратқулар васитиси билән аңлап һәм көрүп кәлди.
Дуня шаһит болдики, әрәб-ислам әллири вә әтрапидики мусулман дөләт хәлқлири уйғурларға һесдашлиқ қилған вә анчә-мунчә намайишлар өткүзгән болсиму, әмма һөкүмәтлири бу қирғинчилиқни етирап қилишни халимиди, “барлиқ мусулманлар қериндаштур” дегән үммәт қариши бойичә һәрикәт қилмиди. Бәлки уйғурларға хитайниң көзидә қарап, хитайниң тәшвиқатиға маслишип, хитайниң дегәнлирини тәкрарлиди; америка вә ғәрб әллириниң “ирқий қирғинчилиқ” тоғрисидики баянлирини “сиясий оюн” дәп қариди; хитайға әгишип демократийә вә әркинликкә қарши сәптин орун алди, хитай билән иқтисадий вә дипломатийә алақисини техиму күчәйтти.
Хәвәрләрдин мәлум болғинидәк, хитайниң оттура-шәрқтә өз тәсирини күчәйтиши, иран билән сәуди әрәбистаниниң хитай васитиси билән яришип қелиши, сәуди әрәбистаниниң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға кирмәкчи болуши қатарлиқлар мусулман дөләтләрниң хитай билән техиму қоюқ мунасивәт, истратегийәлик һәмкарлиқ орнитидиғанлиқидин дерәк бәрди.
Америкадики туңган анализчи ма җү әпәнди “барлиқ мусулманлар қериндаштур” дегән чақириқниң һазир карға кәлмәс болуп қалғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “нурғун кишиләр динни бир пүтүн гәвдә дәп қарайду, сирттин қариғанда, барлиқ мусулманлар уюлташтәк мустәһкәм көрүниду, пәйғәмбәр әләйһиссаламму ‛мусулманлар бир бириниң қериндишидур‚ дегән. Әмәлийәттә растинла шундақму? исламийәтниң дәсләпки мәзгилидә бәлким шундақту, әмма пәйғәмбәр вапат болғандин кейин, болупму төт хәлипә заманидин кейин, бундақ бирлик мәвҗут болмай қалди. Кейинки вақитларда сиясий күрәшләр әвҗ алди. Үммәт хияли көпүккә айланди. Мәйли ислам динида болсун яки хиристян динида болсун, үммәтчилик пәқәт бир арзу, ғайидин ибарәт болуп қалди”.
Йеқинда америкадики “ташқий сиясәт” журнилида елан қилинған “дуня немишқа уйғурларға анчә көңүл бөлмәс болуп қалди?” намлиқ мақалидә, хәлқараниң бүгүн уйғурлар учрап келиватқан ирқий қирғинчилиққа сәл қаришидики бәзи сәвәбләр, мусулманлар дунясиниң йиллардин буян бу мәсилидин өзини қачуруши, һәтта хитайға болушуп, бу җинайәткә шерик болушидики мәқсәтлири көрситилгән.
Хәлқара “ислам қорқунчи” мәсилиси мутәхәссиси, язғучи, мухбир верлеман (CJ Werleman) йеқинда тивиттиер һесабида юқириқи мақалә билән бирликтә учур йоллап, “(пакистанниң сабиқ баш министири) имранхан, (сәуди әрәбистаниниң вәли әһдиси) муһәммәд бин салман, (түркийә президенти) рәҗәп таййип әрдоған, (әрәб бирләшмә хәлипиликиниң әмири) муһәммәд бин зайид қатарлиқлар уларни (уйғурларни) хитайға сатти; мусулман әмәсләр мусулманларниң һаятиға көңүл бөлмәс болди; бәзи мусулманлар америкаға қарши туруп, хитай билән дост болди” дәп язған.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комиетиниң муавин рәиси, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң әзаси турғунҗан алавидин “мусулман дөләт һөкүмәтлириниң хитай билән йеқин болушидики сәвәб һәр иккиси мустәбит һакимийәт” дегән қарашни илгири сүрди.
“ташқий сиясәт” журнилиниң дөләт хәпсизлики вә истихбарат мухбири әми мәкинан (Amy Mackinnon)
Йеқинда америка хәлқара диний әркинлики комитетиниң рәиси нури түркәл әпәндини зиярәт қилиш асасида язған “хитайниң уйғурларни бастуруши тарихта әң хәлқаралашқан бир ирқий қирғинчилиқ” дегән темидики мақалисидә, хәлқараниң бу қирғинчилиққа болған ғәзипиниң пәсийип қалғанлиқини баян қилған.
У бу мақалисидә хәлқараниң, болупму мусулманлар дунясиниң уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиққа тутқан пассип позитсийәси һәққидә мундақ язған: “хтиайниң уйғурларни бастурушиниң кишини әң қорқитидиған йери шуки, дуня уни тохтитишни халимиди; әйни вақитта американиң сабиқ президенти доналд трамп хитай билән болидиған содини қоғлишип, уйғурларниң 2017-йилдин тартип кәң-көләмдә тутқун қилинишиға бирәр җаза чәклимиси қоймиди. Мисир, пакистан, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләр хитайниң тәлипигә актип маслишип, уйғурларни хитайға-уйғурларни тутуп солайдиған җайға қайтуруп бәрди. Көплигән мусулман дөләтләр хитайниң иқтисадий күчидин қорқуп, сүкүт қилиш йолини тутти”.
Мақалидә йәнә, хитайниң террорлуққа қарши турушни баһанә қилип уйғурларға зәрбә бәргәнлики, лагерларға солап “қайта тәрбийә” бәргәнлики вә хәлқараға буни йоллуқ вә тоғра сиясәт дәп көрситишкә урунғанлиқи баян қилинған; нури түркәл әпәндиниң “әгәр һөкүмәт террорлуқ вә радикаллиққа қарши турушни баһанә қилип бир мусулман хәлққә пүтүнләй зәрбә бәрсә, бу сизниң тәпәккуриңизға тәсир қилиду вә сизниң уларға ярдәм бериш еһтималиңизни йоқ қилиду” дегән сөзи нәқил кәлтүрүлгән болуп, хитайниң уйғурларни “террорчилар, радикал унсурлар” дәп тәшвиқ қилишиниң хәлқарани, болупму мусулман дөләтләрни қаймуқтуруш ролини ойниғанлиқи көрситилгән.
Турғунҗан алавидин әпәнди дунядики көплигән мусулман дөләтлириниң һәқиқий ислам роһиға уйғун дөләтләр әмәсликини, бу дөләт хәлқлири ичидә гәрчә уйғурларни чүшинидиғанлар, һесдашлиқ қилдиғанлар болсиму, һакимийәт үстидикиләр мустәбит болғачқа уларниң авазиниң бесилип қалидиғанлиқини билдүрди.