Муңға патқан мәдәнчилик излири
2023.05.16
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, 2023-йил, апрел ейида бай наһийиси тәвәсидә зор көләмлик мәдәнчилик харабиси байқалған. Бу харабиликниң көлими шәрқтин ғәрбкә тәхминән 2000 метир, җәнубтин шималға 1500 метир даиридә болуп, харабиликтин төмүр вә мис қатарлиқ мәдәнләрни тавлашта қоллинилған тавлаш печи, метал рудиси, дашқал вә метал тавлаш әсваблириниң излири тепилған. Лекин хитай тәтқиқатчилири бу җайниң йил дәврини чиң сулалиси дәвридин минго дәвригә бағлиған. Хитай хәлқ университети профессори ли шиявниң шинхуа агентлиқиға билдүрүшичә, бу мәдән тавлаш харабилики мәйли тавлаш очиқиниң қурулмиси болсун, яки тавлаш техникиси җәһәттин болсун наһайити юқири сәвийәдә икән. Хитай тор бәтлиридин ашкарилинишичә, илгириму кучар наһийәси әтрапидинла 11 җайдин қәдимий мәдәнчилик излири байқалғаникән.
Һазирқи кучарниң қәдимки нами күсән болуп, қәдимки күсән дөлити тарим вадисидики иқтисад вә мәдәнийити бирқәдәр тәрәққий қилған дөләтләрдин иди. Хитай тарихчилири қәдимки күсән дөлити тәвәсидики көп җайда мәдәнчилик, төмүр вә мис тавлаш излирини байқалғанлиқини етирап қилишқан.
5-Әсирләргичә болған арилиқтики униң территорийәси һазирқи кучар наһийәсини мәркәз қилған һалда бүгүр, шаяр, тоқсу, бай, ақсу, учтурпан қатарлиқ наһийә-шәһәрләрни өз ичигә алғаниди. Мәдәнчилик излири тепилған бай қәдимки күсәнниң земини иди.
Күсән хәлқи яратқан көп қирлиқ вә сеһри бәхш әткүчи һекмәтләр йипәк йолидики муһим өтәң болған бу земинни дуняға тонутуп кәлгән. Күсән хәлқи нахша-музика, уссул, тиятирчилиқ, гүзәл-сәнәт, кийим-кечәк, тебабәтчилик вә қол һүнәрвәнчиликтә инсанийәт мәдәнийитигә зор төһпиләрни қошқан.
Өткән әсирниң 80-йиллиридин башлап, тәңри теғиниң җәнубий етикигә җайлашқан һазирқи кучар, йәни қәдимки күсән вадилиридин арқа-арқидин түрлүк мәдән канлири вә мәдән тавлашқа аит буюмлар тепилишқа башлиған.
Күсән диярида яшиған хәлқниң миладийидин хели бурунқи дәврләрдин башлапла мәдән тавлаш техникисини, миладийә 4-5-әсирләрдә нефит елиш техникисини игиләш билән биллә өз юртиниң мол тәбиий қезилма байлиқлиридин үнүмлүк пайдилинип, түрлүк мәдәнләрни тавлап, тавланған металлардин һәр хил ишләпчиқириш қорал-сайманлири, турмуш буюмлири, зибузиннәт буюмлири вә тәңгә пул ясап өзлириниң маддий вә мәниви турмушини бейитқанлиқи мәлум. Күсән дөлити дәвридә, күсәнниң мәдәнчилики сиҗил тәрәққий қилип, тарим бойлиридики шәһәр бәгликлирини түрлүк метал буюмлар билән тәминлигән. Тәбиий һалда бу хил тәрәққият асаси кейинки дәврләрдә кучар мәдәнчиликиниң тәрәққий қилишиға асас салған.
Һалбуки хитай тарихчилири вә даирилири нөвәттә уйғур дияриниң қәдимки дәврләрдики мәйли деһқанчилиқ ишләпчиқириши болсун яки түрлүк техникилар болсун, һәммисиниң оттура түзләңликтин бу районға тарқалғанлиқини тәшвиқ қилмақта. Бу әмәлийәттә “хитай мәркәзлик идийәси” болуп, хитай тарихчилири, археологлири вә даирилириниң бу идийәни уйғурларға сиңдүрүшкә урунуватқанлиқи ениқ. Хитай даирилири байдики мәдәнчилик харабисиниң байқилишидин ибарәт һадисини суйиистемал қилип, хитай дөлитиниң мәдәнчилик тарихи йил дәвриниң илгири сүрүлгәнликини вә хитайниң қәдимки мәдәнчилик техникисиниң чүмпәрдисини ачқанлиқини елан қилди.
Бу хил мәдәнчилик техникисини өз ичигә алған хитайниң илғар мәдәнийити ғәрбий юртқа тарқалған дәйдиған тәшвиқатлиридин бири хитайдики “мәдәнчилик-металлургийә учури” тор сәһиписидә елан қилинған “қәдимки хитай дөлитидики төмүр тавлаш техникисиниң келип чиқиши үстидә издиниш” намлиқ мақалә болуп, мәзкур тор бетиниң тәклиплик аптори бу язмисида хитай тәрипидин “ғәрбий дияр” дәп аталған җайлардики мәдән тавлаш техникисиниң тарихи һәққидә мундақ мулаһизә вә йәкүнлирини оттуриға қойған: “гәрчә күсән дөлитиниң миладийәдин бурунқи 2-әсирдила төмүр қораллар дәвригә киргәнлики мәлум болсиму, әмма у төмүр қораллар йәрлик хәлқниң иҗадийити әмәс иди. Төмүр, мис қораллар дәвригә аит мәдәнийәт ядикарлиқлири қәдимки юнан, шундақла ғәрбий асиядики әрәб, сак вә ариянларниң васитиси билән бу йәрләргә елип келингән вә йәрлик хәлқләр арисида тарқалған. Иптидаий төмүр қораллар ғәрбий райондин оттура түзләңликкә тарқилип, оттура түзләңликниң илғар мәдәнийити вә техникиси билән юғурулуп, учқандәк тәрәққий қилған. Кейинки мәзгилләрдә җаң чийәнниң ғәрбий районға қилған әлчилик сәпири нәтиҗисидә техиму илғар болған төмүрчилик техникиси өз нөвитидә ғәрбий районға тарқалған”.
Мақалидә йәнә оттура түзләңликтики мәдәнчилик техникисиниң қәдимки күсән дөлитигә тарқилип, күсәнниң иқтисадий вә һәрбий тәрәққиятида өчмәс төһпә яратқан дегәндәк тарихий пакитларға уйғун болмиған кона сәпсәтисини базарға салмақта.
Лекин, қәдимки күсән дөлити тәвәликидин зор миқдардики мәдәнчилик изналириниң тепилиши, өз нөвитидә күсән мәдәнийити тәтқиқатидики бошлуқни толдуруп униңға муһим мәнә вә мәзмун қошиду. Әқил-парасәтлик, әмгәкчан күсән хәлқиниң қәдимки дәврләрдила өз земинидики түрлүк мәдән-қезилмиларни тавлап, өзлириниң маддий вә мәниви еһтияҗини қандуруп кәлгәнликидәк йәкүнләрни мустәһкәмләп бериду.
Ундақта хитай тәтқиқатчилириниң “һәммә мәдәнийәт оттура түзләңликтин кәлгән” дәйдиған юқириқи сәпсәтилиригә қарши илмий пакитларға нәзәр селип бақайли: мәркизий асияниң қир-яйлақлиридин, бипаян бостанлиқларға җайлашқан иптидаий харабә излири вә қәбристанлиқлардин илгири-кейин болуп, наһайити көп санда төмүр вә мис буюмларниң қезивелинғанлиқи бизгә мәлум. Тарим вадисини елип ейтидиған болсақ, кучар ақтағ мәдәнчилик харабиси, қарадөң, зағунлуқ, кроран, нийә вә сампул қәбристанлиқи қатарлиқ қәдимий мәдәнийәт излиридин бир түркүм мис вә төмүрдин ясалған оқя оқи, пичақ, қиңрақ, қилич, хәнҗәр қатарлиқ җәң қораллири вә турмуш буюмлири, палта, орғақ, кәтмән қатарлиқ деһқанчилиқ қораллири, йәнә мистин ясалған қуйма тәңгә пул қатарлиқ буюмлар байқалған.
Қезивелинған метал буюмларниң кимләр тәрипидин ясалғанлиқи вә әйни вақиттики техникиниң ихтираси, маддий буюмларниң мәдәнийәт тәвәлики қатарлиқлар һалқилиқ амиллар болуп, буларни испатлаш үчүн йәнила тарихий язмилар, тарихий баянлар вә археологийәлик қезилмилар тәтқиқатиға мураҗиәт қилишқа тоғра келиду.
2022-Йили, или нилқа наһийәси җәрәнтай җилға еғизидин наһайити чоң бир мәдәнчилик харабиси байқалған болуп, 3500 йиллиқ тарихқа игә дәп мөлчәрләнгән. Бу пакитлар мәйли тәңритағ етикидики җайларда яшиған уйғурларниң әҗдадлири болсун яки тарим вадисида яшиған уйғурларниң әҗдадлири болсун улар аллибурунла өзлири яшиған тупрақниң әвзәл тәбиий шараитидин пайдилинип көмүр көйдүрүп, мәдән еритип мис, төмүр қатарлиқ металларни тавлаш техникисини игилигәнликини испатлап бериду.
“хәннамә”, “ғәрбий юрт тәзкириси” қатарлиқ қәдимки хитай тарихий язмилиридиму ғәрбий юртниң тағлирида үсти очуқ мис, төмүр канлириниң көплүки, көмүр көйдүрүп метал тавлаш техникисиниң юқирилиқи, төмүрчилик кәспиниң тәрәққий қилғанлиқи, бу җайдикиләрниң ишләпчиқириш сайманлири вә қорал-ярағларни ясап өз бәгликиниң еһтияҗини қамдиғандин сирт, қошна бәгликләр вә районларға елип берип, башқа малларға алмаштуридиғанлиқи тоғрисида мәлумат берилгән. Мәсилән, “чақилиқ тағлирида төмүр бар, оқя, нәйзә, қилич вә савут қатарлиқ һәрбий қоралларни өзи ясайду; кучардин төмүр, мис, зәрних (бир түрлүк мәдән) қатарлиқлар чиқиду” дейилгән.
Қәдимки уйғур мәдәнийити тәтқиқатчиси имин турсун әпәндиниң баяничә, уйғурлардики төмүрчилик, қуймичилиқ кәспи қәдимки дәврләрдә иқтисадий тәрәққият вә содида дәвр бөлгүч рол ойниған икән. Илгири чарва маллар тәң қиммәтлик алмаштуруш буюми болған болса, униң орнини аввал мис, кейинчирәк қиммәтлик метал қатарлиқ мәдәнләр игилигән икән. Имин турсун йәнә тарим ойманлиқида уйғурларниң әҗдадлири бу саһәдә наһайити паалийәтчан болуп, артуқчилиқлирини намаян қилған дәп көрсәткән.
Тарим һавзисиға җайлашқан қизил миңөй вә қумтур миңөйи қатарлиқ җайлардин тепилған ташкемир сәнәтлири вә пүтүклири әйни вақиттики иҗтимаий реаллиқни әкс әттүридиған болуп, бу райондики маддий мәдәнийәт вә мәниви мәдәнийәт утуқлирини өзигә муҗәссәмлигән вә күндилик һаят, етиқад-идеологийә, сәнәтниң бир пүтүн тарихий сәмәрисини өзидә гәвдиләндүргән дәп қарашқа болиду.
Төт қетимлиқ “германийә-турпан екиспедитсийәси” ниң вәкиллиридин болған мәшһур алимлардин лекок A. von. Le coq Вә грөнведел Albert Grünwedel илгири күсән дияридики буддизм мәдәнийәт-сәнити тәтқиқати һәққидә дуняви йәкүнләрни оттуриға қойған вә қиммәтлик әсәрләрни қалдурған. Лекок 1925-йили нәшр қилинған “оттура асияниң сәнәт вә мәдәнийәт тарихиға аит сүрәтлик атлас” намлиқ китабида, күсән миңөй там рәсимлиридики мәдәнийәт арқа көрүнүши һәққидә алаһидә тохталған болуп, бу җайдики там рәсимлиридә көп учрайдиған йениға қилич вә хәнҗәр есивалған, бешиға дубулға кийивалған образлар һәққидә мулаһизә йүргүзгән. Лекокниң тәһлиличә, мәйли кишиләрниң кийим-кечәклири болсун яки есивалған қилич-хәнҗәрлири болсун, пүтүнләй йәрлик кишиләрниң ихтираси болуп, иран мәдәнийитиниң тәсиригә учриған болуши мумкин икән.
Грөнведелму “қәдимки кучар” намлиқ даңлиқ әсиридә бу хил қиличлар һәққидә тохтилип, кушан мәдәнийитиниң тәсириниң күчлүклүкини қәйт қилиду. юқирида исми тилға елинған алимлар әйни вақитта бу хил қиличларниң юқири тәбиқә кишилири үчүн күсәнлик йәрлик төмүрчи устамлар тәрипидин ясалған болуши еһтималлиқини вә қиличларниң миладийә 5-, 6-әсирләрдә оттура асияниң ғәрбий қисимлирида ясалған қиличларға опму-охшаш икәнликини оттуриға қойиду.
Демәк пакитлар қәдимки күсән хәлқини өз ичигә алған тарим ойманлиқи гирвәклиридики аһалиләр төмүр, мис тавлаш техникисини өзлиридин нәччә миң километир йирақтики қәдимки хитайлардин өгәнгән болмастин, бәлки өзигә хас миллий вә әнәниви һүнәр-техника вә маһарәт асасида шәкилләнгән услубини яратқан. Бу районлардиик мәдәнчилик вә башқа мәдәнийәтниң ихтирачилири дәл шу җайдики хәлқниң өзидур. Әмма мәзкур районларға йеқин болған һиндистан, иран вә юнан мәдәнийитиниң надир үлгилири һәм йетип кәлгән.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.