Ма шңруйниң “исламни хитайчилаштуруш” ни тәктлиши немидин дерәк бериду?
2022.03.29
Хитайниң уйғур елидики асаслиқ таратқу вастилиридин “шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй 3-айниң 25-күни Уйғур аптоном районлуқ ислам дини җәмийити билән үрүмчидики ислам институтини зиярәт қилған. Зиярәт җәрянида у ши җинпиңниң шинҗаңни идарә қилиш тоғрисидики йолйоруқлирини қәтий изчиллаштуруш, “ислам динини хитайчилаштуруш” йөнилишидә чиң турушни тәктлигән.
Ма шиңруй “шинҗаң ислам дини җәмийити” дә қилған сөзидә, диний саһәсидики затларниң партийәниң дин сияситини изчиллаштурушни, қанун-низам тәшвиқат тәрбийәсини йәниму күчәйтишни, партийә вә һөкүмәт әтрапиға техиму зич уюшушни тәләп қилған. У шинҗаң ислам инститотида қилған сөзидиму йоқириқи бир қатар нуқтиларни қайта тәкитлигән.
Ма шиңруй өткән йилиниң ахири уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритарлиқиға йөткәп келингәндин буян, “исламни хитайчилаштуруш”, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини турғузуш” дегәндәк сиясий шуарларни изчил һалда тәкитләп кәлмәктә.
У 2-айниң 21-күни үрүмчидә ечилған аптоном районлуқ дин хизмити йиғинида мундақ дегән: “динни җуңгочилаштуруш йөнилишидә чиң туруп, шинҗаңда ислам динини сотсиялизм җәмийитигә уйғунлаштурушқа паал йетәкләп, шинҗаңниң дин хизмитидә йеңи вәзийәт яритиш керәк.”
Хитай компартийәси сиясий биюроси даимий комитетиниң әзаси, хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң рәиси ваң яң йеқинда уйғур районида тәкшүрүш елип барғандиму “шинҗаңда ислам динини җуңгочилаштурушни қәтий алға силҗитиш” тоғрилиқ мәхсус көрсәтмә бәргән.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, ваң яң, ма шиңруй қатарлиқ хитай компартийәсиниң йоқири дәриҗилик әмәлдарлириниң уйғур районида ислам динини хитайчилаштурушни бирдәк тәктлиши, хитайниң уйғур диярида елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини йәниму давамлаштуридиғанлиқидин дерәк беридикән.
Нөвәттә хитай б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң уйғур елини зиярәт қилишиға рухсәт бәргән болсиму, бирақ бу зиярәтниң “тәкшүрүшни мәқсәт қилмаслиқи” ни алдинқи шәрт қилған. Хитай һөкүмитиниң охшаш бир мәзгилдә алақидар әмәлдарлири арқилиқ уйғур аптоном районида “исламни хитайчилаштуруш” та чиң турушни күчәп тәктлиши, көзәткүчиләниң диққитини қозғимақта.
Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң учур вә тәшвиқат программа алий мәсули петер ервин әпәнди мундақ деди: “америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши өткән йили 5-айда, хитай һөкүмитиниң уйғур диний затлириға вә диний саһәгә қаратқан бастурушлири йорутулған ‛ислам бир тәрәп қилинди-хитайниң уйғур имамлири вә диний затларға зиянкәшлик қилиши‚ намлиқ доклат елан қилған иди. Уйғурларниң диний кимликигә қаритилған һуҗумниң көлими вә дәриҗиси давамлиқ күчийип бармақта. Хитай бәзи җайларни б д т ниң зиярәт қилишиға ачқан тәқдирдиму, уларни хитай һөкүмити контрол қилиду. Уларға уйғур елида вәйран қилинған 16 миң мәсчитләрниң орнини, өйидә қуран сақлиғанлиқи вә балисиға ислам дини билимлирини өгитишкә тиришқанлиқи сәвәбликла лагерларға соланған тутқунларни көрсәтмәйду. Тәкшүргүчилкәргә һеч бир уйғур әркин-азадә гәп қилалмайду. Демәк, хитай һөкүмити б д т кишилик һоқуқ алий комиссари келиштин бурун, өзиниң динға қаратқан бастурушлирини йепиш үчүн һазирлиған сәһнисиниң мувәппәқийәтлик болушини капаләткә игә қилиш мәқситидә диний саһәдә тәкшүрүш елип бармақта.”
Петер ирвиң йәнә ма шиңруйниң “шинҗаңда ислам динини хитайчилаштуруш” ни тәктлишиниң немидин дерәк беридиғанлиқи һәққидә тохтилип, мундақ деди:
“‛ислам динини хитайчилаштуруш‚ дигән бу сөз, уйғур районида мусулманларни ассимилатсийә қилиш дегәнликтур. Болупму бу сөзниң партком секретари тәрипидин тәктлиниши, хитай компартийәсиниң мусулманларни биз дигәнни дәйсән, биз дегәнни қилисән, дегәндин башқа нәрсә әмәс. Бу хитай һөкүмитиниң уларни техиму қаттиқ контроллуқиға алидиғанлиқидин дерәк бериду. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари хитай билән келишкини бойичә уйғур районини зиярәт қилса, пүткүл җәрянниң хитай һөкүмитиниң толуқ контроллуқи астида болидиғанлиқи ениқ. Шуңа биз икки һәптә илгири мәхсус баянат елан қилип, б д т ниң бу зияритигә болған әндишилиримизни очуқ баян қилған идуқ.”
Хитай һөкүмити йиллардин буян уйғурларниң диний байрамлирини тәбриклишигә тосқунлуқ қилип кәлмәктә. Болупму уйғур районида рамизан мәзгили ислам диниға етиқад қилғучилар әң қаттиқ тәқипкә учрайдиған бир мәзгил болуп кәлмәктә.
Һалбуки, уйғур вә башқа мусулманларға “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүш, динға қарши уруш ечиш билән әйиблиниватқан хитай һөкүмити бултурқи рамизанда қисмән җайларда уйғурларни роза тутушқа, мәсчиткә киришкә орунлаштурған; һейтгаһ мәйданида уйғурларни самаға уюштуруп, һәтта имамларниму уссулға салған иди. Әмәлийәттә бу хитайниң роза һейт мәзгилидә бир қисим мусулман әллириниң депломатлири вә журналистлирини күтивелишқа тәйярлиған тәшвиқат сәһнилири иди, халас.
Вашингитонда паалийәт қиливатқан уйғур һәрикити тәшкилатиниң программа мәсули арслан һидайәт әпәндиму бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У хитайниң рамазан ейи йетип келишниң һарписида диний саһәдә контроллуқни йәниму күчәйтиши, илгирики сиясий тәшвиқат алдамчилиқини қайта ойнашниң тәйярлиқи болуши мумкин, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Арслан һидайәт әпәнди йәнә уйғурлар нөвәттә роза тутуш яки һәҗ қилиштин сөз ечиш у яқта турсун, һәтта өзлириниң мусулман икәнликини етирап қилишқиму амалсиз икәнликини тәкитлиди. У: “әгәр хитай һөкүмити бу қетим б д т кишилик һоқуқ алий комиссарини өзиниң ялған тәшвиқати вә ясалма сәһнилири билән алдап кетәлисә, у чағда өзиниң ирқий қирғинчилиқ җинайитидин қечип қутулушта йәнә бир козерға игә болған болиду,” деди.