Ма шиңрүйниң “тиғни ичигә қаритиш” чақириқи немидин дерәк бериду?

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2023.10.13
ma-xingrui Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй нутуқ сөзләватиду, 2022-йили 30-июл, үрүмчи
www.ts.cn

Хитай ахбаратлиридин “тәңритағ тори” вә “шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң 10-нөвәтлик 9-омумий йиғини сентәбирниң ахирида үрүмчидә өткүзүлгән. Йиғинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй “мәсилиләргә җиддий қараш” вә “тиғни ичигә қаритиш җасаритини күчәйтиш” тоғрилиқ мәхсус көрсәтмә бәргән. Арқидинла “шинҗаң гезити” мәхсус тәһрират обзори елан қилип, “тиғни ичигә қаритиш” тоғрилиқ давраң көтүргән. Бу әһвал, хитайниң нөвәттики вәзийити вә уйғурларниң һазирқи әһвалиға йеқиндин диққәт қилип келиватқан чәт әлдики бир қисим мутәхәссисләрниң күчлүк диққитини қозғимақта.

Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, 2017-йилидин буян хитай даирилириниң уйғур елидә башлиған ирқий қирғинчилиқиниң күнсайин қәбиһлишишигә қаримай, уйғур елидики сиясий вәзийәтниң йеқиндин буян техиму җиддий түс елиши, хитайниң ички вәзийити билән зич мунасивәтлик икән.

Дәрвәқә, хитай ташқи ишлар министири чин гаңниң 6-айниң 25-күнидин башлап туюқсиз ғайиб болуши, аридин бир ай өткәндә чин гаңниң ташқи ишлар министирлиқ вәзиписидин қалдурулуп, орниға сабиқ ташқи ишлар министири ваң йиниң қайтидин тәйинләнгәнлики, хитай компартийәсиниң юқири қатлимидикиләрниң “қара қута” лиқ маһийитини йәнә бир қетим ашкарилиған иди. Йәнә бир тәрәптин, фирансийә хәлқара радийосиниң (RFI) бу йил 10-июл күни бәргән хәвиридин мәлум болғинидәк, хитай азадлиқ армийәси ракета қисминиң муавин қомандани ву гохуаниң өзини өлтүрүвалғанлиқи, әмма хитай азадлиқ армийәси баш шитабиниң уни “меңисигә қан чүшүп өлди” дәп елан қилишидәк йәнә бир зор вәқә, хитай армийәси ичидики ихтилап вә йәң ичидики күрәшләрни йәниму ашкарилап бәргән иди.

Канадада яшаватқан “демократик хитай фиронти” ниң муавин рәиси, манҗурийәни әслигә кәлтүрүш һәрикитиниң мәслиһәтчиси вә сиясий паалийәтчи шең шө ханим бу һәқтики сөһбитимиздә, хитайниң уйғур районида йүргүзүватқан бир қатар бастуруш сиясәтлириниң, җүмлидин нөвәттики “тиғни ичигә қаритиш” сияситиниң шәк-шүбһисизки, хитайниң июл ейидин буянқи юқири дәриҗилик қатламлирида йүз бәргән ички қалаймиқанчилиқ биләнму мунасивәтлик икәнликини илгири сүрди. Униң қаришичә, бу вәқәләр хитай компартийәсиниң уйғур районидики һөкүмранлиқи вә мустәмликә сияситигә болған әндишилириниң техиму күчәйгәнликиниң намайәндиси икән:

“хитай коммунистик партийәси, хитай һакимийитиниң пүткүл дөләтни контрол қилидиған сиясий машинисидур. У барлиқ һоқуқни өзигә мәркәзләштүрүвалған бир зораван тәшкилаттур. Компартийәниң худди бандитлиққа яки мафийәгә охшайдиған ички қурулмиси бар. Мәлумки, хитайда хитай компартийәсигә тәслим болған, униң күнлүки астида мәнпәәтлиниватқан, шундақла униңға садиқлиқ билән хизмәт қилидиған бир түркүм кишилири мәвҗут. Һалбуки, компартийә тәрипидин контрол қилинған, уларға тәслим болған, шундақла улар үчүн хизмәт қиливатқанлар мәйли қайси кишиләр топиға вә яки қайси милләткә мәнсуп болушидин қәтийнәзәр, компартийә бу кишиләргә һәргиз ишәнмәйду. Һазир биз хитайниң ички әһвалиниң қандақлиқини билип туруптимиз. Йәни хитай ташқи ишлар министириниң нәччә ай йоқап кетиши, хитай дөләт мудапиә министириниң ғайиб болуши, ундин башқа йәнә хитай армийәси ракета қисминиң пүткүл рәһбәрликиниң контрол астиға елинғанлиқи қатарлиқлардин хәвәр таптуқ. Шуңлашқа мушундақ бир вәзийәттә хитай компартийәси нөвәттә өзиниң хитайдики барлиқ районларға болған һөкүмранлиқи вә мустәбит сияситини күчәйтиш үчүн, мафийә қурулмисиға охшаш мушу хилдики қара гуруһлуқ һөкүмранлиқини йүргүзүватиду. ”

Шең шө ханим йәнә ши җинпиңниң әзәлдин уйғур райониниң вәзийитидин алаһидә әнсирәйдиғанлиқини, шу сәвәбтин униң районда чекидин ашқан контрол қилиш васитилирини давамлиқ түрдә күчәйтишни тәләп қиливатқанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди.

“әмәлийәттә, ши җинпиң өз әтрапидики һечкимгә ишәнмәйду. Униң интайин гуманхор бир миҗәз-характери бар. Бу йәрдики муһим бир нуқта шуки, хитай коммунистик партийәси уйғур районини бир һәрикәтчан партлатқуч бомба дәп қарайду. Шуңа ши җинпиң һәр вақит уйғур вәзийитидин алаһидә әнсирәйду. Мана бу униң чекидин ашқан контрол қилиш сиясәтлирини давамлиқ күчәйтишидики муһим амилдур. Әмма бу хәлқниң техиму күчлүк қаршилиқини пәйда қилиду. Шуңа бу хил әһвалда хитай коммунистик партийәси әмәлийәттә аз санлиқ милләтләр районлиридин қаттиқ әндишә қилиду. Йәнә бир тәрәптин, нөвәттики хәлқара вәзийәт хитай үчүн интайин пайдисиз. Чүнки америка вә канадани өз ичигә алған ғәрбтики нурғун дөләтләр хитайниң нормал бир дөләт сүпитидә өзара һәмкарлишиш, һәтта достанә риқабәтлишишиниң мумкин әмәсликини тонуп йәтти. Шуңа биз хитайни пүтүн дуняға, шундақла дуняниң тинчлиқиға тәһдит шәкилләндүрүватқан интайин хәтәрлик бир һакимийәт, дәп қаришимиз керәк. ”

Радийомиз зияритини қобул қилған японийәдики шизиока университети (Shizuoka University) инсаншунаслиқ вә иҗтимаий пәнләр факултетиниң пирофессори, моңғул тәтқиқатчи, моңғул тарихи бойичә мутәхәссис охнос чогту (яң хәййиң) әпәндиму бу һәқтики қарашлирини аңлармәнләр билән ортақлашти. У, хитайниң мәйли уйғур районида болсун яки ички моңғул, тибәттә болсун, “бир қетимда мәңгүлүк һәл қилиш” (一劳永逸) истратегийәсини қоллинип, хитайдин башқа йәрлик милләтләрни йоқитишни көзләватқанлиқини тәкитләп өтти:

“биз хитайниң шәрқий түркистан (шинҗаң) мәсилисини ‛бир қетимда һәл қилип түгитиш‚ сияситини иҗра қиливатқанлиқини билимиз. Шундақла хитай һазир ички моңғулда һечқандақ мәсилә йоқ дәп қарайду. Әмма у хәлқара җәмийәтниң қандақ җаза тәдбирлири қоллинишиға қилчә пәрва қилмастин, шәрқий түркистанда һәммини ‛бир қетимда һәл қилиш‚ истратегийәсини йүргүзүватиду. Чүнки хитай барлиқ һәл қилиш тәдбирләрни қоллинип, ‛мәсилә‚ ни мәңгү һәл қилишни, шәрқий түркистан мәсилисини бу қетимлиқ ирқий қирғинчилиқ арқилиқ түптин һәл қилмақчи болуватиду. Хитайниң ахирқи истратегийәлик пилани шуки, у өзигә зиянлиқ дәп қариған барлиқ күчләрни пүтүнләй йоқитишни көзләватиду. Шуңа мениң қаришимчә, бу интайин хәтәрлик бир сигналдур. Бу вәҗидин мән һәрқачан шуни тәкитләймәнки, хитай коммунистик партийәсиниң шәрқий түркистанға, ички моңғулға вә яки башқа чегра районларға әвәтилгән мәйли тиләмчиси болсун яки сәрхиллири болсун, хитай пуқралириниң һәммиси хитай коммунистик партийәсини қоллайду. Биз буни наһайити ениқ чүшинип йетишимиз керәк. ”

Америкада яшаватқан хитай язғучи хе әнчүән әпәнди, хитайниң нөвәттики “тиғни ичигә қаритиш” сияситиниң, җүмлидин ши җинпиңниң “шинҗаңни идарә қилиш, партийәниң омумий рәһбәрликини қоғдаш, партийә қурулушини күчәйтиш” тәк бу бир қатар йолйоруқлириниң, әмәлийәттә әйни вақиттики мав зедуңниң “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидики сиясий һәрикитидә тәкитләнгән мәзмунлар билән охшаш икәнликини тилға алди. Хе әнчүән әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

“хитай әзәлдин шәкилвазлиқтин ибарәт сиясий оюни билән өзиниң мустәбит һөкүмранлиқини қатламму-қатлам күчәйтип бериватиду. Чүнки хитай шәкилвазлиққа толған бу хилдики йәрлик партийә комитети йиғинлири арқилиқ, йәрлик районларниң сиясий вәзийитини интайин хәтәрлик һаләттә тәсвирләп уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик хәлқини алвасти қилип көрситип кәлмәктә. Шундақла уйғурларниң қаршилиқ һәрикитини ‛террорлуқ һәрикити‚ дәп әйибләп кәлмәктә. Йәнә бир тәрәптин, һазир хитайда ‛җасусларни тутуш‚ чақириқи, ташқи ишлар министири чин гаң вә дөләт мудапиә министири ли шаңфуниң йоқап кетишидәк ғәлитә сиясий вәзийәт мәвҗут болмақта. Бу хитай коммунистик партийәсиниң өз ичидики барлиқ кишиләрни хәтәрлик дәп гуман қилишидәк кәйпиятни кәлтүрүп чиқириду. Әлвәттә бу йәнә хитай коммунистик партийәси ичидики барлиқ кишиләрниң хәтәр ичидә қалғанлиқидин бешарәт бериду. Бу демәкки, ши җинпиң у өзи ишинип өстүргән юқири дәриҗилик кадирлар вә сиясий биюродики каттибашларниң һәммисиниң хитай компартийәсигә вә ши җинпиңға болған шәхсий садақәтмәнликидә мәсилә барлиқини көрситип бериду. Униңдин башқа, хитайниң явропа вә америка билән, болупму америка һөкүмити билән дипломатик мунасивәтлиридә бәзи мәсилиләр көрүлмәктә. Конкрет қилип ейтқанда, бу өз нөвитидә ши җинпиңниң һазир қол астидики кишиләрниң садақәтмәнликидин гуманлинишини кәлтүрүп чиқармақта. Һазир ши җинпиңни һәтта өзидинму гуманлиниду, десәк хата болмайду. Биз нөвәттә хитайниң министир дәриҗилик әмәлдарлириниңму хитай компартийәсигә болған ишәнчини йоқатқанлиқини, ши җинпиң вә компартийәгә болған садақитидә дәз көрүлүватқанлиқини тәсәввур қилалаймиз. ”

Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң 10-нөвәтлик 9-омумий йиғинида аталмиш “тиғни ичигә қаритиш” чақириқиниң оттуриға қоюлуши, әмәлийәттә хитай рәиси ши җинпиңниң уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүйниң уйғур районида йүргүзүватқан нөвәттики сиясәтлириниң йетәрлик дәриҗидә қаттиқ болмайватқанлиқидин нарази икәнликиниң бир бешарити икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.