Ма җү: “хитайларниң қечишидики сәвәб, улар бу җайниң һазир инсанийәтниң дозихи икәнликини көрүп йәтти”
2022.12.05
Уйғур диярида йолға қоюлған “юқумни нөлгә чүшүрүш” намидики қаттиқ қамал мәзгилидә, райондики хитай көчмәнлириниң шикайәт қиливатқан вә барлиқ амаллар билән юртлириға кетиватқан син көрүнүшлири көпләп ашкарилинип, диққәт қозғиди. Бу хил син көрүнүшлиридә бир қисим хитай көчмәнлириниң, юғури сүрәтлик ташйолларда аптомобиллар билән, һәтта йүк-тақилирини көтүрүп пиядә меңип ичкиригә қечиватқанлиқи, уларниң йол бойидики тәкшүрүш понкитлири вә чиқиш еғизлиридики тосуш һәм агаһландурушларғиму қаримай юртлириға кетиватқанлиқи көрситилгән.
Мәлум болушичә, үрүмчидә 24-ноябир йүз бәргән от апити вә униңдин келип чиққан еғир паҗиә сәвәблик, пүтүн мәмликәт миқясида қозғалған наразилиқ һәрикитигә үрүмчи, хотән, қәшқәр шәһәрлиридики хитай көчмән аһалилириму аваз қошқан.
Син көрүнүшлиридин хитай көчмәнлириниң топлинип йәрлик һөкүмәт органлириға берип юқум қамалини бикар қилишни тәләп қилиш, үндидар, тик ток қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда юқум қамали үстидин шикайәт қилиш һәтта түрлүк амаллар билән ичкири хитай өлкилиридики юртлириға қечиватқанлиқи мәлум болмақта.
Син көрүнүшлиридә райондики шикайәт қилған хитайлар өзлириниң уйғур дияридин айрилишиға қаттиқ қамал тәдбирлири сәвәб болуватқанлиқи үстидин шикайәт қилған.
Улар баянлирида, уйғур диярида йолға қоюлған қамал тәдбирлириниң хитай өлкилириниң һәрқандақ бир җайидин қаттиқ һәтта қәбиһ васитиләр билән иҗра қилинидиғанлиқини билдүргән. Улар бу сәвәбтин өзлириниң уйғур диярида давамлиқ яшаш имканийитиниң қалмиғанлиқи үчүн кетишкә мәҗбур болуватқанлиқини билдүргән.
Хитай көчмәнлириниң уйғур дияридин қечиватқан көрүнүшлири ашкариланғандин кейин, бу әһвал чәтәлләрдики хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған.
Илгири хитайда бир мәзгил турған, лавлей тәхәллусидики германийәлик ютубер бу һәқтә мәхсус программа ишлигән. У программисида уйғур дияридин юртлириға қечиватқан хитай көчмәнлириниң қечишиға уйғур диярида йолға қоюлған чекидин ашқан қамал сиясити сәвәб болғанлиқини билдүргән.
Лавлей сөзидә райондики уйғурлар учраватқан бастурушниң райондики юқум қамалидин нәччә һәссә еғирлиқини билдүрүп, нөвәттә хитай көчмәнлириниңму юқум қамали сәвәблик уйғурлар учраватқан бастурушни азрақ болсиму һес қилғанлиқидин мәмнун болғанлиқини билдүргән.
Америкадики хитай вәзийити анализчилиридин ню-йоркта яшайдиған туңган паалийәтчиси ма җү әпәндиму өз қарашлирини оттуриға қойди.
Униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики юқум қамали сияситидин шикайәт қилип, юртлириға қечиватқан хитай көчмәнлири, әслидә хитайниң уйғур дияридики мустәмликә сияситидин бәһримән болуватқан мәнпәәтдар хәлқ һесаблинидикән.
У мундақ деди: “шинҗаңдики хитайларға нисбәтән ейтқанда уларниң у йәргә беришиға, худди тарқалған син филимлирида дейилгәндәк, улар бай болуш, земинға игә болуш, йәр игиси болуш, деһқанчилиқ мәйданлириниң хоҗайини болуш мәқситидә барған. Барғанларға 40 мо йәр, бикарлиқ туралғу өй, 80 миң йүән хәлқ пули ярдәм берилиду, җориси йоқларға йәрликтики гүзәл уйғур қизлири билән тойлишиш имкани бар дегәнләр иҗтримаий таратқуларда тарқалған нурғун кишиләр билидиған тәшвиқатлар. Булар хитай коммунист һөкүмитиниң ичкири хитай өлкилиридики хитай яшлирини у йәргә апирип, мустәмликә сияситини йүргүзүштә қолланған сиясити”.
Ма җүниң қаришичә, мәнпәәтдар хитай көчмәнлиригә нисбәтән ейтқанда, нөвәттә уларға йүргүзүлүватқан қамал сиясити уйғурлардин асман земин пәрқ қилсиму, әмма мушу әһвалдиму райондики хитай көчмәнлири районда йүргүзүлүватқан сиясәтләргә бәрдашлиқ берәлмигән.
У мундақ деди: “һалбуки һазир көрүватқинимиз, бу мустәмликичиләр бирнәччә йиллиқ қамал сияситини баштин кәчүргәндин кейин улар бәрдашлиқ берәлмиди. Әлвәттә уларға қарита йолға қоюлған ‛юқум қамали сиясити‚ йәрлик уйғурлардин асман-земин пәрқ қилиду. 3 Йилға йеқин қамал давам қилип 2022-йили 11-айға кәлгәндә, у йәрдики уйғурлар ирқий қирғинчилиқ сияситиниң давами болған ирқий қамал қилиш бастурушиға учриди. Улар ирқий айримичилиқ сияситидә лагер түсидики аталмиш көчмә дохтурханиларға қамалди. Әмма хитай көчмәнлири үчүн пәқәт өйлиридин чиқиш чәкләнди. Уларниң өз-ара алақә әркинлики вә наразилиқ билдүрүш әркинлики йәнила бар иди. Әмма бизниң ахирида көрүватқинимиз, өзлирини чоң тутидиған бу һөкүмран хәлқму бәрдашлиқ берәлмиди”.
Ма җү сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди: “буниң сәвәби немә? улар немә үчүн һәрқандақ амаллар билән қечип кетишкә уруниду? чүнки улар бу җайниң һазир инсанийәтниң дозихи икәнликини көрүп йәтти. Уйғурлар нәччә он йиллардин буян бу азабни тартиватиду. Һалбуки хитай көчмәнлири буниң тәмини азрақла тетиди халас. Әмма улар буниму қобул қилалмиди. Уларниң баштин кәчүргини уйғурлар тартқан азабниң ондин бири һәтта йүздин бири. Әмма улар коммунист һакимийәтниң райондики зораванлиқ сияситигә бәрдашлиқ берәлмиди. Шуңа бу сиясәт хитайларниму бу йәрдин қечишқа мәҗбур қилмақта.”
Ма җү әпәнди йәнә 24-ноябир үрүмчидә йүз бәргән от апитидики өлүм паҗиәсиниңму хитай аһалилиридә вәһимә пәйда қилип, уларниң қечишиға вә қозғилип наразилиқ билдүрүшигә сәвәб болғанлиқини әскәртти.
У бу янғин паҗиәсидә көйүп өлгәнләрниң аяллар вә балилар икәнликини, уларниң әрлириниң от апитидә өз аилилирини қутқузмай қечип кәткәнләр болмастин, бәлки уларниң хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға вә түрмиләргә қамалғанлиқини билдүрди.
Ма җү бу зулумларниң райондики хитай аһалилириниму ойғитиватқанлиқини тәкитләп: “бу вәқә уйғурлар учраватқан зулум вә бастурушқа болған йеңи бир тонушни барлиққа кәлтүрди. Техиму нурғун кишиләргә уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан зораванлиқ сияситиниң һәқиқий йүзини көрсәтти”, деди.
Америкадики уйғур паалийәтчилиридин илшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилип, “хитай көчмәнлириниң уйғур дияридики юқум қамали сияситидин шикайәт қилип, юртлириға қечиши” дики сәвәб һәққидә өз қарашлирини ортақлашти.
Униң билдүрүшичә, гәрчә пүткүл хитай дөлитидә юқум қамали йүргүзүлүватқан болсиму, әмма “уйғур диярида йүргүзүлүватқан чекидин ашқан қамал сиясити райондики уйғурларғила әмәс, бәлки бай болуш истикидә районға кәлгән хитай көчмәнлириниңму қечишиға сәвәб болған”.
Илшат һәсән әпәнди райондики хитай көчмәнлириниң хитай һөкүмитиниң мустәмликә сияситини йүргүзүш үчүн, районға йөткәп келингәнликини тәкитлиди.
Илшат һәсән әпәнди: “әгәр хитай һөкүмитиниң райондики қамал сияситидә юмшаш болсила, имканийити яр бәргән техиму көп хитай көчмәнлири һөкүмәтниң тосқунлуқиға қаримай өз юртлириға кетиши мумкин” деди.
Әмма у хитай һөкүмитиниң өзиниң райондики мустәмликә сияситини йүргүзүш үчүн хитай өлкилиридин көчмән йөткәшни йәнила давам қилдуридиғанлиқини билдүрди.
Униң қаришичә, әмма көчмән йөткәш сияситиниң буниңдин кейинки тәрәққиятида, өз юртлирида тирикчилик имканийитигә игә болған хитай пуқралириниң шәрқий түркистан земинида көчмән болуп яшашни халимаслиқ еһтималлиқи техиму юқири болидикән.