Мусулманлар немишқа хитайниң ислам дүшмәнликини көрмәйду?

Мухбиримиз җәвлан
2023.05.12
Ши җинпиң билән муһәммәд бин салман Сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин салман солда хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшти. 2019-Йили 22-феврал, бейҗиң.
AP

Ислам әллириниң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа пәрва қилмаслиқи, мәсчитләрниң чеқилип, қуранниң көйдүрүлүшини, исламниң ‛кесәллик‚ дәп қарилип чәклиниши яки хитайчилаштурулушини көрмәскә селиши та һазирғичә тәтқиқатчилар вә сиясий анализчилар диққәт қилип келиватқан мәсилә болмақта. Йеқинда “әрәб дуняси үчүн демократийә” (DAWN) торида җон хофман (Jon Hoffman) имзасида елан қилинған “хитай немишқа уйғурларни бастуруш үчүн оттура шәрқтики шериклирини тапти?” намлиқ мақалидә бу мәсилә әтраплиқ вә чоңқур тәһлил қилинған.

Мақалидә ейтилишичә, хитай һөкүмити мусулманлар көп санлиқ дөләтләр, болупму оттура шәрқ дөләтлиридин уйғур районида йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ билән кари болмаслиқини тәләп қилипла қалмай, бәлки бу җинайәтни йоллуқ вә тоғра дәп махтишини қолға кәлтүрүшкә урунуп кәлгән. Нәтиҗидә, бу дөләтләрниң кативашлири хитайдики содиси, хитайдин киргүзидиған мәблиғи вә нефит базирида хитайдин келидиған нәпкә тайинип қалғанлиқи үчүн, хитайниң уйғур вә башқа мусулман милләтләрни бастурушиға сүкүт қилипла қалмай, бәлки уни ашкара махташқа вә хитай билән һәмкарлишишқа башлиған.

Болупму сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә мисир қатарлиқ дөләтләр хитайниң тәшвиқатиға ашкара маслашқан, һәтта хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға биваситә ярдәм бәргән болуп, хитайниң тәлипигә асасән бу дөләттики уйғур мусапирлирини хитайға өткүзүп бәргән. 2019-Йил бу үч дөләтни өз ичигә алған 37 дөләт б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши рәисигә имзалиқ мәктуп йоллап, хитайниң “хәлқара кишилик һоқуқ ишлириға қошқан төһписи” ни махтиған; хитай һөкүмити “шинҗаңдики террорлуқ, бөлгүнчилик вә әсәбийлик” кә зәрбә берип, қайтидин “тинчлиқ вә хәвпсизлик” бәрпа қилди, дегән. 2022-Йил б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши йиғинида юқириқи дөләтләрдин башқа қатар, һиндонезийә, судан вә пакистан қатарлиқ дөләтләр ғәрб әллири оттуриға қойған “шинҗаңда йүз бериватқан кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш қилмишлирини музакирә қилиш тәклипи” ни рәт қилған.

Бу мақалиниң аптори, оттура шәрқ мәсилилири мутәхәссиси, доктор җон хофман радийомизниң зияритини қобул қилип, уйғур мусулманлири учриған хорлуқ вә зулумға қарши чиқмаслиқта әрәб-ислам әллири билән түркийә, иран, пакистан вә башқа мусулман әллири оттурисида чоң пәрқ йоқлуқини билдүрүп мундақ деди: “түркийә бу мәсилидә бир аз күчлүк ипадә билдүргән болсиму йеқинқи мәзгилдә җимип қалди, чүнки түркийәниң хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқи бу бир нәччә йилда раваҗланди. Оттура шәрқ дөләтлиригә вә пакистанға қарайдиған болсақ, уларға барғансери шәрққә, йәни хитайға йеқинлишиватиду; хитай билән шериклишип уйғурларни бастуруш қилмиши көпийиватиду. Мәйли әрәб әллири, мәйли түркийә яки иран болсун, бу җәһәттә улар асасән охшаш”.

Американиң ақиллар мәркизидин “като иниститути” ниң алий тәтқиқатчиси мустафа ақйол радийомизниң зияритини қобул қилип, түркийәниң башқа ислам дөләтлиридин бир аз пәрқлиқ ипадә билдүрүшидә түркийә хәлқиниң түрткиси болғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “мушу бир-икки йилдин бери түркийә һөкүмити ‛уйғурлар учрватқан зулумни билимиз, буниңға қарап туралмайдиғанлиқимизни хитайға билдүримиз‚ дегәндәк гәпләрни қилди. Бу гәп аҗиз болсиму, башқа мусулман дөләтлиригә баққанда сәл яхши. Бу асасән түркийә хәлқиниң бу ишқа йеқиндин диққәт қилиши сайисидә болди. Түркийәдики милләтчи вә диндар хәлқ көптин бери уйғурлар учрап келиватқан зулумни билиду. Өктичи партийәләрму бу мәсилини оттуриға қойди”.

Бу йил 1-айниң бешида, сәуди әрәбистан, мисир, бәһрәйин, әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ 14 дөләттин кәлгән, 30 өлимадин тәшкилләнгән вәкилләр өмики уйғур районини зиярәт қилған болуп, буларни әрәб бирләшмә хәлипиликидә қурулған “дуня мусулманлири кеңиши” уюштурған. Мәзкур кеңәшниң рәиси әли рашид әл нуәйми “хитай һөкүмитиниң шинҗаңда террорлуққа зәрбә бериш тиришчанлиқи вә хитай рәһбәрлириниң бу райондики хәлқ үчүн хизмәт қилиш ирадиси махташқа лайиқтур” дегән.

Мақалидә берилгән юқириқи мисаллар мусулман әллириниң хитай билән давамлиқ йеқин мунасивәттә болуп кәлгәнликини, шуңа хитайниң у дөләтләрни бир яққа қайрип қоюп, уйғурларни бастуруп, исламийәтни халиғанчә дәпсәндә қилип кәлгәнликини яхши йорутуп бәргән.

Доктор җон хофман бу мақалисидә, ислам дөләтлириниң хитайға иқтисадий җәһәттин бағлинипла қалмай, һакиммутләқ бир сиясәт йүргүзүш ортақлиқиниң барлиқини көрсәткән болуп, бу һәқтә мундақ деди: “мән бу мақаләмдә тәкитлигинимдәк, ислам дөләтлириниң хитай билән ортақ нишани бар. У болсиму динни дөләт үчүн хизмәт қилдуруш. Шуңа сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, мисир қатарлиқ дөләтләрниң мустәбит һөкүмранлири ислам динини бир қоллуқ тутуп туриду. Хитайда болса хитай компартийәси ислам динини өзи бир қоллуқ башқуриду; исламни хитайчилаштуруш дәл шуниң җүмлисидиндур”.

Мақалидә көрситилишичә, хитай һөкүмити оттура шәрқ дөләтлириниң сиясий исламни експорт қилишидин һәмдә шинҗаңдики уйғур мусулманлириниң чәт әлдики ислам җамаити билән дөләт һалқиған мунасивәт бағлишидин әнсирәйду. Әмма хитай нөвити кәлгәндә уйғурларни хәлқарадики терроризмға бағлап халиғанчә бастуриду, һәтта ирқий қирғинчилиқ елип бариду.

Доктор җон хофманниң қаришичә, хитай һөкүмити сиясий исламға, радикаллиққа зәрбә беришни баһанә қилип уйғурларни бастуруш вә йоқитиш пиланини иҗра қилмақта. У бу һәқтә мундақ деди:

“11-сентәбир вәқәси” вә “әрәб баһари” инқилабидин кейин сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, мисир қатарлиқ оттура шәрқ дөләтлири террорлуққа зәрбә беришни қорал қиливалди; өз һөкүмранлиқиға қарши чиққучиларни диндар болсун, дәһри болсун, “террорчи” дәп бастурди. Хитайму уйғурларға охшаш усулни қолланди. Уларниң һәммиси ғәрбликләрниң ‛исламдин қорқуш‚ идийәсини қорал орнида пайдиланди. Биз террорлуққа зәрбә бериватимиз деди, әмәлийәттә болса барлиқ өктичиләрни бастурди”.

Апторниң қаришичә, ислам дөләтлири хитайни бүгүнки дунядики бүйүк сиясий вә иқтисадий күч дәп тонуйду; иккинчидин, бу дөләтләрниң көпинчиси мустәбит һакимийәт болуп, маһийәттә хитай һакимийити билән охшаш. Үчинчидин, бу дөләтниң һөкүмранлири “әрәб баһари” дики давалғуштин, демократийәдин чөчүгән болуп, демократийә билән әркинликни америка вә ғәрб әллириниң мәһсулати дәп қарайду вә уларға өчлүк қилиду. Төтинчидин, улар хитайни кәлгүсидә америка вә ғәрб дунясиға қарши күч тәңпуңлуқи шәкилләндүрәләйдиған, һәтта америкадин ешип кетәләйдиған, “ғәрб күчлириниң бесимиға қарши мусулманлар дунясини һимайә қилалайдиған дөләт” дәп қарайду.

Мустафа ақйол әпәнди мусулман дөләтлириниң уйғурларни тәрк етишидики бир қанчә сәвәбни оттуриға қоюп мундақ деди: “хитай тәрәққий қилған бир иқтисадий күч, нурғун ислам дөләтлири хитайниң мәбләғ селишини вә униң иқтисадий имканлиридин пайдилинишни халайду. Әмма буниң үчүн уйғурларни қурбан қилиши наһайити рәзил бир иш. Иккинчидин, ислам дөләтлириниң һөкүмдарлириниң көпинчиси мустәбит, улар хитай дөлитини иқтисадий өрнәк сүпитидила әмәс, сиясий өрнәк сүпитидә көриду. Үчинчидин, хитай уйғурлар мәсилисини ички ишимиз дәп турувалиду. Ислам дөләтлиригә бу гәп бәк яқиду, чүнки уларму өктичилири вә аз санлиқ хәлқини бастурғанда, уни ички ишимиз дәйду. Төтинчидин, мусулманлар дунясида ғәрб дүшмәнлики бар, пәләстин-исраилийә мәсилиси бар. Мусулманларниң ғәрб дунясиға болған нәприти қариғуларчә нәпрәт дәриҗисигә йәткәнки, барлиқ яманлиқ ғәрбтин келиду, ғәрбкә қарши турғучилар яхши дегән йәргичә кәлгән. Исраилийә пәләстингә бомба атса қозғилип кетидиған мусулманлар, хитай уйғурларға униңдинму еғир зулум салса кари йоқ. Уларниң дәрди америка, ғәрб, исраилийә ваһаказалар. Һәтта хитай билән русийәни ғәрбкә қарши туруштики әвзәл күч сүпитидә көриду. Һалбуки, мусулманлар зулум нәдә болса шу йәрдә залимға қарши чиқиши керәк, бу зулум ғәрб күчлири тәрипидинму, шәрқ күчлири тәрипидинму келиши мумкин. Шуан дуняда әң чоң ‛ислам қорқунчи‚ бар дөләт хитай, бирақ мусулманлар давамлиқ һалда ғәрб дунясида ислам қорқунчи бар дәп сөзләш, йиғин ечиш вә ләнәт яғдуруш билән аварә”.

У йәнә түркийәниң бу қетимлиқ сайлимидин кейин түркийәниң уйғурлар мәсилисидики позитсийәсидә зор өзгириш болидиғанлиқини әскәртип мундақ деди: “мәнчә, әгәр түркийәдә һакимийәт алмашса, милләт иттипақи һөкүмәтниң бешиға кәлсә түркийәниң уйғурлар мәсилисидики позитсийәси оңшилиду. Хитайға қарши техиму күчлүк аваз чиқириду. Чүнки һөкүмәт бешиға келидиған партийәләр ичидә уйғурлар мәсилисини әң көп оттуриға қойған ‛ийи партийәси‚ бар, әхмәт давутоғлиниң ‛келәчәк партийәси‚ бар. Униңдин башқа, түркийә әрдоған пәйда қилған ғәрб дүшмәнликидин бир аз йирақлишиду; хитайдин өгиниш, хитайға тайиниш еңидин қутулиду. Түркийәдә һөкүмәт растинла алмишамду, алмашмамду, уқмаймиз. Әгәр алмишип қалса түркийәгә бу җәһәттин иҗабий тәсири болиду дәп ойлаймән”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.