“ма шиңрүй дәври” дики хитайниң уйғур сиясити

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.05.23
Анализчилар: ма шиңрүйниң лоптики чач буюмлири кәсиплири бағчисини зиярәт қилиши ирқий қирғинчилиқни давамлаштуридиғанлиқидин бешарәт Уйғур аптоном районлуқ партком секретарлиқиға йөткәп келингән ма шиңрүй лоп наһийәлик чач буюмлири кәсипләр бағчисида мәхсус зиярәттә болған. 2022-Йили 7-январ, лоп наһийәси.
xjtc.gov.cn

Уйғур диярида чен чүәнгониң орниға алмаштурулған ма шиңрүйниң уйғур диярида вәзипә иҗра қиливатқиниға йерим йил болди. Өткән йилиниң ахири чен чүәнгониң вәзиписидин тохтитилип, ма шиңрүй исимлик гуаңдуң өлкисиниң сабиқ өлкә башлиқини чен чүәнгониң орниға тәйинләнгәнлики хитай ахбаратлири тәрипидин елан қилинди. Болупму америка уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилиси сәвәблик хитайға қилған түрлүк бесим, җаза тәдбирлири йолға қоюши биләнла, уйғур диярида йүз бәргән бу хил әмәлдар алмаштуруш һадисиси, хәлқарада вә уйғур җамаити арисида түрлүк қиясларға сәвәб болғаниди. Һәтта нурғун анализчи вә тәтқиқатчилар бу һадисиниң америкиниң хитайға болған бесиминиң рошән нәтиҗиси дәпму хуласилигән. Ундақта ма шиңрүй дәвридә хитайниң уйғур сияситидә чен чүәнго дәвридикидин пәрқлиқ өзгириш болдиму? у һалда биз алди билән ма шиңрүй вә чен чүәнго дәвридики хитайниң уйғур сияситигә көз йүгүртүп бақайли.

2016-Йили 8-айда чен чүәнго аталмиш уйғур аптоном райониға вәзипигә тәйинләнгән күнидики нутқида өзиниң ши җинпиң рәһбәрликидики хитай һөкүмитиниң шинҗаңни идарә қилиш йеңи истратегийәсини әмәлийләштүрүшкә төһпә қошидиғанлиқини елан қилған. Бу вәҗидин у вәзипигә олтурупла уйғур диярида алди билән 30миңдин артуқ сақчи қобул қилип, уйғур дияриниң коча-койлириға қәдәмдә бир тәкшүрүш понкити орунлаштурди. У вәзипә тутқан мәзгилдә уйғур дияридики тәкшүрүш понкитлириниң сани 7300 дин артуққа йетип, пүткүл уйғур дияриниң булуң-пучқақлириғичә аталмиш “бихәтәрлик тәкшүрүш понкитлири” қаплиди. Иккинчидин, чен чүәнго уйғур диярида омумйүзлүк назарәт системиси бәрпа қилип, кишиләрниң қол телефонлириға, компиютерлириға назарәт деталлирини мәҗбурий қачилиди. Уйғурларниң паспортлирини омумйүзлүк мусадирә қилиш билән биргә, уйғурларниң дуня билән болған алақисини омумйүзлүк кесип ташлиди. Уйғур дияри ичидики уйғурларниң өз ара бериш келишидин тартип, шәһәр, район, һәтта коча атлап сиртқа чиқишиғичә тәқиб астиға елинип, уйғурларға хас болған алаһидә кинишка йәни “яхши пуқра кинишкиси” болмиғанларниң район ичидики әркин бериш-келишлири чәкләнди. Үчинчидин, уйғурларни җаң чүншйән дәвридә түргә айрилип, архиплаштурулғини бойичә, кәң көләмлик тутқун қилиш, лагерға, түрмигә қамашни башлиди. Уйғурлар арисидики аҗиз, яшанған ата-анилар пәрзәнтлиридин айрилип, аталмиш яшанғанлар лагериға қамалди. Уйғур пәрзәнтлири болса төмүр ришатқа, сим торлар билән төт әтрапи қамал қилинған аталмиш ятақлиқ йәсли, мәктәп, әмәлийәттики балилар лагерлириға мәһкум қилинди. Уйғур яшлири түркүм-түркүмләп хитай карханилириға қул ишчи қилип сетилди. . . . . . . . . . . . Уйғурлар тарихида мисли көрүлмигән бузғунчилиқ, зулум вә қабаһәтләр чен чүәнго дәвридә дуняниң көзидила очуқ-ашкара йүз бәрди.

2021-Йили 12-айда хитай һөкүмити чен чүәнгониң аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районидики вәзиписидин тохтиғанлиқи, униң орниға гуаңдуң өлкисиниң өлкә башлиқи, гуаңдуң сиясий қанун комитетиниң сабиқ секретари ма шиңруйниң алмишидиғанлиқини елан қилди. Ма шиңрүй шу қетимқи вәзипигә олтуруш йиғинида өзиниң хизмәт нишани вә хитай һөкүмити шундақла ши җинпиңға мәңгү садақәтмәнлик билән хизмәт қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәрди. У бу һәқтики вәдисини төвәндики бәш нуқтиға йиғинчақлиғаниди: 1. Партийәгә болған садақәттә чиң туридиғанлиқи, байриқини рошән қилип, ши җинпиңниң йеңи дәврдики хитайчә алаһидиликкә игә болған сотсиялизм қуруш идийәсини яхши өгинип, идийә, сиясәт вә һәрикәттә ши җинпиңни мәркәз қилған партийә мәркизий комитети билән йүксәк бирдәкликни сақлайдиғанлиқи; 2. Йеңи дәврдики хитайниң шинҗаңни идарә қилиш дөләт истратегийәсини тоғра вә мукәммәл иҗра қилип, җәмийәт муқимлиқи вә узун муддәтлик әминликни шинҗаң хизмитиниң асаслиқ нишани қилишта чиң туридиғанлиқи, асан қолға кәлмигән бу тинч вә муқим вәзийәттә өзгириш болушиға қәтий йол қоймайдиғанлиқини; 3. Иқтисадни юқири сүпәттә тәрәққий қилдуридиғанлиқи; 4. Хитай һөкүмитиниң партийәни омумйүзлүк қаттиқ идарә қилиш принсипида тәврәнмәй, партийәни қаттиқ башқуруштин ибарәт сиясий мәсулийәтни үстигә алидиғанлиқи. Йеңи дәврдики яхши әмәлдар өлчими вә шинҗаңдики аз санлиқ милләт кадирлириниң лаяқәт өлчимидә чиң туруп, пүткүл аптоном район тәвәсидики кадирларниң юқиридин төвәнгичә бир биригә бағланған, дөләт мәнпәәти вә омумлуқни ортақ нишан қилған, бир нийәт, бир мәқсәттики кадирлар қошуни билән сиясий хизмәт муһити яритиш; 5. Сиясий интизам вә қаидиләргә қаттиқ әмәл қилип, мәркәзниң сәккиз түрлүк бәлгилимиси вә әмәлийләштүрүш усуллириға асасән, ишни үнүми, нәтиҗиси билән қилалайдиған болуш. . . Вәһаказалар.

Дәрвәқә, мәйли чен чүәнго болсун яки ма шиңрүй болсун һәр иккилисила вәзипигә олтуруш нутқида, ши җинпиң вә хитай һөкүмитиниң садиқ чакири болидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. Чен чүәнго шу вәдисини ши җинпиңниң күткинидәк орунлиғаниди. Шу вәҗидин у уйғур дияридики вәзиписидин қалдурулғанда ши җинпиң униң хизмәтлиригә юқири баһа бәргән, ма шиңрүйму чен чүәнго дәвридә барлиққа кәлгән аталмиш “асан қолға кәлмигән муқимлиқ” ниң бузулушиға қәтий йол қоймайдиғанлиқини билдүргәниди.

Мана бүгүн ма шиңрүйниң уйғур дияриға кәлгинигә йерим йил болди. У кәлгәндин буян уйғур диярида чен чүәнго дәвридикидин пәрқлиқ һадисиләр барлиққа кәлдиму? худди ма шиңрүй вәдә қилғинидәк, у уйғур дияриға қәдәм басқандин буян изчил сөз вә һәрикәтлиридә хитай һөкүмити бекиткән аталмиш “шинҗаңни йеңичә идарә қилиш истратегийәси” ни давам қилип кәлди. Йәни уйғурларниң җәнубтики нопус қурулмисини азайтиш, җәнубий уйғур диярини хитайлаштурушни тезлитиш, уйғурларниң өй маканлирини чеқиш, башқа җайларға көчүрүш, ичкири өлкиләргә йөткәш қатарлиқ түрлүк васитиләр билән хитайларға сиңдүрүветиш, лагерларға давамлиқ қамаш, қул ишчи қилиш, уйғур балилирини хитайлаштуруш. . . . . . . . . . . . Қатарлиқлар чен чүәнго дәвридин бүгүнгичә изчил давам қилди.

2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” хитай һөкүмитиниң уйғур сияситидә қисмән йошурун қирғинчилиқтин, ашкара қирғинчилиққа өтүштики муһим дәвр болғаниди. Таки 2021-йилиға кәлгүчә ваң лечүән, җаң чүншйән вә чен чүәнгодин ибарәт “биринчи қол шинҗаң әмәлдарлири” уйғур диярида “қаттиқ васитә билән башқуруш(ваң лечүән)”, “юмшақ васитә билән башқуруш (җаң чүншйән)” вә “йилтизидин йоқитиш(чен чүәнго)” тин ибарәт сиясәтләрни йүргүзгәниди. Лекин бүгүн ма шиңрүй болса он нәччә йил аввалқи аталмиш “шинҗаң вәзийити” дин пүтүнләй пәрқлиқ болған, “өткән бәш йилдин буян бир қетимму террорлуқ вәқәси йүз берип бақмиди” дәп тәриплиниватқан уйғур диярида вәзипә өтәшкә қоюлғаниди. Демәк, уйғур дияри аллибурун хитай һөкүмити арзу қилғинидәк муқим вә тинч бир маканға айланған болуп, ма шиңрүй дәвридә уйғур дияриға аит хәвәрләрдә иқтисадқа вә намратлиқтин қутулуп, баяшат турмуш яритилғанлиқи, уйғурларниң бәхтлик, хушал-хурам, баяшат турмушқа ериштүрүлгәнликигә аит тәшвиқатларға кәң орун берилиши сәвәбсиз әмәс әлвәттә.

Болупму уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқиға даир учурларни хәлқара ахбарат васитилирини қаплиши, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң уйғурларниң қанунлуқ һәқ-һоқуқлирини қоғдашқа аит қанунларни елан қилиши, мәҗбурий әмгәккә четишлиқ карханилар, мәһсулатларниң өз дөләтлиригә киришини чәклиши қатарлиқ хитайниң хәлқара образини хунүкләштүрүватқан мәсилиләрни һәл қилиш ма шиңрүйниң алдиға қоюлған йеңи мәсилә болуп, ма шиңрүйниң бүгүн хәлқараниң хитайға вә уйғур дияриға болған сәлбий қарашлирини өзгәртиштинму муһим вә җиддий вәзиписи йоқ. Йәни, ма шиңрүйниң уйғур диярида қилидиған әң муһим хизмити хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини дуняниң көзидин йошуруп қелиш.

Ма шиңрүй гәрчә уйғур дияриға 2021-йили йөткилип кәлгән болсиму, әмма у хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән ирқий қирғинчилиқида әң муһим рол ойнап кәлгән хитай әмәлдарлиридин бири һесаблиниду. Чүнки, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи дәл хитайниң уйғур дияридики аталмиш намратлиқни йоқитиш сиясити намида башланған болуп, 2014-йилидики аталмиш “иккинчи нөвәтлик мәркәз шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин, йәни ши җинпиң дәвридә әң юқири пәллиси болған, уйғурларни йилтизидин йоқитиш басқучиға көтүрүлгән.

Ма шиңрүй 2007-йилидин тартип “хитай аләм техникиси гуруһи ширкити” ниң партком секритарилиқ вә баш директорулуқ вәзиписини үстигә алған болуп, бу болса хитайниң дөләт игиликидики һәрбий санаәт карханисидур. Бу кархана 2021-йили америка һөкүмити тәрипидин уйғур ирқий қирғинчилиқиға мунасивәтлик болғанлиқи сәвәблик қара тизимға елинған 59хитай учур-техника карханилириниң биридур.

2014-Йили ма шиңрүй гуаңдуң өлкилик парткомниң муавин секретари, гуаңдуң өлкилик сиясий қанун комитетиниң секретари вәзиписини өтәватқаниди. Аталмиш “иккинчи қетимлиқ мәркәз шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин хитайниң деңиз яқиси районлиридики 19 өлкә вә шәһәрләргә уйғур дияриниң 12вилайәт вә области бөлүп берилгәндә, гуаңдуң өлкиси җәнубий уйғур дияридики қәшқәр, хотән қатарлиқ үч вилайәт бир областқа мәсул қилинған. 2014-Йили 4-айда ма шиңрүй гуаңдуң өлкисиниң шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм бериш хизмитигә мәсул болуп, өмәк башлап уйғур дияриға кәлгән. У қәшқәр қатарлиқ җәнубий уйғур дияриниң маарип, ишқа орунлаштуруш, аммиви әслиһәләр қурулуши, тебабәт, пән-техника. . . . Қатарлиқ саһәлирини мәбләғ, кархана, ихтисаслиқ хадимлар арқилиқ өзгәртидиғанлиқини оттуриға қойғаниди. Дәрвәқә, гуаңдуң өлкиси аталмиш шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм бериш сияситидә йеңичә услуб яритип, уйғурларниң лагерларға қамилиши, хитай өлкилиригә вә хитай карханилириға қул ишчи қилип сетилиши қатарлиқ түрлүк ирқий қирғинчилиқ сиясәтлиридә үлгилик рол ойниған.

Болупму адриан зенз 2020-йили елан қилған “нәнкәй доклати” дики хотән вилайитидин хитайниң гуаңдуң өлкисидики хитай карханилириға сетилған уйғур қул ишчилириниң әһвали буниңға испат болалайду. Мәсилән, гуаңдуң өлкиси аталмиш шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм бериш намида юқирида ма шиңрүй тилға алған маарип, ишқа орунлаштуруш, пән-техника, тебабәт. . . . . Қатарлиқ түрлүк саһәләрдә айрим-айрим һалда “ярдәм сиясәтлири” ни йолға қойған болуп, “нәнкәй һөҗҗити” дики гуаңдуңға йөткәлгән уйғур яшлири дәл “ишқа орунлаштуруш арқилиқ ярдәм бериш” намида елип берилған.

Демәк, ма шиңрүй худди ваң лечүән, җаң чүншйән вә чен чүәнголарға охшашла хитай һөкүмитиниң алий мәнпәәти үчүн хизмәт қилишни өзигә қиблинамә қилған. Ма шиңрүй дәвридә қаттиқ бастуруш, чоң тутқунларниң болмаслиқи, ма шиңрүйниң йеңичә сиясәт йүргүзүватқанлиқидин болмастин, бәлки хитайниң аввалқи йиллардики ирқий қирғиничилиқ сиясәтлири нәтиҗисидә уйғурларни баш көтүрүш имканлиридин пүтүнләй үзүп ташлиғанлиқидиндур халас!

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.