Алимәдин паалийәтчигичә: майсәм мутәллипованиң һаят кәчүрмишлири (2)
2019.07.04

Алмута шәһиригә анчә йирақ болмиған ғалҗат районидики уйғур мәһәллисидә русчә мәктәптә оқуғиниға қаримай уйғурлуқ кимликигә тоюнуп чоң болған майсәм мутәллипова өзиниң тохтавсиз тиришчанлиқи билән 1995-йили москвада теббий пәнләр бойичә докторлуқ унвани алди. Униң бу мәзгилдә чашқанни асас қилған һалда ғол һүҗәйрә саһәсигә чоңқурлап кириши униң кейинки йили американиң вискансин университетиға келип мозайни клонлаш саһәси бойичә ишлишигә йол ачти шундақла у мушу саһәдә утуқ қазанған тунҗи шәхс болуп қалди.
Шу нәтиҗидин кейин майсәмниң илим-пән саһәсидики хизмитигә йоллар дағдам ечилди һәмдә 2005-йили америкидики әң даңлиқ алий мәктәпләрниң бири болған масачуссетс технологийә институти (MIT) қармиқидики ғол һүҗәйрә тәтқиқат мәркизигә хизмәткә қобул қилинди. У бу йәрдә өз кәспигә даир көплигән илмий мақалиләрни язди һәмдә уларни хәлқарадики даңлиқ тәбиий пән журналлирида елан қилди. Кейинчә мәзкур мәркәзниң директорлуқини үстигә алди. Әмма “он күлкиниң бир йиғиси бар” дегәндәк униң хизмәттики ғәлибилиригә вә утуқлириға җөр болуп келиватқан аниси ахири паркинсон кесилидин сақиялмай майсәмниң етикидә җан үзди.
Әмма анисиниң өлүми майсәмниң уйғурлуқ риштини үзүп қоймиди. У өзиниң уйғурлуқ әксини бостон шәһиридики уйғур җамаити билән болған алақә дунясидин тепип кәлди шундақла һазирғичә уйғур җамаитидин айрилмай өзини шуларниң бир парчиси, дәп қарап кәлди.
Майсәмниң хизмәттики утуқлири вә салаһийити униңға ғәрб дунясидики раһәт-парағәтлик турмушқа интилгүчи һәрқандақ киши арзу қилидиған барчә шараитларни яритип бәргән иди. Әмма уйғур достлиридин уларниң ата-анилири, ака-сиңиллири яки башқа уруқ-туғқанлириниң йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқи, уйғурлар дияридики сиясий бастурушниң хилму-хил ипадилири һәққидә түрлүк хәвәрләрни аңлиғанда майсәм өзиниң раһәтлик турмушидин раһәт һес қилалмиди.
“калиниң мүңгүзигә урса тувиқи сирқирапту” дегәндәк уйғурларниң бешиға келиватқан бир-биридин еғир паҗиәләр майсәмниң йүрикини әзди. Көзи уйқудин бидар болди. Ичи сиқилғанлиқтин у немила болмисун бир иш қилиш керәк, дәп ойлиди. Дәл мушу сәвәбтин у билип-билмәйла паалийәтчигә айлинип қалди.
Бу җәрянда у долқун әйса, рошән аббас, зубәйрә шәмшидин қатарлиқ уйғур паалийәтчиләр билән көп қетимлап учрашқанда уларниң өзигә қанчилик илһам вә мәдәт бәргәнликиниму зоқ-шох билән сөзләп өтти.
Майсәмниң өткән икки һәптидин буян ай-юлтузлуқ көк байрақни көтүргиничә харвард университетида қиливатқан ялғуз кишилик намайиши, уйғурлар дияриниң һазирқи сиясий вәзийити әкс әттүрүлгән чоң типтики сүрәтлик әлбумни харвард мәйданидики кишиләргә сунуши дегәнләр көпчиликни қизиқтурғачқа сөһбитимиздә буму муһим темилардин болди. Бу һәқтә сөз болғанда майсәм өзиниң бостондики уйғурлардин абдуварис аблимитниң йеқиндин ярдәмдә болуши билән бу намайишни давам қиливатқанлиқини сөзләп келип, намайишни лагер тақалғичә давам қилидиғанлиқини билдүрди.
Майсәмниң билдүрүшичә у өзиниң ялғуз кишилик намайишини давам қилдурғандин буян буниң өзигә чушлуқ үнүми болмақта икән. Болупму бир қисим америка пуқралириниң уйғурларға һесдашлиқ қилиши вә қоллишини қолға кәлтүрүшкә пайдилиқ болмақта икән.
Биз ахирида “бу хилдики паалийәтләрниң хизмәт вә тәтқиқат ишлириға дәхли йәткүзүп қоюшидин әнсирәмсиз?” дәп сориғанда өзиниң һәммидинму бәкрәк кейинки уйғур әвладлириға йүз келәлмәйдиған бир уйғур алимәси болуп қелиштин бәкрәк әнсирәйдиғанлиқини билдүрди.
Майсәмниң ялғуз кишилик намайиши давам қилмақта, у көтүргән ай-юлтузлуқ көк байрақ һәр һәптиниң ахирида харвард мәйданида ләрзан йәлпүнүп, өткән-кәчкәнләргә уйғурниң қисмитини аңлатмақта. Биз униңға техиму зор утуқларни тиләп зияритимизни ахирлаштурдуқ.