Керийә вәқәси һәққидә мулаһизә
2012.12.04

Әмма хитай һөкүмити өз қануниға хилап һалда, уйғурлар зич олтурақлашқан районларға уйғурларниң иззәт-абруйиға тегидиған елан вә рәсимләрни әркин чаплиған болуп, буниңға қаршилиқ билдүргән уйғур яшлирини қаттиқ қоллуқ билән бастуруш билән биргә, қанлиқ бастуруш вәқәлирини җениниң баричә йошуруп кәлмәктә.
Радиойимизниң керийидә йүз бәргән уйғур яшлирини бастуруш вәқәси тоғрисидики мәлуматида ашкарилинишичә, хитай һөкүмити вәқәниң ашкарилинип қелишидин қаттиқ әнсирәп барлиқ йолсизлиқлирини җимҗит бесиқтуруп қойған икән.
Уйғур елидә йүз бериватқан керийә вәқәсигә охшаш, уйғур яшлирини түрлүк баһанә-сәвәбләр билән өлтүрүш вәқәлириниң ашкарилиниши муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири вә инсан һәқлири тәшкилатлириниң диққитини тартмақта.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң канададики шөбисиниң башлиқи аләх нев гәрчә бу вәқә тоғрисида хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң биваситә мәлумати йоқлуқини билдүргән болсиму, әмма уйғурларға йүргүзүлүватқан хитай зулуминиң һәқиқәтән чәктин ешип кетиватқанлиқини баян қилип мундақ деди:
“хитай һөкүмитиниң уйғурларниң инсаний һәқлирини дәпсәндә қиливатқиниға узун йиллар болуп кәтти, халиғанчә адәм тутуш, қийнап өлтүрүш вә өлүм җазасиға һөкүм қилиш тохтимай давам қилмақта. Хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан қирғинчилиқи йошурун вә ашкара һалда давам қилмақта, шуғиниси, дуня әллири хитайға бу һәқтә йетәрлик бесим қилмайватиду, хитайниң бу хил узун муддәтлик инсан һәқлирини дәпсәндә қилишиға хатимә бериш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәйватиду.”
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи нурмәмәт мусабайиф әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитайниң уйғурларни ашкара қирғин қилипла қалмай, йошурун қирғин қилишни давамлаштуруватқанлиқини әйибләп наразилиқ билдүрди.