Малайсия билән хитайниң техиму зич һәмкарлишиши арқисида уйғур мәсилиси
2024.11.10
Малайсия баш министири әнвәр ибраһим 11-айниң 7-күни бейҗиңда хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң билән көрүшкән.
“җәнуби хитай әтигәнлик почтиси гезити” ниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, ши җинпиң бу учришишта хитай билән малайсияниң асияда йеңидин гүллиниватқан дөләтләрниң вәкили икәнликини, сиясий җәһәттә өзара ишинишни күчәйтип, бир-биригә мәнпәәт йәткүзүшниң һәммидин муһим икәнликини тәкитлигән. Әнвәр ибраһим болса малайсияниң хитай билән болған истратегийәлик һәмкарлиқини давамлиқ күчәйтидиғанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә ейтилишичә, әнвәр ибраһимниң хитай зиярити 11-айниң 4-күни башланған болуп, иккинчи күни шаңхәйдә “7-нөвәтлик хитай хәлқара импорт маллар көргәзмиси” гә қатнашқан һәмдә хитай баш министири ли чяң билән көрүшкән. Әнвәр ибраһим ли чяңға қилған сөзидә, малайсияниң “бир бәлбағ, бир йол” қурулушини мәркәз қилип, сода, мәбләғ селиш, рәқәмлик иқтисад вә маарип саһәлиридә хитай билән һәмкарлиқни техиму күчәйтидиғанлиқини билдүргән. Бу әнвәр ибраһимниң малайсия баш министир болғандин кейин хитайға қилған үчинчи қетимлиқ зиярити болуп, 2023-йил 3-айда вә 9-айда хитайни зиярәт қилғаникән. Хитай баш министири ли чяңму 2024-йил 6-айда малайсияни зиярәт қилип, 5 йиллиқ сода келишими түзгәникән.
Гәрчә малайсия билән хитайниң җәнубий деңизда талаш-тартишлири болсиму, малайсия йәнила өткән 15 йилда хитайниң әң чоң сода шерики болуп кәлгән. Әнвәр ибраһим башчилиқидики малайсия нөвәттә хитай билән мунасивитини техиму күчәйтишкә тиришип кәлмәктә икән.
Америка ислами мунасивәтләр кеңиши (CAIR)ниң муавин директори едвард әһмәд мишел (Edward Ahmed Michel) әнвәр ибраһимниң хитайға берип ши җинпиң билән көрүшкәнликигә баһа берип мундақ деди: “дөләт рәһбәрлири алди билән өз дөлити вә хәлқиниң мәнпәәтини ойлайду. Әмма әнвәр ибраһимдәк бир мусулман дөләт рәһбири башқа дөләттики мусулманлар, мәсилән, уйғур мусулманлириниң һәқ-һоқуқи үчүн гәп қилиши керәк. Биз әнвәр ибраһимниң уйғурларниң әһвалиға көңүл бөлидиғанлиқидин гуманланмаймиз. У дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманларниң һоқуқини қоғдашни изчил тәшәббус қилип келиватиду. Биз һәр қандақ дөләтниң хитай билән алақә қилған чағдики сиясий вә иқтисадий мәқсәтлирини чүшинимиз. Шундақтиму биз баш министир әнвәр ибраһим вә малайсия хәлқиниң барлиқ имканийәтлирини ишқа селип, өз ичидә болсун яки ашкара болсун, хитайдики уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдишини үмид қилимиз”.
Бу йил 10-айниң 4-күни, “әлҗәзирә” қанилиниң даңлиқ риясәтчиси мәһди һәсән малайсия баш министири әнвәр ибраһим билән сөһбәт елип барғанда, униңдин хитайниң уйғурларға қоллиниватқан зулум сиясити һәққидә соал сориған; әнвәр ибраһим ғәззә мәсилисини уйғурлар мәсилисидин айриш керәкликини, ғәззәдә болуватқанларни ирқий қирғинчилиқ, әмма уйғур елидә болуватқанларни ирқий қирғинчилиқ әмәс дәп қарайдиғанлиқини ейтқаниди.
Мәлум болушичә, 2018-йилғичә уйғурларниң диний етиқад әркинликини қоғдаш тәрәпдари болған әнвәр ибраһим, 2022-йил 11-айда малайсия баш министири болғандин кейин позитсийәсини өзгәрткән; 2023-йил 29-марттин 1-апрелғичә хитайда елип барған зиярити мәзгилидә уйғурлар мәсилисини “хитайниң ички иши” дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
Мунасивәтлик учурларға қариғанда, әнвәр ибраһим яш вақитлирида малайсия мусулман оқуғучилар уюшмиси, малайсия мусулман яшлар бирләшмиси қатарлиқ тәшкилатларниң рәиси болған, 80-йиллардин кейин сиясий сәһнигә қәдәм қоюп, малайсияниң муавин баш министири, малийә министири қатарлиқ вәзипиләрни өтигән, 1999-йил чириклик билән әйиблинип түрмигә киргән; 2004-йил қоюп берилгәндин кейин, 2008-йилдин 2015-йилғичә малайсия өктичи партийә лидери болуп паалийәт қилған. 2022-Йилдики малайсия омумий сайлимида ғәлибә қилип, шу йили 24-ноябир күни малайсияниң 10-нөвәтлик баш министири болған. У исламий демократийәни тәшәббус қилидиған сиясәтчи болуп, дәсләпки йиллирида малайсиялиқ хитайларниң содини монопол қилишиға қарши турған болсиму, түрмигә кирип чиққандин кейин “милләтни әмәс, еһтияҗни асас қилған баравәрлик сиясити” ни тәшәббус қилип, хитай билән йеқинлишишқа башлиған.
Америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң башлиқи, малайсияда уйғурлар мәсилисини тонуштуруп келиватқан паалийәтчи абдулһаким идрис әпәнди, 2023-йил 4-айниң 19-күни малайсия пайтәхти куала ломпурдики дарул ислам мәркизидә өткүзүлгән иптар сорунида малайсия баш министири әнвәр ибраһим билән көрүшкәндә, униңға уйғурларниң вәзийитини аңлатқан һәмдә малайсия һөкүмитиниң уйғурларни қоллишини тәләп қилған. Әнвәр ибраһим мусулман бир дөләтниң рәһбири болуш сүпити билән, өзиниң уйғурларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини билдүргән. Әмма хитайға барғанда, уйғурлар мәсилисини бир яққа қайрип қойған.
Абдулһаким идрис әпәнди бу һәқтә радийомизға сөз қилип, хитайниң һазир малайсияда “гүзәл шинҗаң” тәшвиқатини күчәйтиватқанлиқини, әнвәр ибраһимниң буниңға маслишип бериватқанлиқини билдүрди.
Малайсия баш министири әнвәр ибраһимниң уйғур паалийәтчиләр билән көрүшкәндә уйғур мусулманлириға һесдашлиқ қилидиғандәк көрүнүп, хитайға кәлгәндә уйғурлар мәсилисини хитайниң ички иши дәп қариши униң вәзийәткә вә өз мәнпәәтигә беқип иш тутидиған сиясәтчи икәнликини көрсәткән.
Абдулһаким идрис әпәнди әнвәр ибраһимниң, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа көз юмуш бәдилигә хитайдин мәнпәәт елишиға йол қоймаслиқ керәкликини тәкитлиди.
Хәвәрләрдин мәлум болғинидәк, хитай нөвәттә, малайсия, һиндонезийә қатарлиқ мусулманлар көп санлиқ дөләтләр билән һәмкарлиқини күчәйтипла қалмай, 172 милйон мусулман яшайдиған һиндистан билән тоқунушни аяғлаштуруш бәдилигә, талаш-тартиш үстидики чегра земинни һиндистанға беривәткән. Мана булар хитайниң қошна дөләтләр, җүмлидин мусулман дөләтләр билән һәмкарлишип, америка вә ғәрб дөләтлириниң бесимиға тақабил туруш, “ирқий қирғинчилиқ җинайити” тамғисини өчүрүп, өз образини яхшилашқа урунуватқанлиқидин дерәк бериду дәп қаралмақта.