“хитайниң җаза лагери, шәрқий түркистанниң һазирқи әһвали вә хәлқара сиясәт” дегән темида йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.09.09
olsi-turkiye-yighin-1.jpg “хитайниң җаза лагерлири, шәрқий түркистанниң һазирқи әһвали вә хәлқарадики уйғурларға алақидар өзгиришләр” дегән темиларда йиғиндин көрүнүш. 2019-Йили 7-сентәбир, истанбул.
RFA/Arslan

2019 Йили 9-айниң 7-күни истанбулниң бәйликдузу районидики кая меһманханисида “хитайниң җаза лагерлири, шәрқий түркистанниң һазирқи әһвали вә хәлқарадики уйғурларға алақидар өзгиришләр” дегән темиларда йиғин ечилди. Бу йиғинда, хитайниң тәклипи билән шәрқий түркистанға зиярәткә барған вә җаза лагерлирини “дозахниң нәқ өзи” дәп баһа бәргән албанийәлик тәтқиқатчи мухбир доктор олиси язеҗи әпәнди өзиниң уйғур дияри зиярити вә хитайниң җаза лагерлири тоғрисида сөз қилди.

У сөзидә: “хитайниң уйғурларни лагерларға қамаш арқилиқ уларни җисманий вә роһий җәһәттин пүтүнләй контрол қилип, қәлб вә меңилирини ююп ташлимақчи болуватқанлиқи” ни билдүрди вә “дуняда бундақ вәһийимилик бундақ бир дәһшәтлик бир дөләтни көрмидим” деди.

Йиғинда йәнә, америка аләм қатнаш идариси тәтқиқатчиси доктор әркин сидиқ, әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти рәиси, доктор әркин әкрәм вә дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат, америкада туруватқан сиясий паалийәтчи рошән аббас ханим, истанбулдики җамаәт әрбаби абдуқадир япчан қатарлиқлар сөз қилди.

Бу йиғинни, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити вә шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики бирликтә уюштурған болуп, йиғинға 1000 ға йеқин киши қатнашти.

Бу йиғинда, дуняниң һәр қайси җайлиридин уйғур академийәсиниң йиғиниға қатнишиш үчүн истанбулға кәлгән уйғур зиялийлири доктор-професорлири билән истанбулдики дини өлималарниң һәм көп сандики уйғур аммисиниң бир йәргә җәм болуши әң диққәт тартқан нуқта болди.

Йиғинда алди билән шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики шундақла шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан ечилиш сөзи қилип, уйғур мәсилисиниң явропа парламентида вә америкида күнтәртипкә келиватқанлиқидин сөйиниватқанлиқини ипадилиди. У мундақ деди: “явропа парламенти вә америкада шәрқий түркистан мәсилисиниң күнтәртипкә келиватқанлиқи бизни интайин сөйүндүридиған бир әһвал болсиму әмма лекин бу илгириләшләр хитайниң рәзил қолини хәлқимизниң йүрикидин, ача-сиңиллиримизниң чечидин қолини тартишқа йетәрлик болмайватқанлиқини көрүватимиз”.

Һидайәтулла оғузхан сөзидә уйғур мәсилисигә қарита ислам дунясиниң пассип вә мәсулийәтсиз туруватқанлиқини әйиблиди вә “бизни пүтүн дуня қоллимиған тәқдирдиму бу һәқ давайимизни ташлимаймиз, йеңилмәймиз, һәққимизни тартип елишниму билимиз, шәрқий түркистан мәсилисиниң күнтәртипкә келиши үчүн шәрқий түркистан сиясий һәрикитиниң интайин күчлүк болушқа еһтияҗи бар”, деди.

Уйғур диярини зиярәт қилип кәлгән тәтқиқатчи доктор олиси язиҗи әпәнди, қәшқәр вә ақсуни зиярәт қилиш җәрянида уйғурларниң немә үчүн лагерға соланғанлиқини ениқлашқа тиришқанлиқини билдүрди вә мундақ деди: “җаза лагерлириға соланғанлар асаслиқи, җәннәткә кириш үчүн намаз оқуғанлар, һалал йемәк йейишкә урунғанлар, хитайниң төвән капаләтлик ярдәм пулини алмиғанлар икән. Улар лагерда 24 саәт хитайчә сөзлишишкә мәҗбурлинидикән. Диниңлардин ваз кечиши керәккән, тилиңларни вә уйғурлуқ, қазақлиқ, қирғизлиқ кимликиңларни унтуш керәккән. Пәқәт хитай коммунист партийәсигила ишиниши керәккән. Бу йәр пәқәт җаза лагери болупла қалмастин бәлки, идийәни, роһни контрол қилидиған лагер икән. Шуңлашқа бу йәрдә силәрниң җисмиңларни, роһуңларни контрол қилип, меңәңләрни вә қәлбиңларни йүйүп ташлимақчи болуветипту. Мән дуняда бундақ вәһийимилик, бундақ бир дәһшәтлик бир дөләтни көрмидим”.

Доктор олиси язеиҗи әпәндиниң билдүрүшичә, у, җаза лагерини зиярәт қилиш җәрянида һәр вақит униңға әгишип биллә маңған хитай коммунист партийәсиниң бир секретаридин лагерға қанчә кишиниң соланғанлиқини сориғанда, у 500 миң кишиниң барлиқини баян қилған.

Йиғинда сөз қилған истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм, доктор олиси әпәндидәк җасарәтлик кишиләрниң көпләп мәйданға чиқиши хитайниң хаталиқлирини дуняға көпләп паш қилидиғанлиқини вә уйғур мәсилисиниң һәл болушини асанлаштуридиғанлиқини билдүрди.

Доктор әркин әкрәм сөзидә, илгири мәтбуатларда айда бирәр парчә мақалә учратқан болса һазир һәр күни онларчә хәвәр вә мақалә учратқили болидиғанлиқини, өткән йили 8-айдин башлап уйғур мәсилисиниң хәлқара сәһнигә чиқишқа башлиғанлиқини, бу, уйғурлар үчүн яхши пурсәт икәнликини, бу пурсәтни чиң тутуп уйғурларниң зулумдин қутулуши үчүн пайдилиниш керәкликини тәкитлиди.

Йиғинда сөз қилған доктор әркин сидиқ әпәнди, хитайниң түп мәқсити уйғурларни һәр хил усуллар билән йоқ қилиштин ибарәт икәнликини, буниңға қарита тәдбир елиниш керәкликини оттуриға қойди.

Йиғин ахирида шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики доктор олиси язиҗи әпәндигә, хитайниң җаза лагерлири тоғрисидики көз боямчилиқини паш қилип, һәқиқәтни оттуриға қойғанлиқи үчүн уйғурларға вакалитән тәшәккүр билдүрди һәм униңға тон кийдүрди шуниңдәк йәнә тәқдирләш ләвһәси тәқдим қилди.

Бәзи көзәткүчиләр, доктор олисиниң хитайниң җаза лагерлирини зиярәт қилғандин кейин виҗдани билән һесаблишип мәнпәәттин ваз кәчкәнликини, һәққанийәт тәрәптә турғанлиқини, җаза лагерлириниң хитайниң уйғурларниң меңисини ююш вә уларни машина адәмгә айландуруштин ибарәт қәбиһ қилмишлирини дуняға паш қилишта муһим рол ойнаватқанлиқини билдүрүшмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.