Ху пиң: “ма шиңруйниң муқимлиқни тәкитлиши, ‛юқумни нөлгә чүшүрүш‚ сияситигә болған қаршилиқларға тақабил туруш үчүндур”

Мухбиримиз меһрибан
2022.09.19
Ху пиң: “ма шиңруйниң муқимлиқни тәкитлиши, ‛юқумни нөлгә чүшүрүш‚ сияситигә болған қаршилиқларға тақабил туруш үчүндур” Үрүмчидә ечилған аталмиш хәлқ вәкилләр сөһбәт йиғинида уйғур аптоном райониниң партком секретари ма шиңруй “районниң муқимлиқи вә узун мәзгиллик әминликигә капаләтлик қилиш” ни тәкитлимәктә. 2022-Йили 14-сентәбир.
ts.cn

“юқумни нөлгә чүшүрүш” қамалиниң ғулҗа қатарлиқ җайларда ачарчилиқ, һәтта өлүм паҗиәлирини кәлтүрүватқанлиқиниң ашкарилиниши, хитай дөләт ичи вә чәт әлләрдә қаттиқ инкас қозғимақта. Мушундақ бир вәзийәттә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт бир қисим районлардики қаттиқ қамални бикар қилғанлиқини җакарлимақта.

Һалбуки, районда юқум қамали сәвәблик йүз бәргән паҗиәләр еғирлашқан нөвәттики вәзийәттә, уйғур аптонум райониниң партком секритари ма шиңруйниң “районниң муқимлиқи вә узун мәзгиллик әминликигә капаләтлик қилиш” ни тәкитиши, вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиди.

“тәңритағ тори” ниң 15-сентәбирдики хәвиридин мәлум болушичә, ма шиңруй 14-сентәбир күни үрүмчидә ечилған аталмиш хәлқ вәкилләр сөһбәт йиғинида, бу сөзләрни қилған.

У аталмиш хәлқ қурултийи вәкиллири вә хәлқ қурултийиниң вәзиписи һәққидә тохтилип, “партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини толуқ вә тоғра көзитиш, җәмийәт муқимлиқни вә узун муддәт әминликни омумий нишан қилиш, мәркәзниң әтрапиға уюшуш, чоң вәзийәтни чиқиш қилиш, йеңи дәврдики шинҗаң хәлқ қурултийи хизмитини яхши ишләш” дегәнләрни алаһидә тәкитлгән.

Ма шиңруй бу йиғиндики сөзидә йәнә “партийәниң омомий рәһбәрликидә чиң туруш, партийәниң рәсһбәрликини хәлқ қурултийи хизмитиниң барлиқ саһәлиригә омумлаштуруш” дегән сөзләрни алаһидә тәкитлигән.

Америкидики хитай вәзийити анализчилиридин ху пиң әпәндиниң қаришичә, “муқимлиқ вә узун муддәт әминлик, хитайниң шинҗаңни идарә қилиш истратигийәсиниң ядроси” икән. Һалбуки, ма шиңруйниң уйғур районидики юқум паҗиәлири дуняға ашкариланған вәзийәттә, бу сөзләрни йәнә тәкитлиши, районда йүргүзүливатқан “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамалиға болған наразилиқлар вә хәлқара бесимларға тақабил турушни нишан қилған икән.

Ху пиң әпәнди алди билән бу сиясәтниң һәр вақит өзгәрмәйдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бу үзлүксиз давамлишиватқан сиясий иситратегийә. Шундақ болғини үчүн, бу сиясәт шиҗаңни идарә қилишқа тәйинләнгән әмәлдарларниң алмишиши яки районда йүз бәргән башқа әһваллар, йәни юқум вә башқа ишларниң тәсиригә учримайду.”

Ху пиң әпәнди йәнә нөвәттә уйғур районида “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамали кәлтүргән ачарчилиқ вә давалиналмаслиқ паҗиәлириниң дуняға ашкарилиниши, хитай һөкүмитидә бесим пәйда қилған болсиму, әмма ма шиңруйниң районда муқимлиқни тәкитлиши, дәл мушу хил бесимларға тақабил турушни нишан қилғанлиқини билдүрди. У мундақ деди. “улар әлвәттә хәлқара бесимға учраватиду. Әмма һазир хитай компартийәсиниң әң муһим позитсийәси хәлқара бесимларға тақабил туруштур. Сән уни қандақ тәнқидлисәңму, у йәнила өз қилмишини давам қиливериду. Алайлуқ, бу қетим йүргүзүлгән “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамали нурғунлиған җайларда хәлққә еғир мүшкүлатларни кәлтүрди. Нурғунлиған аилиләр ачарчилиқта қалди, вақтида давалинишқа еришәлмиди. Болупму или райониниң әһвали техиму еғир болди. Әмма һөкүмәт даирилири бу хил әһвалларға әстайидил тәдбир қолланмиди. Униң әксичә улар бу әһвалларни ашкарилиған һәрқандақ бир кишигә җазалаш тәдбири қолланмақта. Бу әһвал пәқәт шинҗаңдила әмәс, һәммә җайда йүз бериватиду. Болупму или районида әң қәбиһ һаләттә йүз бериватиду.”

Ху пиң әпәндиниң билдүрүшичә, ма шиңруй тәкитләватқан “җәмийәт муқимлиқи вә узун мәзгиллик әминликкә капаләтлик қилиш” сиясити, нөвәттә “ялған учур тарқатқанларни җазалаш” тәдбири шәклидә иҗра қилинмақта икән. Ху пиң мундақ деди: “униң һазир тәкитләватқан ‛муқимлиқ вә узун муддәт әминликкә капаләтлик қилиш‚ дегини, ‛юқумни нөлгә чүшүрүш қамали‚ ни тосалғусиз иҗра қилишқа қаритилған. Улар бу сиясәтни иҗра қилиш җәрянида ‛ялған учур‚ дәп бекиткән барлиқ сөз-һәркәтләрни бастуруш нишани қилмақта. Улар һазир әмәлдарлирини тәшкилләп ‛юқумни нөлгә чүшүрүш‚ қамалини иҗра қилишқа қарши әйибләшләр вә наразилиқларни бастуруватиду. Әһвалниң һәқиқитини ашкарилиғанларға җинайәт артиватиду. Нурғун җайларда ‛өсәк сөз тарқатти‚, ‛ялған хәвәр тарқатти‚ дегән қалпақлар кийдүрүп, кишиләр тутқун қилиниватиду.”

Германийәдики вәзийәт анализчилиридин әнвәр әхмәт әпәндиму ма шиңруйниң юқум мәзгилидә, хитай компартийәсиниң 20-қурултийиға тәйярлиқ қилиш намида чақирилған 100 дин артуқ хәлқ қурултийи вәкиллири қатнашқан сөһбәт йиғинида “муқимлиқ” ни тәкитлишиниң алаһидә диққәт қозғайдиғанлиқини билдүрди. Әнвәр әхмәт әпәнди буниң сәвәбләрни оттуриға қоюп өтти.

Әнвәр әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити пүткүл хитайда йүргүзиватқан “юқумни нөлгә чүшүрүш” намидики юқум қамалиниң мәғлубийити, бу қетим уйғурлар учраватқан паҗиәләр арқилиқ дуняға ашкарилиниши, хитай һөкүмитиниң райондики муқимлиқ вәзийитигә болған әндишини техиму күчәйтивәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.