Музикант җое һамилтон: “ши җинпиңниң диктатор һакимийитиниң өмри аз қалди”
2016.03.25

Өз нахшилири билән уйғурларни қоллап кәлгән шотландийәлик музикант җое хамилтон хитай рәиси ши җинпиң һәққидә “сениң дәвриң ахирлишиду” намлиқ йәнә бир нахша елан қилди. Җое һамилтон әпәнди бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур нахшини иҗад қилишиға түрткә болған амиллар вә хитайниң нөвәттики вәзийити һәққидә тохталди.
Мәзкур нахшиниң фейсбокқа йолланған уланмисидин мәлум болушичә, бу нахша әсли 2014 - йил 28 - феврал җое һамилтон әпәнди тәрипидин ютуб ториға қоюлған.
Мәлум болушичә, нөвәттә хитайдики аммиви таратқуларда вә хәлқара мәтбуатларда хитай рәиси ши җинпиңни истепаға чақирған хәт һәмдә бу хәткә алақидар, дәп тутқун қилинған журналист җя җя вәқәси муназирә темисиға айланған мәзгилдә җое һамилтонниң ши җинпиң һәққидә язған нахшиси қайтидин қизиқ нуқтиға айланған.
Хитай рәиси ши җинпиң һәққидә йезилған “сениң дәвриң ахирлишиду” намлиқ нахшида:
“сияқиңдин тәбәссум ичирә бақсаңму,
Роһиңдики рәһимсизлик болди ашкарә.
Заманиңда һесабсиз биғубар җанлар,
Бәдәл қилип һаятини болди сәкпарә.
Бәзлисәңму, алдисаңму өзүңни қанчә
Мәһшәр күнүң келәр һаман, керилмә унчә...” дегән мисралар көзгә челиқиду.
Хитай тордашлар нахша һәққидә йоллиған инкаслирида, “нахшида хитай рәис ши җинпиңниң мустәбит һөкүмранлиқ дәвриниң ахирлишидиғанлиқи һәққидә алдинала бешарәт берилипту”, “бир чәтәллик музикант җуңгониң һәммә һоқуқни қолиға еливалған, өзигә болған мәдһийәдин башқа барлиқ қарши пикирләрни бастуруватқан һөкүмрани ‛ши дада‚ ниң образини техиму яхши ипадиләпту” дегән инкасларни язған.
Радийомиз зияритини қобул қилған җое һамилтон әпәнди бу нахшини иҗад қилинишидики арқа көрүнүш һәққидә тохтилип, “ши җинпиң тәхткә чиққандин кейинки хитай вәзийити мениң мәзкур нахшини иҗад қилишимға түрткә болди” деди.
У мундақ деди:“ши җинпиң тәхткә чиққандин буян хитайда елип бериватқан демократийә вә кишилик һоқуқни тәшәббус қилған пикирләр контрол қилинди. Кишилик һоқуқ актиплири, демократийини тәшәббус қилған зиялийлар вә адвокатлар тутқун қилинди, илһам тохтиға охшаш уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилған зиялийлар түрмигә ташланди, тибәт раһиблириниң өзини көйдүрүш арқилиқ наразилиқини ипадиләш һәрикәтлири көпәйди, уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикәтлири күчәйди, хитай өлкилиридиму пуқралириниң наразилиқ намайишлири, иш ташлаш вәқәлири көпәйди. Бир кишилик һоқуқ паалийәтчиси болуш сүпитим билән узун мәзгил көзитиш арқилиқ ши җинпиң һөкүмитиниң һалакәткә кетиватқанлиқи һәққидә бир нәрсә йезиш хиялимға кәлди вә бу нахшини иҗад қилдим.”
Җое һамилтон әпәнди сөһбәт җәрянида өзи көзәткән хитай рәиси ши җинпиң һәққидә тохтилип: “мәлум мәнидин ейтқанда, ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин буян һәммә һоқуқни өз қолиға киргүзүшкә урунди. Билишимчә, ши җинпиң тәхткә чиққандин буян қурулған нурғун комитетларниң, хитайдики муһим тармақларниң 1 - қол башлиқлиқ вәзиписигә өзини тәйинлиди. Парихор әмәлдарларға зәрбә бериш намида қарши гуруһтики дүшмәнлирини тазилашни күчәйтти, демократийәни, охшимиған пикирләрни бастурди. Хитайда демократийә бошлуқи барғанчә тарайди. Уйғурларға, тибәтләргә қаритилған бастуруш һәссиләп күчәйди.” деди.
Җое һамилтон әпәнди йәнә, хитайниң нөвәттики вәзийити билән сабиқ совет иттипақиниң ахирқи йиллирини селиштуруп мундақ деди: “мән йеқиндин билидиған тибәт, шәрқий түркистан, моңғул мустәқилчилири хитайда сабиқ совет иттипақидәк парчилиниш вәзийити йүз бәрсикән дәп арзу қилиду. Мениңчиму хитай ледири ши җинпиң йүргүзүватқан мустәбитлик түзүми униң һөкүмитиниң һалакитини йеқинлаштуриду. Ғәрб дөләтлири хитайни тинч йол билән демократик дөләткә айландуруш үмидидә болуватиду. Әмма бу мумкин әмәс.”
Шотландийәлик музикант җое һамилтон әпәнди чәтәлләрдики тибәт әркинлики паалийитини қоллап келиватқан кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бири болуп, у йеқинқи бирқанчә йилдин буян дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатларниң йиғин - паалийәтлиригә актиплиқ билән қатнишишқа башлиған.
У илгири 2009 - йилдики “үрүмчи қирғинчилиқи” да оғли йоқап кәткән патигүл ғулам, түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтилар һәққидиму нахша иҗат қилған иди.