Уйғур елидики һәрбий паратлар чәтәл муназирә бәтлиридә бөлүнүш пәйда қилди
2017.03.01
Хитай қораллиқ қисимлириниң уйғур елиниң һәрқайси шәһәрлиридә арқа-арқилап елип бериватқан һәрбий күч көрситиш һәрикәтлири хәлқара ахбаратлардиму кәң хәвәр қилинип, тор дунясидиму күчлүк инкас қозғимақта. Бу хил қораллиқ һәйвә көрситиш һәрикәтлиригә нисбәтән уйғур елидики кишиләрниң инкасиниң немә болуватқанлиқи ениқ болмаслиқ билән бирликтә, чәтәлләрдики муназирә бәтлиридә бу һәқтә күчлүк муназириләр болди. Ундақта, бу муназириләрдә немиләр дейилмәктә, тордашларниң арисидики инкасларда қандақ пәрқләр оттуриға чиқмақта?
Гумидики пичақлиқ һуҗум вәқәсидин кейин уйғур елиниң үрүмчи, қәшқәр, хотән қатарлиқ җайлирида хитай қораллиқ қисимлири арқа-арқилап “һәйвә билән чөчүтүш, қораллиқ күч көрситиш” темисидики террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни қоғдаш қәсәмяд йиғинлирини уюштурған иди. Пичақлиқ һуҗумдин кейинла елип берилған бу һәрикәтләр хәлқарадики кишилик һоқуқ органлири вә уйғур ели вәзийитини көзитип келиватқан бир қисим нопузлуқ тәтқиқатчилар тәрипидин тәнқидкә учраватқанда, дүшәнбә күни йәни 27-феврал күни үрүмчидә хитай қораллиқ қисимлири йәнә қораллиқ күч көрситип, һәйвә қилған. 10 Миңдин ошуқ қораллиқ әскәр қатнашқан бу террорлуққа қарши туруш һәрбий паратида танка вә тик учарларму қоллинилған. Хитай ахбарат васитилири әлвәттә бирдәк бу маневирларниң йәрлик хәлқниң күчлүк һимайисигә еришкәнликини, һәр җай, һәр саһә аммисиниң террорчилар билән қәтий күрәш қилиш һәққидә қәсәм қилғанлиқини хәвәр қилди. Биз қәшқәрдики бир қисим җайларға телефон қилип кишиләрниң бу паратқа қандақ қарайдиғанлиқини билип беқишқа тиришқан болсақму, нурғун кишиләр телефонни елип соални аңлиғандин кейинла телефонни үзүвәтти. Җаваб қайтурғанларму соаллиримизни еһтиятчанлиқ билән җаваблиди. Телефонимизға чиққан бир уйғур киши даириләрниң шундақ паалийәтләрни қиливатқанлиқини, өзиниң бәк бу ишларни чүшинип кәтмәйдиғанлиқини ейтти.
Биз йәнә у кишидин, уйғур елидә вәқә чиқириватқан кишиләр һәқиқәтән һөкүмәт ейтқандәк диний әсәбий күчләрниң тәсиригә учриған кишиләрму, дәп, өзиниң буниңға қандақ қарайдиғанлиқини соридуқ. Бирақ у киши бу соалға җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтти.
Биз қәшқәрдики йәнә бир меһманханиға телефон қилип, у йәрдики хитайдинму бу паратлар вә қәшқәрниң бихәтәрлики һәққидә соал соридуқ. Уму бизгә бу паратларниң һөкүмәтниң бир туташ орунлаштуруши билән һәммә җайда өткүзүлүватқанлиқини ейтти. Бирақ у қәшқәрни бихәтәр яки әмәс дәп баһа берәлмәймән, деди.
Уйғур елидә сиясәткә, вәзийәткә, милләтләр мәсилисигә четилидиған һәрқандақ бир иш үстидә пикир баян қилиш даириләрниң алақидар қанунлириға асасән охшимиған намлар билән җазалиниватқан бир шараитта, уйғур елидики муназирә тор бәтлиридиму бу хәвәргә қарита бир муназирә қозғалмиған. Әмма чәтәлләрдики иҗтимаий алақә тор бәтлиридә болса, уйғур елидики бу қораллиқ күч көрситиш һәрикәтлири күчлүк муназирә қозғиди. “шаңхәйлик” намлиқ хәвәр тор бетидә дүшәнбә күни үрүмчидә террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни қоғдаш үчүн он миң қораллиқ әскәр қатнашқан һәрбий парат өткүзүлгәнлики рәсимлик хәвәр қилинған. Бу тор бәтниң фейисбук торидики сәһиписидә хәвәргә нәччә йүз инкас йезилған. Инкасларниң омумий еқимиға қариғанда, хитай болмиған тордашлар асасән хитай һөкүмитиниң бу қораллиқ күч көрситиш һәрикитигә һәйран қалған яки уни әйиблигән. Бәзи тордашлар инкаслирида һәрбий паратни гитлерниң әйни вақиттики фашист әскәрлириниң паратлириға охшатқан болса, бәзилири хитай һөкүмитиниң уйғур елидики вәзийәттин немишқа бунчә чөчүп кәткинини сориған. Бир тордаш инкасида “террорлуқ арқилиқ террорлуқни қандақ йоқатқили болиду?” дәп язған. Йәнә бир тордаш инкасида “хитай һөкүмити әлвәттә мениң гепимни аңлимайду, әмма мән шундақтиму пикримни десәм, буниңға охшаш қорал күчи арқилиқ вақитлиқ ғәлибини қолға кәлтүргили болсиму, әмма у ақивәттә йәниму еғир зораванлиқни кәлтүрүп чиқириду” дәп язған.
Хитай тордашлар асасән һөкүмәтниң бу тәдбирлирини қоллаш позитсийини ипадиләш билән биргә йәнә, уйғур террорчиларниң қаттиқ әдипини бериш керәкликини илгири сүргән. Хитай тордашлири һәтта хитай һөкүмитиниң уйғур елидики сияситини тәнқидлигән яки уйғурларға һесдашлиқ қилип инкас язғанларға “ғәрблик дүшмәнләр” “икки хил өлчәмликләр” дәп һуҗум қилған. Инкаслар арисида уйғур елиға берип баққан яки шу йәрдики вәзийәттин хәвәрдар бир қисим тордашлар өз инкаслирида, бу җай байлиққа толған, муһим истратегийилик җай болғачқа хитай һөкүмитиниң бу җайни ишғал қилғанлиқини, уйғурларниң бойсундурулған хәлқ икәнликини, әмәлийәттә һәрқандақ бир уйғурниң ичигә кирип чиқса, хитай кимликини қобул қилишни халимайдиғанлиқини язған. Антони исимлик бир тордаш өз инкасида “уйғурлар милләт, өрп-адәт, дин һәммә җәһәттин хитайлардин түптин пәрқлиқ. Әгәр кимки хитай компартийисиниң у йәрдики мәвҗутлуқини тоғра дәп қарайдикән, у һалда у бир натсесттур” дәп язған.
У йәнә, өзигә һуҗум қилған, уйғур елиниң та чиң сулалиси мәзгилидила җуңгониң земини икәнликини илгири сүргән хитай тордашларға уйғурларниң техи йеқинқи замандила икки җумһурийәт қурған мустәқил хәлқлиқини, хитай коммунистлириниң у җайни ишғал қилғанлиқини билдүргән вә йәнә сөзини мундақ дәп давам қилған “хитай компартийиси кәлди вә у йәрдә завутларни қурди, көмүр, йәр асти байлиқлири, нефит вә тәбиий газ ишләпчиқиридиған базиларни ачти вә нурғун хитайларни бу йәрләрдә ишләш үчүн тошуп әкәлди. Уйғурларға һечқандақ иш бәрмиди. Уйғурлар паспорт алалмайду, я ишлийәлмәйду. Сән уларниң байлиқини елип, уларға ишләш имкани бәрмәй вәқә чиқишиға өзүң сәвәб болуп туруп, вәқә чиқса йәнә қақшамсән?” дәп язған. Бир қисим хитай инкас язғучилар хитайда аз санлиқ милләтләргә алаһидә сиясәт барлиқини, әмма йәнила уйғурларниң қалаймиқанчилиқ чиқириватқанлиқини язған. Әмма униңғиму бәзи тордашлар қарши чиқип, алаһидә имтиязниң уйғурларға әмәс, хитайларға бериливатқанлиқини билдүрүп, хитай тордашларни меңиси ююлған, бичариләр, дегән.
Хитай тордашлардики бу хил уйғурларға өчмәнлик хаһиши яки һәрқандақ бир вәқәдә дәрһал радикаллиққа яки уйғурларниң мусулманлиқиға бағлайдиған әһвални техи йеқинда кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия ишлири тәтқиқатчиси мая ваң өзи елан қилған мақалидә күн тәртипкә елип кәлгән иди. У хитай тордашлиридики бу хил қара-қоюқ әйибләш вә өчмәнликини хитай һөкүмитиниң учурни қамал қилип, пәқәт өзиниң тәшвиқатинила йорғулитиш һәрикитиниң нәтиҗиси, дәп көрсәткән. Америка уйғур бирләшмиси рәиси, уйғур сиясий вәзийәт анализчиси елшат һәсән әпәндиму буниң әң муһим сәвәбиниң хитай һөкүмитиниң йиллардин буян әп бериватқан тәшвиқатиға мунасивәтлик икәнликини көрсәтти.
Әмма, йеқинқи йиллардин буян америкиға охшаш ғәрб әллиридә хитайдин келип оқуватқан җуңголуқ оқуғучилардики юқиридикигә охшаш мәсилиләрдә хитай һөкүмити билән охшаш линийини яқилаш хаһиши йеқиндин буян көзәткүчиләрни һәйран қалдуруватқан йәнә бир мәсилигә айланди. Техи йеқинда америка университетлирида оқуватқан җуңголуқ оқуғучиларниң калифорнийә университетиға далай ламаниң келип нутуқ сөзлишигә қарши һәрикәт қозғиши, болупму уларниң бу һәрикәтләрни ғәрбтики “өз ичигә елиш”, “охшимиған пикирләргә һөрмәт қилиш” дәйдиған принсипларни қоллинип туруп елип бериши һәйранлиқ яратқан иди.