Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләр исмаил әһмәд һәққидә бәзи қарашлирини оттуриға қойди
2018.10.18
Алдинқи күни хитай һөкүмәт таратқулири хәвәр берип, уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси исмаил әһмәдниң 16-өктәбир күни бейҗиңда кесәл сәвәби билән 84 йешида вапат болғанлиқини билдүрди.
Исмаил әһмәд сәйпидин әзизидин кейинки уйғур аптоном райониниң иккинчи қарарлиқ рәисидур. У хитай компартийәси 1949-йили уйғур диярини идарә қилишқа башлиғандин буян уйғурлар ичидин йетиштүрүп чиққан иккинчи әвлад юқири дәриҗилик коммунист әмәлдар болуп, 1979-йилидин 1985-йилиғичә уйғур аптоном райониниң рәислик вәзиписини өтигән. Униңдин кейин у бейҗиңға елип кетилип, хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң муавин рәиси, хитай дөләтлик милләтләр ишлири комитетиниң мудири, хитай дөләт ишлири комиссари вә хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин башлиқи қатарлиқ вәзипиләрни өтигән.
Исмаил әһмәдниң вапати мунасивити билән хитайниң шинхуа агентлиқи тарқатқан хәвәрдә униңға: “исмаил әһмәд җуңго коммунистик партийәсиниң мунәввәр әзаси, садиқ коммунизм җәңчиси, партийә вә дөләтниң милләтләр хизмитидики көзгә көрүнгән рәһбәрлириниң бири, уйғур хәлқиниң мунәввәр оғлани” дегән ибариләр билән баһа берилгән.
Шинхуа агентлиқи хәвәр берип, 18-өктәбир күни исмаил әһмәтниң мейити билән видалишиш мурасиминиң бейҗиңдики “бабавшән инқилабий қурбанлар қәбристанлиқи” да өткүзүлгәнлики, мәзкур мурасимға хитай дөләт рәиси ши җинпиң һәмдә ли җйәншу, ваң яң, ваң хуниң, җав леҗи, хән җең, ваң чишән, ху җинтав қатарлиқ хитай рәһбәрлириниң гүлчәмбирәк тәқдим қилип, исмаил әһмәдниң хитай компартийәсиниң байриқи йепилған җәситигә “үч тәзим” қилип видалашқанлиқи қатарлиқ тәпсилатлар берилгән. Хәвәрдә йәнә исмаил әһмәд ағриқ мәзгилидә юқирида исми аталған хитай дөләт рәһбәрлири һәмдә хитай дөләтниң сабиқ рәиси җаң земинниң дохтурханиға берип, уни йоқлиғанлиқи алаһидә хәвәр қилинған.
Хитай даирилириниң уйғур диярида милйонлиған йәрлик аһалиләрни җаза лагерлириға қамап, мәзкур районни “сақчи дөлити” гә айландуруши хәлқара җәмийәтниң күчлүк инкасини қозғаватқан, уйғурлар һазирқи заман тарихида пүткүл милләт гәвдиси билән бастурулуш хәвпигә дуч келиватқан мушундақ бир пәвқуладдә еғир вәзийәттә хитай һөкүмитиниң исмаил әһмәдкә юқириқидәк баһа бериши муһаҗирәттики уйғур зиялийлири билән сиясий паалийәтчилириниң җиддий инкасини қозғиди. Болупму уйғур диярида 2009-йилидики “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң алди-кәйнидә хитайниң райондики бир йүрүш бастуруш сиясәтлиригә актиплиқ билән маслашқан сабиқ рәис нур бәкриниң тутқун қилиниши нурғун кишиләрдә соал пәйда қилған иди. Мушундақ бир вәзийәттә хитайниң исмаил әһмәдниң һаятиға бәргән мәдһийәлик баһалири вәтән сиртидики уйғур җамаитини бу шәхсниң һаяти вә иш-излириға нисбәтән қайта ойлинишқа үндиди.
Америкида турушлуқ йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор қаһар барат әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, хәлқарада хитай даирилириниң уйғур сиясити қаттиқ тәнқидлиниватқан бир мәзгилдә хитай компартийәсиниң исмаил әһмәдниң өлүми мунасивити билән униңға бу қәдәр юқири баһа беришидә мәлум мәқсәтниң йошурунғанлиқини илгири сүрди.
Қаһар барат мундақ деди: “хитай коммунист һөкүмитиниң нөвәттә елип бериватқан уйғурларни лагерларға қамаш, уйғур сәрхиллирини тутқун қилиш сиясити хәлқарада қаттиқ тәнқидлиниватқан бир мәзгилдә хитайниң у дуняға кәткән исмаил әһмәдни ‛уйғур хәлқиниң мунәввәр оғлани‚ дәп базарға селишида чоқумки бир мәқсәт бар дәп ойлаймән.”
Доктор қаһар барат әпәнди йәнә хитай коммунист һөкүмити уйғур аптоном райониға тәйинлигән уйғур рәисләрниң һәммиси дегүдәк қорчақ әмәлдарлар дәп қаралсиму, әмма исмаил әһмәд рәислик вәзиписини өтигән мәзгилләрдә хитайниң милләтләр сияситидә мәлум дәриҗидә юмшаш көрүлгәнликини, шундақ болушиға қаримай исмаил әһмәдниң интайин еһтиятчанлиқ билән рәислик вәзиписини өтигән юқири дәриҗилик уйғур әмәлдари икәнликини тәкитләп өтти.
У мундақ деди: “уйғур аптоном райониниң тунҗи рәиси сәйпидин әзизидин кейин, йәни 80-йилларда уйғур аптоном райониға рәис болған исмаил әһмәд қандақла болмисун қорчақ рәисләрниң биридур. У дәвр нуқтисидин һәм хитай коммунист һөкүмитиниң райондики сияситини актиплиқ билән иҗра қилған һәм уйғур хәлқниңму райиға мәлум дәриҗидә баққан, һәм еһтиятчан һәм мәлум дәриҗидә иш маңғузған бир әмәлдардур. Мундақчә ейтқанда, исмаил әһмәд 80-йилларниң бешидики хитайниң нисбәтән кәңри сиясәт йүргүзгән мәзгиллиридә өз хәлқигә техиму җиқ иш қилип бериш имканийити бар туруқлуқ уйғур диярида өз хәлқигә йетәрлик иш қилип берәлмигән бир рәис дейишкә болиду.”
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди исмаил әһмәд һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди: “исмаил әһмәдни хитай даирилири тәрипидин уйғур дияриға тәйинләнгән башқа әмәлдарларға охшашла һәйкәл болуп бериш ролини ойниған бир қорчақ рәис дәп қараймән. Гәрчә у хитай һөкүмити үчүн җан пидалиқ вә садақәт билән вәзипә өтигән бир юқири дәриҗилик әмәлдар болсиму, әмма уни исмаил тиливалди, нурбәкри, шөһрәт закир қатарлиқ уйғур әмәлдарлириға селиштурғанда мәлум пәрқләргиму игә дейишкә болиду. Исмаил әһмәд вәзипә өтигән мәзгилдә мәйли уйғурлар үчүн иш қилип берәлигән яки берәлмигән болсун, уни йәнила уйғур тилида сөзләйдиған, өзиниң уйғур миллий кимликини йоқатмиған бир шәхс дәп қарашқа болиду.”
Доктор қаһар барат билән сиясий паалийәтчи илшат һәсән әпәндиләр йәнә уйғурлар арисида муназирә темилириниң бири болуп кәлгән “исмаил әһмәд дәвридә районда кәңри сиясәт йүргүзүлгән” дегән қараш һәққидә өз пикирлирини оттуриға қоюп өтти.
Илшат һәсән әпәнди исмаил әһмәд һәққидә тохтилип йәнә мундақ деди: “мән исмаил әһмәткә баһа бәрмәк бирқәдәр қийин шәхс дәп қараймән. Чүнки униң дәвридә хитай ‛мәдәнийәт инқилаби‚ дәвридики бекинмичилик сияситини өзгәртип, ғәрбкә ишикини ечишқа башлиған иди. Бу дәврдә хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий контроллуқидиму бираз бошаш көрүлгән иди. Бу пурсәттин пайдиланған уйғурлар шу дәврдә миллий ойғинишқа вә өзиниң тәқдири һәққидә издинишкә башлиған иди. Мәйли қандақла болмисун, исмаил әһмәд хитай һөкүмити уйғур дияриға тәйинлигән бир қорчақ рәис болғини үчүн униң дәвридә уйғурлар кәңри сиясәттә яшиған дейиш бир әхмиқанилик, халас.”
Доктор қаһар барат әпәндиниң қаришичә, сабиқ рәис исмаил әһмәд рәислик вәзиписини өтигән мәзгилидә гәрчә уйғур мәдәнийити вә маарипида бир мәзгиллик гүллиниш барлиққа кәлгән болсиму, әмма исмаил әһмәд йәнила хитай коммунист һөкүмитигә садиқ әмәлдар болғини үчүн, у хитай һөкүмитиниң сияситини иҗра қилишни асасий нишан қилған бир әмәлдар икән. Әйни дәврдә хитайниң милләтләр сиясити нисбәтән юмшиған болсиму, әмма исмаил әһмәд буниңдин пайдилинип техиму көп иш қилишқа, аталмиш “аптономийә” һоқуқлирини техиму кеңәйтишкә җүрәт қилалмиған дейишкә болидикән.
Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, 80-йилларда уйғур аптоном райониниң рәиси болған исмаил әһмәдниң өлүми мунасивити хитай компартийәсиниң униңға “йүксәк баһаларни бериши” нөвәттә милйонлиған уйғурлар лагерларға қамилип уйғурлар мисли көрүлмигән зулумларға учраватқан бир мәзгилгә тоғра кәлгән. Шуңа буниңға бир тарихий вәқә сүпитидә йүксәк сиясий сәзгүрлүк билән муамилә қилишқа тоғра келидикән.
Шинхуа агентлиқиниң 18-өктәбир тарқатқан “исмаил әһмәдниң һаят мусаписи” намлиқ тәпсилий хәвәрдә униң “байриқи рошән һалда миллий бөлгүнчи күчләргә қарши туруп, миллий иттипақлиқни қоғдашта хизмәт көрсәткәнлики, болупму униң 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән ‛5-июл вәқәси‚ дә районниң муқимлиқи вә дөләтниң бирликини қоғдиғанлиқи” билдүрүлгән.
Илшат һәсән әпәнди шинхуа агентлиқиниң исмаил әһмәд һәққидики хәвири тоғрилиқ инкас қайтуруп, қорчақ рәис исмаил әһмәдниң һәқ гәп қилишниң орниға хитай һөкүмитиниң сияситини ақлап, уйғур хәлқиниң һәқ-һоқуқи вә мәнпәәти үчүн сөзләштин ваз кәчкәнликиниму алаһидә әскәртип өтти. У хитай даирилириниң қорчақ әмәлдар исмаил әһмәд өлгәндин кейинму униң һаят вақтида қилған сөзлирини хитай һакимийитиниң пайдиси үчүн қорал қилип ишлитиватқанлиқини әскәртти.
Һалбуки, илшат һәсән әпәнди исмаил әһмәдниң уйғур тарихидики орниға баһа бериш мәсилиси һазирчә кейинки әвладларға қалдурулидиған бир тарихий тема икәнликини тәкитлиди.