Анализчилар чен чүәнгониң уйғур вәзийитини җиддий көрситиштики мәқсити һәққидә тохталди
2017.02.24

14-Феврал йүз бәргән хотән гума пичақлиқ һуҗумидин кейин, даириләр районда күчәйткән қаттиқ бастуруш сиясити хәлқараниң хитайниң уйғур сиясити вә район вәзийитигә болған диққитини йәнә күчәйтти. Анализчиларниң қаришичә, чен чүәнгониң муқимлиқни зиядә тәкитләп, түмән кишилик әскәр билән һәйвә көрситиш, идеологийә саһәсидә террорлуққа зәрбә бериш тәшвиқатини күчәйтишидә, хитай мәркизий һөкүмитигә район вәзийитини җиддий көрситип, өзиниң муһимлиқини тәкитләш, уйғур диярини қаршилиқ көпәйгән тинчсиз район қилип көрситип, уйғурларға қаритилған миллий бастуруш сияситини қануний асасқа игә қилиш вә һәрбий күч арқилиқ һәйвә көрситип, уйғурлар мәнивий, маддий һоқуқ тәләплирини оттуриға қоялмайдиған вәзийәт шәкилләндүрүш қатарлиқ көп хил мәқсәтләр болуши мумкин икән.
Хитай хәлқ ториниң 23-февралдики санида 22-феврал чаршәнә күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң телефон-теливизийә йиғини ечип, пүткүл уйғур райони бойичә, муқимлиқни қоғдашни алдинқи вәзипә қилип, һәрқайси һөкүмәт органлирида ишләватқан хизмәтчиләрдин бөлгүнчилик вә террорлуқ идийисигә қәтий қарши турушни тәләп қилған. Йиғинда йәнә һөкүмәт кадирлириға қаритилған назарәтниң күчәйтилгәнликини тәкитләп, дөләтниң бирлики, милләтләр иттипақлиқи, диний тинчлиқ вә җәмийәт муқимлиқи идийисигә әмәл қилмиғанларниң қаттиқ агаһландурулғанлиқи һәққидә хәвәр берилди.
Өткән һәптә йәни 14-феврал хотәнниң гума наһийисидә йүз бәргән 3 уйғурниң 5 нәпәр хитай пуқрасини пичақлап өлтүрүш вәқәсидин кейин, уйғур вәзийити җиддийләшкән болуп, даириләр 16-февралдин 18-февралғичә хотән, қәшқәр, үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә қораллиқ сақчи әскәрләрниң бронивик, танка, оқ өтмәс аптомобилларниң һимайисидә кочида һәйвә көрситиш, террорлуққа қарши қәсәмяд йиғинлири өткүзүш қатарлиқ паалийәтләрни елип берип һәммә җайда муқимлиқни тәкитлигән иди.
Уйғур диярида давамлишиватқан бу хил җиддий вәзийәт, өткән һәптидин буян хәлқара таратқуларниң диққәт нуқтисиға айланди. Бу һәқтики мақалә-анализлардин 22-феврал чаршәнбә күни австралийидики лови иниститоти тәтқиқат мәркизи намлиқ хәлқара сиясий вәзийәт тәтқиқат оргининиң тор бекитидә тәтқиқатчи микайил кларк тәрипидин йезилған “қаттиқ зәрбә вә гүлдурмамидәк күч: бейҗиңниң шинҗаңда һәрбий күчини намайән қилиши” намлиқ мақалидә, 14-феврал хотән гума пичақлиқ һуҗумидин кейин уйғур диярида давамлишиватқан қаттиқ зәрбә бериш һәрикитигә баһа берилип, хитай һөкүмитиниң 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән уйғурларниң 5-июл наразилиқ һәрикитидин кейин, уйғурларға қаратқан бастурушини әң қаттиқ һаләттә йүргүзүватқанлиқи оттуриға қоюлған.
Мақалидә, даириләрниң уйғур районида елип бериватқан бастуруш сияситиниң сәвәби хитайниң ички қисмидики вәзийәт вә хәлқара вәзийәт нуқтисидин тәтқиқ қилинип 3 җәһәттин изаһланған.
Аптор өз қаришини оттуриға қоюп, 1-дин компартийә рәһбәрликидики хитай дөлитиниң “террорлуққа зәрбә бериш” ни баһанә қилип, уйғур райониниң сиясий вә җәмийәт муқимлиқиға капаләтлик қилмақчи болуватқанлиқи,
2-Дин ислам диниға болған етиқадни райондики уйғур хәлқи билән хитай һөкүмити оттурсидики күрәш вә тосалғуниң сәвәби дәп қарап, уйғурларниң диний етиқадиға болған контроллуқни күчәйтишкә урунуватқанлиқи, буниң әмәлийәттә хитай рәиси ши җинпиңниң мәқсити икәнлики,
3-Дин,хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики радикал ислам тәшкилатлири билән хитай һөкүмитиниң сияситигә наразилиқи сәвәбидин йүз бәргән уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини өз-ара бағлашқа урунғанлиқи, болупму, 2001-йилдики 11-сентәбир вәқәсидин кейин, өзиниң уйғурларға қаратқан миллий сияситидики бастурушни, хәлқара террорлуққа қарши һәрикәтни баһанә қилип ақлашқа урунуватқанлиқини оттуриға қойған.
Өткән һәптидин буян чәтәлләрдики хитай демократлири тор бекәтлиридиму, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити вә 14-феврал хотән гума вәқәсидин кейин, уйғур дияридики әмәлдар чен чүәнго тәрипидин муқимлиқни қоғдаш зиядә тәкитлинип, қораллиқ сақчи вә әскәрләрдин тәркиб тапқан түмән кишилик қошунниң хотән, қәшқәр, үрүмчи кочилирида еғир қоралларниң һимайисидә хәлққә һәйвә көрситиши, уйғур дияриниң һәрқайси җайлирида аммиви һәрикәт түсини алған муқимлиқни қоғдаш, террорлуқ һәркәтлиригә зәрбә бериш һәрикити қозғалғанлиқи һәққидә анализлар елип берилди.
Хитай вәзийәт анализчилиридин бейҗиң баһари журлининиң баш муһәррири обзорчи ху пиң вә нюйорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр оқутқучиси профессор шия миң әпәндиләрниң қаришичә, уйғур диярида вәзийәтниң бу қәдәр җиддийлишишигә ши җинпиң һөкүмитиниң уйғур райониниң муқимлиқ мәсилисини өз һөкүмранлиқини сақлап қелишта һәл қилғуч амил дәп әнсириши вә йеңи әмәлдар чен чүәнгониң уйғур вәзийитиниң муқимлиқ мәсилисини баһанә қилип, хитай мәркизи һөкүмитигә өзини испатлаш вә техиму юқири мәртивигә игә болуш тамасини әмәлгә ашуруш қатарлиқ көп амиллар сәвәб болған.
Ху пиң мундақ деди: “мән чен чүәнгониң 14-феврал хотән гума вәқәсидин кейин елип барған қаттиқ зәрбә бериш һәрикитигә һәйран қалмидим. Сәвәби хотәндә йүз бәргән 3 уйғурниң әң иптидаий қорал пичақ билән һуҗум илиш һәрикитини баһанә қилип, бу хил түмән кишилик сақчи, әскәрләр арқилиқ һәйвә көрситиш, муқимлиқни тәкитләп, диний радикаллиқни баһанә қилип, пүткүл уйғур диярида җиддий кәйпият пәйда қилиш, чен чүәнгониң райондики орнини мустәһкәмләш, һәтта техиму юқири мәртивигә еришиши үчүн пайдилиқ. Буларниң һәммисигә уйғур райониниң хитай мәркизи һөкүмити үчүн муһим истратегийилик орун икәнлики сәвәб болған.”
Ху пиң, уйғур дияриға тәйинләнгән хитай әмәлдарлириниң тарихтин буян районниң муқимлиқини баһанә қилип, хитай мәркизи һөкүмитини өз ирадисигә бойсундуруп кәлгәнликини әмәлий мисаллар арқилиқ мундақ баян қилди: “ уйғур райониниң муқимлиқидин әнсирәш компартийә һакимийәтни қолға алған күндин башланди. Әмма 2009-йилдики 5-июл үрүмчидә йүз бәргән уйғурларниң наразилиқ һәрикитидин кейин, бухил әнсирәш техиму күчәйди. Сәвәби, хитайда йеқинқи 30 йиллиқ иқтисадий тәрәққиятида уйғур дияридин чиқиватқан нефит, тәбиий газ, көмүр қатарлиқ йәр асти байлиқлириға тайинип қалидиған вәзийәт шәкилләнди. Әгәр районда уйғурларниң наразилиқ вә қаршилиқ һәрикәтлири сәвәблик муқимсизлиқ йүз бәрсә, хитай иқтисадий вәйран болуш хәвпидә қалиду. Мана бу мәсилә ваң лечүән дәвридин башлап уйғур дияриға тәйинләнгән һәрқандақ хитай әмәлдарниң районда муқимлиқни сақлашни баһанә қилип, хитай мәркизи һөкүмитини өз райиға беқиндуридиған вәзийәтни шәкилләндүрди. Ваң лечүән, җаң чүншйәнләр хитай мәркизи һөкүмитиниң бу аҗизлиқидин пайдиланған иди, һазир чен чүәнгому муқимлиқни қоғдашни баһанә қилип, өзини көрситиш, техиму юқири имтиязға игә болуш арзусини ашкара ипадилиди. Шуңа у, хотән гумида йүз бәргән 3 уйғурниң пичақлиқ һуҗум вәқәсини баһанә қилип, ечилиш алдида турған 19-қурултайдин илгири өзиниң уйғур дияриниң муқимлиқини сақлашта хизмәт қиливатқанлиқини испатлап, техиму муһим мәртивигә еришишкә урунуватиду.”
Шия миң мундақ деди: “ ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин буян өз рәқиби җу йүңкаң, бо шиләйләрни тазилиди, әмма, уйғур дияриниң муқимлиқидин әнсириши сәвәблик парихорлуқ вә қаттиқ бастуруш билән әйибләнгән ваң лечүәнниң қилмишлириға көз юмди. 2010-Йилдин кейин районға тәйинләнгән әмәлдар җаң чүншәнму муқимлиқни қоғдашни баһанә қилип, уйғур диярида қаттиқ бастурушни күчәйткән иди. Лекин бултур, уйғур аптоном районлуқ партком торида йүз бәргән ши җинпиңни истипаға чақириш хети сәвәблик җаң чүншәндин әнсиригән ши җинпиң униң орниға өз йеқини чен чүәнгони тәйинлиди. Мушундақ шараитта, ши җинпиң вә хитай мәркизи һөкүмитиниң ишәнчи вә етивариға еришиш арзусида болуватқан чен чүәнгониң уйғур вәзийитини хитай мәркизи һөкүмитигә җиддий қилип көрситип, өзини районниң муқимлиқини қоғдашта хизмәт көрсәткән қилип көрситип техиму юқири әмәл тамасида болуши муқәррәр әһвал.”
Профессор шя миң әпәнди йәнә, чен чүәнгониң бу хил қаттиқ қол бастуруши уйғур вәзийитини техиму җиддийләштүрүп, хитай һөкүмити үчүн пайдисиз вәзийәт елип келиғанлиқини агаһландуруп мундақ деди: “уйғур дияриниң йеңи әмәлдари чен чүәнго кәлгәндин буян, у, муқимлиқ вә диний радикаллиққа зәрбә беришни тәкитләп, уйғур дияриниң вәзийитини җиддий көрситип, бейҗиң даирилиригә өзиниң уйғур райониниң муқимлиқини сақлашта төһпә қошуватқанлиқини испатлимақчи болди. Әмма вәзийәт мушундақ давамлашса, қаттиқ бастуруш сиясити уйғурларниң наразилиқини күчәйтип, районниң муқимлиқ вәзийити контроллуқтин чиқип кетидиған вәзийәт шәкиллиниду. У чағда, уйғур диярида йүз бәргән қаршилиқлар техиму көпийип, райондики хитай көчмәнлиридә өз бихәтәрликидин әнсирәйдиған, хитай вә чәтәл ширкәт-карханилириниң районға мәбләғ селиши азийип, хитайниң иқтисадий еғир тәһдиткә учрайдиған, ахирқи һесабта хитай һөкүмити уйғур диярини пәқәт һәрбий күчи вә қораллиқ бастурушқа тайинип тутуп турушқа мәҗбур болидиған вәзийәт шәкиллиниду. Мана бу әң хәтәрлики.”