12-Ноябир җумһурийәт байриминиң қиммити вә ‍уни аммивийлаштуруш

Обзорчимиз абдувәли аюп
2021.11.03
12-Ноябир җумһурийәт байриминиң қиммити вә ‍уни аммивийлаштуруш 1933- Вә 1944-йили қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң рәһбәрлири вә һәрбий офитсерлири кириштүрүлгән сүрәт.
RFA/Bahram

12-Ноябир җумһурийәт байримимиз келиш алдида туриду. Байрамни қандақ өткүзүш һәр қайси уйғур тәшкилатлар тәрпидин бекитилгән бойичә йиллардикигә охшаш орунлаштурулған болуши мумкин. Әлвәттә, байрамда йиллардин буян болидиған сиясий паалийәтләргә варислиқ қилиш зөрүр. Һалбуки, мәзкур байрамни техиму аммивий, техиму мәнивий вә аиливий қиммәткә ‍игә қилиш үчүн бәз йеңилиқларниму синап беқиш керәк. Чүнки әҗдатлардин мирас қалған бу мубарәк байрамда зимистандики чоғдәк ярқин қиммәтләр бар.

1933-Йили вә 1944-йили қәшқәр вә ғулҗа шәһридә әҗдатлар тиклигән ай-юлтузлуқ байрақ, гириб вә маршимиз ата қилған иптихарни муһаҗирәттә аиләләргә, қәлбләргә қандақ йилтиз тартқузимиз? йилда бир қилидиған байрамни сиясий сәһниләргә, намайишларға вә йиғинларға ташлап қоймай аммивийлаштуруш, турмушлаштуруш, көңүлләргә техиму йеқин қилишниң амали барму?

Җумһурийәт күнимизгә охшаш миллий байрамлар милләтниң кимликини шәкилләндүриду. Байрамларниң қутлиниши, қутлаш шәкиллириниң аммивийлиқи, қутлаш қизғинлиқиниң кишиләрниң кәйпиятида, һәрикәтлиридә ипадилиниши миллий кимликини күчләндүридиған җәряндур.

Бизни муһаҗирәттә башқа мусулман милләтлардин айрип туридиғини өзимизгә хас болған миллий байрамлиримиз болуп һесаблиниду. Бизниң муһаҗирәттә давамлаштуриватқан башқа байрамлиримиз миллий кимликимизни, ким әмәсликимизни тәкитлисә буниң ичидики җумһурийәт байримимиз һөрлүккә тәлпүнгән миллий ирадимизни, әркинлик үчүн җенини тиккән әҗдатларға болған варислиқимизни, мустәқиллиқ ғайимизни испатлайду.

Һәр қетимлиқ җумһурийәт күнимиз бизгә хитай таңған кимликини рәт қилидиғанлиқимизни, уйғурлуқ кимликимизни йоқатмақчи болған күчкә қарши тарихта қандақ қозғалған вә уларни қандақ қоғлап чиқирип, қанчә рәт, қандақ бир дөләт қурғанлиқимизни әслитиду. Җумһурийәт күнимиз бизни падишаһлиқ омумлашқан, демократик түзүми техи әмдила бих урған дәврдә қурулған җумһурийәтимиздин вә заманниң алдида меңип, заманивийлиққа маслишип дөләт қурған улуғ әҗдадимиздин ғурурландуриду. Җумһурийәт күнимини бизни 11 йилда “қан кечип, һәм җан берип” икки қетим охшаш күндә җумһурийәт қурған қәһриманлардин пәхирләндүриду.

Җумһурийәт күнимиздә биз достлар билән, пишқәдәм давагәрләр вә йеңи сәпдашлар билән билән бирликтә муқәддәс туприқимизни залимдин паклиған бова вә момаларни хатирләймиз, уларниң роһиға дуалар қилимиз, уларниң изидин меңиш ирадимизни яңрақ шуалар билән җакарлаймиз. Шу күни биз җаһанда бузғучи әмәс қурғучи, өзиниң земинида хәқниң һакимийитигә ялланғучи әмәс, өзи һакимийәт яратқучи шанлиқ әҗдатниң әвлади болғанлиқимиз билән ғурурлинимиз.

Хош, әгәр шәһиримиздә йетәрлик уйғур болмиса, уйғур болған тәқдирдиму йиғилиш уюштурулмиса, уюштурулған тәқдирдиму биримизгә хоп келип йәнә бирлиримизгә хоп кәлмисә, қандақ қилимиз? қилған паалийәтләр чоң яштикиләргә бизгә мас келип сәбийләргә мас кәлмисә қандақ амал қилимиз? қандақ қилип дөләт байримимизни қурбан вә роза һейтқа охшашла өйимиздә аилә бойичә тәбрикләшкиму болидиған, қутлашқа әп болидиған, һәр бир уйғур ялғуз қалған тәқдирдиму өткүзәләйдиған байрамға айландуримиз?

Мәнчә, һәр 12-нуябирда қутлайдиған мубарәк байрамни турмушимизға, аилимизгә сиңдүрүшниң, һаятимизниң бир парчисиға айландурушниң йоли мәзкур байрамни худди қурбан һейт, роза һейт вә норузларға охшаш өткүзүштур. Бу йол бизни тарихимизниң қәлбигә, әҗдадларниң шанлиқ изиға, кәлгүсиниң мәнзилигә йәткүзидиған қутлуқ йол. Буниң үчүн биз ‍икки мубарәк һейтқа вә қутлуқ норузға қандақ һазирлиқ қилған болсақ, уларни қандақ күтивалған болсақ, дөләт байриминиму шундақ күтивелишни адәт қилсақ болиду.

Һейтта саңза, қуймақ, қейиқча селиш адитимиз бар. Мениңчә, дөләт байримида қейиқча салсақ болиду. Буниң симовуллуқ мәниси бир мустәқил дөләтниң һәммәйләнни хараплиқ деңизидин сақлап қалидиған вә һөрлүк қирғақлириға йәткүзидиған қейиқ икәнликигә симовул болалайду. Байрам күни алаһидә етилидиған тамақ “хан еши” болса мувапиқ. Чүнки хан еши ханлиқ дегән сөзгә бағлиниду. Ханлиқ дегинимиз дөләт дегән сөз. Дөләт байрими күни қетиқ ичилсә мәнилик болиду. Чүнки тарихта уйғурниң бирлишип дөләт қуруши қетиқниң уюшиға охшитилған.

Дөләт байрими күнимиздә чоңлар өз ара йиғилишимиз, пәтилишимиз, дидарлишимиз. У күни балиларға алаһидә совғат беримиз. Балиларға һәр йили 11-айниң биринчи күнидин башлап дөләт байримилиқ арзусини йезишқа дәвәт қилимиз. Һәр күни балилар сәһәрдә бирдин арзу язиду. Дөләт байрими күни сәһәрдә балилар арзуларни арилаштуруп бирни таллайду. Талланмай қалған 11 арзуни йеңи йилдин башлап айда бирдин қандуримиз. Балилар 12-нуябир күнидики совғатқа еришмәк үчүн халиған бир уйғурчә шиер, һекайә яки бир тарихи шәхс һәққидә бизгә сөзләп бериши керәк. Балиларниң дөләт байримимизда қайси арзуни йезиш тоғрилиқ тәйярлиқи арзу йезишқа башлиған күндин бурун башлансиму, арзулар тоғрилиқ ата-ана вә дост яранларға мәслиһәт салсиму болиду.

Дөләт байрими күни яшанғанлар, ата-балилар, яшлар, әр-аяллар, ашиқ-мәшуқларниң совғатлишиш күни болса болиду. Совғатлар китаб болса болуши тәшәббус қилиниду. Ундин башқа дөләт рәһбәрлиримиз, қәһриманлиримиз, гирибимиз, байриқимиз чүшүрүлгән хатирә боюмлар, дөләт маршимизниң мисралири чүшүрүлгән һөсин хәтләр вә яки вәтәнни әслитидиған һәр қандақ боюм болсиму болиду. Совғатлиқларға һөрлүкккә симивул қилинидиған қуш, қанат вә пәйләрниң сүрити чүшүрүлгән болса техиму мәнилик болиду.

Дөләт байрими күнимиздә кийидиған кийимимиз чоқум уйғурчә болса әвзәл. Өйләрни, һойла арамларни байрақ вә юлтузниң рәңгидә сирлашму бир қутлаш болиду. Ундин башқа байрам күнидә өй-һоҗраларни юлтузларвә айлар билән безәш, дәризә-ишикләргә байрақларни есишму әһмийәтлик. Дөләт байрими күни балиларни уйғурчә кийиндүрүп өмәкләштүрүп ирқий қирғинчлиқ музийи, җаза лагери музийи дегәндәк тарихий орунларни кәздүрүшму уларда қирғинчилиққа қарши туйғу, чүшәнчә йетилдүридиған моһим пурсәт.

Норузимиз бизниң әрәп, һинди вә яки башқа мусулман милләтләриниң әзаси әмәс түрк милләтлириниң бир парчиси икәнликимизни җакарлиса, дөләт байримимиз бизниң хитай әмәсликимизни, беқинди әмәсликимизни вә хитайниң мустәмликичиликини тән алмайдиғанлиқимизниң намайәндисидур. Бизниң дөләт байриқимиз, гирибимиз, маршимизниң болуши бизниң бүгүнла әмәс, тарихта һәм хитай әмәс шәрқи түркистанлиқ уйғур икәнликимизниң, болалиғанлиқимизниң испати. Шуңа кимликимизни муһаҗирәттә сақлап қелиш, күчләндүрүш вә нурландуруш үчүн тарихта мустәқиллиқ җакарлиған күнимизни, дөләт қурған дәқиқәләрни милләт бойичә хатирләп туруш, җанландуруш, һәр бир аилә вә һәр бир инсанимизниң қәлбигә нәқишләш қилиш зөрүр. Биз уни қилмисақ, униңға тиришмисақ, һәрикәт қилмисақ әҗдатларға йүз келәйдиған, әвлатларниң чирайиға қариялайдиған салаһейитимиз болмайду.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
Қәшқәр тәнтәрбийә мәктипиниң аз дегәндә 8 нәпәр оқутқучисиниң тутқунда икәнлики ашкариланди
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.