Китаб сөһбити: “лагерларда: хитайниң юқири техникилиқ җаза әвҗ алған мустәмликиси”

Мухбиримиз әзиз
2021.10.27
Китаб сөһбити: “лагерларда: хитайниң юқири техникилиқ җаза әвҗ алған мустәмликиси” Қораллиқ һәрбий лагер әтрапидики қаравул мунарида пос туруватқан көрүнүш. 2021-Йили 21-март, йәкән.
AP

Дуня җамаити “әмди йүз бәрмәйду” дәп вәдә қилған қирғинчилиқ уйғур диярида қайтидин оттуриға чиққандин кейин бу һәқтики мулаһизиләр һәрқайси ахбарат васитилириниң, алим-мутәхәссисләрниң вә тәшкилатларниң даимлиқ музакирә темилиридин бири болуп кәлди. Шуниң билән биргә “милйончә уйғур лагерларға қамалди” дегән учурларда аз дегәндиму бир милйондин үч милйонғичә уйғурниң лагерларға мәһкум болғанлиқи алға сүрүлгәндә йәнә бир қисим кишиләр инсанниң әқли йәтмәйдиған бу қабаһәттин вә сандин гуманланди. Әнә шу хил вәзийәттә яш уйғуршунас алимлардин доктур дәррен байлерниң 2021-йили өктәбирдә нәшрдин чиққан “лагерларда: хитайниң юқири техникилиқ җаза әвҗ алған мустәмликиси” намлиқ әсири өзиниң ихчам баянлири арқилиқ уйғур дияридики лагерларға мунасивәтлик көплигән соалларға җаваб бәрди. Бу һәқтики техиму тәпсилий әһвалларни кәң җамаәтчилик билән ортақлишиш үчүн вашингтон шәһиридики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати” 26-өктәбир күни кәчқурун аптор билән бир мәйдан китаб сөһбити өткүзди.

Бу қетимқи тор муһакимисиниң риясәтчиси, “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати” ниң тәтқиқатчиси доктур елис әндерсон алди билән сөз елип, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати, доктур дәррен байлерниң әсәрлири, бу қетимқи сөһбәт саһиби нурий түркәлниң хизмәтлири һәмдә бу қетимқи йиғин һәққидә қисқичә мәлумат бәрди.

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси, адвокат нури түркәл сөһбәтни башлаштин аввал уйғур дияридики зор тутқун вә сиясий бастуруш һәққидә омуми чүшәнчә бәрди. . Шундақла бу җәрянда хитай һөкүмитиниң юқири пән-техника васитилиридин пайдилинип бу сиясий бастурушни қандақ көләмгә вә дәриҗигә елип чиққанлиқини, рәқәмлик һакиммутләқлиқниң омумлишип болғанлиқи, ақивәттә җорҗ орвелниң “1984” намлиқ романидики қабаһәтлик җәмийәтниң уйғур диярида рәсмий барлиққа кәлгәнликини, дәррен байлерниң китабиниң дәл ашу хил реаллиққа беғишланғанлиқини ейтип келип, дәррен байлерни бу һәқтә китабханларға қисқичә чүшәнчә беришкә тәклип қилди.

Дәррен байлер нөвәттики уйғур җәмийитиниң пүткүл җәмийәт бойичә назарәткә мәһкум болушидәк омуми әһвалидин гәп башлиди. . Доктур дәррен байлерниң билдүрүшичә, ғәрб дунясиниң юқири пән-техникиси уйғур диярида хитай һөкүмитиниң уйғурларни толуқ назарәткә елишидики әң күчлүк қорал болуп қалған. У китабтики вәқәләрни баян қилишта 2000-йиллири тарим вадисидики бир чәт йезида тунҗи болуп янфон сетивалған бир деһқан йигитниң қисмитини йип учи қилған. Шу вақитта пүткүл йезидики кишиләр бу телефонға мөҗизә кәби һәйран қалған болса аридин он йиллар өткәндә телефон йезилардиму адәттики бир нәрсигә айлинип қалған. Әмма 2010-йиллириниң оттурилири дәррен байлер зиярәт қилған кишиләр бу һални “телефонниң баласи” дәп тәсвирлигән. Чүнки әнә шу вақитлардин башлап түркүм-түркүм уйғур яшлири телефонға бағлинишлиқ “балайи-қаза” билән әйиблинип тутқун қилинишқа башлиған. Әнә шу тәриқидә заманимиздики әң йеңи техникиларниң бири болған телефон алақиси уйғурларниң турмушидин һалқип, уларни зор көләмдә тутқун қилишқа “хизмәт” қилған. .

Дәррен байлерниң баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур җәмийитидики бастурушлири телефон билән бағлинишлиқ болған саһәдила тохтап қалмиған. Көзитиш системиси, аваз елиш техникиси дегәнләр лагерлардики мәһбусларни роһий вә җисманий җәһәтләрдә инсаний хорлуққа гириптар қилишқа ишлитилгән болса, лагер тешида барлиқ кишиләрниң барлиқ иш-һәрикитини көзитиш вә хатириләшкә қоллинилған. Буниң билән пүткүл уйғур җәмийити хитай һөкүмитиниң көрүш даирисидә аян болған. Әмма бу һал кейинчә уйғур дияридин һалқип башқа кишиләргиму йейилған. Мәзкур китабтики персонажларниң бири дәл ашу ғәрб дунясиниң юқири пән-техникисиға “бөшүк” болған техника шәһәрлиридин сеатил шәһиридики алий мәктәптә оқуватқан хитай оқуғучи болуп, хитайдики туғқанлирини йоқлашқа барғанда мәктәптин әвәтилгән елхәтләрни көрүш үчүн компютериға мәвһум хусусий тор (VPN) орнатқан. Нәтиҗидә хитай сақчилири уни әтисила издәп кәлгән вә тутқун қилған. Хитай һөкүмити уйғур дияридики омумий назарәткә ишлитиватқан үскүниләрниң бәзилири аптор вашингтон университетида оқуватқан мәзгиллиридә көргән болуп, уларни “микрософт” ширкити билән һәмкарлишиватқан ширкәтләр ясиғаникән. Буниң билән ғәрб дунясидики ширкәтләр инсанийәтниң турмушиға асанлиқ вә қулайлиқ яритиш үчүн тәтқиқ қилип чиққан бу техникилар хитай һөкүмитиниң қолида 21-әсирдики қабаһәтни әмәлгә ашуруш васитисигә айлинип қалған. Аптор 2014- вә 2015-йиллири уйғур диярида илмий тәкшүрүш билән мәшғул болуватқанда у тонуйдиған уйғурларниң уруқ-туғқанлири бир-бирләп тутулушқа башлиған. Кейинчә у америкиға қайтип кәлгәндин кейин уйғур дияридики зор тутқунниң техиму улғийип тарихтики йеңи бир қирғинчилиқниң башланғанлиқини аңлиған. Әнә шу тутқунда ғайиб болған сансизлиған кишиләрниң әһвалини ғәрб дунясидики кәң оқурмәнләргә илмий тәтқиқатчи тилида әмәс, әксичә аммибаб тилда баян қилип бериш үчүн бу китабни йезип чиққан. Униң бу һәқтики илмий тәтқиқати келәр йили нәшр қилиш пиланиға елинған “террорлуқ капитализми” намлиқ әсәрдә баян қилинидикән. Омумән, дәррен байлерниң уйғур дияридики издинишлири, өзи биваситә көргән қабаһәтләр, у сөзләшкән лагер шаһитлири һәмдә хитай һөкүмитиниң нөвәттә пүткүл уйғур җәмийитини бир чоң лагерға айландуруп қойғанлиқидәк реаллиқ “лагерларда: хитайниң юқири техникилиқ җаза әвҗ алған мустәмликиси” намлиқ әсәрдә аддий вә аммибаб шәкилдә баян қилип берилгән. .

Дәррен байлерниң билдүрүшичә, йәһудийлар зор қирғинчилиқи (Holocaust) һәққидә йезилған әсәрләрдики тәсвирләрниң уйғур диярида әйни йосунда қайтидин заһир болуши, болупму лагер шаһити болған йәһудий язғучиларниң баянлири билән уйғур лагер шаһидлириниң баянлиридики охшашлиқлар униңға алаһидә тәсир қилған. Уларниң тәсвиридики лагер қурулмиси, лагерлардики сиясий меңә ююш тәрбийәси, лагерларда шу замандики әң йеңи пән-техника васитилириниң қоллинилиши, мәһбусларни һайванниң орнида хорлаш қилмишлириниң охшаш тәкрарлиниши маһийәттә уйғур дияридики қирғинчилиқниң әмәлийәттә йәһудийлар зор қирғинчилиқидин һечқанчә пәрқи йоқлуқини җанлиқ намаян қилип беридикән. Униң үстигә аптор йепиқ шәкилдә зиярәт қилған нәччә он лагер шаһидлириниң көпинчиси шу вақитта тунҗи қетим бир чәтәллик тәкшүргүчигә өз кәчмишлиридин мәлумат бәргәнләр болуп, уруқ-туғқанлириниң бихәтәрлики үчүн өз исимлирини тилға алмиған. Шундақ болғанлиқи үчүн ялған ейтишқа һечқандақ һаҗити болмиған бу шаһитларниң лагер һәққидә ейтқанлиридики ғайәт зор охшашлиқ апторни бәкму һәйран қалдурған. Бу охшашлиқ болса бу қетимқи китабта толуқ баян қилинған.

Мәзкур китабниң асаслиқ оқурмәнлири кәң җамаәтни нишан қилғанлиқи үчүн аптор еғир илмий тәтқиқат тилида әмәс, бәлки аддий вә аммибаб баян шәклини қолланған. Шу сәвәбтин нөвәттә мәзкур әсәрниң ғәрб дунясидики техиму көп кишиләргә уйғур дияридики қирғинчилиқ һәққидә аммибаб чүшәнчә бериши үмид қилинмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.