Маңқуртлуқ йоли: қурбан тулумдин қурбан ниязғичә
2023.03.24

Тарихтин буян уйғурларниң һаятида йүз бәргән нурғун қетимлиқ ирқий қирғинчилиқлар вә инсанийәткә қарши җинайәтләрдә миллий мунапиқлар яки өз ичидин чиққан сатқунлар мәлум ролларни ойнап кәлгән. Бундақ әһвал мустәмликә қилинған яки қирғинчилиққа учриған башқа хәлқләрниң тарихидиму көрүлиду. Йәһудий ирқий қирғинчилиқидиму бу тоғрилиқ нурғун мисаллар мәвҗут. Натсистилар германийәси ишғал қилған явропадики нурғун дөләт вә районлардики йәһудийлар мәркәзлик олтурақлашқан мәһәллиләрдә бир қисим йәһудийларниң натсистилар билән һәмкарлашқанлиқи, һәтта уларниң йәһудийларни тонуп бериш, тизимлаш вә лагерларға йоллаш ишлирида қоли барлиқи мәлум. Иккинчи дуня уруши ахирлашқандин кейин бу хилдики кишиләр “йәһудий мунапиқлири” дәп атилип, йәһудий милләтчи тәшкилатлири вә исраилийә дөлити тәрипидин җазаланған. Уларниң йәнә бир қисимлири уруштин кейинки хәлқара сотта “уруш җинайәтчиси” дәп қаралған натсистилар билән бирликтә җинайи җавабкарлиққа тартилған. Болупму 1950-йили исраилийә һөкүмити исраилийә хәлқниң тәлипи билән қечип йүрүп җан сақлаватқан натсистларни вә өз дәвридә натсистларға һәмкарлашқан “йәһудий мунапиқлири” ни җазалаш тоғрилиқ мәхсус қарар елан қилған. Буниң билән исраилийәдә миллий мунапиқларни җазалаш қанунлаштурулған.
Дәрвәқә, бүгүнки күндә “йәһудий қирғинчилиқи” дин кейинки йәнә бир қетимлиқ зор ирқий қирғинчилиқ уйғурлар вәтинидә йүз бәрмәктә. Йәни иккинчи дуня урушидин кейин бир милләтни йоқитишни нишан қилған иккинчи қетимлиқ кәң көләмлик ирқий қирғинчилиқ уйғурларниң бешиға кәлмәктә. Мушундақ бир чоң қирғинчилиқниң йүз бериши вә униң бүгүнгичә давам қилишидиму охшашла уйғурлар ичидин чиққан бир қисим миллий мунапиқларниң хитайға һәмкарлишиватқанлиқи вә мәлум ролларни ойнаватқанлиқини нәзәрдин сақит қилалмаймиз, әлвәттә.
Бүгүнгә қәдәр уйғур ирқий қирғинчилиқиға көз юмупла қалмастин, бәлки хитай билән бирсәптә туруп уйғурларға қарши тәшвиқатларда рол еливатқанлар һәқиқәтән аз әмәс. Лагерларни инкар қилған шөһрәт закир, уйғур ирқий қирғинчилиқини инкар қилған зулһаят исмайил вә зумрәт обул, исламни хитайчилаштурушниң авангарти болған җүмә таһир, абдурәқип төмүрнияз қатарлиқлар буларниң типик мисаллиридиндур.
Уйғур ели коммунист хитайниң мустәмликисигә өткәндин буян, хитайниң аталмиш “биринчи әвлад милләтләр сиясити” пәқәтла аталмиш миллий територийәлик аптономийә һәққи милләтләрни хитайлаштуруш, уларниң сиясий вә мәмурий һәқлирини тартивелиш, қисқиси, аста характерлик ирқий йоқитиш үчүн хизмәт қилип кәлгәниди. Шу қатарда “аз санлиқ милләт кадирлирини тәрбийәләш” сиясити хитайниң ирқий қирғинчилиқтин ибарәт әсли нишанини пәрдазлаш үчүн қоллинилди. Хитай компартийәсиниң биринчи әвлад рәһбири мав зедоң әйни чағда “милләтләр мәсилисини йилтизидин һәл қилиш үчүн, зор бир түркүм миллий кадирларға таянмай болмайду” дәп көрсәткәниди. У йәнә 1949-йилиниң ахири уйғур райониға әскәр тартип маңған пең дехуәйгә йоллиған телеграммисида “хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң һәммидин бурун уйғур хәлқи билән иттипақлишиши лазимлиқи, райондики асаслик йәрлик милләт болған уйғурлар арисидин зор санда коммунист кадирларни йетиштүрүп чиқиш зөрүрлики” ни тәкитлигән иди. Һалбуки, 1950-йилларниң иккинчи йеримида уйғурларниң хитай коммунист һакимийити астида еришишкә тегишлик һәқиқий аптономийә һәқлириниң тартивелинғанлиқиға қарши чиққан яки хитай һакимийитигә қаршилиқ көрсәткән уйғур сәрхиллар “әксилинқилабчи унсур”, “әшәддий йәрлик милләтчи”, “пантүркист” дегән сиясий қалпақлар билән йоқитилди.
Хитай компартийәсиниң иккинчи әвлад рәһбири дең шавпиңму 1980-йилларниң башлириға кәлгәндә охшашла “бөлгүнчиләргә қарши туруш вә шинҗаң хизмитини яхши ишләшниң асаси миллий кадирлардур” дәп көрсәткәниди. Һалбуки аптономийәни һәқиқий әмәлийләштүрүшни, хитай көчмәнлириниң уйғур елидин чиқип кетишини тәләп қилған уйғур сәрхиллириға бу қетимму әң аввал “бөлгүнчи”, кейин болса “диний әсәбий” вә “терорчи” дин ибарәт қалпақлар кийдүрүлүп, зәрбә бериш нишани қилинди. Дең шявпиң дәвриниң ахириқи мәзгиллиридә “үч хил күч” дегән бу қалпақ уйғур миллитиниң хитайдики йеңи сүпити болуп омумлишишқа йүзләнди. Мав дәвридин дең дәвригичә болған җәрянда биңтуән уйғур аптоном районини қисмаққа елиш вә контрол қилиштики “таянч күч” кә айланди, бу җәрянда уйғурлар тәдриҗий һалда өз земинлирини көчмән хитайларға тутқузуп қоюштин, ахирида өз земинлиридин қоғлап чиқирилиш дәриҗисигә йәтти.
Ши җинпиң дәвригә кәлгәндә, аз санлиқ милләтләр кадирлирини йетиштүрүш пүтүнләй дегүдәк “җуңхуа улуси” (хитай улуси) яритиш үчүн хизмәт қилиши керәклики ашкара тәшвиқ қилинишқа башлиди. Ши җинпиң мав вә деңниң изини бесип, хитайдики милләтләр мәсилисини хитайчә услубта үзел-кесил һәл қилмақчи болди.
Дәрвәқә, коммунист хитай һакимийитиниң мав зедоң рәһбәрликидә дөләт қуруш, дең шавпиң башчилиқида қәддини руслаш вә ши җинпиң дәвридә дуняға хоҗа болуш истратегийәлириниң барлиқ қәдәм басқучлириниң һәммисидә уйғурларни йоқитиштин ибарәт бу нийәт ортақ мәвҗут болуп кәлди.
Шуңлашқиму “хитай сөйәр қурбан тулум” ниң изини басидиған “коңзи сөйәр қурбан нияз” ниң пәйда болуши әҗәблинәрлик әмәс, әлвәттә. Гәрчә қурбан тулумни нурғун уйғурлар билсиму, әмма қурбан ниязни билидиғанлар анчә көп әмәс. Лекин қурбан нияз уйғурларни хитайлаштуруштики төһпикар “миллий кадир” сүпитидә хитайдики даңлиқ шәхсләрдин болуп қалди. Ундақта, биз хитайлар көккә көтүриватқан қизил актип қурбан нияз вә униң арқа көрүнүшигә нәзәр селип бақайли.
Хитай мәтбуатлиридики ашкара учурларға қариғанда, қурбан нияз ақсу вилайитиниң учтүрпан наһийәсидин болуп, униң 2003-йили учтурпан наһийиси имамлирим базирида хитай тили башланғуч мәктипи ечип аталмиш “қош тиллиқ маарип” иниң уйғур йеза-кәнтлиригичә омумлаштурулуш қурулушида тунҗи қәдәмни алғанлиқи көрситилгән. Әмма қурбан ниязниң мәктәп ечишқа салған нәччә йүз миң йүән мәблиғиниң нәдин кәлгәнлики һәққидә ениқ мәлуматлар йоқ. Бәзи мәнбәләрдә шәхсий мәблиғи дейилсә, йәнә бәзи мәнбәләрдә һөкүмәт ярдими дейилгән.
Қурбан ниязниң аталмиш “дөләт тили мәктипи” ноқул һалдики хитай тили өгитиш мәктипи болмастин, бәлки коңзичилиқ тәлиматини арқилиқ уйғур балилирини кичикидин башлапла хитайлаштурушни нишан қилған “меңә ююш мәктипи” дур. 2016-Йили хитай һөкүмити 17 милюн йүән мәбләғ селип, қурбан ниязниң мәктипидә 8700 кивадрат метир көләмдики йеңи ятақ бинаси селип бәргән. Буниңдин башқа мәзкур мәктәпкә һәр йили учтурпан наһийәлик һөкүмәттин аҗритилидиған мәбләғниң миқдари 760 миң йүән болған. Мана мушундақ күчлүк қоллашлар нәтиҗисидә, қурбан ниязниң мәктипидә уйғур балилири өзлири билән һечбир тарихий туғқандарчилиқи болмиған “коңзи” тәлиматини өгинипла қалмай, бәлки йәнә “коңзиниң бутиға тавап қилиш, һәр күни коңзиниң һәйкили билән муңдишиш” қа мәҗбур болған. Униңдин башқа қурбан ниязниң мәктипидики уйғур балилар “җиңҗү тиятири”, “хуа мулән”, “ша җябаң” қатарлиқ хитай классик аһаңлирини ейталайдиған дәриҗигә йәткән.
Қурбан нияз техи бир қанчә күн аввал учтурпан наһийәсидә ечилған аталмиш кадирлар йиғинида, хитайниң әнәнивий мәдәнийәт вә өрп-адәтлирини уйғурларниң һаятиға сиңдүрүветиш үчүн, йеза-кәнтләрдә “мәдәнийәттә озуқландуруш талла дуканлири” ечиш тәклипини бәргән. Мәзкур тәклипниң маһийитидин қариғанда, учтурпанлиқ уйғурларниң кейинки яшаш адәтлирини пүтүнләй хитайлаштуруш, йәни хитайчә йейиш-ичиш, хитайчә яшаш, шундақла хитай болуп туғулуп, хитай болуп өлүшкичә барлиқ мәзмунларни өз ичигә алғанлиқидин гуман қилиш кәтмәйду.
Қарайдиған болсақ, қурбан нияз аталмиш “мәктәп” қурған шу йилларда, уйғур елидә аталмиш “қош тил” намидики хитайлаштуруш сиясити күчәп йолға қоюлған йиллар иди. Чүнки бу йиллар дәл хитайниң уйғур елида 1950-йилидин буян йүргүзүп кәлгән “қош тил” сияситиниң иккинчи басқучи ахирлишиш мәзгили иди. Иккинчи басқуч хитайлаштуруш сиясити 90-йиллардин башлап йолға қоюлғаниди. Бу басқучта уйғур тили маариптин қисмән чиқирип ташланған, уйғур мәктәплири билән хитай мәктәплири бирләштүрүлүшкә башлиған, аталмиш “қош тил тәҗрибә синипи” һәр мәктәпләрдә қурулған вақитлар иди. 2003-Йили аталмиш “қош тил маарипи” ниң үчинчи басқучиға кириш дәври болуп, уйғур тилини маариптин пүтүнләй сиқип чиқириш пилан қилинғаниди.
Дәрвәқә, қурбан ниязниң дәл мушу йилларда “җуңхуа мәдәнийити вә әнәнилирини уйғур балилириниң қәлбигә сиңдүрүш” хиялиға келип қелиши вә хитай һөкүмитиниң күчлүк қоллишиға еришиши, бир тасаддипийлиқ әмәслики тәбиий. Техиму муһими, 2000-йилларда җәнубий уйғур елиниң асаслиқ аһалиси йәнила уйғурлар иди. Бу районларда хитай тилини омумлаштуруш үчүн бәлгилик оқутқучилар қошуниниң болуши шәрт қилинатти. Һалбуки, бу вақитта пүткүл уйғур елидики маарип системисида “хитай тили сәвийә имтиһани” йолға қоюлуп, бу шәрткә уйғун кәлмәйдиған уйғур оқутқучилар иштин чекиндүрүлгәниди.
Қурбан ниязниң қаришичә, тил билмәслик бир милләтниң тәрәққиятини чәкләйдиған чоң амил болуп, кейинки әвладларниң қийнилип қалмаслиқи үчүн чоқум хитайлишиши керәкмиш.
Бу йәрдики мәсилә әслидә уйғурларни өз тили вә мәдәнийитидин пүтүнләй айрип, омумйүзлүк хитайлаштурушни нишан қилинғанлиқидидур. Чүнки уйғурлар омумйүзлүк хитайлаштурулғандин кейин, хитайниң шәклән бәргән аталмиш “аптономийә” симу тәбиий һалда әмәлдин қалиду, у чағда уйғурларниң милләт кимлики, тили вә мәдәнийитини сақлашқа һеч еһтияҗ қалмайду. Әгәрдә уйғур хәлқи йоқириқи әң негизлик кимликлиридин айрилғанда уларниң бир милләт сүпитидә тарих сәһнисидин ғайиб болуши пәқәтла вақит мәсилисигә айлиниду.
Мушу мәнидин ейтқанда, мәйли қурбан нияз болсун яки хитай йетиштүрүп чиққан башқа маңқуртлар болсун, уларниң “уйғурлуқ” нами билән бүгүнгичә давамлаштуруп келиватқан барлиқ қилмишлири, әмәлийәттә өз миллитиниң улини колап, хитайға янтаяқ болуштин башқа нәрсә әмәс, әлвәттә!
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.