Уйғур зиялийлири: уйғурлар кимниң террорчи, кимниң миллий қәһриман икәнликини айриялайду
2013.05.03
Сериқбуя вәқәси бир қанчә күндин буян чәтәл мәтбуатлирида муназирә қозғапла қалмай, чәтәлдики уйғур җамаити арисидиму түрлүк бәс - муназириләргә сәвәбчи болуп кәлди.
Охшашла хитай тәшвиқат вастилириму бу вәқәниң сәлбий тәсирини күчәп тәшвиқ қилип, уйғурларни аталмиш “үч хил күчләр” гә қарши җәңгә сәпәрвәр қилмақта.
Тәңритағ тори 2 - май күни елан қилған “рәһимсиз зораванлиқ, қанлиқ қәрз” намлиқ обзорда, еғир әнсизликкә патқан сериқбуя райони вәзийитиниң бара - бара әслигә келиватқанлиқи, сақчиларниң өйму - өй кирип кишиләрни хатирҗәмликкә үндәватқанлиқи баян қилинған. Обзордин мәлум болушичә, зораванлар - террорчилар шайкиси дәп аталған бу гуруһниң әзалири билән хитай сақчи, әскәрлири арисида 28 - априлғичә болған арилиқта йәнә қанлиқ тоқунушлар йүз бәргән. Обзорда бу һәқтә тохтилип: “29 - апрел сақчи тармақлири бәш кечә - күндүз тиришип җәң қилиш арқилиқ 23 - апрел еғир зораванлиқ вә террорлуқ җинайити делосини паш қилип, зораванлиқ вә террорлуқ шайкисиниң 25 әзасини пүтүнләй тутуп, партлитиш қурулмисидин 20ни қолға чүшүргәнликини елан қилди” дейилгән. Обзорда йәнә, 28 - апрел, вәқәни бир тәрәп қилиш җәрянида сақчи хелил җелил билән әхмәт обулниң ярилинип, маралбеши наһийәлик дохтурханиға орунлаштурулғанлиқи әскәртилгән.
Хитай даирилири 29 - април күни қәшқәрдә сериқбуя вәқәсидә өлгән 15 һөкүмәт хадимиға тәзийә билдүрүш мурасими өткүзүп, уларни “инқилаби қурбан” дәп атап, пүтүн уйғур хәлқиниң өгиниш өлгиси қилмақчи болди шундақла вәқәдә өлгән алтә нәпәр уйғурни террорчи атап қаттиқ әйиблигән болсиму, зади кимниң террорчи, кимниң инқилаби қурбан болидиғанлиқ мәсилисидә хитай даирилири билән уйғурлар арисида пикир ихтилаби мәвҗут.
“рәһимсиз зораванлиқ, қанлиқ қәрз” намлиқ обзорда вәқә садир қилғучилар, хәлққә адәм қелипидин чиққан вәһший күчләр сүпитидә тәшвиқ қилинип мундақ тәсвирләнгән: “кишиниң тени шүркинидиған ашу күнни әслигинимиздә, ичимиздики ғәзәп - нәпрәтни басалмай қалимиз. Зораванлар қиңрақ вә палта билән қолида төмүрниң сунуқиму йоқ, мәһәллиниң үч аял кадирини рәһимсизләрчә өлтүрүвәтти, бу террорлуқ болмай немә? тоққуз кишини бир өйгә солап, бензин чечип тирикла көйдүрүвәтти, бу террорлуқ болмай немә? кочиға чиқип пикап вә сақчи ишханисини чақти, бу террорлуқ болмай немә? сақчиханиниң архип ишханиси вә сақчилар ятиқиға от қоюп көйдүрүвәтти, бу террорлуқ болмай немә?”
Һалбуки, чәтәлдики уйғурлар хитай даирилири террорчи дәп тәшвиқ қиливатқан кишиләрни миллий қәһриман дәп атимақта. 1 - Май күни германийиниң мюнхен шәһиридики бир бөлүк уйғур җамаити җәм болған сорунда сериқбуя вәқәсидә қурбан болған пидаийлар “шеһитлар” дәп тәрипләнди вә уларниң роһиға дуалар қилинди. Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, мюнхен уйғур җамаитиниң имами турғунҗан алавидунһаҗим сериқбуя вәқәсидә хитай сақчилири тәрипидин етип өлтүрүлгән алтә нәпәр уйғурға ниспәтән хәлқниң баһаси билән хитайниң баһаси арисида мутләқ пәрқ барлиқини илгири сүрди.
Германийидики уйғур зиялийси аблимит турсун әпәнди болса, хитайниң сериқбуя вәқәсидин пайдилинип уйғурларни дуняға террорчи қилип көрситиш нәйриңиниң әмәлгә ашмиғанлиқини тәкитлиди.
Хитай һөкүмитиниң тәшвиқат қорали болған “шинҗаң гезити”дә 2 - май күни йәнә “сериқбуйилиқлар зораванлиққа һәргиз баш әгмәйду” намлиқ бир башмақалә елан қилинған. Мақалидә, хитай даирилири тәрипидин зораванлар, террорчилар дәп аталған уйғурлар тәрипидин өлтүрүлгән мәһәллә кадирлиридин 43 яшлиқ һөригүл мәмәт, 29 яшлиқ гүлбанум турсун вә 24 яшлиқ меһригүл йүсүпләр мәдһийиләнгән. Әмма хитай мәдһийилигән бу һөкүмәт хизмәтчилирини турғунҗан алавудунһаҗим “таҗавузчи күчләрниң малайлири” дәп атап, уларға аллаһтин дозақ азаби тилиди. Аблимит турсун әпәнди йәнә, хитай даирилириниң сериқбуя вәқәси тәшвиқатидин пайдилинип дост билән дүшмән чүшәнчисини астин - үстүн қилип, уйғурларниң меңисини ююшқа теришиватқанлиқини, әмма уйғурларниң аллиқачан өзлириниң миллий қәһриманлирини тонуйдиған дәвиргә қәдәм қойғанлиқини әскәртти.