Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики лагерларни ақлаш һәрикити натсистлар германийәсиниң лагер тәшвиқатиға охшитилди

Мухбиримиз ирадә
2018.10.26
magnus-fiskesjo-lager-heqqide-twit.jpg Корнел университетиниң антропологийә профессори магнус фискәсйониң әйни вақиттики натсист лагерлирини уйғур лагерлири билән селиштурған твиттердики язмиси. 2018-Йили 19-өктәбир.
Social Media

1930Йиллардики натсистлар германийәсиниң йәһудийларни йиғивелиш лагерлири һәққидики тәшвиқати билән хитайниң уйғур елидики лагерларни ақлаш тәшвиқатидики охшашлиқлар күчлүк диққәт қозғиди

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитай һөкүмити уйғур елида тәсис қилған “йепиқ тәрбийә” лагерлирини дәсләптә пүтүнләй инкар қилған болса, бу һәқтики ишәнчлик мәлуматларниң көпләп ашкарилиниши нәтиҗисидә ахири бу лагерларниң мәвҗутлуқини қисмән етирап қилишқа мәҗбур болған иди. Хитай һөкүмитиниң канийи болған шинхуа агентлиқи уйғур елиниң рәиси шөһрәт закирниң сөзи арқилиқ уйғур елида қурулған зор сандики лагерларни “әслиһәлири интайин толуқ болған техника өгитиш мәктәплири” икәнликини, бу “мәктәпләр” ниң “арамбәхш” җайлар икәнликини илгири сүрди. Хитай таратқулири йәнә, уйғур тутқунларниң өз разилиқи билән хушал-хурам һалда “раһәт” кә толған “техника өгитиш мәктәплири” дә дөләт тили, қанун дәрсликлири өгиниватқанлиқини илгири сүрүп, һәдәп рәсим вә син филимлирини тарқитишқа башлиди. Хитай вә инглиз тиллирида тарқитиливатқан бу тәшвиқатлар уйғур ели вәзийитини көзитип келиватқан чәтәллик мутәхәссисләрниң күчлүк диққитини қозғиди.

Америкидики корнел университетиниң антропологийә профессори магнус фискәсйониң билдүрүшичә, 1930-йилларда натсистлар германийәсиму йәһудийларға қарита йүргүзгән җаза лагерлирини ақлашта дәл мушундақ тәшвиқат усули қолланған икән. Уларму әйни чағда бу лагерларни “кәспий тәрбийиләш орни” дәп атиған икән. У бу һәқтики селиштурма рәсимини твиттерда елан қилғандин кейин, охшимиған икки тарихий дәврдә йүз бериватқан бу һәйран қаларлиқ охшашлиқ кишиләрниң күчлүк диққитини қозғиған.

Биз бу һәқтә профессор магнус фискәсйо әпәндини зиярәт қилдуқ. У сөһбитимиздә мюнхен сиртиға җайлашқан дахав җаза лагерлириға аит хатирә көргәзмилиридә сақлиниватқан материялларда көрүнүп турғинидәк натсистлар германийисиниңму әйни вақитта йәһудий тутқунлири лагерлирини хитайға охшашла зулмәтлик орунлар әмәс, әксичә кишиләр хушаллиқ билән кәспий тәрбийә алидиған җай сүпитидә көрситишкә урунғанлиқини баян қилди. У мундақ деди: “әйни йилларда натсистлар һөкүмити хәлқаралиқ ахбаратларни алдин тәйярланған, сәһниләштүрүлгән җайларға ғәлибилик һалда тәклип қилип, бу орунларни рәсимгә тартқузуп хәвәр ишләткән. Бир қисим ахбаратлар һәқиқәтән бу тәшвиқатларға ишинип хәвәр тарқатқан. Хитай һөкүмитиму һазир дәл мушу тәшвиқатни қиливатиду. Бу иккиси арисидики охшашлиқ маңа қаттиқ тәсир қилди. Мән бу охшашлиққа диққәт тартишни зөрүр дәп қараймән. Хитай һөкүмити тәшвиқат үчүн биринчи қәдәмдә өзиниң ахбаратлирини ишқа селиватиду. Мениң әнсирәйдиғиним, улар әмди иккинчи қәдәмдә чәтәллик журналистларни буниңға ишәндүрүш үчүн шундақ сәһниләштүрүлгән орунларға тәклип қилиши мумкин. Шуңа дуня бу тәшвиқатниң маһийитини көрүп йетиши керәк.” 

Хитай һөкүмити өзиниң тәшвиқатлирида бу аталмиш “техника өгитиш мәктәплири” дә уйғурларға хитай тили вә башқа түрлүк кәспий билимләрни өгитиватқанлиқини илгири сүргәндин кейин, бу чәтәлләрдики көзәткүчиләрниң күчлүк тәнқидигә учриди. Нурғун ғәрблик көзәткүчиләр елан қилған мулаһизилиридә хитай һөкүмитиниң бу лагерларни ақлаш үчүн көрсәткән пакитлириниң пут тирәп туралмайдиғанлиқини билдүрди. Профессор магнус фискәсйо әпәнди сөзидә уйғурлар арисидики нурғун даңлиқ зиялийлар, академик-тәтқиқатчилар, байлар, сәнәтчиләр вә тәнһәрикәтчиләрниң лагерға тутулғанлиқидәк бир пакитниң хитайниң тәшвиқатлириға зитлиқини әскәртти. У мундақ деди: “хитай һөкүмити уйғурлар билән қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләрниң мәлум кәсип вә саһәдә аллиқачан өз орнини тепип болған, билим өгитидиған вә нәтиҗилирини көрситиватқан кишиләрни тутқун қиливатиду. Бу кишиләргә йәнә немә өгитиду? мәнчә бу һәрбир киши билишкә тегишлик болған наһайити күчлүк бир пакит. Йәнә бир амил болса ‛кәспий тәрбийиләш орни‚ дәп атиливатқан орунларға қери-яшанған кишиләрниңму тутулушидур. Нурғун яшанған кишиләрниң тутқун қилиниватқанлиқи вә һәтта шу лагерларда өлүватқанлиқи һәққидә нурғун ишәнчлик хәвәрләр бар. Бу кишиләрниң әһвалиму худди юқиридикиләргә охшаш. Бу яшанған кишиләрниң ‛кәспи тәрбийиләш орни‚ да немә иши бар. Улар бу яшқа кәлгәндә немә өгиниду? мана буниму хәлқара билиши керәк. Хитай һөкүмити яшанғанларни җазалаш, улар арқилиқ уларниң балилирини, аилә-тавабиатлирини җазалаш үчүн уларни лагерға солаватиду.”

Профессор магнус әпәнди әйни йилларда натсистлар германийәси өзиниң тәшвиқатлириға ишинидиған кишиләр вә ахбарат органлирини тепип, кишиләрни қаймуқтурушта бәлгилик ғәлибә қазанған болса, бүгүнки күндә хитайниңму шундақ қилишқа урунуватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “әлвәттә, мән хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлириниң мәғлуп болушини үмид қилимән. Әпсуски, дуняниң һәммә йеридә, һәтта ғәрбтиму мушундақ тәшвиқатларға ишинишни халайдиған, яки ялған тәшвиқатлар үчүн васитә болидиған кишиләр мәвҗут. Хитай һөкүмитиму дәл мана мушундақ кишиләрни издәп тепип ишқа селиватиду. Шуңа мән һәрқайси җайлардики ахбаратларниң, кишиләрниң бундақ тәшвиқатларға соал қоюшини, обйектип пикир йүргүзүп, ақиланилик билән муамилә қилишини үмид қилимән. Кишигә үмид беридиғини, нурғун чәтәл ахбаратлири, тәтқиқатчилар вә болупму силәрниң ‛әркин асия радийоси‚ районда йүз бериватқан һәқиқәтләрни оттуриға чиқирип дуняға ашкарилашта интайин муһим хизмәтләрни ишләватиду. Мән силәргә бу хизмитиңлар үчүн рәһмәт ейтимән. Чүнки бу бәк муһим. Хитай һөкүмити бизгә охшаш академикләр вә ахбаратчиларниң еғзини юмдуруп, бизниң уйғур елида болуватқанларни унтуп кетишимизни арзу қилиду. Шундақ қилғанда улар биз халиғинимизни қилалаймиз, дәп ойлайду. Биз һәргиз буниңға йол қоймаслиқимиз керәк. Бу һәқтә техиму көп әмәлийәтләрни қезип чиқишимиз, техиму көп кишиләргә йәткүзүшимиз, бу мәсилиниң унтулуп кәтмәслики үчүн уни давамлиқ ахбаратта тутуп турушимиз керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.