Мутәхәссисләр: “уйғурлар хитайниң системилиқ басқунчилиқ җинайити қалдурған роһий асарәтләрдин қандақ қутулуши керәк?”
2021.03.01
Хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлирида уйғур қиз-аяллириға системилиқ басқунчилиқ вә җинсий зораванлиқ йүргүзиватқанлиқидәк паҗиәләрниң паш болуши, хитайниң уйғурларға қарита инсанлиққа қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқиниң җинайи пакити сүпитидә оттуриға чиқмақта. Һалбуки, бу хил трагидийәниң қурбаниға айланған кишиләрдики чоңқур роһий зәрбиләр уларниң хитайниң җинайи қилмишлирини паш қилишиға мүшкүл риқабәтләр яритиватқанлиқи мәлум. Мәзкур программимизда зиярәт қилинған бир қисим зулум қурбанлири һәмдә чәт әлләрдики уйғур мутәхәссисләр, җинсий зораванлиқниң қурбанлири дуч келидиған роһий киризис, риқабәт вә уни қандақ йеңиш һәққидә өз күз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
Уйғур елидики тикәнлик симлар билән қоршалған егиз тамлар ичидики зулмәтлик лагерларда вә тутуп туруш орунлирида миңлиған бигунаһ уйғурларниң хитай даирилири тәрипидин системилиқ басқунчилиққа вә башқа җинсий хорлашларға учрап келиватқанлиқи әмдиликтә йошурғили болмайдиған җинайи қилмиш сүпитидә ашкариланди. Бу трагедийәни ялғуз уйғурлар әмәс, бәлки дуняму тонуп йәтти. Нөвәттә хитайниң бу вәһший җинайити давамлашмақта, уйғур хәлқи бу дәһшәтлик зулумға қарши һаят-маматлиқ күриши елип бармақта.
Һалбуки, хитай һөкүмитиниң еғир зулумлири көп сандики уйғурларда һәр хил роһий вә писхикилиқ тосалғуларни кәлтүрүп чиқармақта. Шу сәвәбтин уларниң аз бир қисми бу зулумдин һаят қутулуп чиққан болсиму, әмма хитайниң өзигә вә яки башқиларға қилған инсан қелипидин чиққан бу хорлуқлири үстидин гуваһлиқ бериши кәмдин кәм учримақта.
Йеқинда хитай лагерида бешидин кәчүргән қорқунучлуқ җинсий зораванлиқни дуня ахбаратлириға паш қилған лагер шаһиди турсунай өзиниң илгири һәтта өлүвелишниму ойлиғанлиқини тилға елип өтти. У өзигә охшаш хитай лагерлирида иззәт-һөрмити дәпсәндә қилинип, иппәт-номуси пайхан қилинған, роһий вә җисманий җәһәттин чүшкүнләшкән миңлиған уйғур, қазақ қиз-аяллириниң ечинишлиқ әһвалиға шаһид болғанлиқини билдүрди.
Игилинишичә, сияси вә динни тутқунларниң “қара түрмә” дәп атилидиған ғәйри-рәсми солақханиларда тән җазаси, җинсй таҗавуз қатарлиқ һәр хил қийин-қистақлар билән аталмиш “җинайәт” лиригә иқрар қилиишқа қистилидиғанлиқи мәлум.
Явропада яшаватқан һәбибулла илгири үрүмчидики людаван қамақханисида сиясий җинайәтчи болуп тутуп турулуватқан мәзгилидә әрлик иззәт-һөрмитиниң һақарәткә учриғанлиқини тилға алиду. У аридин хели йиллар өткән вә охшимиған дөләтләрдә яшап баққан болсиму, әмма әшу хорлуқ зулумларниң һелиму көз алдидин кәтмәйдиғанлиқини тәкитләйду. У өзиниң һазирму писихикилиқ тосалғулардин қутулалмай келиватқанлиқини, көпинчә һалларда бу хил зулумға учриғучиларниң өзини өлтүрүвелиш яки сүкүтни таллайдиғанлиқи ейтиду.
Бу мәсилиләр үстидә чәт әлләрдики бир қисим уйғур зиялийлири җиддий ойлинип, һәл қилиш чарилирини издәп кәлмәктә. Уйғурлар учраватқан роһий вә әхлақий киризислар үстидә елип барған көзитиш нәтиҗилирини уқурмәнләргә сунуп келиватқан норвегийәдики мустәқил тәтқиқатчи, шундақла хитай түрмисидә өз бешидин кәчүргән җинсй хорлуқларни дуняға әң дәсләп паш қилған уйғур зиялийси абдувәли аюп бу һәқтә зияритимизни қобул қилип пикир баян қилди. У бу мәсилидә җинсий хорлуқ пәйда қилған писхик тосалғулардин башқа, йәнә уйғурлардики миллий, әнәниви әхлақий чүшәнчилириниңму бу азаблиқ кәчүрмишләрни очуқ-ашкара сөзлишигә бәлгилик тосалғу пәйда қилидиғанлиқини әскәртти.
Хитайниң зулумлиридин һаят қутулуп чиққан шаһидларниң бәзилири зияритимиз давамида, гәрчә һазир әркин әлләрдә яшаватқан болсиму, әмма уйғур җамаитиниң тоғра чүшәнмәслики һәмдә уларниң биһудә әйибләшлиригә учраштин әндишә қилип, өзи учриған әһвалларни ашкарилашниң орниға сүкүт қилишни таллиғанлиқини билдүрүшкән иди.
Австралийәдики уйғур зиялийси фатимә абдуғупур ханим бу мәсилиләрни системилиқ йешип чиқишта вә һәр бир уйғурниң писихик сағламлиқини сақлашта алаһидә йол тутқан кишиләрниң бири. У “роһий зәрбә вә әслигә келиш” намлиқ енгилизчә китабни тәрҗимә қилип, мәзкур китабтики муқим нуқтиларни уйғурларниң һазирқи һалитигә селиштуруп йәкүнлигән һәмдә бу темини торларда уйғур җамаити билән ортақлишип кәлгән.
Фатимә абдуғопур бу китабтин мундақ бир нәқилни кәлтүрүп өтти: “җәмийәт уруш вә урушниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни унтуп кетишни халайдиған болуп, һәрқандақ азаблиқ вә ғәмкин ишларни ‛йепиқ пети‚ қалсикән дегән үмидтә унтуп кетиду. Биз бу йәрдә бир-биригә қариму-қарши болған икки тәрәпни көримиз: бири азаблиқ өтмүшни унтуп кетишкә тиришиватқан, әмма мәғлуп болуватқан зиянкәшликкә учриғучидур. Йәнә бир тәрәп болса наһайити зор ирадә билән бу ишларни унтуп кетишини ойлайдиған, һәтта йошурун еңиға сиңип кәткән бу хил идийәниң тәсири түпәйли һәқиқәтәнму унтуп кетәлигән шаһидлардур. Бу хил қариму-қаршилиқ һәр икки тәрәп үчүн интайин азаблиқ болсиму, әмма бу диялогниң мәғлубийәтчилири йәнила аҗиз һесаблинидиған зиянкәшликкә учриғучилардин болуши билән тамамлиниду.”
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчилиридин зубәйрә шәмсидин ханим нумус шәрипи дәпсәндә қилинған һәр қандақ бир уйғурниң паҗиәсини пүтүн бир милләт сүпитидә учравтқан зулум вә йоқутуш дәп тонуш керәкликини тәкитләйду. У хитайниң зиянкәшликлирини паш қилған зулум қурбанлирини қәһриман сүпитидә һимайә қилиш-пүткүл уйғур җәмийитиниң миллй мәҗбурийити вә виҗданий бурчи дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.