Әзиз әйса әпәнди иҗтимаий алақә васитилирини қолланғанда диққәт қилидиған нуқтиларни агаһландурди
2015.10.12

Нөвәттә муһаҗирәттики уйғурларниң зор көпчилики вәтәндики уруқ-туғқанлири билән болған алақидә хитайда кәң тарқалған вичат епини қоллинидиғанлиқи мәлум. Бу хил юмшақ детал уйғурлар арисида “үндидар” нами билән омумлашқан. Әмма хәлқара мәтбуатларда тарқалған интернет -телефон учур бихәтәрликигә даир хәвәрләрдә, хитай даирилириниң вичат, Q Q қатарлиқ интернет телефон алақә мулазимәтлиригә қаратқан контроллуқи әң күчлүк болуп, вичат епини қоллинидиған тәхминән 100 милйон кишиниң учури хитай тор сақчилири тәрипидин сүзүвелип, шу шәхскә даир сәзгүр учур -мәлуматлар топлинидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Ундақта муһаҗирәттики уйғурлар бу хил алақилишиш васитилирини қолланғинида немиләргә диққәт қилиши керәк?
Йеқиндин буян хәлқара мәтбуатларда елан қилинған хәвәр-анализларда, хитай һөкүмәт даирилириниң хитай пуқралириниңла интернет-телефон учур алақилирини контрол қилипла қалмастин, бәлки хитайдики уруқ-туғқанлири билән алақилишидиған чәтәлләрдики хитай пуқралири, муһаҗирәттики уйғурлар, тибәтләр вә моңғул қатарлиқ милләтләрниң учур алақилирини назарәт қилидиған, һәтта уларниң компютер вә әқиллиқ телефонлиридики шәхси-учурлирини, хитай һөкүмитигә қарши өкүзүлгән паалийәтләргә аит учурларни сүзүвелип, уларниң вәтәндики уруқ-туғқанлириға тәһдит қилидиған әһвалларниң барғанчә еғирлишиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Әнглийәдики әзиз әйса әпәнди узундин буян хитайдики интернет-телефон учур алақиси һәққидә издинип, бу һәқтә бәзи тәтқиқат нәтиҗилирини елан қилған уйғур зиялийлиридин бири.
Әзиз әйса әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, муһаҗирәттики уйғурларниң вәтәндики уруқ-туғқанлири билән болған алақидә бирқәдәр кәң омумлашқан үндидар қатарлиқ иҗтимаий алақә мулазимәтлирини қоллиништа диққәт қилидиған нуқтиларни оттуриға қойди.
Әзиз әйса әпәнди баянида, муһаҗирәттики уйғур қериндашларни амал бар хитайда ишләнгән телефон, компютер вә юмшақ деталларни ишләтмәсликини тәвсийә қилиш билән биллә, муһаҗирәттики уйғур қериндашларни вәтәндики уруқ-туғқанлири билән биваситә алақилишидиған үндидар, ч ч қатарлиқ иҗтимаий алақә торлириға шу шәхсниң өзиниң шәхсийитигә даир материялларни қоймаслиқини, болупму әқиллиқ телефонларда кимлик, банка һесабати, адрес қатарлиқ сәзгүр учурларни сақлимаслиқини, елхәт қатарлиқларниң мәхпий шифирлирини қәрәллик өзгәртип туруши лазимлиқини агаһландурди.
Юқириқи аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.