Америка дөләт мудапийә министирлиқида қурулған “хитай хизмәт гурупписи” президент байденниң хитай тәһдитигә диққәт қиливатқанлиқини көрситип берәмду?

Мухбиримиз ирадә
2021.02.12
Америка дөләт мудапийә министирлиқида қурулған “хитай хизмәт гурупписи” президент байденниң хитай тәһдитигә диққәт қиливатқанлиқини көрситип берәмду? Америка президенти җов байден берма армийисигә қаритилған қаратмилиқи болған җазани елан қилди вә генералларни һоқуқтин ваз кечишкә чақирди . 2021-Йили 10-феврал, вашингтон.
AFP

Америка президенти җов байденниң чақириқи билән америка дөләт мудапийә министирлиқи мәхсус “хитай ишлири бойичә хизмәт гурупписи” қурулғанлиқини җакарлиған иди. “дөләт мудапийә хәвәрлири” гезитиниң билдүрүшичә, бу хизмәт гурупписи 15 кишилик мутәхәссисләр гурупписидин тәркиб тапидиған болуп, бу гуруппиға хитай ишлири бойичә тәтқиқат билән шуғуллинип кәлгән вә сабиқ обама һөкүмити мәзгилидә мәслиһәтчилик вәзиписини өтигән елий ратнер рәһбәрлик қилидикән.

Америка дөләт мудапийә министирлиқида хитай ишлири хизмәт гурупписи қурулуши көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди.

Америкадики сиясий ишлар мутәхәссиси доктор андерс кор әпәндиниң қаришичә, бу хизмәт гурупписиниң қурулуши байден һөкүмитиниң хитай мәсилисигә диққәт қиливатқанлиқини ипадиләйдикән. У бүгүн бизгә елхәт арқилиқ қилған сөзидә мундақ дегән: “елий ратнерниң хитай хизмәт гурупписиға рәһбәрлик қилишқа таллиниши һәм шундақла бу гуруппиниң орниниң бәшбурҗәклик бинада болуши байденниң хитай тәһдитигә техиму әстайидил муамилә қилидиғанлиқи вә уни һәрбий җәһәттин ойлиниши мумкинликини көрситип бериду. Йәнә бир яқтин, ратнер хитай билән иқтисадий җәһәттә чоңқур гирәлишип кәткән иш орунлири болған ‛ташқи мунасивәтләр кеңиши‚ вә ‛курт кампбел йеңи америка хәвпсизлик мәркизи‚ қатарлиқ орунларда хизмәт қилип баққан. Униң йәнә хитайниң җәнубий деңиздики яман ғәрәзлик паалийәтлирини ашкарилаш һәққидә язған бир қатар күчлүк мақалилириму бар иди.”

“дөләт мудапийә хәвәрлири” ниң ейтишичә, елий ратнер бу һәқтики сөзидә “бизниң хизмәт әтритимиз дөләт мудапийә министири үчүн хитай билән болған мунасивәтләрдики әң муһим риқабәтләрни ениқлап чиқиду. Гуруппимиз йәнә мәсилиләрни муһимлиқ дәриҗиси бойичә рәткә тизип чиқип, уларниң йеـтәрлик мәбләғ вә диққәткә еришкән яки еришмигәнликини тәкшүриду,” дегән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, президент җов байден 10-феврал күни дөләт мудапийә министирлиқини зиярәт қилип, “хитай хизмәт гурупписи” ниң қурулғанлиқини елан қилип болғандин кейин, әтиси, йәни 11-феврал америка кеңәш палатасиниң һәр икки партийәдин тәшкилләнгән әзалири билән учрашқан. У бу учришиштиму хитай тәһдитини тәкитлигән. Байден сөзидә американиң ул әслиһәлирини йеңилашниң зөрүрлүкини вә америка қошма шитатлириниң хитай тәһдити алдида чоқум өз тәдбирлирини өстүрүши керәкликини билдүргән. У: “әгәр биз һәрикәткә кәлмисәк, хитай бизниң тамиқимизни тартивалиду,” дегән ибарини қолланған.

Президент байден йәнә мундақ дегән: “улар милярд доллар мәбләғ селип, қатнаш, муһит вә башқа нурғун саһәләргә мунасивәтлик ишларни қиливатиду, биз қәдимимизни тезлитишимиз керәк.”

Андерс кор әпәнди президент байденниң америка ул әслиһәлирини йеңилаш пикрини қоллайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “байденниң ул әслиһә түрткиси хитай мәсилисигә мас келиду. Әмма бизниң ул әслиһә қурулушимиз хитайдин импорт қилинған полат-төмүргә таянса, у һалда биз өз пулимиз билән хитайни күчәйтишимиз вә техиму муһим ишларға селинидиған мәбләғни йөткивәткән болуп қалимиз. Мәнчә, хитай коммунистик партийәсини мәғлуб қилидиған техиму яхши сиясәт таможна беҗи қоюш вә толуқлима бериш қатарлиқ сиясәтләр арқилиқ американиң өзини қайтидин санаәтләштүрүшкә әһмийәт бериш керәк.”

Президент җов байдин 10-феврал күни йәнә хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән телефондики тунҗи сөһбитидиму америка билән хитай арисидики әң зиддийәтлик кишилик һоқуқ, адил тиҗарәт вә тәйвән қатарлиқ район бихәтәрликигә аит мәсилиләрни сөзләшкән иди.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, юқириқи сөз вә һәрикәтләр байден һөкүмитиниң бейҗиңға болған бесимни давамлаштуридиғанлиқидин сегнал беридикән. Униң үстигә у трамп һөкүмитиниң хитай уйғур елида ирқий қирғинчилиқ билән шуғуллиниватиду, дегән қарарини қоллайдиғанлиқини ипадә қилған.

Хитай ишлири тәтқиқатчиси гордон чаң радийомизға қилған сөзидә “американиң ирқий қирғинчилиқ билән шоғуллиниватқан бир һакимийәткә чоқум тақабил туруши керәкликини” тәкитлиди. Гордон чаң әпәнди мундақ деди: “хитай һөкүмити уйғурларға қарита зор көләмлик тутқун, тән җазаси, қул қилиш, басқунчилиқ қилиш қатарлиқ җинайәтләрни йүргүзүп кәлди. Хитай һөкүмитиниң бу җинайәтлири аз санлиқ милләтләрниң миллий кимликини өчүрүш, уларни ассимилатсийә қилип йоқитиш пилани бойичә пиланлиқ, системилиқ һалда елип бериливатиду. Хитай бундин башқа йәнә тибәтләр вә моңғулларниңму миллий кимликини йоқитишни мәқсәт қилған сиясәтләрни йүргүзүватиду. Мана буларниң һәммисигә қарайдиған болсиңиз, бу сиясәтләрниң тегидә чекидин ашқан милләтчилик ятқанлиқини көрисиз. Хитай компартийәси тәрипидин күчләндүрүлүватқан бу ирқчилиқ интайин хәтәрлик. Америка чоқум буниңға тақабил туруши керәк.”

Мәлум болушичә, президент җов байден 10-феврал күни хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән көрүшүштин бурун, явропа вә асиядики бир түркүм иттипақдашлири биләнму сөзләшкән болуп, бу униң хитайға ялғуз тақабил турушни әмәс, бәлки һәрқайси демократик иттипақдаш дөләтләрниң рәһбири сүпитидә хитайға ортақ тақабил турушни көзләватқанлиқидин бешарәт беридикән. Андерс кор бу һәмкарлиқниң интайин муһимлиқини тәкитләп: “иттипақдашлиримизниң ярдими арқилиқ хитайни хәлқара содида ялғуз қоюшимиз керәк. 5G Вә 6G техника саһәсидә хитай запчаслиридин халий болған пакиз дуня техника тори қуруп чиқиш керәк вә шундақла йәнә америка армийәсини күчләндүрүп, униң мудапийә иқтидарини өстүрүпла қалмай, бәлки йәнә һуҗум характерлик һәрбий техника билән қайтидин қоралландуруш керәк,” дәп әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.