“җелил мәтнияз вәқәси” немә үчүн хәлқара ахбаратиниң бундақ зор диққитини қозғиди?

Мухбиримиз әркин
2017.04.14
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qurban-tulum-maw-zedong.jpg Уйғур ата балиниң хәлқ мәйданиға тикләнгән, қурбан тулумниң мав зедоң билән көрүшкән һәйкили алдида олтурған көрүнүши. 2015-Йили 16-апрел, хотән.
AFP

Хитай һөкүмити йеқинқи бир қанчә һәптә ичидә уйғур райониниң хотән вилайитидә “мәйдани мүҗмәл” дегәндәк сәвәбләр билән 97 нәпәр йәрлик әмәлдарни җазалиди. Әмма буларниң ичидә бир кәнт секретариниң вәзиписидин елиниш сәвәби әң диққәт қозғиған вәқәләрниң биригә айланди. Бу вәқә немә үчүн хәлқара ахбаратта ғулғула қозғайду?

Хотән вилайәтлик йеза кадирлирини башқуруш рәһбәрлик ишханисиниң 9‏-апрел елан қилған уқтурушида көрситишичә, җелил мәтнияз “сиясий мәйдани мүҗмәл, байриқи рошән болмаслиқ, диний затларниң алдида тамака чекишкә җүрәт қилалмаслиқ” дегән сәвәбләр билән җазаланған.

Бирақ хотәнниң бир хилвәт кәнтидики бу вәқә бирдинла хәлқара ахбарат васитилириниң диққәт нуқтисиға айлинип қалди.

Җелил мәтниязниң мәсилисиниң “вашингтон почта гезити”, “ню-йорк вақти гезити”, әнглийә “мустәқиллиқ гезити”, хоңкоң “җәнубий җуңго әтигәнлик почта гезити” қатарлиқ нопузлуқ хәлқара гезит-журналларниң диққәт нуқтисиға айлинип қелишидики һалқилиқ амил, униң җазалиниш сәвәбидур.

“вашингтон почта гезити” елан қилған бу һәқтики хәвиридә, җелил мәтниязниң җазалиниши “даириләрниң шинҗаңда болупму хотәнниң өз ичигә алған уйғур мәдәнийити күчлүк районларда өз ирадисини теңиштәк радикал тәдбирләрни алғанлиқиниң ипадиси” дегән.

“ню-йорк вақти гезити” ниң хәвиридә, җелил мәтниязниң мәсилиси “сәһийә даирилири тамака чекиш мәдәнийити чоңқур йилтиз тартқан хитайда тамакини чәкләшкә йүзлиниватқан мәзгилдә йүз бәрди” дәп көрсәткән. Әнглийә “мустәқиллиқ гезити” ниң хәвиридә болса, уйғурларниң “йәрлик өрп-адитидә чоңлар яки диний затларниң алдида тамака чекиш һөрмәтсизлик” дәп қарилидиғанлиқи билдүрүлгән.

Бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, әсли башқиларниң алдида тамака чәкмәслик бир хил әдәп әхлақ, бир хил тәрбийә. Әмма җелил мәтниязниң тамака чәкмидиң, дәп җазалиниши иҗтимаий қаидини зорлуқ күч билән бузуштур.

Канадада турушлуқ хитай өктичи, “җуңго демократийә фронти” ниң рәиси шең шө ханим мундақ дәйду: “әмәлийәттә бу вәқә шу җайниң бир хил ноқул өрп-адити, мәдәнийити, турмуш адити әмәс. У йәнә бир хил әдәп-әхлақ. Әсли униң (җелил мәтнияз) һәрикити турмуштики махташқа тегишлик бир ипадә. Бирақ у һазир буниң әксичә мушу һәрикити үчүн җазаланди вә қанунға җавабкарлиққа тартилди. Буниң өзи түп негизидин бир хил иҗтимаий адәткә зорлуқ күч билән бузғунчилиқ қилиштур.”

Йәнә бәзи көзәткүчиләрниң қәйт қилишичә, бу вәқә хитай даирилириниң миллий мәсилидә өзигә болған ишәнчниң аҗизлиқини көрситип бериду. Германийә “хәтәр астидики хәлқләр җәмийити” ниң рәиси улрих делиус мундақ дәйду: “бу уларниң милләтләр мәсилисидә өзигә болған чоңқур ишәнчсизликини көрситиду. Буниң маңа бәргән тәсири, пүтүн хитайларда уйғурларға нисбәтән һечқандақ ишәнч қалмиған. Уйғурлар у мәйли партийәлик болсун-болмисун, йәрлик һөкүмәт хадими яки сақчи болсун вә яки 2, 3‏-тәбиқә пуқра болсун, хитайлар шәрқий түркистанда башқа милләтләргә һақарәт қиливатиду, дегән апәт характерлик сигнал бериду.”

Улрих делиус йәнә, әгәр хитай һөкүмити өзидики бу ишәнчсизликни йәңмисә, униң милләтләр инақлиқ сиясити тамамән мәғлуп болидиғанлиқини билдүрди.

Униң қаришичә, җелил вәқәси уйғурларниң хитай билән мурәссә қилип, өзиниң әң әқәллий кимликини сақлап қелишқа рази болсиму, бирақ хитайниң буниңға йол қоймайватқанлиқини ипадиләп бәргән.

Делиус мундақ дәйду: “ғәрбниң нәзиридә бу вәқәдин еришкән қизиқарлиқ чүшәнчиси, хитайларниң уйғур мәсилисидә хитай компартийәси вә хитай һөкүмити билән биргә уйғурларға ишәнмәйдиғанлиқини өгәнди. Шуниң билән биргә, уйғурлар һеч болмиса өзиниң әң әқәллий кимлики вә диний етиқадини сақлап қелишни арзу қилсиму, бирақ уларниң бу әқәллий нәрсиләрдин ваз кечишкә мәҗбурлиниватқанлиқини көрди. Уйғурлар бәзи мәсилиләрдә мурәссәлишип, шәрқий түркистандики һаятни қоғдашни халайду. Бирақ бу улар ваз кечидиған нәрсиләрни чеки бар. Чүнки, кимлик, диний етиқад вә аилидин ваз кечилсә, мәвҗут болуп турғуни болмайду. Бу вәқә уйғур хадимлар, компартийә әзалириниң вә уйғур һөкүмәт хадимлириниң өз кишиликидин ваз кечишиниң мәлум чеки көрситиду.”

Һалбуки, канададики хитай өктичи шең шөниң қаришичә, бу вәқә хәлқара ахбаратниң зор диққитини қозғишидики түп сәвәб, хотәндики бу вәқәниң ирқий бузғунчилиқ характеридур.

У мундақ дәйду: “хитай компартийәсиниң бу қилмиши еғир бинормал болуп, у әң әқәллий җәмийәт қаидилиридин һалқип кәтти. Униң бу қилмиши униң йошурун еңидики ирқий бузғунчилиқ қилиш хаһишини көрситип бериду. У әмәлийәттә шу җайдики җәмийәткә, шу җайниң әң асаси қатлими-кәнт аһалиси вә җәмийәт қурулмисини йоқитиши, униңға қаттиқ зәрбә бериши, бу бир хил ирқий бузғунчилиқ һәрикитидур. Әлвәттә бундақ қилмиш хәлқара җәмийәтни биарам қилиду.”

Бирақ әнглийә “мустәқиллиқ гезити” ниң хәвиридә көрситишичә, хотәндики йәрлик даириләр җелил мәтниязни җазалиғанлиқини ақлап, “у партийә секретари болуш сүпитидә диний әсәбийлик идийәсигә қарши туруш күришигә йетәкчилик қилиши керәк. Болмиса, райондики әсәбий күчләрниң тәһдитигә тақабил турмиған болиду” дегән.

Хотән вилайитиниң бир кадирлар рәһбәрлик ишханиси 9‏-апрел елан қилип, хотән вилайити миқясида 97 нәпәр кадирға чарә көргәнликини елан қилған. 68 Нәпири уйғур, 29 нәпири хитай кадирни өз ичигә алған бу 97 нәпәр кишиниң бири хотән наһийә азнабазар кәнтиниң секретари җелил мәтнияз иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.