Уйғур тәшкилатлири: “түркийәдә ‛хитай шәһәрчиси‚ ниң қурулуши уйғурларниң бихәтәрлик мәсилисини еғирлаштуриду”

Мухбиримиз әркин
2018.12.25
istanbul-xitay-baziri.jpg Истанбулда “хитай шәһәрчиси” қурулуши тоғрисидики хәвәрдин сүрәткә елинған.
hurriyetdailynews.com

Түркийәдики “һөрийәт” гезитиниң инглиз тилидики нәшри 24‏-декабир күни түркийәниң истанбул шәһиридә “хитай шәһәрчиси” ниң қурулуватқанлиқини хәвәр қилған.

Хәвәрдә түркийә ташқи иқтисади мунасивәтләр комитети қармиқидики түркийә-хитай сода кеңишиниң рәиси талип мурат колбашиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, “хитай шәһәрчиси” истанбулниң мәркизидики долапдәрә мәһәллисидә қурулуватқанлиқини билдүргән. Талип мурат колбаши “һөрийәт” гезитигә бәргән баянатида “хитайларниң истанбулға болған қизиқиши артқансери биз бу йәрдиму хитай шәһәрчисиниң қурулушиға шаһит болушимиз мумкин,” дегән.

Түркийәдә “хитай шәһәрчиси” қуруш пикирини әң аввал түркийә президенти әрдоғанниң сабиқ мәслиһәтчиси, түркийәниң хитайда турушлуқ баш әлчиси абдуқадир әмин өнән оттуриға қойған. У истанбул санаәт уюшмисиниң 2017‏-йили 4‏-айда өткүзүлгән “хитай күни” намлиқ бир йиғинида нутуқ сөзләп, истанбулда “хитай шәһәрчисиниң қурулуши керәклики” ни билдүргән. Арқидинла шу йили 11‏-айда хитайдики әң чоң өй-мүлүк ширкити- “бигуййүән” өй-мүлүк тәрәққият ширкитиниң лидири яң хуййән истанбулни зиярәт қилған. “һөрийәт” гезитиниң истон язғучиси жалә өзгәнтүрк 2017‏-йили 9‏-айда бәргән хәвиридә яң хуййәнниң истанбулға келиши намда “хәлқара иш бирлики мунбири” ниң йиғиниға қатнишиш болсиму, әмәлийәттә униң пилани истанбулда “хитай шәһәрчиси” қуруш икәнликини билдүргән.

Түркийәниң һазирқи малийә вә хәзинә министири, президент әрдоғанниң күйоғли бәрат албайрақ бурун “чалик гуруһи” ниң иҗраийә мудири болуп ишлигән. Биз сәйшәнбә күни түркийә-хитай сода кеңишиниң рәиси талип мурат колбашиға телефон қилип, “хитай шәһәрчиси” ниң қурулушиға даир тәпсилатларни сорашқа тиришқан болсақму, лекин колбаши телефонимизни алмиди. Лекин түркийәдики “шәрқий түркистан вәхписи” ниң сабиқ рәиси, “уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи” ниң мәсули һамут көктүрк әпәндиниң билдүрүшичә, нөвәттә хитайлар бу қурулушни “чалик гуруһи” билән ортақлишип елип бармақта икән.

У мундақ деди: “хитайда 28 яшлардики наһайити бай бир хитай бар икән. Шу хотун түркийәдә чалик холдиң билән ортақ қуруватиду. У долапдәрә дегән мәһәллә истанбулниң кона әрмәни, рум, йәһудийлар олтуридиған мәһәллиси. Хитайлар шу йәрни йиқитип, хитай мәһәллиси қуруватиду, ‛чайнатовин‚ дәп.”

Түркийә-хитай сода кеңишидики талип мурат колбашиниң “һөрийәт” гезитигә билдүрүшичә, нөвәттә долапдәрә мәһәллисидә хитайлар мәбләғ салған бәзи меһманханилар ечилған. Лекин һамут көктүрк әпәнди “хитай шәһәрчиси” ниң қурулушиға қарши икәнликини билдүрди. Униң көрситишичә, әгәр истанбулда “хитай шәһәрчиси” қурулса, бу хитайларниң турмуш адәтлиридики пәрқләр сәвәблик түрк җәмийитидә һузурсизлиқ пәйда қилидикән.

Һамут көктүрк мундақ деди: “хитайниң йемәк-ичмәк, олтуруп қопуш, көңүл ечиш дегәндәк иҗтимаий паалийәтлири бизгә охшимайду. Уларниң бәзи адәтлири түрк хәлқиниң миллий вә диний қиммәт өлчәмлиригә пүтүнләй хилап. Бу түркийәниң иҗтимаий вә әхлақий түзүмини бузиду дәп чүшинимән. Униңдин кейин бу бир иҗтимаий тәңпуңсизлиқ пәйда қилиду. Шәрқий түркистандикигә охшаш зиддийәт пәйда болуши мумкин, җәмийәтниң һозури бузулуши мумкин.”

Хитайниң истанбулда “хитай шәһәрчиси” қурушни пиланлаватқанлиқи һәққидики бу хәвәр хитайниң 800 миңдин 2 милйонғичә уйғурни йиғивелиш лагерлириға қамап, бир қанчә йүз миң уйғурни қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқиға даир хәвәрләр ғәрб дөләтлиридә зор ғулғула қозғиған, әмма түркийә һөкүмити буниңға сүкүт қилиш билән әйиблиниватқан мәзгилдә тарқалди. Хитайниң қилмиши йеқинқи бир қанчә күндин бери түркийәдә кәң көләмлик намайиш вә наразилиқ һәрикәтлириниң партлишиға, бәзи сияси-партийә гуруһлириниң хитайни тәнқид қилишиға сәвәб болди.

Түркийә парламентидики 3‏-чоң өктичи партийә-ийи партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр 25‏-декабир ийи партийә парламент әзалириниң гуруппа йиғинида әрдоған һөкүмитини “шәрқий түркистан” дики уйғурларниң дәпсәндичиликкә учришиға сүкүт қилиш билән әйиблигән. У “пүтүн дуня хитайниң уйғур түрклиригә қилған зулумиға авазини йүксәлдүрмәктә. Әмма түркийәдә ийи партийәсиниң сиртида һечким зуван сүрмиди,” дегән.

Түркийәдики бәзи уйғур илмий тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, “хитай шәһәрчиси” ниң қурулуши ялғуз истанбулниң иҗтимаий муһити билән чәклинип қалмайдикән. Уйғур академийәсиниң рәиси, профессор алимҗан инайәт буниң уйғурларға җиддий сиясий вә бихәтәрлик тәһдитлирини пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.

Алимҗан инайәт мундақ деди: “истанбул түркийәниң әң чоң шәһири. Бу шәһәрдә хитай мәһәллисиниң қурулуши тәбиий һалда хитай-түркийә оттурисидики иқтисади вә мәдәнийәт мунасивитини техиму күчләндүрүветиду. Һазир дуняда қарисиңиз ‛мәдәнийәт дипломатийәси‚ дегән бир уқум бар. Хитай бу мәдәнийәт дипломатийәсини устилиқ билән қоллинип, хитай мәдәнийитиниң түркийәдики нопуз даирисини кеңәйтиши вә күчәйтиши мумкин. Әгәр бу мунасивәт сиясий мунасивәткә айлинип қалса, у чағда түркийәдики уйғур җамаити, шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийити үчүн җиддий хәвп елип келиши мумкин.”

Униң илгири сүрүшичә, истанбулда “хитай шәһәрчиси” қуруш пилани хитайниң түркийәдә уйғурларға қарши йәнә бир күч һасил қилиш пиланиниң парчиси болуши мумкин. У мундақ дәйду: “әгәр хитайлар истанбулда хитай мәһәллисини қуруп қалса, көпләп хитайларниң келиши билән бу йәр хитайларниң игидарчилиқидики айрим бир район болуп шәкиллиниши мумкин. Түркийә демократик дөләт болғачқа кәлгүсидә у йәрдә өзини өзи башқуридиған хитай башлиқларму чиқиши мумкин. Улар уйғурларға қарши җиддий сиясий күч болуш шәкиллинишиму мумкин. Хитайниң мушундақ бир мәқситини йоқ дегили болмайду. Уйғурларға қарши бир күч шәкилләндүрүш үчүн хитай мәһәллисини қурушни пиланлаватқан болуши мумкин.”

Лекин баш әлчи абдуқадир әмин өнәнниң қаришичә, түркийәниң техиму көп хитай саяһәтчилирини җәлп қилиши үчүн истанбулда бир “хитай шәһәрчиси” ниң қурулуши керәк икән. У истанбул санаәт уюшмисиниң 2017‏-йили 4‏-айда өткүзгән йиғинида “хитай саяһәтчиләрни инглизчә сөзләйдиған саяһәт йетәкчилири әмәс, хитайчә сөзләйдиған саяһәт йетәкчилири йол башлиши керәк. Дуняниң нурғун шәһәрлиридә хитай саяһәтчиләр тамақ йәйдиған, елим-берим қилидиған нурғун хитай шәһәрчилири бар. Бизму истанбулда бир хитай шәһәрчиси қурушимиз керәк” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.