“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң иҗра қилиниши немишқа хитайни шунчә биарам қилиду?
2022.06.30
Уйғур аптоном районлуқ даириләрму 24- июн күни мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини ечип, америкаға қарғи наразилиқини билдүргән.
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси шү гуйшяң, американиң бу қанунни иҗра қилиштики мәқсити “шинҗаңда ишсизлиқ пәйда қилип, шинҗаңниң муқимлиқиға бузғунчилиқ қилиштур,” дәп әйиблигән.
У йәнә мундақ дегән: “бу американиң кишилик һоқуқни сүйистемал қилип, хитайни чәкләшкә вә бесишқа урунушиниң бир ипадисидур. Американиң бу һәрикитиниң қануний асаси йоқ, реаллиқ билән мас кәлмәйду, әқилгиму сиғмайду, шундақла американиң өзигиму пайдисиз. Американиң һәқиқий муддиаси мәҗбурий ишсизлиқ пәйда қилип, шинҗаңни муқимсизлаштуруш, хитайниң ичкий ишлириға қопаллиқ билән арилишиш. Бу хитайниң тәрәққиятини чәкләйдиған ғәйрий-нормал хаһиш.”
Хитай һөкүмити немә үчүн мәзкур қанунниң иҗра қилинишидин шунчә биарам болиду?
Америкадики иқтисад пәнлири мутәхәссиси доктор қәйсәр миҗит әпәнди бу һәқтә наһайити образлиқ қилип: “<уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни> чиши бар һәм чишлийәләйдиған қанун” дәп тәриплиди.
Америкадики мунасивәтлик һөкүмәт әмәлдарлири америкада бундақ бир қанунниң чиқишидики сәвәп һәққидә тохталғинида, буниңға уйғурлар учраватқан “ирқий қирғинчилиқ” вәзийитиниң сәвәп болғанлиқини тәкитлигән иди.
Қәйсәр миҗит әпәнди, америка һөкүмити мәзкур қанунни чиқиришта милйонлиған уйғурниң “қайта тәрбийиләш” намида лагерларға қамилиши, уйғур тутқунларниң лагер ичи вә сиртидики завут-фабрикиларда һәқсиз яки әрзан баһалиқ әмгәк күчигә айландурулуп, мәҗбурий ишлитишидәк “инсанийәткә қарши җинайәт” ни чәкләшни мәқсәт қилғанлиқини тәкитлиди.
Мутәхәссисләрниң қаршишичә, хитай һөкүмитиниң бу хилдики мәхсус наразилиқ баянатлирини елан қилиши, бу қанунниң хитайниң иқтисадиға бивастә талапәт елип келидиғанлиқи сәвәбидин болғаникән.
Қәйсәр әпәндиниң билдүрүшичә, бу қанунниң йолға қоюлуши йәнә бир тәрәптин мәҗбурий әмгәк мәһсулатлиридин мәнпәәт елип келиватқан, шундақла уйғурлар учраватқан “ирқий қирғинчилиқ” қа сүкүт қиливатқан дөләт вә хәлқаралиқ ширкәтләрни хитайниң бу җинайи қилмишлириға қарши тәдбир қоллинишқа мәҗбур қилалайдикән.
Америкадики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси җәвһәр илһам йеқинда “томсон руйтрес фонди” торида “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” һәққидә мәхсус мақалә елан қилған. У мақалисидә
“<уйғур мәҗбурий әмгигини чәкләш қануни>, уйғур хәлқи вә башқа түркий хәлқләрниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш йолида бесилған муһим бир тарихи қәдәм” дәп язған. У мақалисидә йәнә башқа дөләтләрниңму мәзкур қанундин илһамлинип, хитайни чәкләйдиған қанун чиқиришини үмид қилған.
Җәвһәр илһам 29-июн күни радийомиз зияритини қобул қилип, мақалисидә оттуриға қоюлған қарашлирини уйғурчә шәрһийләп өтти.
Җәвһәр йәнә бу қануниң америкада йолға қоюлушиниң өзи вә уйғурларниң узундин буянқи арзуси икәнликини, техиму көп дөләт вә ширкәтләрниң хитайға қарши тәдбир қоллиниши зөрүрликини билдүрди.
У мундақ деди: “худаға шүкри, мән яшаватқан бу дөләттә, йәни америкада, хитайдики мәҗбурий әмгәкни чәкләйдиған бир қанун мәйданға кәлди. Шундақтиму биз йәнила дунядики техиму көп дөләтләрниң уйғур мәҗбурий әмгикидин келидиған мәнпәәттин ваз кечишини тәләп қилимиз. Һәр бир ширкәт бу қилмишниң ақивитини обдан ойлиши, хитай маллирини тәминләш зәнҗиридин чиқирип ташлиши керәк!”
Җәвһәр илһам йәнә “уйғур мәҗбури әмгигиниң алдини елиш қануни” ниң иҗра қилинишқа башлиғандин кейин, хитайда уйғур мәҗбурий әмгики бәдилигә ишләнгән мәһсулатларниң америка базириға кириши чәклимигә учрашқа башлиғанлиқи, хитай маллириниң хәлқарада сетилиш йолииниң етилип қалғанлиқи, шу сәвәбтин хитайниң қаттиқ биарам болушқа башлиғанлиқини тәкитләп өтти.
Иқтисад илми мутәхәссиси қәйсәр миҗит әпәндиниң тәкитлишичә, “уйғур мәҗбури әмгигиниң алдини елиш қануни” ға охшаш бир қатар қанун вә тәдбирләр америкадин башқа йәнә явропа иттипақи, австралийә, японийә қатарлиқ техиму көп дөләт вә районларда йолға қоюлуши керәк икән. Шундақ болғандила хитайниң мәҗбурий әмгәккә бағланған ширкәтлири вә карханилири әҗәллик зәрбигә учрайдикән.