“кәчлик базарлар” ниң қайта ечилиши вә башқилар уйғур районида вәзийәтниң юмшиғанлиқидин дерәк берәмду?
2021.12.02
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 30-ноябир күни бейҗиңда уйғур вәзийити һәққидә йәнә бир қетимлиқ “ахбарат елан қилиш йиғини” өткүзгән.
Йиғинда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси шү гүйшаң вә елиҗан инайәтләр сөз қилип, уйғур районида “йемәк-ичмәк базарлири кәң ечилип, хәлқниң маддий-мәнивий турмуши җанланди. Бу, районда “кишилик һоқуқниң капаләткә игә қилинғанлиқиниң испати” дәп атиған. Улар сөзидә йәнә һуҗум нишанини америка башчилиқидики хитайға қарши ғәрб дөләтлиригә қаритип: “бу йәрдә хитайға қарши күчләр ойдуруп чиқарған‚ ирқий қирғинчилиқ‛, ‚мәҗбурий әмгәк‛вә ‛кишилик һоқуқ дәпсәндичилики‚ мәвҗут әмәс. Районда һәр милләт хәлқи әркин, баяшат, бәхтлик яшаватиду” дегән.
Бу йиғинда сөзлитилгән аталмиш гуваһчилар йәнә: “уйғур аптоном районида һәр милләт хәлқиниң миллий хаслиқи, рәңдар йемәклик мәдәнийити қатарлиқлар тәрәққиятқа еришип, базарға йүзләнди. Компартийә рәһбәрликидә пул тепип бейиш пурсәтлири яритилди, компартийә хәлқни баяшат бәхтлик турмушқа ериштүрди”, дегәндәк ибариләр арқилиқ хитай һөкүмитиниң сияситини мәдһийәлигән.
30-Ноябир вә 1-декабирдики хитай хәвәрлиридә йәнә, үрүмчи, қәшқәр, ақсу, шаяр, йәкән қатарлиқ шәһәр вә наһийә базарлирида “қишлиқ кәчлик базарлар” ниң ечиветилгәнлики хәвәр қилинған. Бу хәвәрләрдә уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго қатарлиқ рәһбәрләрниң үрүмчидики кәчлик базарда алаһидә зиярәттә болғанлиқи, һәрқайси җайлиридики қайнам ташқинлиққа толған кәчлик базарлар, һәр милләт хәлқиниң өзгичә мәззилик тамақ мәдәнийитидин һозурланғанлиқи, кәчлик базарларда чирағлар чақнап, адәмләрниң айиғи үзүлмигәнлики тема қилинған.
Йеқинда хитайчә тик-ток, үндидар салонлирида тарқалған син көрүнүшлиридә йәнә, үрүмчи, қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрдә кочилардики ришаткилиқ тосуқлар вә сақчи понкитлириниң еливетилгәнлики, илгири тақиветилгән бирқисим базарларниң ечиветилгәнлики, базарларниң кириш еғизидики кимлик тәкшүрүш тосуқлири еливетилгәнлики мәлум болғаниди.
Бу син көрүнүшлири фәйсбок, тивиттир қатарлиқ иҗтимаий алақә мунбәрлиридә тарқалғандин кейин, бу һәқтә йезилған инкасларда “бу уйғурларни нишан қилған муқимлиқ тәдбирлириниң юмшиғанлиқиниң бешаритиму? ришаткилиқ тосуқлар вә сақчи понкитлиридики бирму-бир кимлик тәкшүрүш, сомка ечип тәкшүрүшләр бикар қилиндиму?” дегәндәк соаллар вә бу һәқтики пәрәзләр оттуриға қоюлғаниди.
Голландийәдики уйғур паалийәтчилиридин, хитайниң үрүмчидики лагерлириниң әһвали һәққидә хәлқара мунбәрләрдә көп қетим гуваһлиқ бәргән лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим, зияритимизни қобул қилди.
У хитайниң бу һәрикәтлирини” тәшвиқат қилиш “дәп аташ билән буниң сәвәби вә хитай даирилириниң йәтмәкчи болған мәқситиниң өзиниң уйғурларға қаратқан “ирқий қирғинчилиқ” сияситини ақлаш икәнликини оттуриға қойди. Униң қаришичә, бу хил тәшвиқат хәвәрлириниң хәлқарада қаттиқ қаршилиққа учраватқан 2022-йиллиқ бейҗиң “қишлиқ олимпик” йиғини һарписида бирдинла көпийиши диққәт қозғайдикән.
Қәлбинур сидиқ ханим йәнә өзи 2017-2018-йилларда үрүмчидә турған мәзгилидә өз бешидин өткүзгән уйғур районидики муқимлиқ тәдбирлири, қаттиқ назарәт системиси вә уйғурларни бирму-бир тәкшүрүш һәққидә тохталди.
Қәлбинур ханим, хитай даирилириниң 2016-йилидин буян уйғур районида син көрүнүшлүк назарәт системиси вә аһалиләрниң барлиқ учурлирини архиплаштурушни йолға қойғанлиқини, бирақ бүгүнки күнгә кәлгәндә, базарларни кәң ечиветип, йоллардики ришатка вә тосуқлири шуниңдәк сақчи понкитлирини еливәткән һаләттиму, буниң райондики омумйүзлүк назарәт системисиниң бошиғанлиқидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини билдүрди.
Америкадики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханимму өз қарашлирини оттуриға қойди.
Зубәйрә ханимниң билдүрүшичә, хитайниң “кишилик һоқуқни қоғдиғанлиқи “һәққидики тәшвиқатлири вә қиш пәслидә “кәчлик базарлар” ниң қайта ечилғанлиқи һәққидики хәвәрләр даириләр ясап чиққан йәнә бир сахта көрүнүш икән.
Зубәйрә ханим, уйғур базарлири вә уйғур тиҗарәтчилириниң вәйран қилиниши һәққидә тохтилип, бу һәқтә “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң тутқундики уйғур тиҗарәтчилири тоғрисида мәхсус елан қилған доклати барлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, улар тәйярлиған доклатта 2016-йилидин 2020-йилға қәдәр лагерларға қамалған уйғурлар ичидә, һазирға қәдәр ениқланған тиҗарәтчиләрниңла сани 1000 дин ашидикән.
Униң тәкитлишичә, хитай һөкүмитиниң бу хил тәшвиқатлири уйғур тиҗарәтчилири түркүмләп тутқун қилинип, уйғур базарлири вәйран қилинған, уйғурларни нишан қилған қатму-қат назарәт системилири дуняға ашкарилинип, қаттиқ әйибләш обйектиға айланған бир мәзгилдә оттуриға чиққан.
Униң тәкитлишичә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур диярида кәчлик базарларниң ечиветилгәнликини кәң тәшвиқ қилип, илгири орнатқан тәкшүрүш понкитлирини еливетиши бир тәрәптин сахта көрүнүш ясаш арқилиқ өз образини пәрдазлашни мәқсәт қилған болса, йәнә бир тәрәптин бу, хәлқарадики әйибләш вә барғанчә күчәйгән бесимларниң нәтиҗиси икән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.