Хитай һөкүмитиниң “ислам динини хитайчилаштуруш” сияситиниң түп мәқсити немә?
2022.05.06
Алдинқи қетимлиқ программимизда хитай һөкүмитиниң уйғурларни аталмиш “җуңхуа кимлики” гә, мундақчә ейтқанда хитай кимликигә сеңдүриветишни тизлитиш үчүн, уйғурларниң диний-етиқадини йоқитишқа урунуватқанлиқини һәққидә тохталған идуқ.
Чәт әлләрдики сиясий паалийәтчиләр вә диний затлар, хитайниң уйғурларға қарита қаттиққоллуқ билән иҗра қиливатқан “ислам динини хитайчилаштуруш” сияситини “хитайниң ислам диниға уруш ечиши” дәп қаримақта.
Игилишимизчә, ислам дининиң муқәддәс китаби “қуран кәрим” ниң муһәммәд салиһ һаҗим тәрипидин тәрҗимә қилинған вә уйғурлар тәрипидин бирдәк қобул қилинған уйғурчә тәрҗимиси мәвҗут болсиму, әмма кейинки йилларда хитай һөкүмити “қуран карим” ни қайтидин уйғур тилиға тәрҗимә қилиш түрини оттуриға чиқирип, әслидики уйғурчә тәрҗимисидики хели көп баянларға өзгәртиш яки “түзитиш” киргүзгәнлики мәлум. Униңдин башқа кейинки йилларда мәсчит-җамәләрниң символ характерлик қуббә-мунарлири еливетилгән. Ислам дининиң мизани бойичә мәсчит ичидә җанлиқларниң рәсимини есиш чәкләнгинигә қаримастин, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңниң рәсими мәсчитләргә есилғанлиқи мәлум. Уйғур районида диний билим беридиған устазлар, һәтта өз өйидә исламниң пәрзлирини ада қилип келиватқан ата-аниларму һәр хил “җинайәт” ләр билән тутқун қилинғанлиқтин, балиларниң аилидә ата-анилиридин, мәһәллидә диний устазлардин тоғра исламий билимләрни өгиниши, мусулманлиқ әнәниси бойичә тәрбийәлинишидин сөз ачқили болмайдиған һаләт шәкилләнгән.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсән әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмити йүргүзүватқан “ислам динини хитайчилаштуруш” сияситиниң ич йүзи һәққидә тохталди.
Америкадики хитай вәзийәт анализчилиридин чикаго университетиниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бияв (滕彪)әпәнди илшат әпәндиниң ейтқанлириға толуқлима қилип, мундақ деди: “хитай һөкүмити мәқсәтлик һалда уйғур зиялийлирини тутқун қилди. Тарих, мәдәнийәт тәтқиқатчлирини башта тутқун қилди. Имамлар, университет пирофиссорлири, уйғур мәдәнийити вә диний-етиқадини қоғдап қилиш үчүн маддий күч чеқиралайдиған содигәрләрни тутқун қилди. Буларниң һәммиси хитай һөкүмитиниң уйғур җәмийитини йетәкләп меңиватқан сәрхилларни йоқитиш, уларниң уйғур хәлқиниң миллий вә диний һессиятиға көрситидиған тәсирини чәкләш пиланиниң бир қисими иди.”
Тең бяв әпәнди тилға алғандәк, хитай һөкүмити мәркизий милләтләр унверситетиниң оқутқучиси илһам тохти, шинҗаң университетиниң мудири ташполат тейип, шинҗаң теббий университетиниң мудири халмурат ғопур, шинҗаң университети филологийә иниститотиниң мудири арслан абдулла, тонулған фолклор тәтқиқатчиси раһилә давут, “шинҗаң мәдәнийити” журнилиниң баш муһәррири қурбан мамут, тонулған әдәбий обзорчи ялқун рози қатарлиқ юқири қатламдики уйғур сәрхиллирини арқа-арқидин тутқун қилғаниди.
Илшат әпәнди хитайниң уйғурларни сәрхиллар қатлимидин айрип, уларни йитәкчисиз қоюш, шундақла уларни пүтүн милләт гәвдиси бойичә тезликтә ассимлатсийә қилиш пиланини түзиватқанлиқини тәкитлиди. У йәнә исламни хитайчилаштурушниң әмәлийәттә исламға қилинған һуҗум вә өтүп кәткән бимәнилик икәнликини әскәртти.
Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип лагерларға қамаш билән бир вақитта, ислам диниға қарита хитайчилаштуруш сияситини қанат яйдурған иди. “шинҗаң гезити” ниң 30-април бәргән хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном райониниң рәиси әркин тунияз пүтүн дунядики мусулманлар 2-май күни рози һейтни тәбрикләватқан бир пәйттә, үрүмчидики ноғай мәсчити вә уйғур аптоном районлуқ ислам җәмийитидә зиярәттә болған. Әркин тунияз зиярәт җәрянида, “аптоном районлуқ партийә комитетиниң орунлаштуруши вә тәлипигә асасән, шинҗаңда ислам динини хитайчилаштуруш йөнилишидә қәтий чиң туруп, ислам динини сотсиялистик җәмийәткә техиму яхши маслаштурушқа актип йитәкләш керәк,” дәп тәкитлигән.
Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилип, мундақ деди: “хитайниң ‛ислам динини хитайчилаштуруш‚ сияситиниң ахирқи мәқсити ислам динини йоқитиштур. Әлвәттә, ислам динини йоқатқандин кейин, диний кимликидин айрилған бир милләтни ассимилатисийә қилиш техиму асанға тохтайду.”
Ютуп торида хитай вәзийити һәққидики анализ программилири билән тонулған, һазир американиң ню-йорк шәһиридә турушлуқ туңган миллитидин болған мустәқил анализчи ма җү (马聚) бу һәқтә мундақ деди: “хитайларниң мәқсити интайин ениқ, уйғур миллитини пүтүнләй йоқ қилиш. Улар уйғурларниң миллий вә дини кимликини йоқ қилғандин кейин, ахирида уларни һәтта өзиниң мәдәнийити билән йүзлишишкиму җүрәт қилалмайдиған қиливетишни мәқсәт қилған. Хитайларниң ‛маңа бойсунсаң яшайсән, бойсунмисаң өлисән‚ дәйдиған характери бар. Хитай һөкүмити ‛ислам динини хитайчилаштуруш‚ сияситини йүргүзүштә пәқәт ислам динини йоқитишнила әмәс, бәлки техиму муһими уйғурларниң миллий кимликини пүтүнләй бәрбат қиливетишни асаслиқ нишан қилған. Хитай һөкүмитиниң ‛ислам динини хитайчилаштуруш‚ сияситини бу дәриҗидә қаттиқ йүргүзүшиниң сәвәбиму дәл мушу йәрдә.”
Тәтқиқатчи җон иргенҗиро (John Irgengioro) му “шәрқий асия тәтқиқати” журнилида йеқинда елан қилинған “хитайниң миллий кимлики вә кимликләрни мәнбә қилған мәсилиләр” сәрләвһәлик мақалисидә, хитай һөкүмити иҗра қиливатқан сиясәтләрниң һәммисиниң маһийәттә аталмиш “миллий мәсилә” ни ашу милләтләрни ассимилатсийә қилип түгитиш арқилиқ һәл қилиш, йәни ассимилатсийә сияситини тосқунсиз давам қилиш арқилиқ аталмиш “миллий мәсилә” ни пәйда қилғудәк милләтләрни қоймаслиқ икәнликини көрситип өткән иди.