Келлей куррий: тәнқидләр вә көңүл бөлүшләр хитай компартийәси һөкүмитиниң өткүзгән қилмишлириниң еғирлиқиға селиштурғанда йетәрлик әмәс

Вашингтондин мухбиримизшәһризад тәйярлиди
2023.11.03
Kelley-Currie.jpg Кишилик һоқуқ саһәси вә дипломатийә ишлиридики мутәхәссис, атлантик консулиниң баш тәтқиқатчиси кәллий каррей(Kelley Currie) ханим 2023-йиллиқ хитай мунбиридә сөзлимәктә. 2023-Йили 19-өктәбир, вашингтон.
RFA/Sintash

Мухбир: баш әлчи куррий, зияритимизни қобул қилғиниңизға көп рәһмәт. Сизниң кишилик һоқуқ саһәси вә дипломатийә ишлиридики мутәхәсисликиңизни көздә тутуп сиздин бир нәччә соал сориғум бар. Бейҗиңниң кишилик һоқуқ хатирисиниң дипломатик хизмәтләр вә ташқи ишлар сиясәтлиригә көрситиватқан тәсирлиригә, болупму бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә явропа иттипақида көп тәрәплик мунбәрләрдә көрситиватқан тәсирлиригә қандақ қарайсиз?

Баш әлчи келлей куррий: миниң алди билән дәйдиғиним, бейҗиңниң қилмишлири техи йетәрлик тәсир көрсәтмиди. Демәкчи болғиним, хитайниң ‍уйғурларға елип барған ирқи қирғинчилиқиниң даириси вә вәзнидин илип ейтқанда һәм униң башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири йәни хоңкоң вә тибәттики қилғанлири, чегра һалқиған бастурушлири, кишилик һоқуқ системисидики нурғун принсипларни билип туруп дәпсәндә қилишлирини көздә тутқанда һәмдә хитайға охшаш кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған дөләтләрниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати системиси ичидә учриған пәрқлиқ муамилиси вә у принсипларға әмәл қилимиз дегән дөләтләрниң һәммисиниң үзлүксиз түрдә хитайниң қилмишлирини қобул қилиши һәм мәлум дәриҗидә һөрмәтлиши һәқиқәтән һәйран қаларлиқ иш дәп қараймән. Мениңчә өткән он йил ичидә бәлгилик өзгириш йүз бәрди. Йәни мән хитайға қарита шүбһилинишни көрдүм, ениқки, явропа дөләтлири вә американиң бәзи иттипақдашлири һәм кишилик һоқуқ рамкиси ичидә паалийәт илип баридиған дөләтләр хитайға қарита техиму көп гумани позитсийә тутушқа йүзләнди һәмдә бурунқиға қариғанда хитайниң қилмишлирини әйибләп сөзләйдиған болди. Лекин бу йәрдики тәнқидләр вә көңүл бөлүшләрни хитай компартийәсиниң вә партийә һөкүмитиниң өткүзгән қилмишлириниң еғирлиқиға селиштурғанда йетәрлик әмәс дейишкә болиду.

Мухбир: бейҗиңниң дуняни һакиммутләқлиққә бурайдиған көп қирлиқ истратегийәси һәққидә чүшәндүрүш берәләмсиз? һәм хитай қандақ қилип хәлқара җәмийәтләрдики демократик идарә қилиш принсиплириниң һүлини қезишни истәватиду?

Баш әлчи келлей куррий: ши җинпиңниң ташқи сиясити вә униң дуняға йеқинлишишниң васитиси болған һәм у дөләт ичи вә сиртида сөзлигән аталмиш “инсанийәтниң ортақ тәқдири” һәққидики көрсәтмисидә ейтилғандәк, хитай, һазир иккинчи дуня урушидин кийин тикләнгән бу органларниң вә нурғун вақит сәрп қилип қуруп чиққан хусусийлар даирисидә шәхсләрниң һоқуқини дөләтләр тартивалалмайдиған кишилик һоқуқни мәркәз қилған әндизиләрниң һаятий күчини суслаштурушни нишан қилған. Дөләт, шәхсләрниң һоқуқлирини мубада пәвқуладдә әһвал йүз бәрсә мәлум мәзгил тохтитип қоюши мумкин, әмма уларниң һәқ-һоқуқи инсанларниң өзигә тәвә болуп, у, һечқачан ‍өзгәрмәйду. Уни дөләт өзи халиғанчә тартивалалмайду һәм қайтуруп берәлмәйду. Хитай дәл ашу мәзмунни кишилик һоқуқ мунаридин пүтүнләй ғулитиветишни ойлайду. Улар йәнә хәлқара җәмийәт өткән әллик йил ичидә қобул қилған, җамаәтниң һәссә қошушиға тайинидиған, шәхсләрниң һаятиға мәркәзләшкән, мәйли әмгәк һоқуқи болсун яки муһит һоқуқи болсун, шәхсләрниң мәзкур һоқуқлири қоғдилидиған узунға созулидиған тәрәққиятниң йолини һәм өзгәртишни ойлайду.

Улар сода арқилиқ бейиш вә кеңәймичилик қилиш усули билән иқтисадниң ешишиға шәрт қоюшиду. Америка һәр даим мәсулийәтчан болуп кәлди, чүнки, бизниң демократик түзүмимиз ширкәтләрниң чәтәлләргә берип һечқандақ ақивити болмиған шәкилдә өзи билгән ишларни қилишиға йол қоймайду. Навада улар начар қилмишларни садир қилса өзи тиҗарәт қиливатқан дөләтләрдила әмәс бизниң дөләт ичидиму униң бәдилини төләйду һәм һазирму шундақ. Әксичә хитай ширкәтлири чәтәлләргә берип начар ишлар билән шуғулланса, мәйли у әмгәк тохтамиға риайә қилмаслиқ болсун яки муһитни бузуш болсун вә яки парә берип чиритиш болсун, улар хитай дөлитиниң ичидә бәдәл төләшниң орниға бәлки партийә-һөкүмәт тәрипидин қоғдилиду. Шуңа сизниң бу йәрдә көрүватқиниңиз муәййән қелиплашқан рамкиниң орнини ленинист, коммунист һәм һакиммутләқ сиясий түзүмдин келип чиққан башқичә бир қелиплашқан рамка билән игиләш урунушидур. Мәсилән сиз хитайниң үч чоң йеңи тәшәббуслири болған йәршари тәрәққият тәшәббуси, йәршари бихәтәрлик тәшәббуси вә йәршари мәдәнийәт тәшәббусиға қарайдиған болсиңиз, буларниң һәммисиниң йеңи әмәсликини, мәдәнийәт тәшәббусиниң әң йеқинқи тәшәббус икәнликини байқайсиз. Бу үч чоң сиясий һөҗҗәтләр вә баянларни хитай партийә һөкүмити вә ши җинпиң ‍өзи инсанийәтниң ортақ тәқдири идийәсини қоллап оттуриға чиқиришқан. Булар хитайниң һакиммутләқ сиясий түзүмигә техиму пайдилиқ һәм униң үчүн бихәтәр болған хәлқаралиқ сиясий түзүмни бәрпа қилишта қоллиниватқан омумйүзлүк, йәршари характерлик, интайин күчлүк хирисқа толған тәшәббуслирини әқли вә идеологийәлик рамка билән тәминләйдиған мәзмунлардур.

Мухбир: хитайниң кишилик һоқуққа тутқан муамилиси, болупму уйғур хәлқигә қилғанлириға қарита, америка вә униң иттипақдашлири қайси хил усул вә һәрикәтләрни қоллиниш арқилиқ тәдбир қоллиниши зөрүр дәп қарайсиз?

Баш әлчи келлей куррий: алди билән биз өзимиз ишинидиған вә етирап қилидиған қиммәт қарашлиримизға ишәнч бағлишимиз керәк, андин қалса өткән 75 йил вақит ичидә биз қуруп чиққан органлар вә барлиққа кәлтүргән қиммәт қараш вә низамларни қоғдаш һәм униң үчүн күрәш қилишни халайдиған болушимиз керәк. Бу дегәнлик биз өзимизниң иш-һәрикәтлиримизгә әстайидил муамилә қилишимиз керәк. Шуниң билән бирликтә, бизниң ташқи дуняда тиҗарәт қилидиған ширкәтлиримизни өзлириниң иш-һәрикәтлиригә мәсулийәтчан болушни капаләтләндүрүшимиз керәк, йәни улар өзлириниң немә қиливатқанлиқлири һәққидә очуқ-ашкара болуши һәмдә өзлириниң тәминләш зәнҗиридин мәҗбурий әмгәкни қалдуруветиши керәк. Бу интайин муһим бир иш. Бу җәһәттә мән американи йетәкчи ролни ойнап келиватиду дәп қараймән. Лекин явропалиқларму бу һәқтә илгириләш һасил қилиши керәк. Мениңчә йәнә, биз кишилик һоқуқни қоғдашқа мәхсус хираҗәт аҗритип, алақидар мәсилиләргә қарита тәдбир илишимиз керәк. Мәсилән, кишилик һоқуқ алий комиссариниң ишханиси хитайниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики садир қилғанлиқини байқиғанлиқи һәққидики доклатни елан қилғинида, биз дипломатик күчләрни ишқа селип у доклатқа қарита һәрикәт қоллинишимиз, һәргизму шәклән теришчанлиқ көрситип қоюп, һәқиқий мәнидә әстайидил болмиған муамилини тутмаслиқимиз вә бир йил өткәндин кейинла уни унтуп қалмаслиқимиз керәк иди. Уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә кәлгәндә дәл мушу иш йүз бәрди, шуңа иттипақдашларни тәшкиллигән чеғимизда, болупму тәрәққий қиливатқан әлләр билән бу һәқтә сөзләшкән чағлиримизда биз техиму иҗади һәм чечән болушимиз керәк. Мәсилән, мениңчә биз тәрәққий қиливатқан әлләргә хитайниң қул әмгикини ишлитиш қабилийити, уларниң өз ширкәтлирини базарниң интизамлириға инкас қайтурмисиму болидиған ишларға зорлайдиғанлиқи, бу қилмишларниң тәрәққий қиливатқан әлләргә, уларниң иқтисадиға вә һәммидин муһими уларниң тәрәққиятиға зиян әкелидиғанлиқи һәққидә йетәрлик көрсәтмә берәлмидуқ. Шундақла йәнә уларға бейҗиңдин вә уларниң “бир бәлвағ бир йол түри” һәм хитай хәлқ җумһурийити йәни хитай компартийәсидин кәлгән башқа һәрқандақ ярдәмниң уларниң үзлүксиз тәрәққий қилиш иқтидариға йәткүзидиған зийинини йетәрлик дәриҗидә көрситип берәлмидуқ. Чүнки, хитай бу дөләтләрни баһа җәһәттә, көләм җәһәттә сундуруп ташлайду-дә, тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң ‍өзлириниң иқтисадлирини тәрәққий қилдурушини қийинлаштуруветиду, бизниң мушу нуқтиларни тәрәққий қиливатқан дөләтләргә йорутуп беришимиз һәм йетәрлик болмиди.

Мухбир: бу зияритимизни қобул қилғиниңиз үчүн рәһмәт.

Баш әлчи келлей куррий: хушаллиқ билән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.