Канаданиң монтреал шәһиридики уйғур балилириниңму ана тил мәктипи болди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.03.25
montorial-kanada-2019-noruz-7.jpg Монтреал уйғур җәмийитиниң орунлаштуруши билән өткүзүлгән норуз байримини қутлуқлаш паалийитидин көрүнүш. 2019-Йили 23-март, канада.
Nighmet teminligen

23-Март күни канаданиң монтреал шәһиридики уйғурлар, болупму ата-ана вә балиларға бәкму әһмийәтлик вә хушаллиқ бир күн болди.

Монтреал уйғур җәмийитиниң орунлаштуруши билән өткүзүлгән шәнбә күнидики норуз байримини қутлуқлаш паалийитидә, уйғур ана тил мәктипиниң рәсмий ечилғанлиқи җакарланди. Мәзкур уйғур ана тил мәктипиниң һазир оқуғучи сани 30 дин ашқан болуп, келәр һәптидин башлап һәр һәптә ахири балиларға мунтизим һалда уйғур тили, уйғур музикиси, гүзәл сәнити вә ислам динидин дәрсләр өтүлидикән.

Өткән шәнбә күни канаданиң монтреал шәһиридики 100 дин көпрәк уйғур байрамлиқ кийимлири вә уйғур доппалирини кийип монтреал уйғур җәмийити уюштурған норуз паалийитидә җәм болған. Бу пурсәттә монтреал уйғур җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәт әпәнди җамаәтниң норуз байримини қутлуқлиғандин кейин йәнә җәмийәт әзалириниң, болупму җапакәш, пидакар муәллимләрниң бир қанчә йиллиқ тиришчанлиқи вә тәйярлиқи арқисида, уйғур җамаити арзу қилип кәлгән монтреал уйғур ана тил мәктипиниң рәсмий ечилғанлиқини хушаллиқ билән җакарлиған.

Монтреал ана тил мәктипиниң мудири мәхмутҗан имин мәктәпниң ечилғанлиқиниң ата-ана вә балиларни бәкму хушал қилғанлиқини билдүрди. Униң тонуштурушиға қариғанда, йеқинқи йилларда монтреал канададики уйғурлар бир қәдәр зич җайлашқан шәһәрләрниң биригә айлинип, җамаәтниң көпийишигә әгишип әвладларниң өз уйғур ана тили вә уйғур мәдәнийитини сақлашта мунтизим бир тәрбийәгә болған еһтияҗи күчәйгән болсиму, бирақ түрлүк қийинчилиқлар сәвәблик ана тил мәктипи мунтизим давамлишалмиған икән.

Нөвәттә мәзкур мәктәпниң муқим дәрс өтидиған төт нәпәр оқутқучиси бар болуп, рида аблимит әпәнди бу ана тил мәктипиниң илмий мудирлиқ вәзиписини үстигә алған икән. У өзиниң; “бу мәктәп монтреалдики уйғур җамаити үчүн чоң бир бошлуқни толдуриду” дегән ишәнчтә икәнликини билдүрди.

Монтреал уйғур мәктипиниң ана тил оқутқучилиридин мәдинә абдусаттар муәллим зияритимизни қобул қилип, уйғур пәрзәнтлирини тәрбийәләш пурситини шәрәп дәп билидиғанлиқини ипадилиди. Мәдинә муәллимниң тонуштурушичә, мәзкур уйғур ана тил мәктипиниң һазир оқуғучи сани 30 дин ашқан болуп, келәр һәптидин башлап һәр һәптә ахири балиларға мунтизим һалда уйғур тили, уйғур музикиси, гүзәл сәнити вә әхлақ һәмдә ислам динидин дәрсләр өтүлидикән.

Өзлириниңму ана тил мәктипи болғанлиқидин шадланған бир қисим балилар арқа-арқидин өз хушаллиқи вә арзулирини ана тилида ипадиләшти.

Мәзкур ана тил мәктипиниң ечилғанлиқини мубарәкләп башқа дөләтләрдики уйғур ана тил мәктәплири оқутқучи-оқуғучилири вә уйғур җәмийәт һәм тәшкилат рәһбәрлириму арқа-арқидин, сүрәтлик һәмдә авазлиқ тәбрикнамилирини йоллиған шуниңдәк өзлириниң үмидлирини вә қоллишини изһар қилишқан.

Һазир хитай һөкүмити уйғур диярида уйғурларниң тили вә маарипини чәкләш сиясәтлирини йүргүзүватқан бир пәйттә, уйғур тили вә мәдәнийитини сақлап қелишни өзиниң бурчи дәп билгән муһаҗирәттики уйғурлар болса бу хилдики ана тил мәктәплирини ечишни өзлириниң әң муһим хизмәтлири қатариға қоймақта. Йеқинқи йилларда америка вә явропа дөләтлири вә түркийәдики уйғурлар яшаватқан бир қисим шәһәрләрдә ана тил мәктәплири ечилғандин башқа, һәр қайси дөләтләрдики уйғур маарипчи вә зиялийларниң ортақ күч чиқириши билән, бу уйғур ана тил мәктәплириниң бир туташ оқуш материяллири вә һәтта мәктәп формилириғичә бирликкә келиватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.