Софи ричардсон: хитай хәлқараниң бай көмүр кан вәқәсини тәкшүрүшигә йол қоюши керәк
2015.11.24
Бүгүн кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитини бай көмүр кандики вәқә үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришқа рухсәт қилишқа чақирди. Улар баянатида хитай һөкүмити тәрипидин елип берилған һуҗумда “һәддидин зиядә күч” қолланған-қолланмиғанлиқини бекитиш үчүн шу җайниң өзидин пакитларни ениқлап чиқишниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.
Биз бүгүн бу баянат мунасивити билән кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия ишлири директори софи ричардсон ханимни зиярәт қилдуқ. Софи ричардсон ханим байдики вәқәгә аит учурларда хитай һөкүмити тарқатқан учурлар билән башқа хәлқара хәвәр органлири тарқатқан учурлар арисида пәрқләр барлиқини, шуңа буни дәлилләшниң зөрүрлүкини ейтти. У мундақ деди: “биз вәқәдә зади кимләр өлтүрүлди, немә үчүн, пуқралар мувапиқ қоғдалдиму, дегәндәк соалларниң җаваблирини җәзмләштүрүшимиз керәк. Әмма хитай һөкүмити бәргән учурлар һәр вақиттикидәкла өзиниң қилмишини ақлайдиған учурлар болди. Булар гуманлиқ. Шуңа биз бу вәқә үстидә мустәқил тәкшүрүш лазим дәп қараймиз.”
Софи ричардсон ханим баянаттики сөзидә, хитай һөкүмитиниң әгәр һәқиқәтән йошурғудәк нәрсиси болмиса, у һалда б д т мутәхәссислири, мустәқил журналистлар, дипломатлар вә көзәткүчиләрниң районға тосалғусиз берип йүз бериватқан барлиқ вәқәләрни тәкшүрүшигә йол қоюши керәкликини билдүргән.
Байдики көмүр канда 9-айниң 18-күни вәқә йүз бәргәнлики тунҗи қетим истансимиз тәрипидин ашкариланған, әмма хитай мәтбуатлири бу һәқтә һечқандақ учур тарқатмиған иди. Әйни чағда радиомиз зияритини қобул қилған йәрлик даириләр кан һуҗумидин кейин 3 аилиликтин болған 17 адәмниң қечип йүрүватқанлиқини, уларниң арисида үч бала барлиқини билдүргән иди. Хитай җ х министирлиқи 14-ноябир өз торида бир учур елан қилип 56 күнлүк из-қоғлап зәрбә бериш һәрикити нәтиҗисидә бай көмүр кандики вәқәни садир қилған “террорчиларни толуқ йоқатқанлиқи” ни баян қилди. Улар өлтүрүлгәнләрниң муса тохтинияз, мәмәт әйса башчилиқидики террорчилар икәнликини хәвәр қилған иди. Хитай даирилири елан қилған юқиридики исимлар билән истансимиз игилигән юқиридики исимларниң охшаш болуши етип өлтүрүлгән бу кишиләрниң 3 аилиликтин болған кишиләр икәнликини қисмән испатлиған болди.
Софи ричардсон ханим сөзидә, мана бу нуқтини әскәртип, бу вәқәдә қорал күчигә тайиниш қанунлуқмиди дегән соални пәйда қилиду, деди. Софи ханим мундақ деди : “хитай һөкүмити өзиниң хитайниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилмайдиған кишиләрниң вәқәләрни мустәқил тәкшүрүшигә йол қоймайду. Мана бу шинҗаңдики мәсилиләрниң түп йилтизи. Әлвәттә һөкүмәтниң хәлқни қоғдаш вә керәк болған йәрдә күч қоллиниш мәҗбурийити бар. Бирақ, бу вәқәдики кишиләрниң бир аилә кишилири икәнлики вә арисида балиларниң барлиқи һәққидики учурларни нәзәрдә тутқанда, у һалда бу йәрдә бир соал туғулиду. Йәни бу, уларға ишлитилгән зорлуқ күч қанунлуқмиди ? буниң җаваби интайин муһим.”
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянатида вәқәдә қирғучи қоралларниң ишлитилгәнликигә диққәт тартип, қанун иҗра қилғучиларниң қалаймиқан қорал күчи ишлитишиниң җазалиниши керәкликини тәкитлигән. Баянатта бу һәқтә мундақ дәп йезилған: “хитай һөкүмитиниң һәм җамаәт тәртипини қоғдаш һәм гумандарларниң вә омумий хәлқниң һоқуқлириға һөрмәт қилиш мәҗбурийити бар. Б д т ниң “қанун иҗра қилиш органлириниң қорал күчини ишқа селишни башқуруш” қа аит қанунлирида ениқ қилип, қанун иҗра қилғучи органлар амал бар зораванлиқ васитиләрдин сақлиниши, пәқәт һаятий бихәтәрлики җиддий тәһдит астида болмиғучә қирғучи қоралларни ишләтмәслики керәк, дәп бекитилгән. У һәм һәрқайси һөкүмәтләрни керәксиз йәргә қорал күчи ишләткән қанун иҗра қилғучиларни чоқум җинайи җавабкарлиққа тартишни әмир қилған. Қолға елинған җинайәт гумандари сотқа чиқирилиштин бурун чоқум қоғдиғучи адвокатқа еришиши вә адил һөкүм қилиниши керәк.”
Хитай ташқи ишлар министири ваң йи париждики террорлуқ һуҗумидин кейин дәрһал баянат берип, хитайму террорлуқниң қурбани, дәп билдүргән вә һәрқайси дөләтләрни хитайниң террорлуққа қарши урушиға һәмкарлишишқа чақирған. Бирақ, дуня уйғур қурултийи вә бир қисим көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң париждики террорлуқ һуҗумини өзиниң уйғур районида йүргүзүватқан бесим сияситини қанунлаштуридиған пурсәткә айландуруватқанлиқини билдүргән. Софи ханим сөзидә немә үчүн уйғур районида җиддий вәзийәтниң давам қиливатқанлиқи диққәт қозғашқа тегишлик дәйду. Софи ханим сөзидә, “хитай һөкүмити шинҗаңда наразилиқ пәйда қиливатқан иқтисадий баравәрлик, дөләтни қанун арқилиқ идарә қилиш, адил сот, сөз әркинлики қатарлиқ һоқуқларни капаләткә игә қилмайватқанлиқи җиддийликниң давам қилишидики сәвәбләр” дәп көрсәтти.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бүгүн елан қилған баянатида йәнә, б д т вә хитай һөкүмити билән кишилик һоқуқ диалоги өткүзүватқан дөләтләр һөкүмәтлирини хитайдин байдики вәқә һәққидә мәлумат беришни тәләп қилишни һәм шундақла мустәқил тәкшүрүш нәтиҗилири билән дәлилләнмәй туруп, хитайниң “террорлуққа қарши уруши” ға һәмкарлашмаслиққа чақирған.