Марко рубйо: “‛нйо-йорк вақти‚ гезити немә үчүн уйғурлар һәққидики мәхпий һөҗҗәтләрни бастуруп қойди?”

Мухбиримиз әзиз
2021.12.03
Хитайниң уйғур дияридики нопусни шалаңлаштуруш сиясити вә буниңға йошурунған ахириқи мәқсәдләр Вашингтон шәһиридики “комунизим қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси, доктор адрян зенз “уйғур сот коллегийәси” дә тор арқилиқ уйғурларниң нопусиниң кемийиши тоғрисида гуваһлиқ бәрмәктә. 20201-Йили 13-сентәбир.
Photo: RFA

Уйғур дияридики зулум вә бастуруш һәркәтлири ташқи дуняға көпләп мәлум болуватқанда 2019-йили ноябирда “нйо-йорк вақти” гезити мәхпий йоллар арқилиқ өзлириниң қолиға йәткән 400 бәттин артуқ хитайчә һөҗҗәт һәққидә мәлумат бәрди. Шу вақиттики хәвәрдә ейтилишичә, бу һөҗҗәтләр хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастуруш һәркәтлири тоғрисидики “мутләқ мәхпий” һөҗҗәтләр болуп, бу җәһәттики көплигән тәпсилатлар баян қилинған икән. Шу вақитта уларниң бу һәқтики хәвиридә хитай рәиси ши җинпиңниң “шинҗаңдики терорчи вә бөлгүнчи күчләргә қилчиликму рәһим-шәпқәт қилишқа болмайду” дәп йолйоруқ бәргәнлики алаһидә гәвдиләндүрүлгәндин башқа, нәччә йүз бәтлик бу һөҗҗәттә баян қилинған шунчә көп тәпсилатлар һәққдә һечнәрсә дейилмигән иди.

Аридин икки йил өткәндә, йәни 2021-йили ноябирға кәлгәндә лондон шәһридики уйғур сот коллегийәсиниң гуваһлиқ сөһбитидә бу һөҗҗәтләрниң көп қисми лагиршунас мутәхәссис адрян зензниң әмгики арқилиқ ташқи дуняға мәлум болди. Униң бу һөҗҗәтләргә беғишланған зор һәҗимлик доклати елан қилинғандин кейин “нйо-йорк вақти” гезитиниң шунчә көп вә муһим болған һөҗҗәтләрни икки йил бесип йетип, буниңдики шунчә көп назук учурларни ташқи дунядин “сир” тутқанлиқи һәр саһәниң күчлүк диққитини қозғиди.

Америка кеңәш палатасиниң әзаси марко рубйо әпәнди бу мәсилигә әң кәскин инкас қайтурди. У 30-ноябир күни “нйо-йорк вақти” гезити ширкитиниң баш иҗраийә рәиси сулзберг әпәндигә очуқ мәктуп йоллап: “ши җинпиңниң шинҗаңдики қирғинчилиққа бивастә бағлинишлиқ икәнликини көрситидиған шунчә көп һөҗҗәтләрни немә үчүн шунчә узун бесип йетивалдиңлар?” дәп соал қойған. Шуниңдәк “мутләқ мәхпий” болған бу һөҗҗәтләр ашкара болған туруқлуқ, бундақ бир зор реаллиқни бирла хәвәр билән түгитишниң 1933-йили мәзкур гезитниң сабиқ совет иттипақи, җүмлидин украина тәвәсидики мислисиз ачарчилиқ қилмишини ғәрәзлик һалда хәвәр қилмаслиқ, шу арқилиқ ситалинниң һакиммутләқлиқигә вастилик һалда чапан йепиш билән охшишип кетидиған қилмиш икәнликини алаһидә әскәрткән.

Марко рубийо мәктубида ениқ қилип: “ашу кишиләр һаятини доға тикип туруп чәтәлгә йоллиған бу һөҗҗәтләр өлүм гирдабида җан талишиватқан шунчә көп инсанларға ярдими болар, дегән үмидтә силәргә тапшуруп берилгән. Гезитиңларниң бунчә көп мәхпий һөҗҗәтләрни бесип қоюшиға ким җавабкар?” дәп соал қойған. Арқидинла уйғур дияридики қирғинчилиққа ши җинпиңниң бивастә җавабкар икәнлики бу һөҗҗәтләрдә ениқ ейтилған турса, уларниң бу һәқтики хәвәрдә җавабкарлиқни оттура дәриҗилик башқа әмәлдарларға артип қойғанлиқини кәскин тәнқидлигән. Шу қатарда бу һәқтики бәш түрлүк соални оттуриға қоюп, уларниң буниңға язма җаваб қайтуруши лазимлиқини тәкитлигән.

Мәзкур очуқ мәктуп елан қилинғандин кейин, һәрқайси саһәниң күчлүк диққитини қозғиған. Һәрқайси ахбарат вастилири бәс-бәстә бу һәқтики обзор вә тәқриз мақалилирини елан қилған.

“нйо-йорк вақти” гезити елан қилған бу һөҗҗәтләрни башқа мәнбәләр арқилиқ тәпсилий көрүп чиққан һәмдә бу һәқтә алаһидә доклат тәйярлиған лагершунас адрян зенз әпәнди бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида өзиниң бу мәсилигә болған қаришини өзгичә шәкилдә тилға елип өтти: “(марко рубйо) бу хәттә ‛нйо-йорк вақти‚ гезитиниң шунчә ениқ испатлар билән тәмин әткән һөҗҗәтләрни бесип қойғанлиқини әйиблиди. Мениңчә, буниңдики сөзләрниң бир қисим тоғра болса, йәнә бир қисми сәл ашуриветилгән. Уларниң бу һөҗҗәтләрниң толуқ текистини елан қилмиғанлиқи раст. Бу һөҗҗәтләрни тәпсили муһакимә қилмиғанлиқиму раст. Әмма чүшинишимиз лазимки ‛нйо-йорк вақти‚ гезити бу мәсилиләр һәққидә пәқәт бир парчә мақалә елан қилипла болди қилди. Буниңға гезитниң сәһиписи йетишмидиму билмидим, пәқәт омумий оқурмәнләрни көзлигән һалда мушу бир парчә хәвәр елан қилиш биләнла бу иш түгигән болди. Шундақ қилип бу һөҗҗәтләрдә тилға елинған интаийн муһим бағлинишлар тилға елинмай қалди. Болупму буларниң ичидә ши җинпиңниң бир қетимлиқ нутуқ текисти бар болуп, буниңға ‛мутләқ мәхпий‚ дәп тамға урулған. Мана мушу һөҗҗәтни айрим бир хәвәр қилса болатти. Әмма улар ши җинпиңни рәнҗитишни халимай қалдиму яки башқа сәвәб барму ишқилип, бу һәқтә сүкүт қилишни таллиди.”

Доктур адрян зенз “нйо-йорк вақти” гезитиниң бундақ қилишидики башқа сәвәбләр һәққидә һазирчә ениқ язма испатлар болмиған әһвалда тәсәввур шәклидә мәлум пикирни оттуриға қоюшқа қарши туриду. Шуниңдәк өзиниң испатсиз һалда һөкүм чиқириштәк болмиғурлуққиму қарши икәнликини алаһидә тәкитләйду. У бу һәқтә сөз болғанда “хитайдин қорқуш бәлким әң муһим сәвәб болуши мумкин” дәйду.

Дәрвәқә, адрян зензниң бу һәқтики доклати елан қилинип әтисила, йәни 30-ноябир күни хитай һөкүмити 61-нөвәтлик мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип мәхсус адрян зензни “көзини парқиритип туруп ялған сөзлигән” дәп әйиблигән. Шуниңдәк өзлириниң униңға қарши “қануний һәркәт қоллинидиғанлиқи” ни елан қилған.

Бу һәқтә сөз болғанда адрян зенз буниң бәкму бимәнә бир билҗирлаш икәнликини тилға алди: “бу аңлимаққа бәкму қизиқарлиқ болған бир билҗирлаш болди. Әлвәттә, мән буниңдин пәришан болдум. Йәнә келип буни мәвһум шәкилдики бир тәһдит, десәкму болиду. Улар мушу тактика арқилиқ мени қорқутмақчи болуватиду. Чүнки улар мушу усулни қолланса башқилар буниңдин тәәҗҗүпкә чүшиду вә немә болуватқанлиқини сүрүштә қилиду. Йәнә келип бу биринчи қетимлиқ ишму әмәс. Илгириму хитай мәркизий һөкүмити вә шинҗаңдики йәрлик һөкүмәт мени сотқа бәрмәкчи болғанлиқини көп қетим пәш қилған.”

Мәлум болушичә, бу қетим кеңәш палата әзаси марко рубийо “нйо-йорк вақти” гезитиниң өзи сориған соалларға язма шәкилдә җаваб беришини алаһидә тәләп қилған болуп, буниң қандақ ахирлишидиғанлиқи һәққидә охшимиған тәхминләр оттуриға чиқмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.