Доктор адриян зениз: “ма шиңрүй аста характерлик ирқий қирғинчилиқ йүргүзиду, десәкму болиду”

Мухбиримиз ирадә
2021.12.27
Доктор адриян зениз: “ма шиңрүй аста характерлик ирқий қирғинчилиқ йүргүзиду, десәкму болиду” Уйғур районлуқ парткомниң секретари чен чүәнгониң орниға гуаңдуң өлкилик парткомниң муавин секретари вә өлкә башлиқи болған ма шиңрүйниң йөткәп келингән.
Yettesu

Хитайниң һөкүмәт таратқулири 25-декабир күни хитай мәркизи һөкүмитиниң қарари билән уйғур районлуқ парткомниң секретари чен чүәнгониң башқа вәзипигә орунлаштурулидиғанлиқи вә униң орниға гуаңдуң өлкилик парткомниң муавин секретари вә өлкә башлиқи болған ма шиңрүйниң йөткәп келинидиғанлиқини җакарлиди.

Чен чүәнго хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайитини иҗра қилишта баш рол ойниған вә америка қатарлиқ ғәрб әллириниң җаза тәдбирлиригә учриғаниди.

Чен чүәнгониң дәл америка президенти җов байден “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” ни имзалап, уни қанунлаштурғандин кейин йәни хитайниң иқтисадиға җиддий бир зәрбә урулғандин кейин йөткәп кетилиши хәлқара ахбаратларниң күчлүк диққитини қозғиди вә буниң бир сиясәт өзгиришидин дерәк беридиған-бәрмәйдиғанлиқи мулаһизә пәйда қилди.

Уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқни дуняға ашкарилашта һалқилиқ рол ойниған тәтқиқатчи вә коммунизм қурбанлири хатирә сарийи фондиниң тәтқиқатчиси адриян зенизниң радийомизға ейтишичә у бу вәзипә өзгиришини сиясәтниң өзгириши әмәс, бәлки иҗра қилиш услубидики өзгириштин дерәк беридиғанлиқини ейтти. У мундақ деди:

“мәнчә бу мәвҗут бесим сияситини һазирқидәк юқири тәсир вә юқири бесим шәклидә иҗра қилиштин узун муддәтлик контрол қилиш яки узун муддәттә иҗра қилиш һалитигә өтүштин дерәк бериду. Мән илгирики доклатлиримдиму мулаһизә қилғинимдәк чен чүәнго өзиниң мәвҗут пиланни наһайити тезликтә вә кәң көләмдә иҗра қилалайдиғанлиқидәк алаһидилики билән уйғур елигә йөткәп келингән. Мундақчә ейтқанда у вәзипини наһайити тезликтә ишқа ашуридиған адәм. У уйғур елидә сақчи аппаратлирини күчләндүрди, мәвҗут болған ‛қайта тәрбийәләш‚ намлиқ тутқун һәрикитини әслидики кичик көләмдин зор көләмлик һәрикәткә айландурди, пиланлиқ туғут сияситини күчәйтти, ‛кадирлар интизами‚ ни мислисз чиңитти. Йәни у дөләт йетәкчиликидики юқири үнүмгә игә сиясәтләрни иҗра қилиш үчүн интайин мувапиқ адәм. Әмма у узун муддәтлик иқтисадий тәрәққият пилани үчүн мувапиқ әмәс. Шуңа мән хитай һөкүмитиниң ма шиңрүйни йөткәп келишини районда юқири үнүмлүк бесим, ассимилятсийә, нопусни өзгәртиш вә мәҗбурий әмгәк сиясәтлирини давам қилған асаста узун муддәтлик иқтисадий тәрәққият истратегийәсини йолға қойидиғанлиқини көрситип бериду, дәп қараймән. Униң муддәтлик тәбиитидин қариғанда аста характерлик ирқий қирғинчилиқ йүргүзиду, десәкму болиду”.

Адриян зенз йәнә өзиниң буни хитай һөкүмитиниң уйғур ели үстидики узун муддәтлик истратегийәсиниң бир қисми, дәп қарайдиғанлиқиниму алаһидә әскәртти. У мундақ деди: “мәнчә чен чүәнго алаһидә вәзипә билән уйғур елигә кәлгән вә у өзигә берилгән вәзипини орундап болди. Сиясәтләрниң узун муддәтлик түзилидиғанлиқини нәзәрдә тутсақ, мәнчә хитай һөкүмити әмди иккинчи басқучқа өтти. Бу басқучниң муһим нуқтини лагерларға солаштин мәҗбурий әмгәккә йөткәш қатарлиқ узун муддәтлик сиясәтләр иди. Гәрчә бу басқуч башланғили хели болған болсиму әмма ма шиңрүй мәнчә бу басқучни йәниму такамуллаштуруш үчүн йөткәп келинди”.

Адриян зензниң қаришичә, американиң “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” хитайниң уйғур ели малийәси үчүн наһайити зор бесим пәйда қилған вә бу ма шиңрүйниң зиммисидики вәзипини еғирлаштурған. Шуңа униң әң муһим вәзиписи уйғур ели малийәсини һәл қилиш болидикән.

Дәрвәқә, ма шиңрүй 2017-йилдин башлап нопуси алаһидә көп өлкиләрдин болған гуаңдуңға партком секретари қилип тәйинләнгәндин кейин, у йәрдә “җәмийәтниң муқимлиқи вә әла сүпәтлик тәрәққиятни йолға қоюшта нәтиҗә қазанған рәһбәр” дәп тонулған. У, гуаңдуңға дуняниң һәр қайси җайлиридин келидиған чәтәл мәбләғлири, тәминләш зәнҗирлири вә шуниңға мунасивәтлик оттуриға чиқидиған “мәҗбурий әмгәк” мәсилисигә наһайити пишшиқ шәхс икән.

Хитайниң “шинҗаң гезити” ниң хәвиридин қариғанда у 27-декабир күни үрүмчидә хизмәт тәкшүрүшидә болғанда охшашла “хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң көрсәтмилирини толуқ әмәлийләштүрүш, партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш истратегийәсини толуқ вә тоғра йолға қоюш, иҗтимаий муқимлиқ вә узун муддәтлик әминликниң омумий нишанини пухта игиләш, җуңхуа миллити еңини өстүрүш, райондики милләтләрниң өз-ара сиңишини күчәйтиш, шинҗаң хизмитиниң омумий нишаниға әһмийәт бериш, вәзийәттә сиҗил вә узун муддәтлик муқимлиқни сақлап, юқири сүпәтлик иқтисадий тәрәққиятни илгири сүрүш” қатарлиқларни тәкитлигән.

Америкадики уйғур зиялийси вә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети муавин рәиси илшат һәсән әпәндиниң қаришичә униң бу сөзлири ма шиңрүйниң келишиниң уйғурларниң вәзийитидә һечқандақ бир яхшилиниш болмайдиғанлиқини ипадиләп беридикән. Илшат һәсән әпәнди сөзидә тарихий пакитлардин қариғандиму һазирғичә уйғур елидин йөткәп кетилгән һечқандақ хитай әмәлдар җазаланмиған әксичә өстүрүлгәникән. У “уйғур елигә қоюлған ваң, җаң, яңлар өзгәргән болсиму, әмма уйғурларға қаратқан зулум өзгәргини йоқ, еғирлап маңған. Бу қетимлиқ ма шиңрүйму залимлиқта чен чүәнгодин ешип чүшсә чүшидуки, қелишмайду” деди.

Мулаһизиләрдин қариғанда, сабиқ аләм қатниши инженерилиқ арқа көрүнүшигә игә ма шиңрүй келәр йили өткүзүлидиған партийә қурултийида хитай компартийәсиниң 25 кишидин тәркиб тапқан сиясий бюросиға әза болуп кириши мумкин икән.

Ма шиңрүй 2007-йилдин 2013-йилғичә хитай авиатсийә-аләм пән-техника идарисигә рәһбәрлик қилған. 2013-Йили санаәт вә учур техника министирлиқиниң муавин министири болған. 2015-Йили шенҗен шәһәрлик партком секретарлиқиға, 2017-йили гуаңдуң өлкисиниң өлкә башлиқи вәзиписигә өстүрүлгән болуп, у һәм хоңкоң вә авмен(макав) ишлириниң мәркизи маслаштуруш гурупписиниң әзаси болған.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
Қәшқәр тәнтәрбийә мәктипиниң аз дегәндә 8 нәпәр оқутқучисиниң тутқунда икәнлики ашкариланди
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.