Җәвһәр илһам: хитай дадамни қамап хата қилди

Мухбиримиз җүмә
2017.04.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Jewher-ilham-toxti-kishilik-hoquq-kuni.jpg Илһам тохтиниң қизи җәвһәрниң хәлқара инсан һәқлири күни фейсбукқа йоллиған рәсими. 2016-Йили 10-декабир.
Social Media

Түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң нөвәттики әһвали вә дадисиниң кәлгүсигә болған үмидини ипадилиди.

У, бу ил 11- март тәбиәтшунас еллийот сперлиңниң вапати мунасивити билән нюйоркта өткүзүлгән мурасимда зияритимизни қобул қилған. Еллийот сперлиң бу йил 29- феврал аләмдин өткән иди.

Җәвһәр илһам һазир индиана университетида оқумақта.

Мухбир: дадиңиз вә өз аилиңиздин айриветилиш һиҗраниға қандақ тақабил туруватисиз?
Җәвһәр: йиғлайдиғанлиқимни тән алғум йоқ, әмма, һәр қетим мениң икки укам компютер екранини сийлап, худди мени сөйдуқ, дәп ойлап компютер екранини сөйүп кәткини көргинимдә көз яшлиримни туталмаймән. Өйгәй анам маңа даим, уларниң рәсимни көтүрүшүп қачан келидиғанлиқимни сорайдиғанлиқини ейтиду. Мениң бу соалға җаваб беришкә қурбум йәтмәйду, бу мени бәк азаблайду.

Мухбир: сиз һазир һаятиңиздики икки муһим адәмдин йәни дадиңиз вә сперлиң әпәндимдин айрилдиңиз. Сиз бу муһим кишиләрдин айрилиш елип кәлгән роһий азабни қандақ йеңиватисиз?
Җәвһәр: мән һаман бир күни өзүмгә таянмисам болмайдиғанлиқини биләттим.
Мәндә роһий тәйярлиқ бар иди. Әмма, буниң мунчә тез болидиғанлиқини ойлапму бақмаптикәнмән, дадамниң муддәтсиз кесилидиғанлиқини хиялимғиму кәлтүрүп бақмаптикәнмән.
Еллийотниң туюқсиз вапат болидиғанлиқиниму күтмәптикәнмән. Вақит өтүвериду, һаят йәнә давам қилиду, сизниң немә қилмақчи болған болсиңиз шуниңға қарап силҗиштин башқа чариңиз қалмайду.

Мухбир: кейинки пиланлириңиз қандақ?
Җәвһәр: биз һазир йәни дадам һәққидә бир китаб йезиш, дадамниң әсәрлирини башқа тилларға тәрҗимә қилиш, дегәндәк бәзи ишлар үстидә ишләватимиз. Ундин кейин, америка яки башқа дөләтләрниң һәмкарлиқида дадамниң мәсилисигә қаритилған диққәтни күчәйтиш вә ярдәм издәш.
Дадамни қутқузидиғанға һазирчә бир конкретни пилан йоқ. Биз ярдими тегидиғанлики ишларниң һәммисини қилишмиз керәк.

Мухбир: индиана университетидики оқушлириңиз һәққидә тохталған болсиңиз?
Җәвһәр: мән һазир сиясәтшунаслиқта оқуватимән. Әмма бу, мән кәлгүсидә қилишни арзу қилидиған кәсипму әмәс. Мән буни дадам үчүнла оқуватимән халас. Дадамниң мәсилисини қанчә тез болса, шунчә тез һәл қилишни арзу қилимән вә ундин кейин мән һәқиқий яхши көридиған ишларни қилалаймән.

Мухбир: дадиңизни биз аңлайду, дәп пәрәз қилсақ, униңға немә дегүңиз бар?
Җәвһәр : бәрдашлиқ бериң. Сиз һаман бир күни чиқисиз. Буни билисиз тоғриму?

Мухбир: хитай һөкүмитигә немиләрни демәкчисиз?
Җәвһәр: наһайити көп нәрсиләр бар уларға дәйдиған, әмма улар аңлашни халимайду.
Хитай һөкүмитигә шуларни демәкчимән: мән силәрни дадамниң һечнемини хата қилмиғанлиқини билиду, дәп чүшимән. Бәлким силәр бирини түрмигә қамаш еһтияҗи үчүнла дадамни таллидиңлар. Мән силәрниң дадамни қамап еғир хаталиқ садир қилғанлиқиңларни чүшинишиңларни үмид қилимән. Уни қоюветишиңларни өтүнимән. Чоқум пушайман қилмайсиләр.

Уйғур зиялийси илһам тохти уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн 2014-сентәбирдә “дөләт һакимийитини парчилашқа урунуш” қатарлиқ җинайәтләр билән өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.