Вәзийәт анализчилири хәлқара сотниң җәнубий деңиз һөкүмини кейинки хитай вәзийити һәққидә тохталди
2016.07.14

Голландийәниң дәнһаг шәһиридики хәлқара сот 12-июл җәнубий деңиздики аралларниң игилик һоқуқи мәсилисидә һөкүм елан қилип, хитайниң мәзкур деңиз тәвәликидики хада ташлардин тәркиб тапқан аралларни өзиниң дәп елан қилишиниң ‛тарихи асаси йоқ‚ дәп җакарлиғандин кейин, хитай мәзкур қарарни қобул қилмайдиғанлиқини ипадиләп, қаттиқ наразилиқ билдүргән. Ундақта хитай һөкүмәт таратқулири вә хитай тордашлириниң мәзкур мәсилә һәққидики инкаслири қандақ? хитай вә чәтәлләрдики хитай вәзийәт анализчилиридин ву чияң, чен покуң қатарлиқлар бу һәқтә қандақ қарашлирини ипадилиди.
Алдинқи күни елан қилинған голландийәниң дәнһаг шәһиридики хәлқара сотниң қараридин кейин,хитайниң хәлқ гезит, шинхуа агентлиқи, азадлиқ гезити қатарлиқ һөкүмәт таратқулирида хитайниң җәнубий деңиздики аралларға болған игилик һоқуқи тәкитлинип, хәлқара соптниң һөкүмигә қарита наразилиқ мақалилири елан қилинди. Хитай дөләт ишлири кабинетиму “ақ ташлиқ китаб” елан қилип, хәлқара сотниң қарариға наразилиқ билдүрди. Хитайниң муавин ташқи ишлар министири лю җенмин ақ ташлиқ китабни елан қилиш йиғинида, хитай һөкүмитиниң сотниң мәзкур қарарини қобул қилмайдиғанлиқини билдүрүп, бу қара сәвәбидин җәнубий деңиз вәзийити җиддилишиши мумкинликини агаһландурди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи вә һөкүмәт таратқулирида хәлқара сотниң қарарини әйибләйдиған ибариләр ишлитилишигә қарита хитай вәзийәт анализчилири вә хитай тордашлар инкас қайтуруп, дөләт ичидә һәрқандақ ишни сиясий бәлгилимиләр бойичә бир тәрәп қилидиған хитай һөкүмитиниң бу хил истилини хәлқара мунасивәттиму қоллинидиғанлиқнии тәкитләп, хитай һөкүмитиниң хәлқара қанун-бәлгилимиләргиму риайә қилмайдиғанлиқини билдүрди.
Америка авази радиосида 13-июл күни өткүзүлгән хитай һөкүмитиниң хәлқара сотниң җәнубий деңиз һәққидики қарариға болған наразилиқи һәққидә өткүзүлгән сөһбәткә қатнашқан шәрқий җәнубий әлләр мәсилиси мутәхәссиси доктор ву чияң әпәнди, скайип арқилиқ бейҗиңдин зиярәтни қобул қилип, өз қаришини ипадилигән. У баянида хитай ташқи ишлар муавин министири лю җенминниң хәлқара сотниң қарари һәққидики әйиплишиниң асассиз икәнликини билдүрүп,“голландийәдики хәлқара адаләт дивани йәни хәлқара сот, хәлқарадики дөләтләр мунасивитидики талаш-тартишларни мустәқил һәл қилиш үчүн 1899-йили қурулған вә җуңго һөкүмитиму әза болған бирләшкән дөләтләр тәшкилатида етирап қилинған. Шуңа ташқи ишлар әмәалдари лю җенминниң бу сотни инкар қилиши хата,” дегән.
Доктор ву чияң йәнә хитай ташқи ишлар әмәлдари лию җинмиңниң хәлқара сотни әйибләп ейтқан “сот коллигийиси филиппин дөлитиниң пулини алғанлиқи үчүн, филиппинниң пайдисиға һөкүм чиқарди” дегән сөзиниң асассиз икәнликини билдүрүп, “хәлқара сотқа әрз сунған дөләт филиппин, җуңго һөкүмити бу сотқа қатнишишни рәт қилғанлиқи үчүн, қануний тәртипкә асасән сот һәққини дәвагәр тәрәп филиппин үстигә алиду әлвәттә” дегән.
Хитай һөкүмитиниң хәлқара сотниң җәнубий деңиздики аралларниң игилик һоқуқи мәсилиси һәққидики қарариға наразилиқ билдүрүп, “ақ ташлиқ китаб” елан қилиш йиғинида хитай әмәлдари лию җенмин қилған сөзләрни тәнқитлигән йүән гүәнҗоң исимлик тордаш“җуңгониң ташқи ишлар муавин министири лию җенмиңниң сөзидин-һәркитигичә лүкчәклик һарактери ипадилинип туриду. Җуңгониң ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири болған лию җенмиң наразилиқ баянатида хәлқарада дөләтләр ара йүз бәргән талаш-тартишларни һәл қилидиған, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида етирап қилинған хәлқар сотниң һөкүмигә қарита бәргән наразилиқ баянатида әң әқәллий болған хәлқара қануний билимләрдинму саватсизлиқини вә хитай әмәлдарлиридила болидиған мутиһәмликини ипадилиди” дегән инкасни язған.
Америкидики сиясий вәзийәт анализчиси чен покоң әпәнди хитай һөкүмитиниң җәнубий деңиз мәсилисидики позитсийиси һәққидә радиомиз зияритини қобул қилип мундақ деди.
“хитай һөкүмитиниң җәнубий деңиздики марҗан хада таш араллириниң көп қисминиң игилик һоқуқиниң ‛әзәлдин өзигә тәвәлики‚ ни тәкитлиши, мәзкур деңизға чегрилинидиған малайшия, филиппин, вийетнам вә бируней қатарлиқ дөләтләрниң наразилиқини қозғап, хитайниң җәнубий деңиздики қошна дөләтләр билән болған мунасивитиниң җиддилишишигә сәвәб болди. Хитай коммунист һөкүмити қурулғандин буян земин тәвәлики мәсилисидә ‛әзәлдин җуңгониң бир қисми‚ дегән сөзни ишлитишкә адәтлинип кәткән. Әмма ‛әзәлдин‚ дегән бу уқум интайин мүҗмәл болуп, хитай һөкүмити ‛әзәлдин айрилмас қисми‚,дегән бу сөзниң ениқ тарихи дәври һәққидә һечқачан изаһат берип бақмиди. Хәлқарада болса һәрқандақ һөкүмни елан қилишта ениқ пакитлиқ материял тәләп қилиниду.”
Хитай һөкүмити хәлқараға бәргән наразилиқ баянатида өзиниң җәнубий деңиздики аралларға болған игилик һоқуқини тәкитләп, хәлқара сотниң һөкүмигә қаттиқ наразилиқини ипадилигән болсиму, әмма йәнила филлипин билән хитай оттурисида давамлишиватқан җәнубий деңизниң игилик һоқуқи мәсилисини икки тәрәп сөһбәт арқилиқ һәл қилишни тәкитлигән. Хитай дөләт ичидәболса “хәлқниң наразилиқи сәвәбидин туйқсиз йүз бериш еһтимали болған аммиви наразилиқ һәрикәтлириниң алдини елиш” һәққидә җайлардики һөкүмәт органлириға уқтуруш қилған.
Мәлум болушичә бейҗиң шәһәрлик һөкүмәт хәлқара сотниң қарари чиқиштин бир күн илгири йәни 11-июл дүшәнбә күни мәхсус уқтуруш чиқирип, бу бир һәптидә йәни“6 күн ичидә бейҗиң шәһири җиддий һалиәттә туридиғанлиқи, шәһәр вәзийитиниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш үчүн, барлиқ нөвәтчи хадимлар өз хизмәт орнида һазир болуши, туйқсиз йүз бериш еһтимали болған зор вәқәләрниң алдини елиш тәйярлиқи пухтда болуши керәк” ликини тәкитлигән.
Хитай һөкүмити хәлқара сотниң җәнубий деңиз һәққидики қарариға наразилиқ баянати бериш билән бир вақитта, йәнә бейҗиң даирилириниң “туйқсиз йүз бериш еһтимали болған вәқәләрниң алдини елиш” һәққидики уқтурушни чиқиришидәк бу вәзийәт хитай мәсилилири анализчилириниң диққитини қозғиди.
Узундин буян хитай вәзийити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп келиватқан чен покуң әпәнди, хитай һөкүмитиниң дөләт ичигә қаратқан сиясити һәққидә тохтилип, “хитай коммунист һөкүмити қурулғандин буян әң әнсирәйдиғини дөләт ичидә хәлқниң наразилиқи сәвәбидин қозғилидиған қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз бериши. Шуңа бу қетим хитай һөкүмити һөкүмити ташқи дуняға нисбәтән хәлқара сотниң қарариға әмәл қилмайдиғанлиқини давраң қилсиму, әмма дөләт ичидә өзиниң бу хил тәшвиқати сәвәблик хитай хәлқидә чоң милләтчилик идийисиниң күчийиши сәвәбидин йүз бериш еһтимали наразилиқ һәрикәтлириниң йүз беришини халимайду. Шуңа бейҗиң даирилири хәлқара сотниң һөкуми елан қилиништин илгирила бейҗиң шәһиридә ‛бир һәптилик уруш һалити‚ ухтурушини елан қилип, вәзийәтни контрол қилмақчи болған.” деди.
Нйойорктики хитай мәсилилири мутәхәссиси хе чиңлийән ханимму өз қаришини оттуриға қойди.
Хе чиңлийән ханим сөзидә хитай һөкүмитиниң ташқи сиясәттә попоза характерлик баянатларни беришни адәт қиливалған болсиму, әмма әмәлийитидә мәсилини һәрбий күч қоллинип һәл қилишқа алдиримайдиғанлиқини, бу сәвәбтин хитай һөкүмити өз тәшвиқати сәвәблик хәлқидә қозғилип кәткән наразилиқ кәйпиятиниң хитай һакимийитигә тәһдит болушидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрди.