Хитайниң җинайитини сүкүт ичидә қоллаватқан имран хан билән таййип әрдоған “мусулманларниң һимайичиси” болаламду?

Мухбиримиз җәвлан
2021.06.25
Мустафа ақйол: “ислам дөләтлиридә уйғурларниң ‛йетим‚ қалдурулуши ечинарлиқ бир әһвал” Ислам тәшкилатниң хитайниң әрәб-ислам әллири вә башқа мусулманлар җамаитигә юмшақ күч ишлитиштә әң чоң рол ойнаватқан орун икәнлики тоғрисида ишләнгән картон. 2020-Йили өктәбир.
Yettesu

Дунядики көплигән дөләтләр хитайниң уйғурларға йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқиға ашкарә қарши чиқиватқан бу вәзийәттә мусулманлар көп санлиқни тәшкил қилидиған дөләт рәһбәрлири йәнила сүкүттә турмақта.

Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудин ислам дөләтлириниң бу ирқий қирғинчилиққа сүкүт қилишиниң сәвәби һәққидә тохтилип: “бәзи ислам дөләтлири намрат, иқтисади яхши ислам дөләтлиридә демократийә йоқ, йәнә келип хитайниң бу дөләтләргә елип бериватқан сахта тәшвиқати әвҗигә чиқти. Хитайниң пакистан билән түркийәгә көпрәк мәбләғ селиши бу икки дөләт хәлқиниң нисбәтән әркин пикир қилалайдиғанлиқида, шуңа хитай аввал уларниң һөкүмитиниң ағзини етиши керәк” деди.

Йеқинда пакистан баш министери имранхан акшәс(Axios) таратқуси мухбириниң зияритини қобул қилғанда хитайниң милйонлиған уйғурни лагерға қамиғанлиқи мәсилисидин өзини қачурупла қалмай, хитайға охшашла уни инкар қилиш позитсийәсидә болған. Мухбир униңдин: “хитай милйондин артуқ уйғур мусулманлирини лагерларға қамиди, сиз даим ғәрбтики ислам вәһимиси һәққидә гәп қилисиз, әмма немишқа хитайниң ғәрбидики мусулманларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқиға гәп қилмайсиз?” дәп сориғанда у: “биз хитай билән көрүшкәндә ундақ гәп болмиди” дегән вә пакистан билән хитай оттурисидики һәр қандақ ихтилапни өз ичидә бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүргән. Андин хитайни махтап: “биз иқтисадий қийинчлиқта қалған вә буниңдин қутулуш үчүн тиришиватқан чағда, хитай бизни қутқузди, хитай бизниң әң яхши достимиз,” дегән. У йәнә ғәрбниң уйғурлар мәсилисигила көңүл бөлүп, кәшмирдики мусулманлар учраватқан зулумни бир чәткә қайрип қойғанлиқини көтүрүп чиқип, уйғурлар учраватқан қирғинчилиқни кичиклитишкә вә уни көрмәскә селишқа тиришқан. Мухбир униң сөзигә удул рәддийә қайтуруп: “әҗиба, сиз хитайниң пакистанға нурғун мәбләғ салғанлиқи үчүн бу ишқа сүкүт қилиштин номус қилмамсиз?” дәп сориғанда, имран хан йәнә гәп йорғилитип, мәсилидин өзини қачурған. Ахирида мухбир: “демәкчи болғиним, сиз әмди шинҗаңдики уйғурлар мәсилисигә қәтий көңүл бөлмәмсиз?” дәп сориғанда, имранхан йәнә “биз бу ишни һәр даим хитай билән өз ичимиздә музакирә қилимиз” дәп җаваб бәргән.

Түркийәдики хитай ишлири мутәхәссиси мәмәттохти атавулла зияритимизни қобул қилип, ислам дуняси рәһбәрлириниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға тутқан пассип позитсийәси һәққидә тохтилип мундақ деди: “буларниң қилмиши дуня җамаәтчиликиниң диққәт нәзәридә туруватиду, шундақла ислам дунясиниң йүзигә чүшкән бир дағ болуп тарихқа йезиливатиду. Буниң ичидә пакистан билән түркийә әң гәвдилик орунда туриду. Буниң арқисидики әң муһим сәвәб йәнила иқтисадий амил болуп, хитай бу икки дөләткә наһайити нурғун мәбләғ салди”.

Пакистан хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулуши пиланиға киргән вә әң көп мәбләғ селинған дөләтләрдин бири болуп, мәлуматларға қариғанда, “пакистан-хитай иқтисад каридори” түригә он милярд доллардин көп мәбләғ селинған. Буниң ичидә пакистандики гвадар порти вә хитай-пакистан төмүр йоли әң муһим қурулуш һесаблинидикән. Гвадар порти хитайниң америка контроллуқидики шәрқий җәнубий асия деңиз йолини қисқартиш вә йошурун хәвпни азайтиш үчүн қурған деңиз порти болуп, оттура шәрқтин нефит елиш, җәнубий асия, шималий африға вә явропаға мал експорт қилиш үчүн қоллинидикән. Хитай-пакистан төмүр йоли қурулуши болса 2008-йилила пиланланған болуп, гвадар порти билән қәшқәрни туташтуридиған бу қурулушни елип бериш җуғрапийәлик шараит түпәйлидин қийинға тохтиған вә чиқим бәк ешип кәткән. Мөлчәрлинишичә, бу қурулушқа йәнә аз дегәндә 300 милярд йүән кетидикән вә 15 йилда тамамлинидикән.

Йеқинда Vox торида елан қилинған бир мақалидә көрситилишичә, пакистан баш министири имран ханниң хитайдин мәнпәәт күтүп уйғурлар мәсилисигә сүкүт қилиши түркийә президенти әрдоғанға толиму охшайдикән, бу икки рәһбәр өзлиричә “мусулманларниң һемайичиси” сүпитидә оттуриға чиққан билән, уйғурларға кәлгәндә зувани тутулуп қалидикән, чүнки хитайниң пули уларни сөзлийәлмәс қиливәткәникән. Пакистан баш министири имран хан тағдәк ишәнгән вә йөләнгән хитай һөкүмити әмәлийәттә пакистанни қәрзгә боғуп қоюп, иқтисадий җәһәттә вәйран қилиши, 2018-йил сириланка портини қандақ сетивалған болса, пакистандики гвадар портиниму шундақ сетиливелиши мумкин икән. Түркийәниң әһвалиму пакистанға охшайдиған болуп, әрдоған һөкүмити йеқинқи йиллардин буян хитайдин он милярд доллардин көп қәрз алған, 2020-йил хитай түркийәниң әң көп мал експорт қилидиған дөлитигә айланған. Шуниң билән бу һөкүмәт уйғурлар мәсилисидә җим турувалған, уйғурлар үчүн сөзлигәнләрни җимиқтурған вә уйғурларниң паалийәтлирини чәкләшни давамлаштурған. Нөвәттә, әрдоған һөкүмитиниң “истанбул қанили” қурулушини хитайға сатидиғанлиқи һәққидә гәп-сөзләр мәвҗут икән.

Мәмәттохти атавулла хитайниң пакистан билән түркийәгә мәбләғ селишиға түрткә болған амилларни айрип қараш керәкликини билдүрүп мундақ деди: “мениңчә, түркийә-хитай мунасивитдә иқтисадий мәсилә, сиясий җәһәттә болса уйғур мәсилиси асасий орунда туриду. Пакистан билән хитай мунасивитидә гио-сиясий амилниң тәсири чоң, уйғур мәсилисиниң тәсири төвән”.

Турғунҗан алавудин әпәнди ғәрб әллириниң уйғурлар учрап келиватқан ирқий қирғинчилиқини етирап қилишиниң ислам дөләтлиригә иҗабий тәсир көрситидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бу дөләтләрниң һакимийәтлири гәрчә хитайға йеқин болсиму, хәлқи һәр хил иҗтимаий васитиләрдә бизни қоллаватқанлиқини ипадиләп кәлмәктә. Ғәрб әллиридики ислам тәшкилатлири демократик әлләрдә болғачқила бизни ашкарә қоллаватиду, әмма ислам дөләтлиридики тәшкилатларда ундақ әркинлик болмиғачқа хитайға наразилиқ билдүрәлмәй келиватиду”.

Бәзи хитай тәһлилчилириниң билдүрүшичә, хитайниң ислам дөләтлиригә, болупму сиясий вәзийити бәк муқим болмиған пакистан билән түркийәдәк дөләтләргә бәк көп мәбләғ селиветишиниң йошурун хәвпиму мәвҗут икән. Уйғурлар мәсилисигә көз юмуш арқилиқ хитайдин пайда еливатқан һәр қандақ дөләтниң хитайға болған садақити вәзийәтниң өзгириши вә мәнпәәт тоқунушиниң йүз бериши билән һәр вақит өзгиридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.