Хитай демократлиридин вей җиншиңниң “җуңго йоли” йиғинидики пикирлири инкас қозғиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.09.01
junggo-yoli-yighin.jpg Уйғур бирлики тәшкилатиниң мәсуллири “җуңго йоли” йиғин әһли билән хатирә сүрәттә. 2015-Йили 16-авғуст, голландийә.
RFA/Pida’iy

Авғустниң оттурилири голандийиниң дәнхаһ шәһиридә ечилған 2‏-қетимлиқ “җуңго йоли” йиғинида, веи җиншиң қатарлиқ бир қисим даңлиқ хитай өктичилири “хитай демократийәләшкәндә, хитай чеграси ичидики мәйли хитай яки аз санлиқ милләтләр районлири болсун, һәммиси өз тәқдирини өзи бәлгилийәләйдиған, өз алдиға толуқ аптономийә һоқуқиға игә районларға бөлиниду” дегәндәк көз қарашларни оттуриға қойған иди. Америкида паалийәт елип бериватқан уйғур америка бирләшмиси муавин рәиси, мустәқил көзәткүчи илшат һәсән әпәнди вә “пуқралар күчи тәшкилати” ниң рәиси яң җйәнли әпәндиләр зияритимизни қобул қилип, веи җиншиңниң бәзи көз қарашлириға охшимайдиған пикирлирини баян қилди вә хитай демократлириға чоң хитайчилиқ идийисидин хали туруп, өзлириниң хитайни демократийиләштүрүш арзуси билән уйғурларниң мустәқиллиқ арзусида маһийәтлик пәрқ барлиқини, уйғурларниң әмәлийәттә игилик һоқуқи даваси қиливатқанлиқини айдиңлаштуруш вә шуниңға һөрмәт қилиш асасида иттипақлиқ қурушни тәвсийә қилди.

Сүргүндики хитай өктичилириниң 16-авғуст голландийәниң пайтәхти дәнхаһ шәһиридә өткүзүлгән 2‏-қетимлиқ “җуңго йоли” хәлқара муһакимә йиғинида, хитайниң кәлгүсидики сиясий йөнилиши вә тәрәққият йоллири һәққидики темиларда кәң даиридә муһакимиләр елип берилған вә уйғурларниң мустәқиллиқ дәвасиға мунасивәтлик пикирләрму оттуриға қоюлған. Голландийәдики“явропа җуңго йоли тәтқиқат мәркизи” уюштурған бу муһакимә йиғинида асаслиқ пикир баян қилғучилардин америкидин берип йиғинға қатнашқан даңлиқ хитай өктичиси вей җиншиң “мубада хитай бир демократик, кишилик һоқуқ капаләткә игә дөләткә айланған тәқдирдә, хитай чеграси ичидики хитайлар яшаватқан өлкә, шәһәр вә җайлардин тартип, тибәт, уйғур, моңғул вә башқа аз санлиқ милләт районлиридиму сайлам елип берилип, һәр қандақ райондики хәлқниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи болиду, демократик дөләтләрдә һәр қайси районлар өзиниң аптономийә, өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә болиду,бәш аз санлиқ милләт аптоном райони биләнла чәклинип қалмайду” дегән пикирлирини оттуриға қойған.

Мәзкур паалийәткә “голландийә уйғур бирлики” тәшкилатиниң мәсуллириму тәклип билән қатнишип вә йиғинда уйғурларниң мустәқиллиқ дәваси һәққидә хитай демократлиридин пәрқлиқ пикирлирини баян қилған шундақла улар радийомизда хитай демократларниң ичидики уйғурларниң мустәқиллиқ хаһиши вә таллишиға һөрмәт қилиш, шәрқий түркистандики йәрлик милләтләрниң сайлимиға көчмән хитайларниң арилишиш вә дәхли-тәруз қилишиниң демократийә принсиплириға уйғун әмәсликини илгири сүрүштәк әһвалларниң барлиққа келиватқанлиқини аңлатқан иди. Чәтәлләрдә чиқидиған хитайчә мәтбуат вә торларда йеқинқи күнләрдә “җуңго йоли” йиғинида мәйданға кәлгән пикир еқимлири һәққидә муназириләр болмақта.

Америкидики сиясий көзәткүчи, америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси илшат һәсән әпәнди, мәзкур йиғинда оттуриға қоюлған пикирләр һәққидә өзиниң көз қарашлирини баян қилип “нөвәттә чәтәлләрдә паалийәт қиливатқан бир қисим хитай өктичилириниң идийиси йәнила чоң хитайчилиқ идийисидин азад боалалмайватиду,йәни чоң җуңго бирлики уқуми билән мулаһизә қиливатиду, веи җиншиңниң баянлириму буниңдин хали әмәс. Уларниң көз қаришида бизниң вәтинимизму вә тибәт, моңғулларму тарихтин тартип хитайниң бир қисми,хитайда демократийә болғандиму демократийә принсипи бойичә җайлар өз тәқдирини өзи бәлгиләш, әмма йәнила чоң бир җуңголуқни сақлап қелишни тәрғиб қилиду,әмма бизниң буларға җавабимиз, бу җайда бир охшимаслиқ бар, биз хитайлардин айрим яшап кәлгән, биз уйғурларниң қиливатқинимиз пәқәт демократийә давасила әмәс, игилик һоқуқ дәваси, бу йәрдә хитайда демократийә болуши биләнла хитайдики миллий мәсилә һәл болмайду, аптономийә һоқуқи йәрлик һоқуқ билән бу мәсилә һәл болмайду. Биз хитай әмәс, биз хитайниң бир қисмиму әмәс, бурунму әмәс, һазирму әмәс, кәлгүсиму бир қисми болушни техиму халимаймиз” деди.

Нурғун уйғурларниң веий җинишиңниң пикригә қетилмайдиғанлиқини тәкитлигән илшат һәсән әпәнди йәнә, уйғур паалийәтчиләрни “хитай демократлири билән һәмкарлашқанда тарихий реаллиқни айдиңлаштуруш керәк, нишанимиздин қаймаслиқимиз керәк, принсипта чиң турушимиз вә уларға қобул қилғузишимиз керәк, әгәр хитай демократчилири билән бирлишиш нишанини көзләпла, принсипимиздин чекинсәк, мәнпәәтимиздин ваз кәчсәк, тарихтики трагидийиләрни тәкрарлап қелишимиз мумкин” дәп агаһландурди вә ахирида йәнә, хитай өктичиләрниң йиғинларда аз санлиқ милләт аталғусини ишлитиши уйғурларни бизар қилидиғанлиқини, хитай өктичиләрниң бу тәрәпләргә толуқ диққәт қилип кетәлмәйватқанлиқини, бу җәһәттә уйғур паалийәтчиләрниң йәниму чүшәндүрүп қайил қилишқа тәсир көрситиши зөрүр дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Америкида паалийәт елип бериватқан хитай өктичи тәшкилатлардин “пуқралар күчи” тәшкилатиниң рәиси яң җйәнли әпәнди гәрчә өзи “җуңго йоли” йиғиниға қатнишалмиған болсиму, вей җиншиңниң оттуриға қойған пикирлиридин өзи тоғра дәп қариған вә толуқлап қоюшқа тегишлик дәп қарайдиған тәрәплирини оттуриға қойди : “мәйли вей җиңшиң әпәнди болсун вә мәйли мән болай, шәхси көз қаришимизни оттуриға қойғаникәнмиз, пикримиз пәқәт өзимизгила вәкиллик қилалайду, пүтүн демократик күчләргә вәкиллик қилалмайду, вей җиншиң әпәндиниң бәзи көз қарашлириға қошулимән, растини ейтқанда, хитайдәк чоң бир дөләт демократийә йолиға маңидикән, чоқум бир өз тәқдирини өзи бәлгиләйдиған бир һоқуқ йүргүзүлүши керәк, әмма шинҗаңға охшаш бәзи районларда яшаватқан йәрлик хәлқниң тәқдирини бәлгиләш һоқуқини шу җайдики хәлқләр бәлгилийәләйду. Уни қанун чиқирип бәлгилигили болмайду, уйғурларниң көпинчисиниң арзуси мустәқиллиқ, әлвәттә улардиму охшимиған көз қарашлири бар. Шуңа һәр бир киши өзиниң тәқдирини өзи бәлгилиши, һәр қандақ бир милләтниң тәқдирини шу милләт бәлгилиши керәк. Уйғурларни сән мустәқил бол яки болма дәпла дөләтниң қануни биләнла бәлгилигили болмайду.”

Яң җйәнли әпәнди йәнә, бәзи хитай өктичиләр яки мулаһизичиләрниң йиғинларда йәнила “аз санлиқ милләт” дегән аталғуларни ишлитиши, һазирқи хитайда мәвҗут болуватқан реаллиқни әкс әттүрүш вә ениқлима бериш зөрүрийитидин тилға елинған, мәқсәтлик ейтилмиған болсиму, йәнила уйғур вә башқиларни бизар қилидиған аталғуларни ишлитиштин сақлиниш зөрүр, диққәт қилиш керәк дәп әскәртти. У шундақла йәнә вей җиншиң әпәндиниң “сиясий бастуруш вә иқтисадий булаңчилиқ миллий зиддийәтни кәлтүрүп чиқириватқан асаслиқ сәвә”" дегән көз қаришиға қошумчә қилип қоюшни халайдиғанлиқини билдүрүп “һәр қандақ охшимиған милләтләр яшайдиған дөләттә миллий зиддийәтләр мәвҗут болиду. Әмма, у дөләтниң миллий сияситидә сиясий бастуруш вә иқтисадий булаңчилиқ характери мәвҗут болидикән, миллий зиддийәтни техиму кәскинләштүрүветиду, мана хитай коммунист һөкүмитиниң бүгүн хитайдики миллий зиддийәтләрни бу һалдики мурәккәп бир мәсилигә әкелип қоюшниң өзиму бу дөләтниң сиясий түзүлмисидә чоң мәсилә барлиқиниң бир дәлили” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.