Аталмиш “куенлун мәдәнийити” ниң маһийити вә хитайниң нөвәттики йеңи ойдурмиси

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2024.06.28
Йотқан қәдимий шәһириниң қаштеши чоң қовуқиниң йопуқи ечилмақта. 2022-Йили 21-июл, хотән Йотқан қәдимий шәһириниң қаштеши чоң қовуқиниң йопуқи ечилмақта. 2022-Йили 21-июл, хотән
ts.cn

Йеқинқи йиллардин буян хитай мәтбуатлири вә таратқулирида “куенлун мәдәнийити” дәйдиған бир аталғу оттуриға елип чиқилмақта, шундақла уйғур мәдәнийитигә даир барлиқ мәзмунлар бу рамкиға бағлап шәрһләнмәктә.

Аталмиш “куенлун мәдәнийити” хитай һөкүмәт тәшвиқатлирида җуңхуа мәдәнийитиниң муһим бир бәлгиси сүпитидә гәвдиләндүрүлгән. “куенлун мәдәнийити” дегән бу йеңи аталғу нөвәттә ши җинпең һакимийитиниң уйғур ели билән тибәтниң мәдәнийәт саяһәтчиликини ечиш вә тәрәққий қилдуруш қурулушида алаһидә тәкитлиниши, диққәт қозғимақта.

Ундақта, хитай һөкүмәт таратқулири немә үчүн “куенлун мәдәнийити” дегән бу аталғуни вә униң хитайчә тәбирини көтүрүп чиқти? бу аталғуниң арқисиға йошурунған сиясий ғәрәз вә мәқсәт зади немә?

Хитай тилида “кунлун” (昆仑) дәп аталған мәркизий асиядики бу һәйвәтлик тағ тизмилириниң әсли нами “қурум” тағлири болуп, қәдимки уйғурлар әҗдадлири бу тағ тизмилириниң ташқи көрүнүшидики қарамтул рәңни бәлгә қилип, уни “қурум” тағлири дәп атиғанлиқи мәлум. “қурум тағлири” ниң йәнә бир тармиқи “қарақурум” дәп аталған болуп, хитайчида уни аһаң тәрҗимиси бойичә “калакунлун” (喀喇昆仑) дәп атиған. Қурум тағлири ғәрбтә памир егизликидин башлинип, тарим ойманлиқиниң җәнубий гирвикини бойлап шәрқий-җәнуб йөнилиши бойичә таки тибәт егизликигичә созулиду. Омумий. Узунлуқи 3000 километирға созулиду җуғрапийәлик җәһәттин ейтқанда, қурум тағлири таҗикистан, афғанистан, уйғур ели, пакистан, һиндистан вә тибәт қатарлиқ бир қанчилиған дөләт вә районлар кесип өтиду. Қурум тағлири асия қитәсидики мәшһур тағлардин болуп, тарихтин буян истратегийәлик орни интайин муһим болуп кәлгән. У мәркизий асия вә тарим ойманлиқини җәнубий асия иккинчи қуруқлуқи (һиндистан йерим арили) дин айрип туридиған тәбиий җуғрапийәлик тосуқ һесаблиниду.

Хитай һөкүмитиниң бүгүнки күндә “куенлун мәдәнийити” дәйдиған йеңи аталғуни көтүрүп чиқиши вә уни аталмиш “җуңхуа мәдәнийити” гә бағлап изаһлиши, бир тәрәптин ейтқанда, хитайниң явро-асия қуруқлуқидики гео-сиясий мәнпәәтиниң еһтияҗидин келип чиққан болса; йәнә бир тәрәптин, уйғур ели билән тибәтни нуқта қилған чегра хәвпсизлики вә кеңәймичилик қара нийитиниң еһтияҗидин болған.

20-Әсирдики ғәрб гео-сиясий илминиң авангартлиридин бири болған (Halford John Mackinder) халфорд җон макиндер 1904-йили “дуня мәркизи бәлбеғи” дегән қарашни оттуриға қойған иди. Униң көз қаришичә, қайси дөләтниң истратегийәлик орни вә тәбиий байлиқлири әвзәлликкә игә болса, шу дөләт дуняниң мәркизи болалайду вә башқа дөләтләрни асанла контрол қилалайду.

Хитай һөкүмитиниң нөвәттә “куенлун мәдәнийити” дәйдиған бир аталғуни көтүрүп чиқишиға мәлум җәһәттә хитайниң тарихтин қалған “куенлун әпсаниси мәстанилиқи” сәвәб болса; йәнә бир җәһәттин қурум тағлириниң нөвәттики хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушида тутқан истратегийәлик орни сәвәб болған дейишкә болиду. Бу нуқтидин ейтқанда, хитай һөкүмити қурум тағ тизмилирини явро-асия қуруқлуқиниң мәркизи бәлбеғи болушқа һәқлиқ дәп қариған вә өзини “дуняниң мәркизий бәлбеғи” ни контрол қилип турған хоҗайин һесаблиған.

 “йеңи бейҗиң хәвәрлири” гезитиниң 2023-йил 26-өктәбир күнидики хәвиридә, “куенлун мәдәнийәт абидиси қурулушини елип бериш, шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш вә гүлләндүрүштики ишәнчлик һәрикәт болупла қалмай, бәлки йәнә хитайниң миллий әнәниси вә җуңхуа мәдәнийитини дуняға намаян қилиштики көзнәк” дейилгән.

Хитай һөкүмитиниң аталмиш “куенлун мәдәнийити” ни уйғур елигә бағлап чүшәндүрүш қурулушида асаслиқи хотән райони нишан қилғанлиқи мәлум. Қурум тағлириниң хотән вилайитидики бөлики хотән қаш теши чиқидиған асаслиқ мәнбә район болуп, қаш теши тарихтин буян хитай мәдәнийитидә улуғланған, символлаштурулған вә сирлиқлаштурулған буюмдур. Шуңиму тарихтин буян хитай һөкүмранлиридин тартип аддий пуқралириғичә қаш тешини улуғлайдиған, уни байлиқ вә қудрәтниң символи қилидиған адәт давамлашқан. Мәнчиң сулалисидин тартип гоминдаң вә коммунист хитайғичә дөләт тамғилирини хотән қаш тешидин ойдуридиған әнәнә шәкилләнгән. Шуңиму хитай әпсанә-ривайәтлиридә қаш теши чиқидиған қурум тағлирини илаһлаштуридиған, уни хитайларниң әпсанивий илаһи шиваңму (ғәрбий бузругвар ана) туридиған җай дәп тәсвирләйдиған ривайәтләр әвладму-әвлад давамлишип кәлгән. Бүгүнки күндә хитай һөкүмити тарихтики қурум тағлири билән мунасивәтлик әпсанә-ривайәтләр билән бүгүнки гео-сиясий мәнпәәтини органик бирләштүрүп, йеңи ерадики аталмиш “куенлун мәдәнийити” ни көтүрүп чиққан.

Бундин башқа хитай таратқулиридин игилигән мәлуматларға қариғанда, 2023-йили өктәбирдә хотән педагогика институтида “куенлун мәдәнийәт тәтқиқат мәркизи”, “удун тәтқиқат институти”, “җуңхуа қаштеши мәдәнийити тәтқиқат мәркизи” вә “хотән будда мәдәнийити тәтқиқат мәркизи” қатарлиқ төт тәтқиқат мәркизи қурулған. Хитай тәшвиқат васитилиридә, бу мәркәзләрниң вәзиписи “куенлун мәдәнийити” ниң мәнивий әһмийити вә қиммитини чөридигән һалда илмий тәтқиқат елип бериш, археологийәлик қезиш вә җуңхуа мәдәнийити символлирини мәдәнийәт җәһәттин шәрһләш, толуқлаш вә системилиқ тәтқиқат елип бериш икәнлики һәққидә чүшәнчә берилгән.

Шәк-шүбһисизки, хитай һөкүмитиниң аталмиш “куенлун мәдәнийити” ни уйғур елигә бағлап шәрһләш урунуши, түрлүк йоллар билән хотән диярида яритилған будда мәдәнийәт мираслири, хотәнниң қаштеши, йипәк, гиләм қатарлиқ йәрлик мәһсулатлириға хитай мәдәнийәт рамкисини кийдүрүш вә уларни уйғурларниң һәқдарлиқ һоқуқидин йирақлаштурушни мәқсәт қилған. Хитай даирилири буниң биләнла қалмай йәнә, хотән хәлқи яратқан бинакарлиқ, тебабәтчилик, гиләм тоқуш, әтләсчилик, қаштешичилиқ қатарлиқ мәдәнийәтләр вә йәрлик һүнәр-техникиларниму хитай мәдәнийитигә тәвә қилип көрситишкә; йәрлик уйғур һүнәр-кәсип игилирини тутқун қилип хитай тиҗарәтчиләргә пурсәт яритип беришкә урунған.

Шуниң билән бир вақитта хитай һөкүмити йәнә бу арқилиқ хотән дияридики қәдимки юртларниң тарихий мәдәнийитини хитай тарихиға бағлаш вә хитайларниң әзәлдин бу җайларға һөкүмранлиқ қилип кәлгәнликини испатлаштәк сиясий муддиасини ишқа ашурмақчи болған.

Ундақта, хитай мәтбуатлири тәрипидин “куенлун мәдәнийити” дәп тәшвиқ қилиниватқан бу уқумниң асаслиқ мәзмуни вә тәсири қайси җәһәтләрдин көрүлмәктә?

Хитай тарихчилириниң чүшәндүрүшичә, аталмиш “куенлун мәдәнийити” негизидин ейтқанда, “җуңхуа мәдәнийитиниң әң муһим мәнбәлириниң бири” икән, йәни куенлун теғиға мунасивәтлик хитай ривайәт-әпсанилири хитайниң давҗияв тәриқити билән куңзи идийәсини ядро қилған мәдәнийәттин бихлап чиққан икән.

Һалбуки, бүгүнки күндә хитай һөкүмити “йеңи дәврдики куенлун мәдәнийитигә варислиқ қилиш вә қайта қуруш” шоарини көтүрүп чиқип, бу шоарни “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш” сиясити билән зич бағлап иҗра қилмақта. Болупму хитайниң уйғур елигә қаритилған сиясәтлиридә бу нуқта төвәндикидәк җәһәтләрдә гәвдиләнмәктә:

1. Уйғур елидин байқалған археологийәлик қезилмиларни аталмиш “куенлун мәдәнийити” гә бағлаш.

Хитай тарихчилири уйғур елидин тепилған бир қисим мәдәнийәт ядикарлиқлири вә қәдимки йезиқтики вәсиқиләрни “тағ-дәрялар дәстури” (шәнхәйҗиң”, “тарихнамә” қатарлиқ қәдимки хитай ривайәтлиридики мәзмунларға бағлап, уйғурларниң етник тәркиблирини хитайларниң әҗдадлири саналған хуаңди-йәнди нәсли билән охшаш йилтизға игә қилип көрситишкә урунмақта. Мәсилән, нийә харабисидин тепилған хитайчә хәт кәштиләнгән йипәк муһапизәт йәңлики хитай һөкүмити тәрипидин алаһидә қоғдилип, “ғәрбий районда милләтләрниң юғурулушиниң ипадиси” вә “шәрқий хән сулалиси идеологийәсиниң хотән районидики контроллуқиниң бәлгиси” дегәндәк ойдурмиларни базарға селиш арқилиқ күчәп тәшвиқ қилинмақта.

2. Ривайәт-әпсаниләрни суйиистемал қилип, бүгүнки сиясий тәшвиқат үчүн ишлитиш.

“ғәрбкә саяһәт” , “ши ваңму” ривайити қатарлиқ хитай қәдимки ривайәт-әпсанилирини уйғурларниң қәдимки юртлириниң тарихиға бағлаш васитиси арқилиқ, уйғур елидә хитайчә мәдәнийәт әкс әттүрүлгән саяһәт орунлири тәсис қилиш һәм уйғурларниң күндилик турмушиниң һәрқайси деталлириғичә хитай мәдәнийитини сиңдүрүветиш нәйриңини қоллинип кәлмәктә. Хәлқара илим дунясида бимәнилик билән толған әпсанивий ейтим икәнлики илгири сүрүлгән шиваңму ривайитиниң қарақурум тағлириға бағлап тәшвиқ қилиниши, хитайниң тарихни бурмилаш һәрикитиниң ривайәтләргә “көчкән” ликиниң ипадиси, халас.

3. Тарихий язмиларға бағлаш.

 Хитай тарихчилири хән сулалиси әлчилириниң 2000 йил бурун қәдимки хотән әтрапиға келип, хуаңхе дәрясиниң баш еқиминиң дәл мушу қарақурум тағлири етәклиридин башлинидиғанлиқини җәзмләштүргәнликидәк әхмиқанә сәпсәтиләрни базарға салған. Хитай һөкүмити тәшкиллигән мутәхәссисләр гурупписи, хотән әтрапидики қәдимки “қаштеши йоли” вә “қараңғу тағ” ниң излириға йеңидин хитайчә исимлар оюлған абидиләрни тиклигән. Бу арқилиқ қарақурум тағлирини хитай мәдәнийитиниң башлиниш еғизи дәп қарайдиған көз қарашни базарға селип, хитайларниң әзәлдинла бу җайларда яшап кәлгәнликидәк бир ялған тарихни ясап чиқмақчи болған.

Хуласилигәндә, хитай һөкүмити алди билән “куенлун мәдәнийити” ни тибәт вә тибәттики муқәддәс җайларға бағлап чүшәндүрүш тәшвиқати арқилиқ, тибәт районида хитайчә услубтики қурулушларни бәрпа қилған вә бу арқилиқ тибәтниң тәбиий байлиқлирини талан-тараҗ қилип, мустәмликичилик қәдимини тезләткән. Бүгүнки күндә хитай һөкүмити аталмиш “куенлун мәдәнийити” ойдурмисини базарға селип, уйғурларниң қәдимий маканлиридин бирй болған хотән дияриниң йәрлик мәдәнийитини аталмиш “җуңхуа мәдәнийити” гә бағлашқа урунмақта. Сиясий ғәрәз вә өзиниң мустәмликичилик маһийитини аталмиш “коенлун мәдәнийити” дегәндәк чирайлиқ безәкләр билән орап дуня җамаәтчиликини алдашқа урунуштәк хитайниң бу рәзил қилмиши шәк-шүбһисизки, дуня илим саһәси тәрипидин ашкара болғуси.

 [Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар пәқәт апторға тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.